«қарши техника» сақчи йанфон әпиниң анализ қилиш вә назарәт қилиш истратегийисини ашкарилиди
дунйадики әң чоң нсаний һоқуқ тәшкилатиниң уйғурлар һәққидики йәнә бир чоң доклати илан қилинди, мәзкур тәшкилат мәсуллири мәзкур .доклатниң уйғурчисни уйғур агиентлиқида илан қилишни һавалә қилди
(нйу-йорк, 2019- йили 2- май) — «кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилати бүгүн елан қилған доклатида: «хитай һөкүмити йанғон әпи арқилиқ хитайниң ғәрбигә җайлашқан уйғур елидики мусулманлаға қарита қанунсиз кәң көләмлик назарәт йүргүзди вә уларни қарисиға тутуп турди.» дәп йазған.
« хитайниң бастуруш формуласи: уйғур елидики сақчилар ишлитиватқан бир кәң көләмлик назарәт әпини йешип чиқиш» дегән 68бәтлик доклатта (уйғур тилида қисқичә мәзмуни вә тәвсийәлири бар), уйғур елидики назарәткә мунасивәтлик йеңи испатларни көрсәткән. хитай һөкүмити «зораванлиқ вә терорлуққа қаттиқ зәрбә бериш һәрикити» тәркиви қисми қатарида, уйғур елидики 13 милйон түрк мусулманлириниқаттиқ бастурди. 2018- йили йанвардин 2019- йили февралғичә болған арилиқта, «кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилати хитай һөкүмәт хадимлири ишлитидиған «бир гәвдиләшкән җәң қилиш суписи» (төвәндә қисқартип «җәң суписи» дәп атилиду.) дәп атилидиған йанфон әпигә«қарши техника» дәп атилидиған техникини муваппәққийәтлик қоллинип, шу әпни йешип чиқти. уйғур елидики сақчиларниң бу йанфон әпидә шәхсләр вә тәһдит дәп чекит қойулғанларниң учурлири бар. «кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилати бу йанфон әпиниң өз вақтида омумға ечиветилгән лаһийисини тәкшүрүш арқилиқ, бу кәң көләмлик назарәт сестемисиниң паалийитини вә кимләрни нишанлиқидәк сирни йәшти.
«кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилатиниң йуқири дәриҗилик хитай тәтқиқатчиси майа ваң мундақ дәйду: «бизниң тәтқиқатимиз тунҗи болуп шуни көрсәттики, уйғур елидики сақчи даирилири кишиләрниң пүтүнләй қанунлуқ болған иш- һәрикәтлиригә қарита қанунсиз учур топлап, бу учурларни шуларниң өзлиригә қарши ишлитиватиду. хитай һөкүмити уйғур елидики кишиләр турмушидики һәр бир һалқини күзитиватиду, вә улардин ишәнчсиз дәп қариғанлирини илғап чиқип, уларға техиму көп бала тепип бериватиду.»
«кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилати йәнә у әптин тартивалған рәсимни елан қилған.
уйғур елидики хитай һөкүмитиниң йиғиватқини кишиләрниң қан типидин, бой егизликигичә, уларниң «әтрапидики дини муһиттин» уларниң сийаси қийапитиғичә болған кәң даиридики учурларни өз ичигә алған. сақчиларниң йанфонидики «җәң суписи» 36 хил адәмниң шәхси учурини йиғишни нишанлиған. булар әқли йанфон ишлитишни тохтатқанлар, «холум- хошнилири билән барди- кәлди қилмиған», йәнә «актиплиқ билән мәсчиткә ианә топлиған» кишиләрни өз ичигә алиду.
бу йанфон «җәң суписи» уйғур елидики һәрбир адәмни из қоғлайду. кишиләрниң телефони, қатнаш қорали вә кимлик картиси арқилиқ уларниң һәрикитини күзитиду. у йәнә кишиләрниң ток ишлитиши вә баридиған газ понкитлириниму из қоғлап тәкшүриду. «кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилатиниң байқишичә бу сестема йәнә шу райондики тәкшүрүш понкитлири билән бирликтә бир қатар көрүнмәс йаки мәвһум пасилларни пәйда қилиду. кишиләрниң йүрүш- туруш әркинлики болса, һөкүмәт хадимлири байқиған бу йанфон сестемисидики программилашқан амиллар бекиткән тәһдит дәриҗисигә қарап чәклиниду.
бурун уйғур елида йашиған бирәйләнниң «кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилатиға дәп беришичә, у қарисиға тутулуп, қойуп берилип бир һәптидин кейин дуканған киргәндә, кишиләрни тәкшүридиған бехәтәрлик сестемисиниң сериқ дәриҗилик сигнали сайрап кәткән. сақчилар келип, уни бир сақчи идарисиға елип кәткән. «мән сақчиларға: <мән тутуп турулған, лекин мени силәр қойувәткән. мән гунаһсиз.> дедим… сақчи маңа: <һечқандақ аммиви сорунға барма…> дәйду. мән: <әмисә, әмди қандақ қилимән? өйдила олтурамдимән?> десәм, сақчи: <тоғра, шундақ қилғиниң буниңдин йахши. шундақму?> деди.
даириләр бу йанфон әпини йасап, нурғун адәттики вә қанунлуқ паалийәтләрни гуманлиқ иш- һәрикәтниң көрсәткүчиси қилған. мәсилән:
машининиң тизимға алдурған игиси билән газ қачилиғини бир адәм болмиса, сестима бу әһвални инкас қилиду. андин бу йанфон әпи әтраптики һөкүмәт хадимлирини агаһландуриду. улар буишни тәкшүрүп, сәвәбини йанфон әпидики йәнә бир айрим көзнәктә тизимлайду вә бу ишниң гуманлиқ йаки әмәслики, сақчиларниң ичкирләп тәкшүрүшиниң зөрийити бар йаки йоқлуқини қарар қилиду.
бу йанфон әпи йәнә чәтәлгә чиқип, наһайити узун турди дәп қаралғанлар тоғрилиқ алақидақ хадимларға агаһландуруш бериду. шундақла «муддәттин узун турди» дәп қаралғанлар йаки уларниң туғқанлири вә тонуш- билишлиридин бу қетимқи зийарәтниң әһвалини инчикә сорақ қилиш буйруқини бериду. бу йанфон әпи йәнә һөкүмәт хадимлирини «муддәттин узун турди» дәп қаралған адәмниң телефони вә униңдики «гуманлиқ алақилашқучиларни» тәкшүрүшкә буйруйду.
әгәр бу сестема бирәсиниң телефонини из қоғлийалмиса, алақидар хадимларни агаһландуруп, телефон игисиниң иш- һәрикәтлириниң гуманлиқ йаки әмәслики, тәкшүрүш зөрүрийити бар йоқлуқини қарап чиқишқа буйруйду.
«кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилатиниң байқишичә, бәзи тәкшүрүшләрйәнә кишиләрниң телефонида гуманлиқ дәп қарилидиған 51 интернет қорали, мәсилән: WhatsApp, Viber, Telegram,вә Virtual Private Networks (VPNs)қатарлиқларниң бар- йоқлуқини тәкшүрүшни өз ичигә алиду. бу йанфон әпи йәнә кишиләрниң мунасивитиниму күзитиду. мәсилән: сақчиларниң тизимликидә болғанлар билән биллә сәпәр қилғанларни сүзүп чиқиду. вәйаки йеңи телефон номури алған адәмләр билән алақиси барларни күзитиду.
бу хил кәң вә гумани өлчәмләр билән, бу сестема тутуп туридиған кишиләрниң тизимлини һөкүмәт хадимлириниң баһалишиға суниду. һөкүмәтниң рәсми һөҗҗәтлиридики «тутушқа тегишлик һәр қандақ адәм тутулуши керәк.» дегән байанлири «ишәнчсиз» дәп қарап, тутидиғанларниң санини әң йуқири чәккә йәткүзүшни мәқсәт қилғанлиқини көрситип бериду. андин у кишиләр һечқандақ қоғдиниш капалитиму йоқ әһвалда сорақ қилиниду. уларниң қануни мәслиһәт сораш һоқоқиму болмайду. биз 2018- йилидики доклатта байан қилғинимиздәк, һәтта бундақ тутулған бәзилири қийнаш вә хорлашқа учриған болуп, учриған бу хорлуқлар үчүн һечқандақ биртөләмму тәләп қилалмайду.
бу йанфон сестемисини хитайниң дөләт игиликидики чоң бир һәрби сода һөддигири болған «хитай електроника техника гуруһи» (CETC) йасап чиққан. бу йанфон әпини «хебий йирақ шәрқ алақә сестемиси лайиһәси шеркити» HBFEC)) түзгән болуп, түзүш давамида, бу шеркәт CETCшеркитигә толуқи билән тәвә болған. «кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилати бу йанфон әпи вә җәң суписиниң йасилиши тоғрисидики әһвалларни сорап, CETCвә HBFECгә йазған хетигә һечқандақ җаваб алалмиған.
«қаттиқ зәрбә бериш һәрикити» дә, уйғур елидики алақидар хадимлар йәнә 12 йаштин 65 йашқичә болған аһалиниң һәммисиниң беологийилик пәрқләндүрүш учурлириниму йиғқан болуп, бу учурлар д н а әвришкиси, бармақ изи, көз қаричуқи вә қан типи қатарлиқларни өз чигә алиду. даириләр йәнә аһалиләрдин паспорт илтимас қилғанда аваз әвришкиси беришни тәләп қилған. бу учурларниң һәммиси һөкүмәтниң мәркәзләшкән, тәкшүргили болидиған санлиқ мәлумат амбириға киргүзүлгән. уйғур елидики бу сестема таҗавуз характерлик болуп, уларниң асаси лайиһәси хитайниң һәммә йеридики сақчилар пиланлаватқан вә иҗра қиливатқан сестеминиңкигә охшайду.
«кишилик һоқуқни күзитиш» тәшкилати: «хитай һөкүмити бу <җәң суписи>ни дәрһал өчүрүши, вә уйғур елидики кишиләрдин топлиған барлиқ учурларни өчүрүветиши керәк.» деди. шундақла бу ишларға көңүл бөлидиған алақидар чәтәл һөкүмәтлири партийә секритари чен чүәнго вә башқа «қаттиқ зәрбә бериш һәрикити» дәк бастуруш һәрикитигә иштирак қилған йуқири дәриҗилик әмәлдарларға қарита, «америка йәршари магнетиски җаза қануни», виза бәрмәслик, мал-мүлклирини тоңлитиш қатарлиқ қаратмилиқ җаза тәдбирлирини қоллиниши керәк. улар йәнә мувапиқ експорт контрол механизимини арқилиқ, хитай һөкүмитиниң асаси кишилик һоқоқиға дәхл- тәруз қилидиған техникиларға еришишини тосуши керәк. бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләр бир хәлқаралиқ әмәлийәтни тәкшүрүш вәзипә өмикиниң уйғур елигә берип, у йәрдики әһвалларни баһалап, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқоқ комитетиға доклат сунушиға һәйдәкчилик қилиши керәк.
майа ваң йәнә мундақ дәйду: «хитай рәиси ши җинпиңниң һөкүмранлиқида, хитайниң бастуруш сийасити уйғур елидики мусулманлар үчүн дозақ болди. чәтәл һөкүмәтлири експорт контроллуқи, қаратмилиқ җазалаш, шәхсий учурлирини техиму қаттиқ қоғдаш қатарлиқларға болған еһтийаҗни тонуп, хитайниң кишини чөчитидиған бу қилмишлириниң дунйаға таришиниң алдини елиш керәк.»
« хитайниң бастуруш формуласи: уйғур елидики сақчилар ишлитиватқан бир кәң көләмлик назарәт әпини йешип чиқиш» ни төвәндики улинштин көрүң:
https://www.hrw.org/node/329384 (доклатниң енгилизчә толуқ нусхиси)
http://turkistantimes.com/uploads/2019-05/201905china_ijop_sum_recs_uyghur_1.pdf (уйғур тилидики қисқичә мәзмуни вә тәвсийәлири)
«кишик һоқуқни күзитиш» тәшкилатиниң башқа доклатлирини төвәндики улиништин көрүң:
https://www.hrw.org/asia/china-and-tibet
техиму көп учурлар үчүн, төвәндики кишиләр билән алақилишиң:
шйаңгаңда майа ваң (енгилизчә, хәнзучә вә гуаңдуң тили): +852-8170-1076(йанфон); wangm@hrw.org. твиттер: @wang_maya
вашингтон шәһиридә софи ричардсон (енгилизчә, хәнзучә): +1-202-612-4341; +1-917-721-7473(йанфон); richars@hrw.org. твиттер: @SophieHRW
истанбулда әмма синклайр-вәб (енгилизчә, түркчә):+90-538-972-4486(йанфон); sinclae@hrw.org. твиттер: @esinclairwebb
җакартада андреас харсоно (енгилизчә, һендонозчә): +62-815-950-9000(йанфон); harsona@hrw.org. твиттер: @andreasharsono
берйусселда лотте лейхт ( енгилизчә, германчә, франсучә, данийәчә, шиветчә): +32-475-68-17-08(йанфон); leichtl@hrw.org. твиттер: @LotteLeicht1
берлинда вәнзәл микалски (германчә, енглизчә): +49-15-1419242-56(йанфон); wenzel.michalski@hrw.org. твиттер: @WenzelMichalski
истанбулда миһра риттманн (енглизчә, русчә): +1-917-385-3831(йанфон); rittmam@hrw.org. твиттер: @MihraRittmann
сан-франсискода брад адамс (енглизчә): +1-347-463-3531(йанфон); adamsb@hrw.org. твиттер: @BradMAdams
парижда бенедикте жианнерод (франсузчә, енглизчә): +33-6-74-32-88-94(йанфон); jeanneb@hrw.org. твиттер: @BenJeannerod
сиднида елайне пиарсон (енгилизчә): +61-400-505-186(йанфон); pearsoe@hrw.org. твиттер: @pearsonelaine
токйода канһе дой (енглизчә, йапончә):+81-3-5575-3774; +81-90-2301-4372(йанфон); doik@hrw.org
җәнвәдә җон фишир (енглизчә, франсузчә): +41-22-732-5760; fisherj@hrw.org. твиттер: @JohnFisher_hrw
нйу-йоркта луис чарбоннеав (енглизчә, германчә, чехчә): +1-212-377-9468; +1-646-591-5178(йанфон); charbol@hrw.org. твиттер: @loucharbon
лондонда меанакши гангули (енглизчә, бенгалчә, һиндичә): +91-9820-036032(йанфон); gangulm@hrw.org. твиттер: @mg2411
нйу-йоркта минкй ворден (енглизчә): +1-212-216-1250(йанфон); wordenm@hrw.org
бйу-йоркта ахмәд бенчәмси (енглизчә, франсузчә, әрәбчә): +1-929-343-7973(йанфон); benchea@hrw.org. твиттер: @AhmedBenchemsi
бурун уйғур елида йашиғанларниң дегәнлири
көрүшкән кишиләрниң бихәтәрлики үчүн уларниң исими вә уларни тонуғидәк башқа учурлири берилмиди. һәммә исимларға пәқәт тәхәллусла ишлитилди.
машина һәйдәватқинимда бир қатнаш сақчиси мени тохтатти. андин алаһидә қораллиқ қисминиң бир нәччә сақчиси келип, мәндин телефонумни уларға беришни тәләп қилди. мән бәрдим. андин улар телефонумни … гә чатти. униңда охшимиған телефонларға чатидиған охшимиған симлар бар икән. улар мениң телефонумни чатти, лекин мән уларни немини издәватқинини көрмидим. бәш минуттин кейин, улар телефонумни қайтуруп бәрди. андин мениң қайтишимға рухсәт бәрди.
һечким өзиниң йанфони, йанфонидики әпләр йаки тор бәттики мәзмунлардин қайсисиниң «қанунсиз» йаки «терорчи» дәп қарилидиғанлиқини билмәйду. неминиң қанунсиз мәзмун икәнликини мәнму билмәймән. қанунсиз мәзмун дәп аңлиған, лекин мән әзәлдин көрүп бақмиған.
-нурмуһәммәт, 2017- йили уйғур елиниң мәркизи үрүмчидин айрилған, 2018- йили ийун
мән өзүм турушлуқ райондин чиқмақчи болғанда, мениң кимликим сақчи понкитлирида [сайрайду]… сақчи маңа мениң қара тизимликтә икәнликимни, [нопус]ум турушлуқ райондин чиқалмайдиғинимни дәп бәрди. шуниң билән мән бизниң йезилиқ сақчиға бардим вә «мениң балилирим бар, мән сиртқа чиқишқа рухсәт сораймән.» дедим. лекин сақчи рухсәт бәрмиди, шуниң билән мән йезамдин чиқалмидим. мениң наһайити аччиқим келип: «йа сән мени өлтүривәт, йа мени түрмигә ташла. болмиса мән өзүмни өлтүрүвалимән.» дедим.
-әхмәт, сийаси өгиниш лагирида бир нәччә ай йетип чиққан, 2018- йили май
бир һөкүмәт хадими апамға телефон уруп, униңдин қолидики йанфон номурини қачандин башлап ишлитиватқанлиқини сориди. апам: «11» дәп җаваб бәрди. сақчи униңға :« йалған сөзләватисән. 7!» деди. апам қорқуп кетип, җиддичиликтә телефонни қойуветип қалди.
-айлин, бу университет оқуғучисиниң дейишичә униң аписи өзигә тәвә болмиған телефон номурини ишләткәчкә сийасий өгиниш лагириға қамалған, 2018- йили май
син вә рәсимләрни чүшүрүш үчүн, төвәндики улинишни бесиң:
https://media.hrw.org/preview/2302/china-how-mass-surveillance-works-in-xinjiang/eng
«уйғур агентлиқи»ниң рухсити билән көчүрүп елинди