боралтан көврүки шәрмәндичилики қайта йүз берәмду - қандақ?!

миркамил кашғәри

2016- 10- 15

 

түркийәниң виҗдан йариси, түрк тарихиниң йүз қариси, җумһурийәт хәлқ партийәсиниң шәрмәндилик гуваһнамиси болған «боралтан көврүки паҗиәси[1]»ниң йәнә бир охшиши әмдики адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмити дәвридә, қараңғу күчләрниң езиқтуриши билән қайта мәйданға чиқирилмақчи болмақта. тоғрисини ейтқанда, түркийәдә бир намәлум қол һәрикәткә өтүп, түркийә дөлитини өз қериндиши вә үммәтниң қанлиқ йариси болған шәрқий түркистанлиқ езилгүчиләр һәққидә бир хаталиққа сөрәш үчүн тепирлимақта.

боралтан бир көврүк, арас дәрйасидин өтиду

чиқмас йүзүң қариси, арас сүйидә йусаңму

алдиға селип маңди, дүшмән күтиду удулда

қериндишим сатти мени, қанхурларниң базирида

қайрилип нида қилдим, шәпқәтсизниң бирсигә

"маңа оқни сән атсаң, шу капирниң орниға"

дәп оқулуп келиватқан бу йүрәкләрни зидә қилғучи мәрсийәни хитай зулмида езилгән шәрқий туркистанлиқларғиму тәкрарлитиш үчүн алаһидә урунидиған әһваллар көрүлмәктә.

дәрвәқә, 2001 - йилидин бери истанбулда панаһланғучи салаһийити билән йашаватқан вә шәрқи түркистандики шундақла дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғур түрклири арисида сөйүлидиған алаһидә һөрмәткә сазавәр җамаәт әрбаби абдулқадир йапчан, хитайниң ойдурма боһтанлири билән 2002 - йили хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқириши түпәйли аридин шунчә узун йиллар өткәндин кейин «истанбул бакиркөй мурәссә қилиш вә җазалаш мәһкимиси» тәрипидин сотлинип, малтәпә җаза иҗра қилиш түрмисигә ташланди. бу абдул қадир йапчанға нисбәтән түнҗи әмәс - әлвәттә. у түркийәдә йашаватқан 15 йилдин буйан хитайниң асассиз шикайәт қилиши сәвәбидин буниңдин илгириму 2002 -йилида 1 қетим, 2008 - йилида 1 қетим вә 2016 - йилида 2 қетим болуп, җәмий 4 қетим қолға елинған вә һәр 4 қетимда йетәрлик дәлил - пакит болмиғанлиқи үчүн қойуп берилгән иди. 

болупму йеқинқи 2 ай ичидә, «истанбул бакиркөй мурәссә қилиш вә җазалаш мәһкимиси» тәрипидин 2 қетим қойуп бериш қарари чиққан болушиға қаримай, һәр икки қетимда тәптиш мәһкимисиниң дәрһал қарарға етираз билдүрүши түпәйли қарарниң бекар қилиниши шундақла әң ахириқи қетимда, тутуп туруш муддити 40 күндин ашмаслиқ вә муддәт тошқандин кейин керәклик материйалларни толуқлап сунуш шәрти билән малтапә түрмисигә йоллиниши һәммәйләнни тәәҗҗүпләндүрмәктә.

«әҗиба буниң арқисида бирәр сирлиқ қол барму- қандақ?» дәп ойланғинимизда, түнҗи болуп, һелә-нәйрәң вә саманниң астидин су қойуп бериштә шәйтанға дәрс өтәләйдиған ишғалийәтчи хитай һөкүмити шундақла униң түркийәниң дүмбисигә санчиған зәһәрлик хәнҗәрлири вә актип лобилири һесаблинидиған мавзидуңчилар, комунестлар һәмдә башқа қанунсиз мәхпий гуруппилар әқлимизға келиду. гойа «биз түркийәниң йүзигә боралтан көврүки шәрмәндичиликиниң қарисини йоқтурған идуқ, әмди силәрму йоқтуруп беқиңлар» дегән ой билән өзлириниң шәрмәндичилик дағлирини адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмитиниң йүзигиму сүртмәчи болуватқанлар бардәк туйилиду. чүнки йеқинки айлардин буйан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмитиниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири бир қанчә қетимлиқ йеғинларда боралтан көврүки шәрмәндичиликини җумһурийәт хәлқ партийәсиниң йүзигә болушиға урған иди.

йаки бу сирлиқ қол, узун йиллардин буйан хитай истихбаратиниң қойуруқчилиқини қиливатқан, һәтта заман гезитлири вә башқа ахбарат вастилирида уйғурларни террорист елан қилип, шәрқий түркистандики хитай қәтлиамиға қанунлуқ асас йеритип бәргән фотһуллаһчи террорлуқ тәшклатиниң мәхпий қалдуқлири болиши мумкинму?

пүтүн дунйадики зулумға учриғучиларға үмит болуватқан, техиму муһими өзиниң мәдәнийәт байлиқи вә миңлиған йиллиқ түрк - ислам қериндашлиқ еңи асасида һечқандақ айримчилиқ қилмастин, барлиқ езилгүчиләргә қучақ ечип, дунйаға үлгә болуватқан түркийәниң, йавроасийадики болупму түрк дунйасидики образиға зийан селишни қәст қилған, җүмлидин түркийә һөкүмитини залимға мәзлумни тапшуруп бериштәк бир хаталиққа сөримәкчи болған әбләхләр болишиму мумкин.   

бирақ биз шуниңға ишинимизки, узун тарихқа игә бәсирәтлик түркийә дөлити вә залимға қарши көкрәк кериши билән тонулған нөвәттики түркийә һөкүмити бондақ бир хаталиқниң йүз беришигә шундақла езилгән уйғур қериндашлириниң үмит байлиқиниң сорулуп  тозуп кетишгә қәтий йол қоймайду.

қени халисиңиз бир аз вәқәниң тәпсилатиға чөкәйли!

ишғалийәтчи хитай һөкүмити, дөләтни бөлүп парчилаш билән әйибләп, 2002 - йили чиқарған хәлқара тутуш буйруқини давамлиқ йеңи боһтанлар билән илгири сүрүш арқилиқ һазирғичә пийигә чүшүшни тохтатмиған бу абдул қадир йапчан зади ким? 

у, шәрқий түркистан муҗадилисиниң сағлам әқил вә қанунлуқ муһит ичидә, оттураһал йолда елип берилишини илгири сүргән... техиму муһими йашларни хәлқара террорлуқ тәшкилатлиридин узақ тутуш үчүн пүтүн күчи билән күрәш қилған.... һәр даим шәрқий түркистан хәлқиниң диний вә миллий қиммәт қаришиға мәһкәм есилишини, түрк - ислам мәдәнийити кимликини қоғдаш асасида, хәлқниң аң вә виҗданиға вәкиллик қилалайдиған йашларни йетиштүрүшниң муһимлиқини тәкитлигән... үммәтниң әң муһим бир парчиси һесаблинидиған уйғур түрклирини хитайниң асимлатсийә сийаситигә қарши риғбәтләндүрүшни һайатиниң муһим вәзиписигә айландурған... шуңлашқа шәрқий түркистанниң ичи вә сиртидики уйғур түрклири арисида ақсақал җамаәт әрбаби сүптидә алаһидә һөрмәткә сазавәр бир заттур.

йеқинқи 15 йилдин буйан истанбулда панаһланғучи салаһийити билән йашаватқан 58 йашлиқ абдуқадир йапчан,  1958 - йили шәрқий түркистанниң қәшқәр вилайитигә қарашлиқ йеңи шәһәр наһийәсиниң йапчан йезисида дунйаға келиду, у 1973 - йили 8 - нойабирда әмди техи 15 йешиға қәдәм қойған чеғида, уттура мәктәп  оқуғучилири билән тәшкилат қуруш җинайити барлиқи илгири сүрүлүп, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниду.  кейинчә қизил хитайниң дектатор дөләт рәиси мавзидуң өлгәндин кейин, 1979 - йили 8 - өктәбирдә җазиси йениклитилип қойул берилиду. оқуш йеши түрмидә өтүп кәткән абдулқадир йапчан түрмидики чеғида атағлиқ диний алим рәһмәтлик абдул һәким мәхсум билән тунушқан болуп, түрмидин чиққандин кейин мәхсумниң қағилиқтики мәдрисисигә берип, диний тәлим алғач исламий тәблиғ хизмәтлири билән шуғуллиниду.

абдулқадир йапчан барин инқилабиниң башламчиси шеһит зәйдин йүсүп билән кона тонушлуқи болғанлиқи сәвәбидинла 1990 - йили қайта қолға елинип, 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниду. арқидин 1993 - йилида болса, устази мәрһум абдулһәким мәхсумниң җаназә мурисимиға қетилиш җинайити биләнму әйиблинип, йәнә 3 йиллиқ қамақ җазасиға дуч келиду.

бу хил йоқилаң баһаниләр билән давамлиқ қолға елиништин җақ тойған абдул қадир йапчан ахири қамақ җазасини түгүтүп,  һәҗкә бериш мунасивити билән чәтәлгә чиқип кетиш қарариға келиду. 1996 - йили 25 - декабирда қанунлуқ һалда чәтәлгә чиқип, қирғизистан, қазақистан, өзбекистан, пакистан вә сәуди әрбистанларда мәлум мәзгил туруп қалиду. арқидин мисир арқилиқ 2001 - йили 2 - вәтини болған түркийәгә йетип келиду. 

қисқиси, абдул қадир йапчан муһаҗирәттики 20 йиллиқ һайати бойичә, хитайниң йашларни террорлуққа йүзләндүрүш арқилиқ шәрқий түркистандики қәтлиамиға қанунлуқ асас йаритиш нәйриңини көрүп йәткән болуп, хитайниң шәрқий түркистан муҗадилисини хәлқаралиқ терроризимға миләш вә бу арқилиқ пүтүн дунйаниң сийасий саһәдики қоллишидин мәһрум қилиштәк мәхпий пилани вә иплас нишанини йашларға әтраплиқ чүшәндүрүп кәлгән киши иди. у түркийә қанунида берилгән имканийәтләр даирисидә, һәр қетимлиқ нутуқида шәрқий түркистан хәлқиниң мәдәнийәт һавзисида көмүлүп йатқан миңлиған йиллиқ түрк - ислам күлтүриниң мәниви җәвһәрилирини қоғдашниң муһимлиқини тәкитләш арқилиқ йашларниң йолиға чирақ йаққан иди. залим хитай һөкүмити гәрчә писхиологийәлик бесим қилиш үчүн шәрқий түркистандики 84 йашлиқ анисини түрмигә ташлиған болсиму,  йәнила үни зулумға, наһәқчиликкә вә ишғалийәткә қарши күрәш қилиштин ваз кәчүрәлмиди.

бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, хитайни һәқиқий беарам қиливатқан иш, қандақтур хитай илгири сүриватқандәк абдул қадир йапчанниң аталмиш шәрқий түркистан ислам партийәсиниң қурғучи әзаси болғанлиқи әмәс, бәлки дәл әксичә әзаси болмиғанлиқидур. пакистандики чеғида уйғур йашларни хитай билән талибанниң мәхпий тил бериктүргәнлики һәққидә қандақ агаһландурған болса, түркийәдә туруш җәрйанидиму хитайниң ирақ вә сүрийәдә қорған терроррлуқ тозақлиридин агаһландүрүп кәлгәнликидур.

навада ундақ болмай, абдуқадир йапчан террорлуққа меләнгән болса иди вә йашларни агаһландүрүшни тохтатқан  болса иди, хитайни раса хатирҗәм қилған болатти. у чағда хитай худди талибанға, п к к ға, даешқа, п й д гә вә д һ к п җ (инқилапчи хәлқ азадлиқ партийәси алдинқи фрунти) терролуқ тәшкилатлириға шундақла түркийәдики мавзидуңчиларға вә солчи комунистларға мәхпий, вастилиқ йоллар билән мадди (пул, қорал- йарақ) мәнивий (идологийә) вә партизан йаридими қилғанға охшаш абдул қадир йапчанғиму өзигә сәздүрмәстин астириттин йардәм қилишни башливәткән болатти.

дәрвәқә, ишғалийәтчи хитайниң рәһимсизләрчә йүргүзиватқан шәрқий туркисанлиқларни пүтүнләй асемилатсийә қилиш йаки террорға йүзләндүрүш сийаситини паш қилған вә инсанийәткә хилап зулум - сетәмлирини дунйаға аңлитишқа тиришқан һәр бир һәрикәтни «терролуқ», һәмдә әқәллий кишилик һоқуқини тәләп қилғанларни болса, «террорист» дәп қарилап йүриши нә түнҗи иш, нә ахириқи ишиму әмәс. шуңа һелигәр хитай һөкүмитиниң қанчилиған йиллардин бери чәт әлләрдики уйғурларниң илғар шәхслиригә қарши елип бериватқан қанунсиз қарилаш сәпәрвәрлики нә йавропа иттипақи, нә америка, нә башқа демократик дөләтләрдә етбарға елинип бақмиди.

мәсилән; ишғалийәтчи хитай абдул қадир йапчанға охшаш америкидин уйғур рәһбәр рабийә қадир ханим, германийәдин дулқун әйса, түркийәдин һидайитуллаһ оғузхан вә сийит түмтүрк қатарлиқ шәрқий түркистан муҗадилисини өзлири туруватқан дөләтләрниң қанунлири даирисидә, рәсмий қанунлуқ һалда елип бериватқан онлиған рәһбәрләрни террорлуқ тизимликиниң бешиға тезивелип, пүтүн имканийәтлирини ишқа селиш арқилиқ алақидар дөләтләргә шикайәт қилишни давамлаштурүп кәлди. бирақ демократийәдә арқида қалған бәзи асийа дөләтлиридин башқа һечқандақ дөләт бу шикайәтләргә писәнтму қилмиди. уларға чаплиниватқан җинайәт вә у аталмиш җинайәтләрниң өткүзүлүш шәкиллириниң әдлийә өлчәмлиригә чүшмәйдиғанлиқи һәмдә йетәрлик дәлил - пакитиниңму болмаслиқи түпәйлидин һәр қетимда рәддийә берилди.

америка палатаси техи йеқиндила (2016 - йили декабирда) елан қилған «хитайниң терроризмға болған инкаси[2]» намлиқ доклатидиму хитайниң террорлуқ уқумида еғир мәсилә барлиқи, қайтуруп берилиши тәләп қилиниватқан уйғуларни хәлқараниң бу уқум даирисидә «терррочи» дәп қобул қилалишиниң интайин қейин икәнлики һәмдә уйғуларни қайтуруп беришкә болмайдиғанлиқи байан қилинипла қалмастин, хитайдики кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисигә қарита америкида қайғурушларниң барлиқи, шуңлашқа терроризмға қарши күрәштә хитай билән һәмкарлишишқа болмайдиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән иди. (бу доклат өз нөвитидә йәнә 40 күндин кейин истанбулда сот қилиниш алдида турған абдул қадир йапчан мәслисигә нисбәтәнму муһим үлгә болалиши мумкин)

қени әмди мәсилиниң қануний қисмиға қарап бақайли!

түркийә җумһурийити җинайи ишлар қануни бойичә абдул қадир йапчанни қайтуруп беришкә боламду?

1 - шуниңға алаһидә диққәт қилиш керәкки, түркийә билән хитай оттурисида җинайәтчиләрни өзара қайтуруп бериш келишими йоқ[3]. шуңа түркийәниң абдул қадир йапчанни қайтуруп бериш мәсулийитиму йоқ.

2 - абдул қадир йапчан түркийәгә келипла бирләшкән дөләтләр тәшкилати панаһланғучилар алий комиссарлиқиға панаһлиқ илтимаси сунған болуп, бу илтимас бир қанчә он қетимлиқ сөһбәттин кейин 2002 - йилида рәсмий қобул қилинған вә абдул қадир йапчанға панаһланғучи салаһийити берилгән иди. қолида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң панаһланғучи салаһийәт кенишкиси болған вә түркийәдә шу салаһийәт билән 14 йилдин буйан сақчиларниң назарити астида йашаватқан бир кишиниң хитайға қайтуруп берилиши йаки түрмигә ташлиниши, һәм хәлқара кишилик һоқуқ байаннамисиға, һәм йавропа иттипақиниң өлчәмлиригә, һәмдә йавропа иттипақиға әза болуш алдида турған түркийә җумһурийитиниң демократик, миллий вә мәнивий қиммәт қарашлириға пүтүнләй зиттур.

шуниму алаһидә әскәртип өтүш керәкки, бирләшкән дөләтләр тәшкилати панаһланғучилар алий комиссарлиқиниң өз һимайисигә алған панаһланғучиларни түрмидин чиқириш һоқуқи вә мәсулийити бар туруғлуқ, абдул қадир йапчан мәслисигә кәлгәндә җим туривалғанлиқи, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати үстидики бесиминиң нәқәдәр еғирлиқини йаки түркләргә вә исламға өчмәнлик қилиш вирусиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниму қаплап кәткәнликини намайан қилип бәрмәктә.

3 - түркийәниң йуқири дәриҗилик бир сақчи мәсулидин игиләнгәнлики илгири сүрүлгән мәлуматта билдүрүлишичә, хитай абдул қадир йапчан һәққидә түркийәгә 16 том һөҗҗәт йоллиған. бу һөҗҗәтләрдә абдул қадир йапчанниң шәрқий түркистандики чеғида җазасини түрмидә тулуқ тамамлап болған кона җинайәтлири илгири сүрүлгән. аталмиш шәрқий түркистан ислам партийәсиниң қурғучи әзаси икәнликидин ибарәт бөһтан тәкрарлиниш билән биргә йеңи җинайәт сопитидә, абдул қадир йапчанниң бир кишигә пул бәргәнлики вә у кишиниң пулни шәрқий туркистанда хитайға қарши паалийәтләргә ишләткәнлики байан қилинған. буниңға дәлил - пакит сүпитидә қанчилиған йиллар илгири хитай тәрипидин өлтүрүлгән вә бәзилири һазир түрмидә йетиватқан 3-4 мәһбусниң байанлири сунулған. һәмдә сесиқ нами дунйаға пур кәткән «хитай ишкәнҗиси» арқилиқ халиған шәкилдә елинған ойдурма етираплар қошумчә қилинған. бирақ шуниси ениқки, хәлқара җинайи ишлар қанунида өлгән кишиләрниң бәргән гуваһлиқи вә ишкәнчә (қейин - қистақ) арқилиқ мәҗбурий елинған етираплар пакит һесабланмайду.

униң үстигә хитайниң бу 3-4 аталмиш шаһитлири вә етрапчилириға қарши чәт әлләрдики 70 тин артуқ шәрқий туркистан җәмийәтлири вә аммивий тәшкилатлириниң барлиқ мәсуллири абдул қадир йапчанниң мәзкур җинайәтләр билән йаки аталмиш ислам партийәси билән һечқандақ мунасивити йоқлуқиға даир сотта гуваһлиқ беришкә вә капаләт болушқа тулуқ тәййар икәнликини билдүрүп ахбарат елан қилғандин сирт, өзлири туриватқан дөләтләрдин түркийәниң мәсул органлириға илтимасларни йоллиди. шундақ болғанда абдул қадир йапчанниң җинайити һәрқанчә болса, идиологийәлик җинайәт йаки сийасий җинайәт һесаблиниду. бу дәл түркийә җумһурийити җинайи ишлар қануниға бинаән қайтуруп берилишини қобул қилишқа болмайдиған җинайәтләр түригә кериду.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси(парламенти) тәрипидин 2016 - йили 23 - апрелда рәсмий қобул қилинип иҗра қилиниватқан 6706 - номурлуқ «җинайи ишларда хәлқаралиқ әдлийә һәмкарлиқи қануни»ниң әдлийә ишлирида өзара йардәмлишиш бөлиминиң 11 - маддисидә бу хусуслар интайин очуқ вә конкерт шәкилдә төвәндикичә бәлгиләнгән[4];

11 - маддә

(1) төвәндики әһвалларда қайтуруп бериш тәлипи қобул қилинмайду;

(а) хәлқара җинайи ишлар диваниға тәрәп болуштин туғулған мәсулийәттин сирт,  қайтуруп берилиши тәләп қилинған киши түркийә гераждани болған әһвалда қайтурулмайду.

(демәк: биринҗидин, хитай хәлқара җинайи ишлар диваниға «тәрәп» әза әмәс. шуңа хитай бу мәсилини хәлқара сотниң қанун - бәлгилимири бойичә һәл қилинишини тәләп қилиш һоқуқиғиму игә әмәс. иккинҗидин, абдул қадир йапчанниң айали вә қизи түркийә пуқраси, әгәр абдул қадир йапчан қайтуруп берилгән тәқдирдә аилиси орнини толдуривелиш мумкин болмайдиған ақивәтләргә дучар болиду)

(б) қайтуруп берилиши тәләп қилинған кишиниң ирқи, ирқий мәнсубийити, дини, геражданлиқи, мәлум бир иҗтимаий гуруппиға әза болғанлиқи йаки сийасий қарашлири түпәйлидин сотлиниш вә тәптиш қилишқа дучар болидиғанлиқиға вә йаки җазаға тартилидиғанлиқиға, қейин - қистақ вә начар муамилигә учрайдиғанлиқиға даир күчлүк гуман болған әһвалларда қайтурулмайду.

(бу нуқтида, пакистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, непал, вейитнам, тайланд, малайшийа вә һиндонезийәдин хитайға қайтурулған панаһланғучиларниң көпинчисиниң өлүм җазаси вә муддәтсиз қамақ җазасиға дуч кәлгәнлики, йәнә бәзилириниң әһвалиниң җамаәтчиликтин мәхпий тутуливатқанлиқи хәлқараға мәлумлуқ бир һәқиқәтки, буму абдул қадир йапчан қайтуруп берилгән тәқдирдә техиму хәтәрлик ақивәтләрниң келип чиқидиғанлиқини испатлап берәләйду.)

(җ) қайтуруп берилишигә асас қилинған җинайәтләр,  биринчидин идиологийәлик җинайәт йаки сийасий җинайәт вә йаки сийасий җинайәткә четишлиқ бирәр җинайәт тури болған әһвалда қайтурулмайду.

(абдул қадир йапчанниң җинайити һәрқанчә болғанда, идиологийәлик җинайәт йаки сийасий җинайәт түригә кериду)

иккинчидин, пәқәтла һәрбий җинайәт болған әһвалда қайтурулмайду.

үчинчидин, түркийә дөлитиниң бихәтәрликигә қарши, түркийә дөлитигә йаки түркийә пуқрасиға вәйаки түркийә қануниға бинаән қурулған бирәр органға зийан йәткүзидиған җинайәт болған әһвалда қайтурулмайду.

төтинчидин, түркийәниң сотлаш вә җазалаш даирисигә киридиған җинайәт болған әһвалда қайтурулмайду.

бәшинҗидин, инавәтлик муддити өтүп кәткән (йәни конирап кәткән) йаки әпу қилинған җинайәт болған әһвалда қайтурулмайду.

(бу йәрдә абдул қадир йапчанға артилған җинайәтләрниң көпинчисиниң онлиған йил илгиригә тәвә икәнликини вә түркийә әдлийәсиниң абдул қадир йапчанни җәмий 4 қетим қойуп бәргәнликини етибарға елиш мумкин)

(д) қайтуруп бериш тәлипи, өлүм җасиға дучар қилидиған йаки инсанниң ғурури дәпсәндә қилинидиған түрдики җазаларға дучар қилидиған җинайәтләргә мунасивәтлик болған әһвалда қобул қилинмайду.

(бу йәрдә шуни қайтидин тәкитләп өтүш керәкки, түркийә җумһурийитиниң бу алақидар қанунлири, қайтуруп берилиши тәләп қилинған кишиниң диний етиқади, сийасий қарашлири вә йаки идиологийәси сәвәбидин қайтурулған дөләттә начар муамилигә учрайдиғанлиқиға даир күчлүк гуман шәкилләнгән тәқдирдә мәзкур кишини қайтуруп беришкә болмайдиғанлиқини ениқ оттуриға қоймақта. хитай дөлити болса, пүтүн дунйаға мәлумки, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики архипи инттайин еғир, давамлиқ дегүдәк қейин - қистаққа алидиған ишлар вә қанунсиз халғанчә өлүм җазаси берилидиған әһваллар әң көп көрүлидиған бир дөләттур.)

йәнә мушу қанунниң «әдлийә һәмкарлиқи тәлипи рәт қилинидиған әһваллар»  намлиқ бөлиминиң 4 - маддисида мундақ бәлгиләнгән:

4 - маддә:

чәт әлләрниң әдлийә һәмкарлиқ тәлипи төвәндики әһвалларда рәт қилиниду:

(а) түркийәниң дөләт мустәқиллиқ һәқ - һоқуқиға, дөләт мәнпәәтигә, җәмийәт тәртипигә вәйаки  башқа түпки мәнпәәтлиригә хилаплиқ қилинған әһвалда тәләп рәт қилиниду.

(б) тәләпкә мунасивәтлик җинайәт, пәқәтла һәрбий җинайәт, идиологийәлик җинайәт йаки сийасий җинайәт вә йаки сийасий җинайәткә четишлиқ бирәр җинайәт тури болған әһвалда тәләп рәт қилиниду.

(җ) тәләпкә мунасивәтлик кишиниң  ирқи, ирқий мәнсубийити, дини, геражданлиқи, мәлум бир иҗтимаий гуруппиға әза болғанлиқи йаки сийасий қарашлири түпәйлидин сотлиниш вә тәптиш қилишқа дучар болидиғанлиқиға вә йаки җазаға тартилидиғанлиқиға, қейин - қистақ вә начар муамилигә учрайдиғанлиқиға даир қайил қиларлиқ сәвәбләр  болған әһвалларда тәләп рәт қилиниду.

(ч) тәләп қилған дөләттә, тәләп қилинған кишиниң өзини ақлаш вә қоғдаш һәқ - һоқуһиға даир әқәллий капалити болмиған әһвалдиму тәләпни рәт қилишқа болиду.

хуласилап ейтқанда, шу нәтиҗә интайин конкерт вә рәшәнки, түркийә җумһурийити җинайи ишлар қануниға бинаән абдул қадир йапчанниң қайтуруп берилиши асасән дегүдәк мумкин әмәс. бу нуқтини хитайниң билмәй қелишиму на мумкин. шундақ туруғлуқ хитайниң йузи қелинлиқ билән қанунсиз тәләптә чиң турувелишинишиниң арқисидики иплас нейитини төвәндикичә рәткә тезишқа болиду;

1 - абдул қадир йапчан мәслисини қәстән йоғантиш арқилиқ түркийәгә бесим ишлитиш вастисиға айландурувелиш вә һеч болмиғанда вақитлиқ қолға елинишини болсиму ишқа ашуруш арқилиқ хитайда «түркийәни бойун әгдүрдуқ» дегән уқумни пәйда қилиш.

2 - шәрқий түркистан муҗадилисини писхиологийлик бесим астида тутуш вә түркийәдә турушлуқ һәм миллий, һәм диний қериндашлиримиз болған шәрқий түркистанлиқларни «әң ишәнчилик ахириқи панаһҗай вә иккинчи вәтини» дәп қарайдиған түркийәдиму биарам қилиш билән биргә уларниң һәққаний муҗадилисидики қәтий ирадиси вә үмитлирини вәйран қилиш.

3 - ишғалийәт вә зулум астидики шәрқий түркистан хәлқи ичидә «түркийә сөйгиси иманниң җүмлисидин» дегән аң билән барғанчә йуқури көтүриливатқан түркийәниң шундақла түркийә җумһур рәиси һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоғанниң образиға зийан йәткүзүш, түркийәгә болған мислисиз сөйгү вә һөрмәткә тосқунлуқ қилиш үчүн абдул қадир йапчанниң вақитлиқ қолға елинишини суйиистемал вә күшкүртүш обектигә айландурувелип, уйғур қериндашлимиз билән түркийәниң арисини бузуш.

бу йәрдә шуниму әскәртип өтүш керәкки, 2016 - йили 1 - синтәбирдә абдул қадир йапчан түнҗи қетим «бакиркөй мурәссә қилиш вә җазалаш мәһкимиси»гә чиқирилған күндин тартип ишғалийәтчи хитай бир түркүм сатқун, йалақчи хаинлирини ишқа селип, иҗтимаий таратқулар арқилиқ түркийәдики уйғурларни қанунсиз һәрикәтләрни қилишқа күшкүртүшни башлиди. абдул қадир йапчанниң түркийә һөкүмити тәрипидин қанунсиз қолға елинғанлиқини вә сүкүт қилип туривиридиған болса, тутқун қилиш нөвити пүтүн уйғурларға келидиғанлиқини, шуңа миңлиған киши топлишип, сот мәһкимиси алидиға чиқиши керәклики, түркийә сиртидики уйғурларниң шу дөләттә турушлуқ түркийә әлчиханиси алдида түркийәгә қарши намайиш өткүзиши лазимлиқи һәққидә тәтур чақириқларни қилдурди. һәтта уйғурлар арисида түркийәгә қарита нәпрәт пәйда қилидиған мақалиларни елан қилдурушқа башлиди.

йәнә бир тәрәптин уйғуларға попоза қилиш үчүн «мана сөзимизни аңлимиған абдул қадир йапчанни шунчә ишинип кәткән түркийәниң қоли билән җазилатқуздуқ, силәрму сөзимизни аңлимисаңлар йәнә шу силәр йахши көрүп кәткән түркийәниң қоли билән икки путуңларни бир өтәккә тиқтуримиз» дегәндәк тәһдит характерлик учурларни тарқатти. бирақ уйғур рәһбәрләрниң сағлам әқли вә пәқәтла мөминләргә хас болған парасити ғалип кәлгән болғачқа, хитайниң бу иплас уйунлири вә тәтур тәшвиқатлири карға кәлмиди.             

һәтта 2016 - йили 1 - синтәбирдики сотқа қатнашқан уйғур вәкилләрниң билдүришичә, хитай консолхана мәсуллири бакиркөй сот мәһкимисигә керип, адил сот қилишқа тәсир көрситишкә урунуштәк иплас қилмишларни садир қилиштинму йанмиған. баш мупәттиштин көрүшүшни тәләп қилғанда, баш мупәттиш: «сәнләрниң сөзлишидиған адимиңлар мән әмәс, меңиш, ташқи ишлар менистирлиқи билән көрүш» дәп тетиғудәк кәскин җавап қайтурған. (аллаһ униңдин рази болсун)

униң үстигә абдулқадир йапчан мәсилиси һәққидә түркийәниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири билән көрүшүш үчүн кәлгән шәрқий түркистан җәмийәтлири вәкиллириниң билдүрүшичә, хитайниң һәтта баш министирлиқи вә башқа алақидар менистирлиқлириму түркийә рәһбәрлиригә алаһидә телефон қилип, абдул қадир йапчанниң қайтуруп берилиши үчүн қанунсиз илтиҗаларда болған. 

биз шуниңғиму ишнимизки, хитай консоли вә хитай дөлити мәсуллириниң бу хил һәддидин ашқан нумуссизларчә қанунсизлиқлириға қарита түркийә ташқи ишлар минисирлиқиниңму чуқум тегишлик рәддийә бериш мәҗбурийити бар. 

қисқиси, шуниси бир һәқиқәтки, абдул қадир йапчанниң қолға елиниши вә  40 күн ичидә хитайниң сотқа қошумчә пакит вә һөҗҗҗәтләрни сунуш алидида туруши, шәрқи түркистан муҗадилисини қоллайдиған пүтүн дунйа мусулманлирини болупму һәр даим түркийәниң күчийишигә вә мавҗутлуқиға җайнамазлирини көз йеши билән нәм қилған һалда дуа  қиливатқан милйонларчә уйғур мусулманлирини чоңқур әндишә вә азаблинишқа дучар қилмақта.

дәр һәқиқәт, түркләр ата йүртлирини ташлап анадолуға көчкәндин кейин уларниң йоқлуқини әң чоңқур һес қилған, азаблиқ сеғинишлар билән аһ чәккән, биз билән қәлб риштиси, етиқад вә күлтүр бирдәклики болған ата дийаримиз шәрқий түркистанниң һазирқи йетим қалған вәзийитини көз алдимизға кәлтүргинимиздә, абдул қадир йапчан мәслисини һәл қилишниң анчә қейин әмәсликини асанла һес қилалаймиз.

пиқир қәләмкәш бу җәһәттә нақис әқлимгә кәлгән һәл қилиш чарилиримни қистуруп өтәй:

1 - хитайниң һечқандақ әдлийә өлчәмлиригә чүшмәйдиған наһәқ әйибләшлирини вә түркийәниң ғурурни өз пути билән дәпсәндә қилдурушқа урунишилирини, миңлиған йиллиқ тарихий дөләт әнәнисигә игә демократик, қанун дөлити болған түркийә җумһурийитиниң йуқириқи қанун маддилири арқилиқ чүрүтүп ташлап, абдул қадир йапчанни тулуқ ақлап чиқиш, униң гунаһсиз икәнликини дунйаға җакарлаш вә чидиғусиз азаблар билән һайатиниң хазаниға қәдәм қойған бу муйсипитимизни әмди болсиму һәқиқий инсандәк һөр, қорқумсиз, хатирҗәм турмуш кәчүрүш имканийтигә игә қилиш.

2 - хитайниң наһәқ сийасий бесимлириға көкрәк керип, ғурурлуқ, мәрданә бир позитсийә билән абдул қадир йапчанниң узун йиллардин буйан тоңлитип қойулған герәжданлиқ илтимасини дәрһал қобул қилиш. әгәр бу җәһәттә бирәр сийасий мәсилә болса, айали вә қизиниң түркийә пуқраси икәнликини асас қилиш, хәлқара геражданлиқ қануниға бинаән айали вә қизиниң түркийә геражданлиқиға четилған һалда түркийә пуқралиқиға өтүшини ишқа ашуруш.

3 -  түркийә хитай билән болған өзара, сийасий вә иқтисадий мунасивәтләрдә чарисиз қалғудәк дәриҗидә бесимға дүч келиватқан бирәр мәсилә болса, абдул қадир йапчанға панаһлағучи салаһийити бәргән бирләшкән дөләтләр тәшкилати панаһланғучилар алий комессарлиқини һәрикәткә өткүзүш. әгәр бирләшкән дөләтләр тәшкилати панаһланғучилар алий комессарлиқиму хитайниң бесимиға учраватқан болса, худди америкиға охшаш қолға елинған уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәслик шәрти билән  иқтисадий йардәм бериш асасида үчинчи бир дөләтниң геражданлиқиға қобул қилинишини ишқа ашуруш.

чүнки америка һөкүмитиму гуантанамо лагеридики 25 уйғур мәһбусни хитайниң шунчә қаттиқ тәләп қилиши вә һәтта уруш тәһдитилиригиму писәнт қилмастин, киши бешиға 1 милйон доллар йардәм бериш арқилиқ албанийә вә палауға охшаш бир қанчилиған дөләтләрниң геражданлиқиға өткүзгән иди. бу иш түркийәгиму өрнәк болалайду. демисиму езилгән һәм миллий, һәм диний нуқтидин өз қериндишимиз болған бирсиниң һайатини пул билән әмәс, иманий қиммәт қарашлар билән өлчәш әҗдадлиримизниң бизгә қалдурған әң муқәддәс әхлақий мираслиридур.

һөрмәтлик җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң сөзи бойичә, «дунйаниң һәммила йеридики езилгүчиләргә түркийәниң мавҗутлуқини вә күч - қудритини һес қилдуридиған, қанаватқан йарисиға мәрһәм, көз йишиға йағлиқ, ғирипларға қол - қанат, сусизларға булақ, көзи йоқларға көз, қараңғулуққа нур, залимларға дүшмән, мәзлумларға дост болидиған» улуғ әҗдатлиримизға вә шанлиқ тарихимизға йаришимлиқ, миллий вә йүздә йүз йәрлик, 2023 - йилиға вә пүтүн түрк - ислам дунйасиға қаритилған ғурурлуқ сийаситимизму дәл мушуни тәқәзза қилиду.

һеч бир зулумға учриғучи "маңа оқни сән атсаң, шу капирниң орниға" дәп қайта аһ урмайдиған, байашат, күч - қудрәтлик, һәр даим залимға қарши тик туруп, зулумға учриғичиларға шәпқәтлик бағрини ачидиған «йеңи түркийә» телики билән һәммиңларға аманлиқ теләймиз.

мәнбә: «хәбәр ажанда журнили»

 

 

 изаһат:

[1]  бу ичинишлиқ вәқә 1944 - йили әзәрбәйҗанни руслар ишғал қилған чағда йүз бәргән иди. дохтур, инжинейер, содийә вә оқутқучилардин тәшкил тапқан  146 нәпәр әзәрбәйҗан түрклири русларниң ишғалийитини қобул қилмай, "иккинчи вәтинимиз" дегән чүшәнчә билән түркийәгә келип панаһлиқ тилигән иди. қатил ситалинниң рийасәтчиликидики совит комунист һөкүмити уларниң пейигә чүшүп, туруватқан йәрлирини ениқлап чиққандин кейин түркийә һөкүмитидин қайтуруп беришни тәләп қилиду. әйни чағдики җумһурийәт хәлқ партийәси һөкүмитиниң дөләт рәиси исмәт енөнө һеч икиләнмәстин уларни қайтуруп бериш үчүн райондики сақчи башлиқиға буйруқ чүшүриду. сақчи башлиқи қаттиқ тәәҗҗуплинип, бундақ қилишқа болмайдиғанлиқини вә қарарни қайтидин көздин кәчүрүш керәкликини ейтқан болсиму, бирақ арқиму - арқидин кәлгән буйруқлар алдида чарисиз қалиду. ахири амалисз әзәрбәйҗанлиқ 146 нәпәр панаһланғучини пойизға селип, қарс чеграсидин өтүп боралтан көврүкидә русларға тапшуруп бериду. әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз қарстин өтүватқан вақтида, пойиз истансисиниң икки йақисида бу паҗиәгә шаһит болуватқан хәлқ аммисини көрүп, йенидики кейим - кечәклири вә барлиқ қиммәтлик нәрсилирини пойизниң диризисидин уларға ташлап бериду. учисида пәқәт бир шим вә бир көйнәк биләнла қалиду. сәвәбини сориғанда улар: «биз чеградин өткәндин кейин руслар бизни өлтүриду. шуңа нәрсә - керәклиримиз уларға қалғандин көрә, түрк қериндашлиримизға қалғини йахши» дейишиду.

улар һәққидә йезилған йәнә бир мәрсийәдә билдүрүлишичә, улар пойизда үнлүк товлашқан һалда:

бизни силәр өлтүрүңлар, бәрмәңлар русқа,

бу қандақму сиғсун шәрәп - нумусқа?!

дегән мисраларни оқуйду. руслар уларни боралтан көврүкидә тапшуруп алғандин кейин шу йәрдила сәпкә тезип, аптомат билән сирип өлтүриду. бу әһвалларни көрүп виҗдан азабиға чедийалмиған сақчи башлиқи әтиси өзини өлтүрүвалиду.

 

[2]  http://origin.www.uscc.gov/sites/default/files/Research/Chinas%20Response%20to%20Terrorism_CNA061616.pdf

[3]  түркийә билән хитай оттурисида җинайәтчиләрни өзара қайтуруп бериш келишими 2000 - йили әйни чағдики ташқи ишлар министири садәттин тантан тәрипидин бейҗиңда имзаланған болуп, бирақ бу келишим түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти)да тәсиқланмиған иди. шуниңдин тартип хитай һәр қетимлиқ учришишта бу келишимниң тәстиқлинишини җаһилларчә тәләп қилмақта вә түркийәгә таңмақчи болмақта.

 

[4]  http://www.adalet.gov.tr/Tasarilar/cezaikonulardauluslararasiadliisbiligikanunutasarisi.pdf

http://www.resmigazete.gov.tr/eskiler/2016/05/20160505-20.htm