уйғур ана - бала йуртида қапсилип қалди, австралийә бейҗиңни уларни қойуп беришкә чақирди

австралийә уйғур садам вә айали надирә 2017- йилидин буйан хитайниң уйғурларни кәң көләмдә лагирларға қамиши сәвәблик икки дөләттә айрилип йашашқа мәҗбур болди.

хитай шәрқий түркистанда йолға қойуватқан йиғивелиш лагири сийасити нурғунлиған уйғур аиллилирини ханивәйран қилди, чәтәлләрдә олтурақлашқан уйғурларни һәр күни дәккә - дүккә ичидә өтүшкә мәҗбурлиди. йеқинда, австралийәлик уйғур садам вә айалиниң айриветилгәнлик һекайси хәлқараниң диққитини тартти. төвәндә, униң «гирманийә авази» билән өткүзгән мәхсус сөһбити һузуруңларда болиду.

(гирманийә авази хитайчә тори, 2019- йили 18- ийул) садам абдусалам австралийәлик уйғур болуп, униң икки йашлиқ оғли лутфиму австралийә граждани. лекин у тоғулғандин буйан аниси надирә билән бирликтә шинҗаң(шәрқий түркистан)ға қапислип қалди. надирә бир мәзгил «қайта тәрбийләш лагири»ғиму қамалди. садам өткән икки йилда түрлүк йоллар арқилиқ аилисини җәм қилишқа тиришти.

у гирманийә авазиға мундақ деди: «мән өткән икки йилни һәр күни дәккә - дүккә ичидә өткүздүм, чүнки мән айалим вә баламниң әтә йәнә қандақ қийинчилиқларға дуч келишини билмәйттим, мән бүгүнниң улар билән ахирқи қетим  көрүшүшүм болуп қаламду - йоқ униму билмәймән. әгәр надирә йәнә қайта тәрбийләш лагириға елип кетилсә, хитай һөкүмити лутфини қандақ орунлаштуриду?»

парчиланған уйғур аилиси

садам 2009- йили үрүмчидә еғир сақчи - хәлқ тоқунуши йүз бериштин бурун австралийәгә толуқ оттурида оқуш үчүн барған, һәмдә узун өтмәй сийасий панаһлиққа илтимас қилған, 2013- йили австралийә пуқраси болған. у толуқ оттурида оқуватқан вақтида айали надирә билән тонушқан болуп, иккәйлән һәр хил вастиләр арқилиқ алақисини сақлап турған. у 2016- йили 8- айда уйғур дийариға қайтип надирә билән той қилған һәмдә кейинки бир нәччә айда америка вә түркийәгә берип ширин ай өткүзгәч туғқан йоқлиған.

иккәйлән түркийәдә сайаһәт қиливатқанда, надирә һамилдар болуп қалғанлиқини байқиған. у һамилдарлиқ мәзгилидә йуртиниң таамлирини сеғиниду. әйни вақтта хитай һөкүмити уйғур дийарида техи лагир сийаситини йолға қоймиған болғачқа, садам вә надирә 2017- йили 4- айда надирә йуртиға қайтип туруш, садам болса австралийәдә қелип җәм болуш рәсмийәтлирини биҗириш қарариға келиду. лекин бу, у иккәйләнниң икки йилдин буйанқи ахирқи қетим учришиши болуп қалиду.

садам гирманийә авазиға мундақ дәйду: «әйни вақтта үрүмчи йәнила бихәтәр һесаблинатти, шуниң үчүн биз униң йуртиға қайтип тоғутни сақлишини қарар қилдуқ, кейинчә һәммә ишлар изиға чүшкәндә, мән уни вә пәрзәнтимни австралийәгә әкилип җәм болмақчи идуқ.»

икки кишидин айрилип икки һәптидин кейин, садам бир күни тойуқсиз надирәниң хәвирини тапшурвалиду, сақчилар уларни өйигә издәп келип һәммәйләнниң паспортини мусадирә қилиду. лекин надирә садамға, өзлири қайтиш вақтида сақчилар паспортини қайтуруп беридиғандәк һес қилғанлиқини ейтиду. әйни вақтта садамниң көңли бир шумлуқни сәзгәндәк болиду, у йаман ишлар йүз беридиғандәкла һес қилиду. у мундақ деди: «мән хитай һөкүмитини билгәнликим үчүн, мениң көңлүмни қорқунчлуқ туйғулар қапливалди, лекин айалим һамилдарлиқ мәзгилидә чөчүп кәтмисун дәп, униң билән бу әндишилиримни бәк ортақлашмидим»

2017- йили 8- айда, надирә оғли лутфини туғиду, лекин шуниң билән бир вақтта, хитай һөкүмити илгири түркийә йаки сәуди әрәбистанға барған уйғурлар вә башқа аз санлиқ мусулманларни «қайта тәрбийләш лагирлири»ға қамашқа башлайду. садам надирәдин әнсирәшкә башлайду, чүнки иккәйлән 2016- йили түркийәгә барған. лутфи туғулуп узун өтмәй, надирәниң достлири садамға учур әвәтип, униң «қайта тәрбийләш лагири»ға елип кетилгәнликини ейтиду. садам мундақ дәйду: «мән униң қайта тәрбийләш лагириға йаки түрмигә қамалғанлиқини биләлмидим, униң достлири маңа учур йәткүзүп болғандин кейин мени үндидардин йуйивәтти, шуниң билән мән у вә лутфиниң саламәтлик әһвалини билишкә амалсиз қалдим.»

надирә икки һәптидин кейин қойуп берилиду, лекин сақчилар униңға лутфи бир йашқа толғанда илгири түркийәгә барғанлиқи үчүн уни йәнә лагирға солиши мумкинликини ейтиду. австралийәдики сот мәһкимисиниң учурлириға асасланғанда, шинҗаң сақчилири әйни вақтта надирәгә әгәр иккинчи қетим лагирға қамалса, лутфиниң мәхсус балилар үчүн тәисс қилинған районға елип кетилидиғанлиқини, һөкүмәт униңға бир хитайчә исим қойуп бир хитай аилисигә беқивелишқа беридиғанлиқини ейтиду.

 11316860-3x2-700x467

чәтәлдики садам билән алақилашса йәнә лагирға қамилишидин әнсирәп, надирә пәқәт өзи вә лутфиниң рәсимини үндидарниң достлар чәмбирикигә һәмбәһирләп қойиду, садам көрүп йахши көрүшни басқандин кейин, рәсим вә синларни йуйивтиду.

униңдин башқа, надирә қойуп берилгәндин кейин, садам билән синлиқ алақә қилишни хәтәрлик дәп қарайду, шуниң билән иккәйлән үндидарниң достлар чәмбирики арқилиқ алақилишиду. садам мундақ деди: «надирә һәр күни лутфи иккисиниң рәсим вә синлирини достлар чәмбирикигә һәмбәһирләйду, мән мәзмунни көрүп, йахши көрүшни басқандин кейин, у рәсим вә синларни өчүриветиду. мәнму охшаш усулдин пайдилинип австралийәдики турмушумни

һәмбәһирләп турдум, иккимиз мушу хил шәкилдә алақини сақлидуқ.»

қатмуқат қийинчилиқ ичидики гражданлиққа илтимас қилиш җәрйани

лутфи вә надирәни тездин австралийәгә елип келип аилисини җәм қилиш үчүн, садам 2018- йили 2- айдин башлап лутфиға вакалитән австралийә гражданлиқиға илтимас қилишқа башлайду. лекин, иккәйлән лутфи тоғулғандин буйан учришип бақмиған болғачқа, бу илтимас җәрйанини қатмуқат қийинчилиққа учритиду. австралийә һөкүмитигә иккәйләнниң ата - балилиқ мунасивитини испатлаш үчүн, надирә лутфини елип үрүмчидики тәҗрибиханиға берип DNA әвришкиси алғузиду вә нәтиҗисини бир амалларни қилип австралийәгә селип бериду.

49628740_404

садамниң икки йашлиқ оғли лутфи 2017- йили тоғулғандин буйан, у анисиниң һәрикәтлири сәвәблик хитай һөкүмитиниң чәклимисгә учрайду, австралийәгә келип дадиси садам билән җәм болалмайду.

австралийәдики йәрлик дохтурлар тәкшүрүш нәтиҗисиниң лутфи билән садамниң DNA ниң %99.99 мас келидиғанлиқини билдүриду, лекин австралийә ички ишлар министирлиқи лутфиниң DNA ниң бәлгиләнгән тәҗрибиханида елинмиғанлиқини ейтип, иккәйләнниң дада - балилиқ мунасивитини етирап қилмайду. садам гирманийә авазиға мундақ деди: «австралийә ички ишлар министирлиқи бекиткән тәҗрибиханиларниң һәммиси бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрләргә җайлашқан, лекин айалим шинҗаңдин айрилалмайтти, шуниң үчүн бәлгиләнгән тәҗрибиханиға баралмиди. илтимасим мәғлуб болғандин кейин, мән мәмурий җәһәттин сот мәһкимисигә илтимас қилиш арқилиқ бу қийин мәсилини һәл қилиш қарариға кәлдим.»

төт айға созулған тәкшүрүш арқилиқ, сот мәһкимиси садамниң DNA доклатини йалғандин йасаш имканийитиниң интайин кичик икәнликигә һөкүм қилиду, һәмдә австралийә ички ишлар министирлиқидин иккәйләнниң ата - балилиқ мунасивитини етира қилишни тәләп қилиду. икки айлиқ илтимас тәртиплиридин кейин, лутфи 2019- йили 4- феврал мувәппәқийәтлик һалда австралийә граждани болиду. лекин хитай пуқраси болған надирә паспортини қайтуруп алалмиғачқа, лутфи иккиси давамлиқ қапсилип қалиду. садам мундақ дәйду: «австралийә һөкүмити мән көрсәткән бир қурамиға йәткән киши арқилиқ лутфини австралийәгә елип келишимни тәләп қилди, лекин хитай һөкүмити өткән икки йилда нурғун қетим мениң виза илтимасимни рәт қилған болғачқа, мениң айалим уни елип келәләйдиған бирдинбир киши болуп қалди.»

садамниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң надирәниң паспортини давамлиқ мусадирә қилидиған асаи йоқ, чүнки у һеч қандақ қанунға хилаплиқ қилмиған. у ғәзәблинип туруп мундақ деди: «хитай һөкүмити һеч болмиғанда немә үчүн айалимниң паспортини қайтуруп бәрмигәнликини дунйаға чүшәндүрүши керәк.»

австралийә хитайни уларни қойуп беришкә чақирди

австралийә радио ширкитиниң хәвәр қилишичә, австралийә ташқи ишлар министири марисә пейн 17- ийул байанат елан қилип, надирәниң шинҗаң сақчилири тәрипидин сорақ қилинғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини, австралийә ташқи ишлар министирлиқиниң садам аилисигә иһтийаҗлиқ йардәмни давамлиқ тәминләп беридиғанлиқини билдүргән. у надирәниң австралийә пуқраси болмиғанлиқи үчүн австралийә әлчиханисиниң униң билән бивастә алақилишалмиғанлиқини тәкитлиди. лекин у мундақ деди: австралийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси хитай һөкүмитини надирә вә лутфиниң австралийәгә келишигә йол қойушқа рәсмий чақириқ қилди.»

австралийә тәрәп тилға алған әһвалға қарита, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси гең шуаң чаршәнбә күнидики мухбирларни күтивелиш йиғинида мундақ деди: «әгәр австралийә тәрәп икки тәрәп қаналлири арқилиқ хитай тәрәпкә тәпсилий учурларни тәминләп бәрсә, хитай тәрәп керәклик йардәмләрни бериду. әмәлийәттә, узундин буйан, биз изчил мушундақ қиливатимиз.»

кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатниң австралийә бөлүми мәсули елейн пиерсонниң қаришичә, австралийә һөкүмити садам аилисиниң мәсилисини адәттики консулхана дилоси қатарида бир тәрәп қилмаслиқи керәк, бәлки сийасий җәһәттә хитайға тохтимастин бесим қилиши керәк. у мундақ деди:«австралийә һөкүмити чоқум хитайдин шинҗаңдики қайта тәрбийләш лагирлириға қамалған барлиқ австралийә пуқралири вә уларниң аилә - тавабиатлирини қойуп беришни кәскин шәкилдә тәләп қилиши керәк, бу әлвәттә лутфи вә надирәниму өз ичигә алиду.»

хәлқара кәчүрүм тәшкилати австралийә бөлүминиң комиссари никита вайтниң қаришичә, нурғун австралийәлик уйғурниң аилә - тавабиатлири «қайта тәрбийләш лагири»ға қамалған болсиму, лекин улар хитай һөкүмитиниң өч елишидин йаки аилисидин әнсирәп сүкүт қилишни таллайду. у мундақ деди: «мениңчә хәлқара җәмийәт чоқум зийанкәшликкә учриған бу уйғурларниң кишилик һоқуқ дилосини давамлиқ паш қилиши, австралийә һөкүмитиму қапсилип қалған уйғурлар шинҗаңдин айрилғанға қәдәр дипломатик қаналлар арқилиқ хитайға давамлиқ бесим чүшүрүши лазим.»

садам австралийә һөкүмитиниң бивастә қаналлар арқилиқ хитай һөкүмити билән мунасивәтлик алақә механизми орнитишини үмид қилиду. у мундақ деди: «мениңчә айалим вә баламниң һазир хитайдин айрилиш пурсити техиму чоң, чүнки мән хитайни бир ана - бала арқилиқ абройини төкүшни халайду дәп қаримаймән. мән надирә вә лутфини көрүштин бурун, давамлиқ һалда бу дәвани қилимән.»