нйуйорк вақт гезити: мутәхәсисләр вә чәтәлдики уйғурлар хитай әмәлдарлириниң лагирлар һәққидики байанатлириға рәддийә бәрди

хитай йиғивелиш лагирлиридики мусулманларниң көпинчисиниң «җәмийәткә қайтқанлиқи»ни ейтти

 нйуйорк вақт гезити, 2019- йили 30- ийул

хитай әмәлдарлири сәйшәнбә күни мусулман аз санлиқларға қаритилған «қайта тәрбийләш лагирлири»ға қамалған көп қисим кишиләрниң аллибурун қойуп берилгәнликини ейтти. бу ғайәт зор қамақ системисида бир милйондин көп кишиниң қамалғанлиқи мөлчәрләнмәктә иди. лекин, америка һөкүмити, хитай сийасити мутәхәсислири вә чәтәлләрдики уйғурлар шу һаман бу сөзләргә рәддийә бәрди.

уларниң ейтишичә, хитайниң ғәрбий шималидики шинҗаң (шәрқий түркистан - т) районидики йиғивелиш лагирлирида кәң көләмлик қойуп бериш һадисиси болғанлиқиға даир испат йоқ, йәнә келип, намда қойуп берилгән кишиләрму йәнила әсир қилинға, мәҗбурий әмгәккә селинғанларму шуниң ичидә.

бир нәччә айдин буйан изчил хитайниң мусулманларға қаратқан сийаситини тәнқидләп кәлгән америка дөләт ишлири министирлиқи вә бәш бүрҗәклик бина узун вә күчлүк байанат елан қилип, «бу мүҗмәл байанларни испатлашқа амалсиз» икәнликини ейтти, һәмдә компартийәниң давамлиқ һалда «барлиқ диний етиқадларға әсәбий дүшмәнлик нәзиридә қарайдиғанлиқини» билдүрди.

бейҗиң тәрәпниң бу күтүлмигән байанати, худди хәлқара җәмийәтниң йиғивелиш лагириға қарита күнсайин күчийиватқан тәнқидлирини пәскойға чүшүрүшни мәқсәт қилғандәк қилатти. бу байанат аптоном районниң икки нәпәр әң йуқири дәриҗилик әмәлдари тәрипидин елан қилинған болуп, улар астирттин көп қисим қамалғучиларниң аллибурун «җәмийәткә қайтқанлиқи»ни ишарәт қилди. шинҗаң хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқан болуп, хитай коммунст партийиси у йәрдики шәһәр - базарларда електронлуқ назарәт қилиш системиси вә мусулманларни қамайдиған лагирларни қуруп чиққан, қамалғучиларниң көпинчиси түркий тилда сөзләйдиған уйғурлар иди.

баш шитаби мйунхенға җайлашқан дунйа уйғур қурултийи милләтниң өз тәқдирини өзи бәлгилишини тәшәббус қилидиған бир тәшкилат болуп, мәзкур тәшкилат бу икки әмәлдарниң сөзлиригә рәддийә берип, уларниң «бир хил алдин пәрәз қилғили болидиған шүбһилик байанат әндизиси» қолланғанлиқини ейтти.

мәзкур тәшкилатниң рәиси долқун әйса мундақ деди: «бәлким биз бүгүн чүштин бурун аңлиған учурларниң бәзилири раст болуши мумкин, лекин улар йалған ичигә оралған болуп, һәқиқәт вә сәпсәтә арилишип кәткән.»

ғәрб һөкүмәтлириниң хитайниң мәзкур районда кәң көләмлик қамап қойуш елип беришиға қарши наразилиқи барғансери күчәймәктә. трамп һөкүмитиниң әмәлдарлири аллибурун бу мәсилигә қол тиқип арилишишқа башлиди, гәрчә малийә министирлиқи сода сөһбитигә хәвп йәткүзмәслик үчүн астирттин имбарго йүргүзмәслик тәклипи бәргән болсиму, улар хитай әмәлдарлириға имбарго йүргүзүш билән тәһдит салди.

америка дөләт ишлири (ташқи ишлар - т) министири майк помпео бу айниң бешидики бир сөзидә, хитайниң мусулманларни қамап қойуш сийаситиниң «бу әсир йүзидики дағ» икәнликини ейтти.

америка дөләт ишлири министирлиқи вә бәш бүрҗәклик бина сәйшәнбә күни, хитайниң б д т әмәлдарлириниң тәқибкә учримастин барлиқ лагирларға вә қамалғучиларға йеқинлишишиға рухсәт қилиши керәкликини һәмдә мусулманларниң «шинҗаңдин вә хитайдин әркин айрилишиға йол қойуп, ениқлиқ дәриҗисини ашуруши» керәкликини билдүрди.

 merlin_158636421_bd933123-eceb-45a6-a7a9-231bc49d37a7-master1050

сәйшәнбә күни, уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир бейҗиңда ахбарат елан қилиш йиғинида.

америка әмәлдарлири бу йиғивелиш лагирлириниң өзлириниң хитайниң мусулманларға қаратқан сийаситидики бирдинбир әнсирәйдиған нуқтиси әмәсликини ениқ оттуриға қойди. улар йиғивелиш лагири сиртидики тәқиб системисини һәмдә йетәрлик дәлилләр арқилиқ дәлилләнгән, хитай һөкүмити йолға қойған хитайларни уйғурларниң өйигә уларниң ирадисигә хилап һалда орунлаштуруп, уларниң ислам өрп - адәтлиригә риайә қилишиға тосқунлуқ қилиш қилмишини әйиблиди.

униңдин башқа, америка әмәлдарлири йәнә, йиғивелиш лагирлири билән четишлиқ завутларға қарита әндишилирини оттуриға қойди, уйғурлар у җайларда мәҗбурий әмгәккә селиниду.

дөләт мудапиә министири йардәмчиси рандал шривер (Randall G. Schriver), 5- айда мухбирларға у қамап қойуш орунлириниң йиғивелиш лагирлири икәникини, аз дегәндә 10 милйондәк нопусниң бир милйониниң, қамап қойулғанлиқини, һәтта қамап қойулғучилар саниниң үч милйонға йетиши мумкинликини ейтқан иди.

у, бу үч милйон киши бирла вақтта қамап қойулған мусулманларни көрситәмду йаки бир мәзгилдин буйан қамап қойулғанларниң омумий саниму вә йаки бу арида қойуп берилгәнләрниму өз ичигә аламду бу һәқтә ениқ чүшәнчә бәрмиди.

хитай әмәлдарлири бу қамап қойуш орунлирини йахши нийәттә қурулған, хитай тили вә кәспий тәрбийә беридиған орунлар дәп тәсвирләйду.

уйғур аптоном райониниң муавин рәиси әркин тунийаз сәйшәнбә күни мухбирларға «һазир көпинчә киши пүттүрүп, ишқа орунлишип болди» деди. у хитай һөкүмитиниң тили бойичә қамап қойуш лагирлирини «маарип тәрбийләш мәркәзлири», лагирға қамалғучиларни болса «курсантлар» дәп атиди.

у мундақ деди: «көпинчә киши мувәппәқийәтлик ишқа орунлашти, %90 тин артуқ курсант җәмийәткә қайтип, аилисидә бәхтлик турмуш кәчүрмәктә.»

әркин тунийаз вә шөһрәт закир бу лагирларға қамалғанлар санини ашкарилашни рәт қилди. бу лагирлар адәттә қоршав там вә сақчи қаравулханиси болған чоң типтики қурулушлардин тәшкил тапқан.

хитайниң дөләт таратқулири бу икки әмәлдарниң сөзлири һәққидә охшаш болмиған хәвәрләрни бәрди. бәлким улар хата гәп қилип қойуп, дөләт таратқулири уларниң сөзлирини қисқартиветишкә мәҗбур болған болуши мумкин. бир қисим хәвәрләрдә, шөһрәт закирниң %90 тин артуқ қамап қойулғучи җәмийәткә қайтти дегәнлики нәқил қилинди. башқа хәвәрләрдә болса, униң қойуп берилгәнләрниң 90 пирсәнтиниң аллибурун мувапиқ хизмәт тапқанлиқини ейтқанлиқини нәқил қилинди.

йиғивелиш лагирлирини тәтқиқ қилидиған гирманийәлик мустәқил тәтқиқатчи адриан зензниң билдүрүшичә, һөкүмәт һөҗҗәтлиридики барғансири көп дәлил - испатлар шинҗаң һөкүмитиниң йиғивелиш лагирлиридики қамалғучилар вә башқа нурғун уйғурларни әмгәк түрлиригә йөткигәнликини көрсәтмәктә. у йәрләрдә, улар һөкүмәт билән һәмкарлашқан завутларниң назаритидә хизмәт қилиду.

у мундақ деди: «һазир улар асасий җәһәттин рәсмий қамап қойуштин җәмийәттә контрол қилишқа йөткәлди. уларниң барлиқ кишиләрни контрол қилидиған чоң бир пилани бар, пәқәт лагирдики кишиләрнила әмәс, бәлки лагир сиртидикиләрниму мәҗбурий әмгәккә салиду.»

испат топлаш арқилиқ уларниң йиғивелиш лагеридикиләрниң көпинчиси қойуп берилди дегән сөзини испатлаш интайин қийин. чәтәл мухбирлири районни зийарәт қилған вақтта қаттиқ назарәт вә контроллуққа учрайду. мустәқил тәкшүрүш хадимлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәзкур районға әркин кирип - чиқалмайду.

чәтәлдә турушлуқ уйғурларниң ейтишичә, улар кәң көләмдә қойуп берилгәнликигә даир испатларни көрмигән.

сәйшәнбә күни, икки нәпәр америкилиқ уйғур зийаритимизни қобул қилип, уларниң аилә һелһәм тутуп турулуватқан аилә әзалири барлиқини билдүрди. флоридада турушлуқ зиба мурат исимлик ханимниң билдүрүшичә, у техичә кесәлчан аниси гүлшән аббас вә чоң анисиниң учурини алалмиған. бултур 9- айда, у иккәйлән шинҗаңдики аилисидә йоқап кәткән.

у әмәлдарларниң көп қисим кишиләрниң қойуп берилгәнликини ейтқанлиқи һәққидә тохтилип, «мәнчә улар йалған ейтиватиду» деди.

вирҗинийәдә олтурушлуқ фурқәт җәвдәтниң билдүршичә, униң тағиси вә һаммиси һелһәм ғайиб болған һаләттә. униң аниси минәвәр турсун 2018- йили 2- айдин буйан изчил қамап қойулған болуп, бу йил 5- айда қойуп берилгән. бу җәрйанда у саламәтлики сәвәблик еғир талапәт тартқан. униң дейишичә, униң анисиниң икки инисиму қойуп берилгән.