(бошүн торида бейҗиң вақти 2019- йили 25- ийун елан қилинған)
аптор: пәрһат қурбан тәңритағли
2019- йили 18- авғуст түркистан вақти тәрипидин тәрҗимә қилинди
7- айниң 21- күни, хитай хәлқ җумһурийити дөләт ишлири министирлиқи ахбарат ишханиси «шинҗаңға даир бир қанчә тарихий мәсилә» намлиқ йәнә бир ақ ташлиқ китаб елан қилди.
китаб кириш сөз, йәттә баб вә хуласидин тәркиб тапқан.
мән бу мақалидә илмийликни алдинқи шәрт қилған асаста ақ ташлиқ китабниң мундәриҗисигә асасән китабта тилға елинған нуқтиинәзәрләргә рәддийә беримән.
китабниң «кириш сөз» қисми:
мәйли тарихий әмәлийәт нуқтисидин, тарихқа һөрмәт қилиш мәйданидин йаки иҗтимаий әхлақ нуқтсидин болсун, бу ақ ташлиқ китабқа қариғанда бу китабни «қалаймиқан җөйлүш» дейишкә болиду, мениң һәқиқәтән үнлүк авазда «қуруқ гәп!» дәп товлиғим кәлди.
униң нәтиҗисини хитай тилидики бир идиом арқилиқ ипадиләш наһайти мувапиқ: «таш йөткәп өз путини чеқиш».
биринчи, «шинҗаң әзәлдин җуңго земининиң айрилмас бир қсими» мәсилиси
һәммигә айанки, җуңхуа минго йәни хитай 1912- йили 1- айниң 1- күни қурулған. 1911- йили 10- айниң 10- күни шинхәй инқилаби партлап икки айдин кейин, җуңхуа минго 1912- йили 1- айниң 1- күни қурулғанлиқини елан қилди, шу йили 2- айниң 12- күни, чиң сулалиси һөкүмдари шүәнтоң тәхттин чекингәнлик пәрманини елан қилди, җуңхуа минго рәсмий һалда чиң сулалиси һөкүмранлиқиға варислиқ қилди.
(https://zh.wikipedia.org/zh/%E4%B8%AD%E8%8F%AF%E6%B0%91%E5%9C%8B)
җуңхуа минго қурулуштин бурун, бүгүнки хитай земини манҗуларниң дунйаси иди. дөләтниң нами мәнчиң империйиси йаки чиң сулалиси (1636 - 1912- йиллар) иди. (https://baike.baidu.com/item/满清帝国)
ундин бурун, бүгүнки хитай земини вә уттура асийа райони һәтта дунйаниң йерими муңғуллар вә уйғурларниң иди. муңғуллар билән турпан қучу уйғур ханлиқи бирликтә дунйани сорайтти. чиңгизханниң баш вәзири, мушавири, вәзирлири, санғунлири вә әмәлдарлириниң һәммиси уйғурлар иди. қәдимки уйғур йезиқи чиңгизхан тәрипидин рәсмий йезиқ сүптидә ишлитилгән. әйни вақтта чиңгизхан һәр қайси җайларға әвәткән мәктуп вә пәрманларниң һәммиси уйғур йезиқи (кейнки муңғул йезиқи вә манҗу йезиқи) билән йезилған. тарихта бу дәвр йүән сулалиси (1271 - 1368) дәпму атилиду.
(https://baike.baidu.com/item/%E5%85%83%E6%9C%9D/266205)
униңдинму бурунқи тарихий һәқиқәтләрни бу йәрдә тәкрарлап олтурмаймән.
соал: қәдимдин буйан оттура түзләңлик районидики кишиләр тәрипидин «шу дөлити» (蔬国), «ғәрбий йурт» (西域) дәп атилип кәлгән земин қандақсигә 1912- йили андин қурулған җуңго земининиң «айрилмас бир қсими» болуп қалиду?
иккинчи, «шинҗаң әзәлдин шәрқий түркистан әмәс» мәсилиси һәққидә
шундақ, шәрқий түркистан дейиштин бурун алди билән бүйүк түркистан һәққидә тохтилишимиз лазим. «түркистан» оттура әсирдә әрәб җуғрапийә әсәрлиридә көрүлгән бир җуғрапийәлик исим болуп, «түркий хәлқләрниң йурти» дегән мәнидә, оттура асийадики сир дәрйасиниң шимали вә униң шәрқий қисмидики районларни көрситиду.
(https://baike.baidu.com/item/突厥斯坦)
италийәлик даңлиқ сәййаһ вә содигәр марко поло (1254- йили 9- айниң 15- күнидин - 1324- йили 1- айниң 8- күнигичә) өзиниң «маркополо сайаһәт хатириси»дә, әйни вақтта өзи бесип өткән қәшқәр, йәркән, хотән қатарлиқ җайларни «түркистандики гүзәл шәһәрләр» дәп тәсвирлигән. (https://baike.baidu.com/item/马可·波罗)
18- әсирниң ахирлирида чарусийә түркистанға бесип киришкә башлиди, арқидин түркистанниң ғәрбини ишғал қилди, мәнчиң дөлити болса түркистанниң шәрқигә бесип кирди. шундақ қилип бүйүк түркистан иккигә бөлүнди. русийә ишғал қилған қисми (оттура асийа дәпму атилиду) ғәрбий түркистан, мәнчиң дөлити ишғал қилған қсими шәрқий түркистан дәп атилиду.
1933- йили 11- айниң 12- күни, қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулди. бу дөләт байриқи, марши, гириби, парламенти вә армийиси қатарлиқ дөләт аппаратлири толуқ болған бир дөләт иди. бу дөләт гәрчә аран алтә ай мәвҗут болған болсиму, лекин паспорт вә пул тарқатқан. (https://baike.baidu.com/item/东突厥斯坦伊斯兰共和国)
1944- йили 11- айниң 12- күни, шәрқий түркистанниң шималий қисмида (үч вилайәт дәпму атилиду) уйғур, қазақ, өзбәк, қирғиз, татар қатарлиқ түркий хәлқләр бирлишип мустәқил бир һакимийәтни - шәрқий түркистан җумһурийитини қуруп чиқти. бу дөләт сабиқ шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң байриқи, гириби, марши вә парламенти қатарлиқ аппаратлириға варслиқ қилған. бу дөләтниң хели күчлүк миллий армийиси бар иди, пул вә паспортму тарқатқан. 1946- йили 6- айда, совит иттипақи вә х к п ниң тил бириктүрүши вә хаинлиқ қилиши, шундақла уйғур рәһбәрләрниң саддилиқи билән шәрқий түркистан җумһурийитиму ахирлашқанлиқини елан қилди. (https://www.wikiwand.com/zh-cn杔突厥斯坦共和國.)
хитай хәлқ җумһурийити дөләт мудапиә университетиниң мудири, сабиқ дөләт рәиси ли шйәннйәнниң күйоғли лийу йаҗо генералниң ғәрбий йурт нәзәрийәсидиму бу уқум байан қилинған. у адриатик деңизидин тартип хитайниң йүменгүәнгичә болған кәң земинға «түркистан» дәп ениқлимға бәргән. (http://cn.rfi.fr/首页/20100809=刘亚洲中将的西部论。)
йуқирида байан қилинған материйаллар вә һәқиқәтләр бүйүк түркистанниң әзәлдин уйғур қатарлиқ түркий хәлқләрниң земини икәнликини толуқ испатлап бериду. шәрқий түркистан бүйүк түркистанниң шәрқий йеримини көрситиду.
үчинчи: «шинҗаңдики һәр қайси милләтләр җуңхуа миллитиниң тәркибий қисми». төтинчи, «уйғурлар узун муддәтлик көчүш җәрйанида шәкилләнгән». бәшинчи, «шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң мәдәнийити җуңхуа мәдәнийитиниң тәркибий қисми».
йуқардики үч тема өз - ара мунасивәтлик болғачқа, мән һәммисини йиғинчақлап бирақла рәддийә беримән.
алди билән биз бирликтә х к п ниң йетәкчиликидә нәшир қилинған «түркий тиллар дивани» хитайчә нәшириниң кириш сөз қисмини оқуп чиқайли:
«түркий тиллар дивани» болса әрәб тили арқилиқ түрк тилини изаһлиған бир луғәт болуп, 11- әсирниң 70- йиллири тамамланған. түзгүчиси қәшқәрдә тоғулған улуғ уйғур алими мәһмуд қәшқири.
мәһмуд қәшқири шәрқий қарханийлар гүлләнгән мәзгилдики даңлиқ алим, у 11- әсирниң 20- йиллиридин 11- әсирниң ахирлириғичә йашиған болуп, «қутадғубилик»ниң муәллипи йүсүп хас һаҗип билән дәврдаш.
«түркий тиллар дивани» бизни 11- әсирдики уйғурларни өз ичигә алған түркий хәлқләрниң тил, йезиқ, тарих, өрп - адәт, астрономийә, җуғрапийә, йеза - игилик, қол санаити, тибабәт, сийасий, һәрбий ишлар вә иҗтимаий турмуш қатарлиқ саһәлиригә аит мол билимләр билән тәминләйду, әйни вақттики дөлитимизниң шинҗаң билән оттура асийа һәққидики бир қамус дейишкә болиду. луғәттә җәмий 7500 сөз бар. җуғрапийә вә тағ - дәрйалар қисмида, өзи сизған ханлиқларниң чегриси билән оттура асийаниң җуғрапийәлик хәритиси қошумчә берилгән. луғәттә йәнә, 242 хәлқ нахшиси, 200 дин артуқ мақал - тәмсил вә әқлийә сөз қоллинилған. луғәтниң әдәбийат тәтқиқатидиму интайин йуқири қиммити бар. луғәттә сөз ишлитишкә алаһидә етибар бәргән болуп, түркий хәлқләрниң тиллири билән әрәб тили инчикә селиштуруп тәтқиқ қилинған, бу йавропада 19- әсирниң ахирлирида башланған селиштурма тилшунаслиқтин 800 йил бурун иди. әйни вақттики түрк тиллири грамматикисиниң илмий чүшәндүрүлүши вә системилиқлиқини нәзәрдә тутқанда, әйни двәрниң әң йүксәк пәллисигә йәткән. шуниң үчүн, миҗәзи қәтий шундақла билими мол болған мәһмуд қәшқәри гәрчә дана һөкүмран салаһийитидә тарихқа йезилмиған болсиму, лекин бир улуғ алимлиқ салаһийити вә әсири билән кейинкиләрниң диққитигә сазавәр болди.
«түркий тиллар дивани» хитайчә тәрҗимиси:
биринҗи том:
http://ishare.iask.sina.com.cn/f/4971047.html
иккинҗи том:
http://ishare.iask.sina.com.cn/f/4971058.html
үчинҗи том:
http://ishare.iask.sina.com.cn/f/4971067.html
http://www.cssn.cn/zt/zt_xkzt/zt_wxzt/bw4/bw4lz/201503/t20150320_1555176.shtml”
биз йәнә лийу йаҗо генералниң ғәрбий йурт нәзәрийәсидики илмий ениқлимиға қарап чиқайли:
«оттура асийа вә шинҗаңда 10 милләт чегра атлап олтурақлашқан. оттура асийа дөләтлири вә шинҗаң районидики көп қисим аһалә ислам диниға етиқад қилиду, түркий милләтләрни асас қилған болуп, өрп - адәтлири йеқин, турмуш адәтлири охшап кетиду, миллий тонуш туйғуси күчлүк, өз - ара алақә қилиши қолайлиқ».
йуқарқи һөкүмәт материйаллириму уйғурларниң түркий милләтләргә тәвә икәнликини толуқ испатләп бәргән.
қәдимдин буйан шәрқий түркистанда йашап кәлгән хәлқ болса «уйғурларни өз ичигә алған түркий милләтләрдур». йәни «түркий милләтләрни асас қилған».
уйғур вә башқа түркий хәлқләр җуңхуа миллитигә тәвә әмәс. җуңхуа миллити билән қошна дөләт мунасивитидин башқа һечқандақ ортақлиқи йоқ.
түркологийә саһсидә уйғурлар түркий милләтләрни тәшкил қилған асаслиқ қисим дәп қарилиду. дәл шундақ болғанлиқтин бүгүнки түрк тилидики мәдәнийәт сөзи «уйғар» арқилиқ ипадилиниду.
биз бир селиштурма қилип бақайли:
әгәр бейҗиң тили (mandarin- 满大人) болмиған болса, йаки бейҗиң тили омумлашмиған болса, хитай чоң қуруқлуқида өлкиләрни демәйла қойайли, шәһәр вә шәһәр арисидики йәрлик тиллар арқлиқ алақә қилиш қәтий мумкин болмайтти. бәзи районларда һәттә наһийә вә наһийә арисидиму йәрлик тилни ишлитип алақә қилиш интайин қийин.
бейҗиң тили омумлашмиған вақтларда хитайчә хәт бирдин бир вастә иди.
әкисчә пүткүл түркистан «түркий милләтләрни асас қилған болуп, өз - ара алақә қилиш интайин қолайлиқ.»
бир тәрәптә хитайчә хәттин башқа һеч қанчә ортақлиқи болмиған бир милйард төт йүз милйон кишигә «җуңхуа миллити» йәни хитай дәп ениқлима берилиду.
йәнә бир тәрәптә, «өрп - адәтлири йеқин, турмуш адәтлири охшап кетидиған, миллий тонуш туйғуси күчлүк, өз - ара алақә қилиши қолайлиқ» болған охшаш бир түрк миллитигә «көп милләт» дәп ениқлима бериләмду?
бу хил зориға йасалған ениқлимини көтүрүп чиқиш шаллақлиқ әмәсму?
алтинҗи: «шинҗаңда тарихтин буйан көп хил дин тәң мәвҗут болған». йәттинҗи: «ислам диний уйғурлар әзәлдин қобул қилған дин әмәс шундақла бирдин бир етиқад қилған динму әмәс». йиғинчақлап рәддийә беримән.
алди билән ениқ болғини ислам дини уйғурлар вә түркий милләтләр әзәлдин қобул қилған дин әмәс, шундақла бирдин бир етиқад қилидиған дин әмәс.
буниң сәвәби уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң тарихи ислам дининиң тарихидин узун. ислам диний дунйаға келиштин бурун уйғур қатарлиқ түркий милләтләр саман дини вә будда диниға етиқад қилған. ислам дини уйғур қатарлиқ түркий милләтләр әң кейин етиқад қилған дин.
охшашла, ислам дини әрәб вә парсларниңму тоғулуштин бар болған вә бирдин бир дини әмәс.
әмәлийәттә һазирқи дунйадики һәр қандақ бир дин өз муртлириниң әзәлдин бар болған вә бирдин бир етиқад қилған дини әмәс. униң сәвәби болса инсанларниң оттуриға чиқиши һәр қандақ бир динниң пәйда болушидин хелила бурун болған.
дин болса инсанларниң мәнивий етиқади. дәврниң тәрәққийатиға әгишип, инсанларниң мәнивий турмуш иһтийаҗиму тәрққий қилиду. һәр милләт әң ахирида өзлиригә әң мас келидиған диний етиқадни тепип чиқиду йаки таллайду. һәқиқий диний етиқад өз ихтийарлиқини алдинқи шәрт қилғанда андин тиклиниду вә давамлиишиду.
уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң ислам дини етиқадиға өзгиришиниңму асаси бу.
шуниң үчүн мәлум бир милләтниң диний етиқадини өзгәтиши бир җинайәт әмәс. бәлки өзиниң мәнивий қатилиминиң иһтийаҗини үлүксиз йеңилиғанлиқиниң нәтиҗиси.
әҗиба будда дини оттура түзләңликтики хитай хәлқииң әзәлдин вә бирдин бир етиқад қилған диниму?
«дарма оттура түзүләңликкә келиштин бурунла оттура түзләңлиткә будда дини бар иди. униңдин бурун, хитайда омумийүзлүк етиқад қилинған дин давҗйав вә тйәнши иди, болупму хан ордисида.»
(https://zhidao.baidu.com/question/559532379.html)
қизиқарлиқ йери, будда дининиң оттура түзләңлик райониға тарқилиши вә хитай хәлқниң мәдәнийитини җанландурушдики әсли төһпә түркләргә мәнсуп.
бүгүн әгәр ичкиридики һәр қандақ бир бутханиға киридиған болсақ, дәрвазисида будсатвадин башқа икки тәрәпкә тизилған һәйкәлләрниң һәммисиниң узун бурутлуқ, қойуқ қашлиқ, чоң бурун, қолида шәмшәр тутуп турған бәстлик әзимәтләрни көримиз. уларниң бириму хитайларға охшимайду. чүнки у һәйкәлләрдә әйни вақтта будда динини оттура түзләңлик райониға тарқатқан түрк қәһриманлар тәсвирләнгән.
таң сеңниң һиндистанға берип нум елиши кейинки һекайиләрдур.
охшашла будда дини бүгүн бу динға етиқад қилидиған йапонийә вә тайланд қатарлиқ шәрқий җәнубий асийа әллириниң әзәлдин етиқад қилған вә бирдин бир дини әмәс. хиристиан дини вә католик диниму дунйаниң һәр қайси җайлириға тарқалған муртлириниң әзәлдин бар болған вә бирдин бир етиқад қилған дини әмәс.
бүгүнки дунйада һеч қандақ бир дин мәлум бир милләтниң әзәлдин вә бирдин бир етиқад қилидиған дини әмәс.
чүнки бу инсанийәтниң тәрәққийат қанунийитигә мас кәлмәйду, инсанларниң өзлүксиз издиниш тәлипигә мас кәлмәйду. шуниң үчүн «ислам дини уйғурлар әзәлдин вә бирдин бир етиқад қилған дин әмәс» дейшниң һеч қандақ бир әһмийити йоқ!
«шинҗаң әзәлдин көп хил дин бирликтә мәвҗут болған район» бу интайин тәбий бир иҗтимаий һадисә. дунйаниң һәр қайси җайлири охшаш. чоң бир дөләтниң һөкүмәт тармақлириниң кишиниң хийалиғиму кирип бақмиған бундақ бир тәбий һадисидин пайдилинип узун тарихқа игә бир милләтниң муқәддәс земин туйғусиға зәрбә бәрмәкчи болуши бәк пәскәшлик әмәсму?
енқки, х к п шәрқий түркистандики җинайитини йошуруш үчүн «йоқ»ни «бар» қилған. миң бир һийлә - микир арқилиқ уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң мәнивий қиммәт қарашлириға һақарәт қилған, улуғ түрк миллитигә вә униң муқәддәс земини шәрқий түркистанға болған ихласиға һуҗум қилған.
бу ақ ташлиқ китаб х к п ниң һакавур вә муттәһәмликиниң әкс етиши. х к п ниң ғалҗирлиқиниң типик ипадисидур.
х к п бу ақ ташлиқ китабни елан қилиш арқилиқ көрүнүштә уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң мәнивий қиммәт қарашлири вә муқәддәс земин туйғусиға һуҗум қилған болсиму, әмәлийәттә пүткүл инсанийәтниң муқәддәс мәнивий қиммәт қарашлириға һақарәт қилған.
һазир пүткүл дунйа х к п ни тонушқа башлиди. униң шум нийити вә рәзил қилмшлириға бирликтә шаһит болди. х к п оттуриға қойған «хитай чүши» әмәлийәттә инсанийәтниң йаман чүшидур.
изаһат: мениң бу мақалини йезиштики мәқситим уйғур қатарлиқ аҗиз түркий милләтләр үчүн гәп қилиш. мениң әсла бигунаһ хитай хәлқигә азар бериш нийитим йоқ. әгәр мақалидә сөз ишлитиштә мувапиқ болмиған җайларни байқисаңлар тоғра чүшүнәрсиләр. һәққанийәт туйғуси бар хитай хәлқиниң уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң мәйданида туруп бизниң һазирқи әһвалимизни һес қилип беқишини үмид қилимән. уйғурлар һазир һайат - маматлиқ кризисқа дуч кәлди.
хитайчә мәнбәниң улиниши: