америка парламентиниң «уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси» ниң толуқ текисти

116-нөвәтлик парламентниң 1-қетимлиқ йиғини

америка авам палатаси вә кеңәш палатаси түзүп чиқти.

1-баб қисқичә мавзу

бу қанун лайиһәси «2019-йиллиқ уйғур кишилик һоқуқ сийасити қанун лайиһәси» дәп атилиши мумкин.

2-баб мәқсәт һәққидә

бу қанун лайиһәсиниң мәқсити америкини һәрқайси күчләрни тәшкилләп, ортақ етирап қилинған кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш қилмишлирини бир тәрәп қилишқа йетәкләш. җүмлидин хитай территорийәсидики он милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни кәң көләмлик тутқун қилиш вә америка пуқралириға вә гиражданлириға тәһдит селиш вә қорқутуш қилмишлири.

3-баб мувапиқ болған парламент комитети

бу бабтики «мувапиқ болған парламент комитети» дегән ибариниң көрситидиғини болса:

1) (кеңәш палатаси) ташқи ишлар комитети, қораллиқ қисим комитети, ахбарат алаһидә комитети, банка, туралғу вә шәһәр хизмәтлири комитети вә әдлийә комитети вә кеңәш палатаси пул аҗритиш комитети.

2) (авам палатаси) ташқи ишлар комитети, қораллиқ қисим комитети, ахбарат даимий комитети, малийә комитети, әдлийә комитети, авам палатаси пул аҗритиш комитети.

4-баб парламент тәкшүрүп еришкән нәтиҗиләр

1) җуңхуа хәлқ җумһурийити һөкүмити (PRC) узундин бери намда аптонум район дәп аталған шинҗаң (шәрқий түркистан-т)дики 13 милйонға йеқин түркий, мөтидил сүнний мусулманлирини, болупму уйғурларни бастуруп кәлди. бу қилмишлар «дунйа кишилик һоқуқ хитабнамиси», «пуқраларниң һоқуқи вә сийасий һоқуқ хәлқара ортақ келишимнамиси» қатарлиқларни өз ичигә алған хәлқаралиқ кишилик һоқуқ өлчимигә хилап келиду.

2) йеқинқи нәччә он йил мабәйнидә мәркәз вә йәрликтики мәркизий һөкүмәт уйғур, қазақ вә шинҗаңдики башқа мусулманларни ирқий җәһәттин кәмситип, уларниң сөз әркинлики, диний етиқад әркинлики, паалийәт әркинлики вә адил сотлиниш қатарлиқ әқәллий пуқралиқ һоқуқи вә сийасий һоқуқлиридин мәһрум қилди.

3) мәркизий һөкүмәтниң қаттиқ бастуруши нәтиҗисидә шинҗаң районида қалаймиқанчилиқ күчийип кәтти. бу хитай һөкүмитиниң орвелчә «терорлуқ» вә «бөлгүнчилик»ниң дәлил-испати қилинди вә буни баһанә қилип, йәнә бир қәдәм чәктин ашқан һалда бастурди.

4) хитай даирилири 2014-йилидин башлап шинҗаңдики аз санлиқ милләт хәлқигә қарита «зораванлиққа, әсәбийликкә қарши туруш» һәрикити қозғиди. буниңда кәң көләмлик, хәлқаралиқ террорлуқ тәһдитини баһанә қилип, омумийүзлүк мәвҗут болуп турған чәклимилири вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишлирини ақлашқа урунди.

5) бу сийасәтләр төвәндикиләрни өз ичигә алиду:

A) барлиқ районда йуқири техникилиқ тәкшүрүш елип бериш, җүмлидин балиларниң DNA учуриға охшаш биологийәлик учурларни пуқралар билмигән вә уларниң рухситини алмиған һалда йиғиш.

B) чирай вә аваз тонуш детали вә учур амбири

C) барлиқ районда паалийәт әркинликини чәкләш.

6) хитай бихәтәрлик тармақлири та һазирғичә алақаға (2014), ханериқ (2013), сериқбуйа (2013)дики чоң көләмлиқ қораллиқ һуҗум вәқәси вә абдулбасит аблимит (2013) вә рози османни (2014) қанунсиз өлтүрүш қилмишлири һәққидә ишәнчлик доклат тәминлийәлмиди.

 7) (A) 2016-йили 8-айда шизаң аптонум райони(тибәт-т)ниң партийә даимий комитет секритари чен чуәнго шинҗаңниң партийә даимий комитет секритари болуп тәйинлип, бу райондики бастуруш сүрити техиму тезләштүрүлди.

(B) шинҗаңдики йәрлик әмәлдарлар кишиниң тенини шүркәндүридиған аталғулар билән сийасий нишанлирини сүпәтләп кәлди. мәсилән: өсмини еливетиш, химийәлик усул арлиқ от йоқитиш дегәнгә охшаш.

(C) уйғурлар чағанға охшаш хитайниң әнәниви байрамлирини тәбрикләшкә мәҗбурланди. уйғурларниң муқам вә мәшрәпкә охшаш мәдәний мираслири дөләт тәрипидин чәклимигә учриғачқа, шундақла университет вә мәктәпләрдә уйғурчә оқутушни әмәлдин қалдурғачқа, уйғур мәдәнийити йоқитиветилишкә қарап йүзләнди.

8) 2017-йилидики ишәнчлик доклатларға асасланғанда, чәтәлдә уруқ-туғқанлири болған хитай ичидики уйғурларниң из-дерики болмиған. хитай даирилири чәтәлдикиләргә бесим ишлитип, қайтип келишкә зорлиған, шундақла нурғунлиған кишиләр қанунсиз тутқун қилинған.

9) зийалилар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, мухбирлар вә әқил амбири гуруппилири тәминлигән ишәнчлик мәлуматлар хитайда «сийасий тәрбийәләш» мәркәзлириниң қурулғанлиқини дәлиллигән.

10) мустәқил тәшкилатлар қайрат сәмәрқәнд, өмәр бекали, меһригүл турсун вә бу җайда қамилип баққан башқа кишиләрни зийарт қилип, уларниң гуваһлиқини аңлиған. улар мәҗбурий сийасий идийә өзгәртиш, қийин-қистақ, тайақ, йемәклик кәмчиллик, айрим қамаш, шундақла вақитни биләлмигүдәк дәриҗидә қамилиш, һақарәт қилиниш, етиқади, тили вә мәдәнийитини инкар қилишқа мәҗбурлиниш қатарлиқ әһвалларни сүпәтләп бәргән. сақчилар уларға бирдинбир қутулуш йолиниң йетәрлик сийасий садиқлиқ көрситиш икәнликини билдүргән.

11) бу җайларниң шараитиниң начарлиқи вә давалиниш шараитиниң кәмчиллики йашанғанлар вә кесәлләрни өз ичигә алған нурғунлиған кишиләрниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған.

доклатта көрситишичә, һәсән имин (2017) вә савут раһман (2017) һечқандақ тәкшүрүш басқучидин өтмәйла, «сийасий өзгәртиш» лагериға соланған мәзгилдә өлүп кәткән.

башқа дөләтләрниң пуқралиқиға йаки мәңгүлүк туруш рухситигә еришкән уйғурлар вә қазақлар хитай әмәлдарлириниң тәһдити вә паракәнчилик қилишиға учриғанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәргән.

12) хитайниң бесими астида бир қисим дөләтләр уйғурларни хитайға қайтуруп беришкә мәҗбур болған. бу қилмиш қайтурвәтмәслик пиринсипиға зит келиду.

уйғурларни қайтурувәткән дөләтләр мисир (2017), әрәб бирләшмә хәлипилики (2017), малайшийа (2011, 2013), тайланд (2011, 2015), лаос (2010), бирма (2010), камбоджа (2009), вийетнам (2014), қазақистан (1999, 2001, 2003, 2006), өзбекистан (2007), таҗикистан (2011), пакистан (2003, 2009, 2011), непал (2002) вә һиндистан (2016) қатарлиқлар.

13) әркин асийа радийо истансисида хизмәт қиливатқан алтә уйғур мухбир хитайниң сийасәтлирини паш қилип кәлгәнлики үчүн, аилә әзалириға зийанкәшлик қилинғанлиқини ашкарилиған.

14) бир қисим америка ширкәтлири шинҗаңдики даириләр билән тиҗарәт һәмкарлиқи орнатқан болсиму, әмма уларниң сода паалийәтлириниң у йәрдә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики кәлтүрүп чиқириш йаки йардәм бериштин сақлинишиға капаләтлик қилидиған тәдбирләр йетәрлик әмәс.

15) хитай һөкүмити бир бәлбағ, бир йол пиланиға асасән шинҗаң вә оттура асийаға көпләп мәбләғ селип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ тәсир даирисини техиму күчәйтмәктә. әмма сийасәт, мәдәнийәт вә аз санлиқ милләтләрниң тил һоқуқини нәзәргә алмайватиду.

16) ташқи ишлар министирлики, парламент хитай ишлири иҗраийә комитети, кишилик һоқуқ комитети, шундақла мәмурий тармақлар вә парламентниң һәрқайси әзалири шинҗаңда омумийүзлүк мәвҗут болуп туруватқан кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш қилмишлири вә «сийасий қайта тәрбийәләш мәркәзлири»гә барғансери көңүл бөлмәктә.

17) 2018-йили 8-айда б д т ирқий кәмситишни йоқитиш комитети хитайниң шинҗаңдики кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилишқа охшаш кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш қилмишлириға қарита гуманини оттуриға қойди.

18) 2018-йили 8-айдин 9-айғичә болған арилиқта хитай даирилири бу шикайәткә инкас билдүрүп, бу шикайәтләрни инкар қилди йаки бу орунларниң «кәспий тәрбийәләш мәркизи» икәнликидә чиң турди.

19) 2018-йили 9-айда йеңи вәзипигә олтурған б д т кишилик һоқуқ ишлири алий әмәлдари мишел бачелет тунҗи қетимлиқ нутқида: «уйғурлар вә башқа мусулманларни кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш қилмиши, йәни шинҗаңдики аталмиш тәрбийәләш лагерлири һәққидики шикайәтләр кишини әндишигә салиду» деди.

20) 2018-йили 18-сентәбир вашингтон почта гезити тәһрир һәйити: «муһим болғини уйғурларниң хатирҗәмликила әмәс, бәлки 21-әсирдики технологийәниң инсанларниң әркинликини вәйран қилишқа ишлитиләмду йоқ, дегән мәсилидур» дәп көрситип өтти.

21) 2018-йили 12-айда кеңәш палатаси демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк идариси муавин йардәмчи сикот басбиниң шәрқий асийа, тинч окйан вә тор бихәтәрлики истратегийә һәйити гуваһлиқ берип, 2017-йили 4-айдин һазирғичә лагерларда аз дегәндә 800 миң кишиниң қамалғанлиқини, икки милйондин ешип кетиши мумкинликини дәлиллигән.

22) 2018-йили 12-айда мустәқил таратқулар көплигән дәлилләрниң лагерлардики кишиләрниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини испатлайдиғанлиқини ашкарилиған. шундақла доклатларда лагердин қойуветилгәнләрниң йеқин әтраптики завутларда төвән иш һәққи билән ишләшкә мәҗбурланғанлиқи, болмиса лагерға қайтурулуш хәвпигә учрайдиғанлиқи билдүрүлгән.

 23) 2018-йили 12-айда вә 2019-йили 1-айда хитай әмәлдарлири ғәрб дөләтлири қатаридин болмиған 12 дөләтниң мухбирлирини вә депломатийә әмәлдарлирини тәшкилләп, шинҗаңдики «сийасий тәрбийәләш мәркәзлири»ни зийарәт қилғузди. зийарәттин бурун хәлқаралиқ таратқулар хитай әмәлдарлириниң «сийасий тәрбийәләш мәркәзлири»дики бир қисим бихәтәрлик әслиһәлириниң изини йоқатқанлиқини, тутқун қилинғанларниң вә хәлқниң лагерлар һәққидә сәлбий пикирләрни қилмаслиқи һәққидә буйруқ чүшүргәнликини ашкарилиди. доклатта йәнә зор түркүмдики тутқунларниң хитайниң башқа җайлиридики қамақханиларға йөткәлгәнлики билдүрүлди.

24) мутәхәссисләр шинҗаң районини «шималий корийә билән тәңдаш келидиған сақчи дөлити, җәнубий африқидикигә охшаш ирқий айримичилиқ, аста шәкилдики тйәнәнмен бастуруши» дегәндәк ибариләр билән сүпәтлиди.

 

5-баб парламентниң пикири

1) пирезидент хитай даирилириниң шинҗаңдики түркий мусулманлирини хорлаватқанлиқини әйиблиши керәк. шундақла хитай рәиси ши җинпиңни хитайдики сийасәтни қалаймиқан ишлитиш, узунға созулған бастуруш қилмишлирини етирап қилишқа, «сийасий тәрбийәләш мәркәзлири»ни тақашқа, пүтүн райондики чәклимиләрни йоқитип, кишилик һоқуқиға капаләтлики қилишқа, қайтидин дөләт ичи-сиртидики алақини әслигә кәлтүрүшкә чақириши керәк.

2) америка һөкүмити йеңи бир истратегийә пилани оттуриға қойуп, б д т кишилик һоқуқ ишлири алий әмәлдари вә б д т дики мухбирларниң шинҗаңға, җүмлидин «сийасий тәрбийәләш мәркәзлири»гә қарита дәрһал вә чәклимисиз кирип тәкшүрүш чақириқини қоллиши, б д т дики америка вәкилиниң пикир бериш вә беләт ташлаш һоқуқидин пайдилинип, хитайниң түркий мусулманлирини халиғанчә тутқун қилиш, қийин-қистаққа елиш вә мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишлирини әйиблиши керәк.

3) америка ташқи ишлар министири һоқуқлуқ органлардин, җүмлидин магнитиский қанунидин пайдилинип, хитай һөкүмити әмәлдарлири, һөкүмәттики компартийә әзалириға қаратмилиқ чәкләш йүргүзүшни, хитай һөкүмити, бихәтәрлик органлири, шинҗаң партком секретари чен чүәнго вә башқа әмәлдарларниң шинҗаң вә башқа җайлардики кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш қилмишлирини әрз қилишни ойлишип беқиши керәк.

4) америка ташқи ишлар министири «франк волф хәлқаралиқ диний әркинлик қануни»ни иҗра қилишқа, шундақла бу қанунға асасән истратегийәлик һалда җаза тәдбирлири вә башқа васитиләрни қоллинишқа рухсәт қилиши керәк. хитай һөкүмитини «алаһидә диққәт қилинидиған дөләт» дәп қарап, униң диний етиқад әркинликни дәпсәндә қилиш қилмишлириға қарита тәдбир қоллиниши керәк.

5) сода министирлики һәрқандақ америка мәһсулатини вә мулазимитини хитайниң шинҗаңдики вакаләт органлириға сетип бәрмәсликини, җүмлидин шинҗаңдики компартийә органлирини, сақчи органлирини, шинҗаңдики бирликсәп бөлүмини йаки хитайға вакалитән түркий мусулманлирини кәң көләмлик тутқун қилиш вә мәҗбурий әмгәккә селиш қилишлириға мәсул болған органларни қара тизимликкә киргүзүшни қарап чиқиши вә ойлинип беқиши керәк.

6) америка ташқи ишлар министири учур амбири қуруп чиқип, америка пуқраси йаки мәңгүлүк гираждани болған уйғурларниң йоқап кәткән аилә әзалири һәққидики учурларни топлиши, уни қәрәллик һөкүмәткә йоллап туруши вә хитайдин сориқини қилиши, мувапиқ тәдбирләр арқилиқ уйғур, қазақ вә башқа түркий мусулманларниң панаһлиқ илтимасини бир тәрәп қилишни тезләштүрүши керәк.

7) шинҗаңда мәһсулатлирини сетиватқан йаки мулазимәт билән тәминләватқан америка ширкәтлири вә шәхсләр зөрүр тәдбирләрни қоллинилиши, җүмлидин малийә пиланидики сода паалийәтлириниң шинҗаң вә хитайниң башқа җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қилмишлириға арилишип қалмаслиқи вә уларниң ишләпчиқириш линийәси мәҗбурий әмгәккә селишқа бағлинишлиқ болмаслиқи керәк.

8) федератип тәкшүрүш идариси вә америкидики башқа қанун йүргүзүш органлири из қоғлап тәкшүрүп, америка пуқраси йаки мәңгүлүк гираждани болған түркий мусулманлар, уйғулар вә хитайларға, шундақла америкида қанунлуқ хизмәт қиливатқан йаки оқуватқан хитай пуқралириға тәһдит салған вә қорқутқан вә аварә қилған хитай әмәлдарлириниң җинайитини сүрүштә қилиши керәк.

9) ташқи ишлар министири америкиниң иттипақдаш дөләтлири билән охшаш қәдәм басқучлар арқилиқ, қаратмилиқ җазалаш вә веза чәклимиси қойуш қатарлиқ тәрәпләрдә һәмкарлиқни күчәйтиши керәк.

10) әркин асийа радийо истансиси уйғурчә бөлүминиң хизмәтлирини тәқдирләш керәк. чүнки хитай һөкүмити уларға тәһдит салған, уларниң аилә әзалирини тутқун қилип қорқутқан болсиму, улар тоғра вә тәпсилий һалда уйғурлар вә хитайдики башқа аз санлиқ милләтләрниң бешиға кәлгән күнләрни тонуштуруп кәлди.

 

6-баб дөләт бихәтәрлики доклати

a) омумлаштуруп ейтқанда, мәзкур қанун лайиһәси елан қилинип 180 күн ичидә дөләтлик ахбарат идариси башлиқи ташқи ишлар министири билән һәмкарлишип, парламентқа мәхпи вә алаһидә мәхпий доклат йоллап, шинҗаңдики бастуруш һәрикәтлириниң дөләткә вә районға болған бихәтәрлик тәһдитини, шәрқий асийа вә җәнубий асийа дөләтлириниң түркий мусулманлирини мәҗбурий қайтуруп бериш вә панаһлиқ тилигүчиләрниң нисбити, шундақла хитай һөкүмитиниң түркий мусулманлирини кәң көләмлик тутқун қилиш вә назарәт қилишқа ишлитилгән сақчи сигнал системиси, чоң учур амбири қатарлиқларға охшаш техникиларниң өтүнүп берилиши вә тәтқиқ қилинишиға алақидар мәсилиләрни баһалап чиқиши керәк.

b) қошумчә: (a) маддида тәләп қилинған доклатқа йәнә бир һөҗҗәт қошумчә қилиниши, у һөҗҗәттә «сийасий тәрбийәләш» лагерлирини қуруш, хизмәт қилдуруш вә униңға ишлитигән көзитиш техникиси йаки мулазимитини тәминлигән хитай ширкәтлириниң тизимлики турғузулуши керәк.

 

7-баб америка пуқралири вә аһалилирини тәһдит вә қорқутушқа учраштин қоғдаш

a) омумлаштуруп ейтқанда, мәзкур қанун лайиһәси елан қилинип 90 күн ичидә дөләтлик тәкшүрүш идариси башлиқи ташқи ишлар министири билән мәслиһәтлишип, мувапиқ һалда парламент комитетиға доклат сунуши, доклатта америка пуқралири вә аһалилирини, җүмлидин уйғурларни, америкида оқуватқан йаки вақитлиқ хизмәт қиливатқан, әмма хитай һөкүмити вә коммунист әмәлдарлириниң тәһдит селиши вә паракәндә қилишиға учраватқан вә йаки хизмәт қилғанлиқи вә учур билән тәминлигәнлики түпәйлидин уруқ-туғқанлири тәһдиткә учриған йаки тутқун қилинған хитай пуқралирини учур билән тәминләш вә қоғдаш һәққидики тиришчанлиқлар байан қилиниши керәк.

b) америка пуқралири йаки аһалилириниң тутқун қилинған уруқ-туғқанлириниң учур амбири: америка ташқи ишлар министири мувапиқ механизм һәққидә издинип, ихтийари характерлик учур амбири қуруп чиқиши, буниң америка пуқралири вә мәңгүлүк гиражданлири үчүн тәминлиниши, аилә әзалири йоқап кәткәнләрниң тәпсилий әһвалини көрситип бериши, бу арқилиқ хитай һөкүмитини дәлил-испат билән тәминләп, уларниң сориқини қилишқа, шундақла уйғур, қазақ вә башқа түркий мусулманлириниң шикайәт қилишини тезлитишкә қолайлиқ йаритиши керәк.

 

8-баб аммиви депломатийә доклати

a) мәзкур қанун елан қилинип 120 күн ичидә америкиниң хәлқарадики һәрқайси таратқулириниң баш иҗраийә әмәлдарлири парламентқа төвәндикидәк бир парчә доклат сунуши керәк:

1) америка радийосиниң дунйадики уйғур тиллиқ районларға тарқилиш әһвали вә даирисини, хәвәрләрниң бу районда тарқилишиға тосалғу болуватқан амилларни, бу районларға тартқуларни йәткүзүш үчүн керәклик болған тәминлинишкә тегишлик техника вә малийә һәққидики тәпсилий мәлуматларни байан қилған болуш.

2) әркин асийа радийосидики мухбирларниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини елан қилғанлиқи үчүн, учриған тәһдитлирини байан қилған болуш.

3) америка дөләт ишлири кеңишиниң хәлқарадики мәркәзлири билән мәслиһәтлишип, хитай һөкүмити йаки шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң уйғур райониға қаратқан йалған хәвәр вә тәшвиқатлири арқилиқ шинҗаң районида йүз бериватқан әқәллий һоқуқларни дәпсәндә қилиш қилмишлириға вә шуниңға алақидар паалийәт йаки пиланларға чапан йепиватқанлиқини байан қилған болуш.

b) парламентниң пикири: әркин асийа радийоси уйғурчә бөлүмидики мухбирлар хитайниң һөкүмитиниң уруқ-туғқанлири тутқун қилип, уларни еғизини әтмәкчи болуши йаки тәһдит селишиға қаримай, шинҗаңдики кишилик һоқуқ мәсилиси вә сийасий вәзийәтни хәвәр қилишни давамлаштурди. парламент уларни қаттиқ алқишлашқа тегишлик дәп қарайду.

 

9-баб йиллиқ доклат

a) мәзкур қанун елан қилинип 180 күн ичидә вә бундин кейин һәр йили ташқи ишлар министири алақидар федератип органлири вә хәлқ тәшкилатлиридин учур игиләш арқилиқ, парламент комитетини төвәндикиләрни өз ичигә алған йиллиқ доклат билән тәминлиши керәк:

1) шинҗаң районидики «қайта тәрбийәләш лагерлири»ға қамалғанларниң санини ениқлаш, лагерларниң шараитини баһалаш, җүмлидин қийин-қистаққа елинамду, диний етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлинамду вә башқа хорлашларға учрамду дегәндәк.

2) амал бар тәрбийәләш лагерлириниң җуғрапийәлик орнини бекитиш вә униң ичигә қамалған кишиләрниң санини пәрәз қилиш.

3) хитай даирилириниң вә қайта тәрбийәләш лагериға мәсул органларниң қамалған уйғурларни қандақ усулда «қайта тәрбийәләйдиғанлиқи»ни чүшәндүрүш.

4) сорақ қилиш йаки түрмигә қамаш үчүн халиғанчә тутқун қилинғанларниң санини ениқлап чиқиш.

5) тәрбийәләш лагерлирида йаки йәрлик завутларда қайта лагерға қайтурулуш тәһдити арқилиқ төвән иш һәққи билән мәҗбурий әмгәккә селиниватқанларни ениқлап чиқиш.

6) бу хил әмгәкләрдин пайдиға еришкән завутларниң тизимликини турғузуп чиқиш.

7) хитай һөкүмитиниң депломатийә әмәлдарлири, мухбирлар вә башқа шәхсләрниң шинҗаңға кирип тәкшүрүшгә рухсәт қилиш әһвалини баһалап чиқиш вә шинҗаңдики кишилик һоқуқ мәсилисини тәкшүрүшкә тосқунлуқ қиливатқан тәдбирлирини байан қилиш.

8) шинҗаңдики сақчи даирилири қолланған бастуруш характерлик назарәт қилиш, тәкшүрүш вә контрол қилиш усуллирини баһалап чиқиш, шундақла шинҗаңдики уйғур вә башқа мусулманларни кәң көләмлик тутқун қилип, қайта тәрбийәләш лагерлириға қамашқа мәсул болған йуқири дәриҗилик әмәлдар вә йуқири техникилиқ сақчи әмәлдарлириниң тизимликини турғузуп чиқиш.

9) шинҗаңдики әқәллий кишилик һоқуқ дәпсәндичилик мәсилисини һәл қилиш вә панаһлиқ тилигүчиләрни қоғдаш үчүн көрсәткән депломатик тиришчанлиқлирини, җүмлидин түрлүк органлар, хитай, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр вә башқа дөләтләр билән болған алақиләрни байан қилиш.

b) ахирлаштуруш: әгәр ташқи ишлар министири парламентқа кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилиш, уйғурлар вә башқа аз санлиқ мусулманларни кәң көләмлик тутқун қилиш қилмишиниң ахирлашқанлиқини испатлап берәлисә, (a) маддидики тәләп қилинған доклатни тохтатса болиду.

 

10-баб дөләт ишлири кеңиши алаһидә маслаштурғучиси

a) омумлаштуруп ейтқанда, ташқи ишлар министири дөләт ишлири кеңишидә йеңи вәзипә орни тәсис қилишни ойлишип беқиши керәк. мәзкур вәзипә орни депломатик йараштуруш, сийасәт, аммиви депломатийә, малийә йардими, җазалаш, террорлуққа қарши туруш, америка һөкүмитиниң бихәтәрлик мәнбәлири қатарлиқ ишларға мәсул болуп, шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, уйғур вә башқа аз санлиқ милләт мусулманлирини кәң көләмлик тутқун қилиш, йуқири техникидин пайдилинип назарәт қилиш вә тәкшүрүш, шундақла хитай һөкүмитиниң террорлуққа вә әсәбийликкә қарши турушни баһанә қилип, шинҗаңдики сийаситини ақлаш қилмишиға тақабил туруш мәқсәт қилиниду.

b) вәзипигә олтуруш: әгәр ташқи ишлар миниситири (a) маддидики йеңи вәзипә орни тәсис қилишни мувапиқ көрсә, дөләт ишлири кеңишидики әмәлдар вә хадимлардин алаһидә маслаштурғучини таллап, вәзипигә қойса болиду. ташқи ишлар миниситири маслаштурғучи вәзиписигә олтурған әмәлдар йаки хадимниң әслидики вәзиписини давамлаштурушиға рухсәт қилса болиду.

(c)  ташқи ишлар миниситири шинҗаңдики уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләт мусулманлириға қаритилған кишилик һоқуқни омумийүзлүк дәпсәндә қилиш қилмишлириниң ахирлашқанлиқини парламнетқа испатлап бәргәндин кейин алаһидә маслаштурғучиниң вәзиписини тохтитиду.

(d) мәслиһәтлишиш: йуқириқи маддиға асасән алаһидә маслаштурғучини бекитиштин бурун ташқи ишлар министири парламент комитети рәиси вә аз санлиқ партийә әзалири билән мәслиһәтлишиши керәк.

оқурмәнләр сәмигә? қануни һөҗҗәт болғанлиқи үчүн исимлар америка һөкүмитиниң тили бойичә әйнәт тәрҗимә қилиниди. тоғра чүшәнгәйсиләр!