нйуйорк вақт гезити хитайниң лагирға қамалғучиларниң пәрзәнтлиригә тәһдит салидиған мәхпий «оқушлуқи»ни ашкарилиди

төт йүз бәттин артуқ бу һөҗҗәттә балиларға лагир һәққидә соралған соалларға қандақ җаваб бериш керәклики көрситилгән вә уларға тәһдит селинған. 

нйуйорк вақт гезитиниң 16- нойабир шәнбә күни хәвәр қилишичә, хитай компартийәсиниң ички қисмидин ашкариланған 400 бәттин артуқ бир мәхпий һөҗҗәттә көрситилишичә, х к п каттивеши ши җинпиң шинҗаң(шәрқий түркистан - т)да уйғур вә башқа мусулманларға қаритилған бастурушларға рәһбәрлик қилған. нөвәттә милйонлиған мусулман йиғивелиш лагириға қамалған болуп, хитай даирилири бу йиғивелиш лагирлирини «кәспий тәрбийләш мәркәзлири» дәп атайду.

бу мәхпий һөҗҗәт ата - аниси йаки уруғ - туғқанлири йиғивелиш лагириға қамалған балиларға тәрбийә вә тәһдит елип баридиған тәрбийләш материйали болуп, соал - җаваб шәклидики бу қоланмида, қамалғучиларниң балилиридин сиртқа қарита йиғивелиш лагирлирини пәрдазлап көрситиш тәләп қилинған, болмиса уларниң ата- анисиниң қамақ «муддити»гә тәиср йетидиғанлиқи билән тәһдит селинған.

«нйуйорк вақт гезити»ниң хоңкоңда турушлуқ мухбири астун рамзи тәрипидин илан қилинған бу узун сәһипилик мақалидә ейтилишичә, бу һөҗҗәтләр нәччә он йилдин буйан х к п ички қисмидин ашкарилған әң чоң һөҗҗәт болуп, хитайниң шәрқий түркистандики бастурушлири һәққидә мислисиз ички испат билән тәминләйдикән.

«турпан шәһири мәркәзләштүрүп тәрбийләш мәктипи курсантлириниң пәрзәнтлириниң соал - җаваб қолланмиси» намлиқ бу һөҗҗәтни х к п уйғур аптоном районлуқ комитети йәрлик даириләргә чүшүргән болуп, йәрлик әмәлдарлар вә хизмәтчиләрдин сиртта мәктәптә оқуп тәтилгә қайтип кәлгән оқуғучилар билән дәрһал көрүшүп, уларниң йиғивелиш лагириниң һәқиқий әһвали һәққидә гәп - сөз қилишни чәкләшни тәләп қилған.

соал - җаваб шәклидики бу қолланмида, нурғун соалларға қандақ җаваб бериш вә лагирдикиләрниң аилисигә қандақ тәһдит селиш һәққидә өлчәмлик җаваблар берилгән.

мәсилән:

«ата-анаң(аилә әзалири)ниң нәдә?» дәп соралғанда, берилидиған өлчәмлик җаваб:

«улар һөкүмәт тәсис қилған тәрбийләш мәкитипдә.»

«улар тәрбийләшни қобул қилиду.»

«уларниң турмуш шараити интайин йахши, йатақ - тамақ һәқсиз, өлчимиму бир қәдәр йуқири, ғәм қилмисаңларму болиду.»

«һәр күнлүк тамақ чиқими 21 йүәндин йуқири, һәтта бир қисим курсанларниң өйидики өлчәмдинму йуқири.»

бу һөҗҗәттә йәнә балиларға очуқ - ашкарә тәһдит селинған болуп, уларниң сирттики гәп сөзлириниң лагирдики туғқанлириниң нумириға тәсир көрситиғанлиқини, бу номур уларниң қачан қойуп берилишини бәлгиләшкә ишлитилидиғанлиқи ейтилған.

«нйуйорк вақт гезити» бу ички материйалларға қандақ еришкәнликини ашкарилимиди.

 түркистан вақти хәвири

2019- йили 17- нойабир

мунасивәтлик хәвәрләр:

https://www.nytimes.com/interactive/2019/11/16/world/asia/china-xinjiang-documents.html?fbclid=IwAR1upn3ljxjlVClze2sVxrFOTcy3TwdtcT9aq0hamL9p_1nFxVeRMYTTXNA

https://www.nytimes.com/2019/11/16/world/asia/china-muslims-detention.html

http://www.epochtimes.com/gb/19/11/16/n11660370.htm

https://www.voachinese.com/a/nyt-leaked-documents-xinjiang-crackdown-xijinping-201911117/5169324.html