уйғурлар һәққидә филим ишлигән руһи чәнәт хитайға маңди

түркийәдә төт милйондин артуқ әгәшкүчиси болған руһи чәнәт икки күн бурун илан қилған бир видеода, корона вирусини тәкшүрүш үчүн хитайға маңғанлиқини ейтти. у өзидин төт күнгичә хәвәр болмиса әлчихана арқилиқ сүрүштә қилишни тәләп қилди.

у йолға чиқиштин бурун 30- йанвар истанбул айродромида илан қилған видеосида, тордин бу вирус арқилиқ бәзи учурларни игәллигәнликини, лекин хитайниң йәнила көп ишларни йушуруп қалидиғанлиқини, шуниң үчүн техиму йахши мәлумат игәлләш үчүн хитайға зийарәткә баридиғанлиқини билдүрди.

руһи чәнәт бундин бурун хитай зулми астидики уйғурлар һәққидә бир филим ишлигән иди. у бу сәвәблик өзиниң хитай тәрипидин қара тизимликкә киргүзүлгән болуши мумкинликини, әгәр төт күнгичә хәвири болмиса әлчихана арқилиқ сүрүштә қилишни ейтти.

руһи чәнәтниң уйғурлар һәққидә ишлигән филими.