ғулҗа қәтлиаминиң 23 йиллиқи мунасивити билән әнқәрә вә истанбулда хатириләш паалийәтлири өткүзүлди

истанбулда «шеһитләр кечиси» паалийити өткүзүлди

1997- йили 5- феврал күни шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә хитай ишғалчилири тәрипидин елип берилған қанлиқ қирғинчилиқниң 23 йиллиқи мунасивити билән истанбулда «шәрқий түркистан шеһитләр кечиси» паалийити өткүзүлди. 

5- феврал чаршәнбә күни кәч өткүзүлгән паалийәткә истанбулда йашаватқан миңлиған уйғур билән биргә, шәрқий түркистан тәшкилатлири вә қериндаш милләтләр тәшкилатлириниң вәкиллири, «йеңидин рәфаһ партийиси» вә «алпәрән оҗаклири» қатарлиқ түрк сийасий партийә вә аммиви тәшкилатлириниң вәкиллири иштирак қилди. 

паалийәттә, тәшкилат вәкиллири, диний алимлар вә зийалийларниң нотуқ вә вәз - нәсиһәтлири билән биргә, өсмүрләрниң түрлүк номурлириғиму орун берилди.

паалийәтниң нәх мәйдан тарқитилишини бу улиништин көрәләйсиз:

https://www.facebook.com/istiqlallTV/videos/3155585801142488/?t=5081 

әнқәрәдә намайиш өткүзүлди

шуниң билән биргә, түркийә пайтәхти әнқәрәдики улус мәйданида ғулҗа қирғинчилиқиниң хатирә күни мунасивити билән намайиш вә ахбарат илан қилиш йиғини өткүзүлди. 

намайишқа, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати билән биргә, «ийи партийә» қатарлиқ түрк сийасий партийәләр вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллириму қатнашти. 

ankara-da-cin-protestosu-12888437_o

2020- йили 5- феврал