вухән өпкә йаллуғи вируси вә униң вәтинимиздики тәсири һәққидә йеңи учурлар

өткән йилиниң ахири хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиққан йеңи типлиқ таҗисиман өпкә йаллуғи вируси нөәттә хитайдин башқа 20 дин артуқ дөләттә байқалди. хитай илан қилған мәлуматларға асасланғанда, шәрқий түркистандиму бу хил вирус билән йуқумланғучилар сани 40 қа йеқинлашқан, хитайда болса вирус билән йуқумлинип өлгәнләр сани 563 кә йәткән. бу санлар тез сүрәттә ашмақта. 

шуниң билән биргә, бу хил вирсуниң шәрқий түркистандики йиғивелиш лагириға қамалған милйонлиған уйғурға елип келидиған хәвпи муһаҗирәттики хәлқимизни әндишигә салмақта. 

төвәндә дохтур мәмәт имин вә доктур әркин сидиқниң бу хил вирус вә вәтинимиздики тәсири һәққидә өз сәһипилиридә илан қилған видеолири берилди. уларниң қаналлирини зийарәт қилиш арқилиқ техиму көп мәлуматларға еришәләймиз. 

әркин сидиқ: вәтән һәққидә йеңи учурлар (33)

 

мәмәт имин: 

сағлам болуң 8: вухән өпкә йаллуғиниң һазирқи әһвали вә униңдин қандақ сақлиниш

сағлам болуң 12: вухән өпкә йаллуғиниң кисәл аламәтлири вә униңдин сақлиниш

  2020- йили 7- феврал