намда «шинҗаңға йардәм бериш», әмәлийәттә мәҗбурий әмгәк

намда «шинҗаңға йардәм бериш», әмәлийәттә мәҗбурий әмгәк, бейҗиң: доклатниң қилчә асасий йоқ

«гирманийә авази», 2020- йили 3- март

авистиралийә ақиллар амбири «авистиралийә истратегийилик сийасәт институти» 1-март тәтқиқат доклати елан қилип, хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин 2019-йилғичә болған арилиқта аз дегәндә 80,000 уйғурни шинҗаң(шәрқий түркситан-т)дин хитайниң башқа җайлиридики завутларға йөткәп «мәҗбурий әмгәк»кә салғанлиқини оттуриға қойди. тәтқиқат нәтиҗиси шуни испатлидики, бу уйғурларниң бәзилири биваситә қайта тәрбийиләш лагерлиридин бу завутларда ишләшкә көчүрүп келингән.

 авистиралийә истратегийилик сийасәт тәтқиқат орни елан қилған әң йеңи доклатта көрситилишичә, 2017-йилдин башлап, хитай һөкүмити шинҗаңдин кәм дегәндә 80,000 уйғурни хитайниң 9 өлкисидики завутларға системилиқ йөткигән. истатистикида көрситилишичә, бу «мәҗбурий әмгәк» программисиға кәм дегәндә 27 завут қатнашқан.

хитай дипломатийә министирликиниң байанатчиси җав лиҗйән дүшәнбә күнидики қәрәллик мухбирларни күтүвелиш йиғинида доклатниң әйибләшлириниң асассиз икәнликини вә «авистиралийә истратегийилик сийасәт тәтқиқат орни» ниң шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләрдә көп қетим бир тәрәплимә қарашларни оттуриға қойғанлиқини әйиблиди. у бу органниң «америкидики хитайға қарши күчләргә әгишип,хитайниң шинҗаңдики терорлуққа қарши туруш вә радикаллиқни йоқитиш тиришчанлиқини төһмәт қилиш» үчүн шундақ қилғанлиқини ейтти.

җав лиҗйән мундақ деди: «авистиралийәдин бир киши йеқинда сиз тилға алған органниң узундин буйан америка һөкүмити вә қорал-йарақ содигәрлириниң иқтисадий йардимигә еришкәнликини йазди. бу орган хитайға қарши һәр хил мәсилиләрни ойдуруп чиқириш вә пәрәз қилишни халайду, униң идиологийиси интайин күчлүк болуп, хитайға қарши күчләрниң «башламчиси»ға айланди вә илмий инавити еғир дәриҗидә гуманлиқ соалларға дуч кәлди. биз авистиралийәдики бир қисим органлар вә күчләрниң шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә қийас қилишни тохтитишини йәнә бир қетим тәләп қилимиз. биз ахбарат васитилириниң техиму һошйарлиқни өстүрүп, уларға екран көрситишини, кәспий әхлаққа әмәл қилишини вә пакитни асас қилип доклат қилишини үмид қилимиз.»

 83 хәлқаралиқ ширкәт «мәҗбурий әмгәк»гә четишлиқ болуши мумкин

җуңго һөкүмити бу пиланға «шинҗаңға йардәм» дәп исим қойди, кәм дегәндә 83 хәлқаралиқ ширкәт тәминләш зәнҗиридики 27 завутниң хам әшйасини ишлитиду. 83 хәлқаралиқ ширкәт найк , адидас , зара , гап , BMW , аммибаб , алма вә гугулни өз ичигә алиду.

доклатта көрситилишичә , йәрлик әмәлдарларни уйғурларни шинҗаңдин башқа районлардики завутларға ишләшкә йөткәшкә илһамландуруш үчүн, шинҗаң һөкүмити «киши беишиға һесаблаш» усули қоллинип, уйғурларни завутларға тонуштурған васитичиләргә йаки йәрлик һөкүмәт хадимлириға бәлгилик мукапат бәргән. доклатта мундақ дейилди: «бу мәҗбурий хизмәт йөткәш системиси хитай һөкүмитиниң шинҗаң қайта тәрбийиләш лагери сийаситиниң бир қисми болуп қалди».

 германийә авазиниң мушу айниң бешида «қарақаш тизимлики»ни асас қилип елан қилған мәхсус хәвиригә асасланғнада, қолға елинған бир қисим уйғурлар җәмийәткә бәлгилик тәһдид елип кәлгән дәп қаралғанлиқтин, қайта тәрбийләш лагирида бир йил тошқузғандин кейин, өзи қарашлиқ йеза - базарниң «тәклипи» билән завутқа ишләшкә әвәтилгән. авистиралийә истратегийилик сийасәт тәтқиқат орниниң әң йеңи доклатида йәнә шинҗаң һөкүмитиниң компартийә әзалирини әвәтип, уйғур ишчилириниң аилә-тавабиатлирини назарәт қилидиғанлиқи көрситилди, чүнки завуттики уйғур ишчилириниң һәр қандақ намувапиқ қилмиши шинҗаңдики аилисигә тәсир көрситиши мумкин. доклатта мундақ дейилди: «бу испатлар уйғурларниң бу хизмәт йөткәш системисиға пүтүнләй `өз ихтийарлиқи` билән қошулмайдиғанлиқини көрситип бәрди.

униңдин башқа, бу уйғурларниң завуттики һәр бир һәрикити назарәт қилиниду. улар хизмәт вақти сиртида чоқум хәнзучә вә «вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси» дәрслирини өгиниши керәк, башқурғучилар диний ибадәткә қатнишишиға рухсәт қилмайду. доклатқа қариғанда, хитай һөкүмитиниң мәнбәлири вә рәсмий һөҗҗәтлиридә завутниң бу уйғурларни назарәт қилиш үчүн алаһидә хадим әвәткәнлики вә уларниң шәхсий әркинликиниңму нурғун чәклимиләргә учриғанлиқи көрситилди.

 доклатта мундақ дәп йезилған: «уйғурларниң завуттики һәрикәт әркинлики қаттиқ чәкләнгән, һәтта бәзи пакитларда көрситилишичә , гәрчә хитай һөкүмити завутларда ишләватқан уйғурларниң йахши муамилигә еришидиғанлиқини тәкитлигән болсиму, әмма улар әмәлийәттә хәнзу ишчиларниң маашидин төвән мааш алиду. »

мәҗбурий әмгәк қилиш дилолири

доклатта, авистиралийә истратегийилик сийасәт тәтқиқат орни уйғурларниң «мәҗбурий әмгәккә» әвәтилгән үч хил әһвални тилға алди. биринчи дело чиңдавдики тәйгуаң айағ чәклик ширкити болуп, доклатта көрситилишичә, бу завутта мәҗбурий әмгәк қилидиған уйғурлар асаслиқи америкиниң асаслиқ айағ ишләпчиқарғучи найк үчүн айағ тикидикән. лекин, завутниң ришаткисиға сим тор орунлаштурулған болуп, завут райониға нурғун қаравул мунари вә қаравул орни орнитилған. доклатта мундақ дейилди: завут уйғур ишчилириниң дәм елиш күнлиридә өйигә қайтишиға йол қоймайду.

ufs-fig2

буниңдин башқа, йәнә бир делода, адидас үчүн тәнтәрбийә кийим-кечәклири ишләпчиқиридиған хав йүәнпең кийим-кечәк чәклик ширкити хитай һөкүмитиниң «шинҗаңға йардәм бериш» программисиға қатнашқан вә уйғурларни тәрбийиләш лагеридин ширкәтниң әнхуй өлкисидики завутиға йөткигән. хитай һөкүмитиниң доклатида көрситилишичә, 2018-йили 2-айда, хав йүәнпең кийим-кечәк чәклик ширкити йупурға наһийәлик кәспий оттура мәктәпни «пүттүргән» 63 уйғурни әнхуй өлкисидики завутиға йөткигән.

авистиралийә истратегийилик сийасәт тәтқиқат орни сүний һәмраһ сүритини селиштуруш вә җуңгониң рәсмий һөҗҗәтлирини көрүш арқилиқ йупурға наһийәлик кәспий оттура мәктәпниң  2017-йилдин башлап қайта тәрбийиләш лагериға айланғанлиқини дәлиллиди. адидас байанатчиси авистиралийә истратегийилик сийасәт институтиға бу ширкәтниң хав йүәнпең кийим-кечәк чәклик ширкити билән узун муддәтлик мунасивити йоқлиқини, адидасниң ширкәтниң тәминләш зәнҗиригә қарита йәниму илгирилигән һалда тәкшүрүш елип баридиғанлиқини ейтти. 

доклатта йәнә алма iPhone 8 вә iPhone X үчүн өзтартим линза ишләпчиқириш билән шуғуллинидиған Ophi оптикилиқ техника чәклик ширкитиниң 2017-йили 4-айниң 28-күнидин 5-айниң 1-күнигичә, хотән вилайитиниң лоп наһийисидин 700 уйғурни җйаңши өлкисиниң нәнчаң шәһиридики завутиға йөткигәнлики тилға елинған. җйаңшиға кәлгәндин кейин, бу уйғурлар чоқум «қаришини тәдриҗий өзгәртиши һәмдә қолидин иш келидиған, ишқа орунлашқан, пул тапалайдиған, партийәниң шәпқитини билидиған, партийәниң шәпқитини һес қилидиған, партийә билән биллә маңидиған вә муқимлиқни сақлайдиған »йеңи дәвр йашлиридин болулши керәк. 

 доклатни тәтқиқ қилишқа қатнашқан авистиралийә шинҗаң мәсилиси мутәхәссиси җеймис лейболд(James Leibold) германийә авазиниң зийаритини қобул қилғанда, хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзгән «мәҗбурий әмгәк»ни қайта тәрбийиләш лагери сийаситиниң кеңәйтилгәнлики дәп қарайдиғанлиқини ейтти. у мундақ деди: хитай һөкүмитиниң уйғурларни шинҗаңдин завутларға йөткәшкә башлишиға сәвәб болған амилларниң бири хитай һөкүмитиниң иқтисадий тәрәққийатниң атилишиға болған әндишиси билән мунасивәтлик болуши мумкин.

у мундақ деди: «мәҗбурий әмгәк» башқа бир шәкилдики қайта тәрбийиләш лагери болғандин сирт йәнә, хитай һөкүмитиниң иқтисадниң аста тәрәққий қилишиға қайтурған инкасиға вәкиллик қилиши мумкин. буниңдин башқа, хитай йеқинқи бир қанчә йилда нурғун уйғурларни қолға алди. йеңи типлиқ корона вируси тарқалған бир әһвалда, малийә йүки хитай һөкүмитиниң иқтисадниң астилишиға болған әндишисини техиму ашурувәткән болуши мумкин ».

авистиралийә истратегийилик сийасәт тәтқиқат орни доклатта хитай һөкүмитиниң чәтәл ширкәтлириниң «мәҗбурий әмгәк» материйаллириниң тәминләш зәнҗиригә киргүзүлгән-киргүзүлмигәнликини тәкшүрүшигә йол қойуши керәкликини тәвсийә қилди. чәтәл ширкәтлири хитайдики завутлиридики ишчи-хизмәтчиләрниң кишилик һоқуқ әһвалини дәрһал тәкшүрүши керәк, бу аҗиз ишчиларниң бихәтәрликини өз ичигә елиши керәк. улар доклатиниң ахирида йәнә һөкүмәтләрни пурсәтни чиң тутуп, хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгикигә  селишиға қарита бейҗиңға бесим қилишқа чақирди.

җеймис лейболд германийә авазиға мундақ деди: «бу дөләт һалқиған ширкәтләр тәминләш зәнҗиридики әмгәк һоқуқи әһвалини дәрһал очуқ вә әстайидил тәкшүрүши керәк. улар чоқум ташқи иқтисадий тәптиш гурупписи арқилиқ иқтисадий тәптиш қилиши керәк. бундақ болғандила истималчилар вә пайчиклар  уларниң тәминләш зәнҗириниң мәҗбурий әмгәктин халий болушиға капаләтлик қилалайду.»

түркистан вақти тәрҗимиси

2020- йили 4- феврал