мән хитайда тәтқиқат билән шуғуллиниватқанда уйғур достлиримниң ғайиб болғанлиқиға шаһит болдум

үрүмчидики бир тосуқ вә еғир қоралланған хитай сақчилириниң йенида олтурған бир уйғур айал.

сараһ тайнен (Sarah Tynen)
колорадо унверситити оқутқучиси

консерватеплар тори, 2020- йили 9- март

йеқинда ашкариланған хитай һөкүмәт һөҗҗәтлиридә йәрлик әмәлдарларниң мусулман аз санлиқларни қандақ бастурғанлиқини ашкариланди. сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләрдә көрситилишичә, уларниң көпинчиси хитайниң ғәрбий шималидики бипайан уйғурдийари миқйасидики тутуп туруш лагерлириға қамалған.

хитайда охшимиған 10 мусулман аз санлиқ милләт топи йашайду. қазақлар вә уйғурлар хитай һөкүмитиниң бастуруш нишаниға айланған икки милләт.

бейҗиң өз һәрикитиниң қайта тәрбийә билән тәминләйдиғанлиқини, муқимлиқ йаритип, терорлуқ һуҗуминиң алдини алидиғанлиқини оттуриға қойди. әмма хитайниң һәрикәтлири хәлқарада тәнқидкә учриди вә хитай мусулман аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини бастуруш билән әйибләнди.

омумий җәһәттин ейтқанда, кәң лагерлар торида 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур вә қазақ тутуп турулмақта, улар сотланмастин қамалған.

намаз оқуш, әнәниви мурасимда той қилиш вә сақал қойуш қатарлиқ бир қатар һәрикәтләр хитай һөкүмити бекиткән «диний ашқунлуқ» қалпиқини кийишкә сәвәб болиду.

пәқәт аилә әзалиридин бириниң йиғивелиш лагерида болуши тутуп турушниң сәвәби болалайду.

мән докторлуқ диссертатсийә тәтқиқатимни 2014-йили уйғур дийариниң пайтәхти үрүмчидә башлидим вә у йәрдә 24 ай турдум.

үрүмчи 3 милйондин артуқ нопуси бар чоң, көп хиллиққа игә шәһәр. бу шәһәр уйғур қатарлиқ мусулман аз санлиқ милләтләрниң(хитай аз санлиқ милләт десиму, лекин уйғурлар өз вәтинидә аз санлиқ әмәс, әлвәттә - тәрҗимандин) макани болғандин башқа, йәнә хитайларму олтурақлашқан. мән турған мәзгилдә 66 хитай вә 98 уйғурни зийарәт қилдим.

мән үрүмчидә тәқибниң дәсләпки йиллирини көрдүм вә 2017-йили 2-айға кәлгәндә бир қисим уйғур қошнилирим ғайиб болушқа башлиди.

 3bb1dce0e6197f9fbd14d21da8430de8

үрүмчиниң уйғур районидики сақчи понкити вә көзитиш аппаратлири

сақчиларниң назарити

хитай  қануни бу дөләттики барлиқ шәһәрләргә көчүп кәлгән көчмәнләрниң йәрлик сақчиханида тизимға алдуруп шәһәр аһалилириниң рухситини елишни тәләп қилиду. лекин, шу шәһәрдә туғулғанлар йаки өй игилириниң тизимлитишиниң һаҗити йоқ.

һәр бир өй «мәһәллә комитети» билән йәрлик сақчиханиниң ортақ башқурушида иди. әтраптики комитетлар һөкүмәтниң әң төвән мәмурий сәвийиси вә мав дәвридики тәшкилатларниң мираслири, улар иҗтимаий бихәтәрликни капаләтләндүрүш шундақла назарәт қилиш үчүн ишлитилгән.

бу мәһәллә комитетлири шәһәрдә туруш рухсити илтимаслирини бир тәрәп қилиду. дәвримиздики үрүмчидә хитай, уйғур вә қазақлар мәһәллә комитетларда ишчи болуп ишлитилгән.

үрүммчидә бир чәтәллик болуш сүпитим билән, мән «көчмән аз санлиқлар» қатариға киргүзүлдүм шәһәр аһалилири кинишкисигә тизимлатқанда һөкүмәтниң тәлипигә әмәл қилишим керәк иди. төвәндики көзитишләр 2014-йилдин 2017-йилғичә турған вақтимда маңа берилгән рәсмий сийасәт көрсәтмә һөҗҗитини асас қилди.

мән узун өтмәйла үрүмчидә қаидиләрниң мәһәллиләргә асасән охшимайдиғанлиқини байқидим. үрүмчидики уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған районлардики шәһәр аһалилириниң иҗазәт илтимаси хитайлар көп санлиқни игиләйдиған районларға қариғанда техиму қаттиқ бәлгилимә бойичә елип берилиду

мән хитайчә «тйаншан райони» дәп атилидиған уйғурлар көп олтурақлашқан районда тураттим. бу районда йашайдиған уйғур көчмәнлиригә нисбәтән, шәһәрдә турушиҗазәтнамиси елиш үчүн һәр бир илтимас бир қанчә дәриҗә рухсәт тәләп қилиду.

мениң әмәлий тәҗрибилиримгә асасланғанда, иҗазәт илтимасида көчмән уйғурларниң мәһәллә сақчи башлиқиға төвәндики һөҗҗәтләрни елип келиши тәләп қилған: уларниң йезисидики нопус тизимлаш картиси вә кимлик.

илтимаста йәнә башқа рәсмий һөҗҗәтләр тәләп қилинған, мәсилән той хети, балиларға ваксина әмләш картиси, туралғу иҗариси, хизмәт испати вә арқа көрүнүшни тәкшүрүш вә өй игиси билән көрүшүш қатарлиқлар.

қошумчә иҗазәтнамә вә имзалар сақчи вә һөкүмәт органлириниң охшимиған ишханилиридики кишиләрдин елиниши керәк. илтимас қилғучи садир қилған һәр қандақ җинайәткә мәсул болушқа қошулған «кепил» ниң имза вә бармақ изиму тәләп қилиниду.

уйғур көчмәнлири һәр алтә айда қайта илтимас қилиши керәк иди.

үрүмчидә йашайдиған хитайкөчмәнләрму шәһәрдә туруш кинишкисигә тизимлитиши керәк иди, әмма уларға қойулған тәләп техиму азадә: бу җәрйанда пәқәт уларниң кимлики тәләп қилиниду. улардин көп арқа көрүнүшни тәкшүрүш вә имза қойуш тәләп қилинмайду.

дала хизмити җәрйанида маңа берилгән көрсәтмә һөҗҗәтләргә қариғанда, бу зиддийәт рәсмий сийасәт иди: үрүмчидики мәһәллә комитети мәсуллириниң маңа ейтишичә хитайдин башқа барлиқ аз санлиқ милләтләр буниңға риайә қилиши керәк иди. уларниң сәвәби бәзи уйғурларниң терорчи икәнликидин гуманланған.

тәтқиқатчи даррен байлер( Darren Byler) көрситип өткинидәк, шинҗаңдики кишиләр пәқәт аилә бойичила әмәс, бәлки «милләт вә хизмәт орунлири» тәрипидинму «бөлүнгән». улар йәнә «шәһәр йаки йезидики қанунлуқ туруш салаһийити билән айрилди».

илтимаста тәләп қилинғанлар намрат, йеза көчмән уйғурлири үчүн ишни техиму қийинлаштурған.

шәһәрдә туруш иҗазәт илтимасидин кәлгән учурлар компйутерға хатирилинип, тәпсилий сандан қурулиду.

 өй тәкшүрүш

даимлиқ өй тәкшүрүш мәһәллә комитетлири тәрипидин елип берилидиған болуп, асаслиқи көчмән уйғурларниң тизимлитиш тәлипигә уйғун болушиға капаләтлик қилиш мәқсәт қилинған. бу 2014-йилдин башлап қәрәллик һалда йүз берип кәлгән.

мән бир достумни йоқлап барғанда мундақ бир қетимлиқ өй һуҗумини баштин кәчүрдүм. достумдин аилисидики алтә киши дейишниң орниға үч киши барлиқини ейтқинида у әмәлдар соал соримиған болсиму, әмма у бирәр өзгириш болса доклат қилиш үчүн униңға қаттиқ йолйоруқ бәрди.

уйғур аһалилири қаттиқ назарәт астиға елинған иди, улар һөкүмәткә ишәнмәйтти вә нурғун кишиләр тизимға алдуруш тәлипигә әмәл қилмаслиқ йаки тәкшүрүш җәрйанида йошурунуштәк кичик типтики җимҗит өктичиләрдә амал бар һөкүмәттин өзини қачурди.

башқа алимлар бу хил көзитишни дәлиллиди. даррен байлер вашингитон унверсититиниң инсаншунас болуш сүпити билән , тизимға алдурмиғанларни издәштә , сақчиларниң «ишкап вә кариватниң астиға қариған» лиқини байқиди. у йәнә сақчиларниң «тәкшүрүш вақтини өзгәртип , олтурғучиларниң тәййарлиқсиз болушиға капаләтлик қилидиғанлиқини» байқиди.

өйдин һәйдәш вә қолға елиш

«нйу-йорк вақит гезити» хәвәр қилғандәк, бу тутуп турушлар 2017-йилиниң бешида башланған.

2017-йилидин башлап, уйғур көчмән достлар маңа пичирлаш йаки кодланған қисқа учур йоллаш өзлириниң йуртиға қайтиши керәкликини, әмди мән билән алақилашмайдиғанлиқини ейтти. мән уларниң нурғунлиридин қайта учур алалмидим. шәһәрдә қалғанларға кәлсәк, уларниң туғқанлириниң йерим кечидә елип кетилгәнлики тоғрисидики һекайиләрни даим аңлидим.

уларниң қәйәрдә сақланғанлиқи, қанчилик вақит тутулидиғанлиқи вә немә үчүн ғайиб болғанлиқини һечким билмәйтти. диний адәтләр өзгиришкә башлиди. мәсилән, мән 2014-йилдин 2016-йилғичә болған нәқ мәйдан тәкшүрүлиридә намаз оқуған, роза тутқан вә ромал артқан кишиләрни көрдүм.

 b542837f9d0564936ff6d0f035de6fc7

 үрүмчидики бир мәсчитниң йенидики бир рәхт базири, бу йәрдә уйғур айаллар әркин йағлиқ арталайду.

әмма, 2017-йилиниң бешидин башлап, даириләр үрүмчидә уйғурларни һәр қандақ диний паалийәтниң бәлгиси билән тутуп турушқа башлиди.

уйғур мутәхәсиси җо симис финлей( Jo Smith Finley) чүшәндүргинидәк, бир дөләт бир топ кишиләргә «диний ашқунлуқ» қалпиқи кийдүргәндә, барлиқ диний һәрикәтләр гуманлиқ болуп қалиду. финлей «шинҗаң йезилиридики диний сийасәтниң чекидин ашқан шәкли»ни көрсәтти. у уйғур өйлиридики «тазилаш вә издәш һәрикәтлири» тоғрисида уйғурларниң хусусий бошлуқиға «дәхлий - тәруз қилиш» дәп йазди.

уйғурлар сөзлиригә һезий болушқа башлиди. 2017-йили әтийазға кәлгәндә, мән кишиләрниң тамақтин кейин аллаһқа шүкүр ейтишини көрмәйдиған болдум. һәтта «рамизан розиси» дегән сөзләрму чәкләнди.

2017-йили 2-айдин 10-айғичә, һөкүмәт уйғур хәлқиниң иҗтимаий турмушиға тәсир көрситидиған қаидиләрни өзгәртти. мәсилән, меһманлардин қонуп қелишни тәләп қилиш омумлашқан бир мәдәнийәттә, сақчилар алди билән қонидиған меһманлардин тизимлашни тәләп қилишқа башлиди. андин улар пәқәт күндүзлүк зийарәтчиләрниң уйғурларниң өйлирини зийарәт қилишиға рухсәт қилинғанлиқини ейтти. икки һәптидин кейин, сақчилар уйғурларниң меһмандарчилиқ қилишини пүтүнләй чәклиди.

 18916d23416e84c1a2da2b2480fl259bc

 2017- йили майда үрүмчидики бир уйғур рестураниға хитайчә чеқилиду дегән хәт йезилған.

2017-йили уйғурларға туралғу чәклимилири күчәйди.

2017-йили 3-айда, бу шәһәргә йеңи кәлгән уйғурларниң шәһәрдә өй иҗарә елишиға йол қойулмай, нурғун уйғурларни йезиға қайтишқа мәҗбур қилди. 2017-йили 6-айға кәлгәндә, мениң үрүмчидики хитай вә уйғур аһалилири билән елип барған нәқ мәйдан хизмитим вә зийаритимгә асасланғанда, барлиқ уйғурларниң көчмән йаки тизимға алдуруш әһвалиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, үрүмчида өй иҗарә елиши чәкләнгән.

кочилар адәттики базарлар вә уйғур хәлқидин қуруқ қалди.

мән нурғун уйғур дуканлириниң 2017-йили 4-ай вә 5-айларда топа иттириш машиниси билән чеқиветилгәнликигә шаһит болдум.

мән 2017-йили өктәбирдә хитайдин айрилдим. һазир, иһтийатчанлиқ билән қилинға мөлчәригә қариғанда, аз дегәндә % 10 уйғур лагерларға қамалған.

мән уйғур достлиримниң һечқайсиси билән алақилашмаймән, чүнки чәтәллик билән алақилишиш тутуп турушниң баһаниси болиду. уларниң қанчисиниң қамақханида икәнликини билмәймән. бир уйғур достум 2017-йили маңа: «биз һәммимиз ишикимизниң чекилишини сақлаватимиз» деди.

 түркистан вақти тори тәрҗимиси

2020- йили 10- март