тимоси грос китабида бейҗиңниң уйғур оқуғучиларни йуртидин йирақ җайлардики йатақлиқ мәктәпләргә апирип «хитайлаштуруш» пилани һәққидә тәкшүрүш елип барған.
масимо интровигни (Massimo Introvigne)
зимистан тори, 2020- йили 27- май
«милләт инжинирлиқи» хитай коммунст партийисиниң узун йиллардин буйанқи асаслиқ қурулушлириниң бири. хитай болмиғанлар чоқум «хитайлаштурулуши» вә уларниң «аз санлиқ милләтләр» ниң әзаси икәнликини қобул қилиш, хитайларни «чоң ака» вә үлгә қилиши, һәмдә х к п ниң уларға бәргән ролини җарий қилдуруши лазим. шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики уйғурлар һәм хитай тилиниң теңилишиға һәм өзлириниң исламий адәтлириниң йоқилишиға қарши турған. х к п милйонлиған уйғурларни қорқунчлуқ тәрбийләп өзгәртиш лагерлириға ташлаш арқилиқ бастурушни күчәйтти, әмма униң узун муддәтлик үмиди тәрбийләш арқилиқ кейинки уйғур әвладлирини «хитайлаштуруш» иди.
индиана шитатиниң терре хавтедики рос-холман санаәт институтиниң хитай тәтқиқат профессори тимосий а.грос хоңкоң унверситити нәшрийати (2019) билән «хитайдики айрилалмаслиқ сөһбити: шинҗаң синипи вә уйғур кимликиниң динамиклири» (Negotiating Inseparability in China: The Xinjiang Class and the Dynamics of Uyghur Identity) намлиқ китабни елан қилди. униңда «тибәт синипи» үлгә қилинған «шинҗаң синипи»ниң һекайиси сөзләнгән. «тибәт синипи» түридә, һәр йили тәхминән 1600 тибәтлик тибәттин йирақ болған толуқсиз оттура мәктәпләргә, 3000 тибәтлик толуқ оттура мәктәпләргә оқушқа киргүзүлиду, бу тибәттики толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниң %20 гә йеқинлишиду.
1999-йили, мушуниңға охшаш сийасәт уйғур оқуғучилири үчүн елан қилинған вә «дөләт бихәтәрлики» мәсилиси дәп қаралған. 2000-йили, х к п бу түргә мунасивәтлик икки муһим һөҗҗәтни, йәни маарип министирликиниң «шинҗаң синипи хизмәт йиғининиң хуласиси» вә «шинҗаң синипиниң мәмурий тәртипи» ни түзди. улар шинҗаң синипиниң мәқситини ениқ оттуриға қойди: «җуңго компартийисиниң рәһбәрлирини қоллайдиған, җуңгони сөйидиған, сотсийализмни сөйидиған, җуңгониң иттипақлиқини қоғдайдиған» бир түркүм йаш уйғурларни йаритиш. дәрсләр карл маркис вә х к п рәһбәрлириниң әсәрлирини өгитиш арқилиқ «уларниң х к п ни қоллишини күчәйтиши» керәк. грос ейтқандәк: «х к п ниң муддиаси баштин-ахир ениқ иди: йатақлиқ мәктәпләр партийә ғайисини илгири сүрүш үчүн айриветилгән орун қилип қурулди. х к п мәсуллири вә мәктәп башқурғучилири маарип нишанидин илгири сийасий тәрбийәни алдинқи орунға қойиду.»
«шинҗаң синипи» заманиви тәшвиқат паалийити арқилиқ елан қилинған болуп, оқуш һәққиниң асасән х к п тәрипидин көтүрүлидиғанлиқи, йатақлиқ мәктәпләрни пүттүргәнләрниң хизмәт базирида шинҗаңда оқуғанларға қариғанда йахширақ икәнлики тәкитләнгән. бу программида илтимас қилғучилар мувапиқ орунларға қариғанда көп болуп, 2015-йили х к п һәр йили 9880 оқуғучи қобул қилиш чәклимисини бекитти.
оқуғучилар имканқәдәр шинҗаңдин йирақ деңиз бойидики шәһәрләргә йөткилиду вә йилда пәқәт бир қетим өйигә қайтишқа рухсәт қилиниду, ата-аниларниң йоқлиши тәшәббус қилинмайду. дәрсләр пәқәт хитайчә өгитилиду. оқуғучиларни мукапатлайдиған вә җазалайдиған бир номур системиси бар, рухсәт қилинған бәзи чәклик «бәлгиләнгән вақит» ниң сиртида уйғурчә сөзлисә номур тутуп қелиниду. оқуғучилар «хитайчә» исимларни қобул қилиду вә уларға шәхсий намазни өз ичигә алған һәр қандақ диний паалийәтниң чәкләнгәнликини ейтилиду. әгәр бир оқуғучи йатиқида намаз оқуватқанда тутулса, пүткүл йатақ җазалиниду. бирдинбир етибар болса һалал ашханиларниң тәминлиниши, лекин грос һалал болмиған йемәкликләрниң бәзидә у йәргә оғрилиқчә киргүзүлидиғанлиқи оттуриға қойди.
уйғур оқуғучилар мусулманларниң байримини әмәс, бәлки хитайниң байрамлирини тәбриклиши керәк. мәсилән, уйғур әнәнисиниң бир қисми болмиған чиңмиң байримини тәбрикләш үчүн, оқуғучилар «қурбанлар бағчиси» ни зийарәт қилип, җ к п ички урушида қаза қилғанларниң қәбрисини сүпүрүши керәк. грос мундақ дәйду: «оқуғучилар компартийә болмиса "йеңи җуңго" ниң болмайдиғанлиқини өгиниду. иккинчидин, оқуғучилар қәбриләрниң әтрапиға йиғилған әхләтләрни сүпүргәндә, бу һәрикәт "өзиниң қалақлиқини сүпүрүп ташлаш"ниң символға айлиниду.»
х к п ниң мәқсити партийиниң садиқ қоллиғучилириға айлинидиған, шинҗаңға қайтип келип районни «хитайлаштуруш» қа йардәм беридиған сәрхил уйғур оқуғучиларни «йаритиш». бу түрдә пәқәт бирла мәсилә бар. бу карға кәлмәйду. грос барлиқ оқуғучиларниң шинҗаң синипидин рази әмәсликини демәкчи әмәс. бәзиләр маарип вә пурсәтни йахши көриду, һәмдә шинҗаңға қайтип бйурократ йаки сақчи болуп ишләйду. лекин, улар аз санлиқ милләт. гросниң зийаритини қобул қилған оқуғучиларниң көпинчиси йатақлиқ мәктәпләрни «түрмигә охшаш» дәп тәсвирләйду. бир инкас сүпитидә, улар миллий вә диний кимликини күчәйтиду.
дунйаниң һәммә йеридә, йаш-өсмүрләр чәкләнгән нәрсини йақтуриду. бәзи йаш қизлар шинҗаң синипиға қатнашқандин кейин һиҗаблинишқа башлиди. йәнә бәзиләр намазни қайта тонуди, йаки бейҗиңда сәуди әрәбистан әлчиханисиға берип, қуранниң х к п ниң изаһлишидин өтмигән нусхисини алди. хитай оқуғучилар билән дост болғанлар наһайити аз, әмма нурғунлири башқа дөләтләрдин кәлгән (вә бәзилири той қилған) мусулман оқуғучиларр билән дост болди (улар адәттә хитайчә сөзләйдиған мусулман туңганларни йақтурмайду). буларниң һәммисиниң символи шуки, 2002-йиллиқ дунйа лоңқиси путбол мусабиқисидә түркийә хитайни мәғлуп қилғанда, шинҗаң синипи уйғур оқуғучилири түркийәни тәбриклиди.
йәнә нурғунлиған шинҗаң синипини пүттүргәнләр шинҗаңға қайтип кәлмәйду. улар толуқ оттура мәктәптә оқуған йеридә туриду, әгәр мумкин болса университетта оқуйду. % 50 кә йеқин киши һәргиз өйигә қайтмайду. улар башқа өлкиләрдики аһалиләргә тәминләнгән пурсәттин пайдилинип, шинҗаңдики уйғурларға қариғанда асан паспортқа еришиду вә чәтәлгә чиқиду: түркийә, йавропа, авистиралийә, америка, улар бу йәрләрдә «уйғур кишилик һоқуқниң бошашмас тәшәббусчилириға айланди». алаһидә йери шуки, улар диний әркинликниң кәмчилликини шинҗаңға қайтмаслиқниң асаслиқ сәвәби дәп тилға алиду.
2015-йили, х к п таратқулири афғанистанға берип терорчи болуп мәшиққә қатнашқан 23 йашлиқ турсун исимлик уйғур билән болған зийарәтни илан қилди. у хитайға қайтип кәлгәндин кейин қолға елинған, у һазир тәвбә қилип х к п ни махитған. қизиқарлиқ пакит шуки, турсун шинҗаң синипини пүттүргән. униң түрмидики иқрари тәшвиқ қилишни мәқсәт қилған болсиму, әмма у мәқсәтсиз һалда тамашибинларға шинҗаң синипи түриниң қандақ қилип мәғлуб болидиғанлиқини ашкарилиди.
түркистан вақти тәрҗимиси
2020- йили 30- май