«қуранчилар» нәзиридики намаз

«қуранчилар» көтүрүп чиққан етиқадий вә фиқһий мәсилиләр

 1. «қуранчилар» нәзиридики намаз

 өзлирини «қуранчилар» дәп ативалған бир таипә бар болуп, улар «қуранғила ишинимиз, қураннила тутимиз» дәйду. һәқиқәттә улар аңлимаққа чирайлиқ бу сөздин «биз пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислирини етирап қилмаймиз, ишәнмәймиз, уни алмаймиз», демәкчи, бу опочуқ азғунлуқтур.

бу таипиниң алаһийдилики, асасий принсипи, һәтта әқидиси – пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислирини инкар қилиштур. улар бу әқидидин қәтий ваз кечәлмәйду. азрақла ваз кечип қалса өзиниң айрим таипә болуп чиқишидики асасни ағдурған, йәни өзиниң путиға өзи палта урған болиду.

һәммимизгә мәлум «қуран кәрим» намаз, роза, закат… қатарлиқ асаслиқ ибадәтләрниң тәпсилати үстидә тохтилип кәтмигән. намазни мисалға алсақ, рукуға, сәҗдигә буйруған, әтигини, ахшими вә күн қайрилғанда намаз оқушқа буйруған, бамдат вә хуптән намазлирини тилға алған айәтләр бар. әмма һәр вақлиқ намазниң қанчә рәкәт, рәкәт тәртиви, һәр бир рәкәттә қанчә қетим сәҗдә қилимиз, қийамда айәтләрни қандақ оқуймиз, руку – сәҗдиләрдә немә дәймиз, тәшәһһудтичу? сәвәнлик сәҗдиси… қатарлиқ тәпсилатлар болса пәйғәмбәр әләйһиссаламниң иш – излири вә сөзлири болған һәдис шәрифләрдә байан қилиниду. һалбуки, аллаһ таала: ﴿пәйғәмбәр силәргә бәргәнни елиңлар﴾(һәшр: 7); пәйғәмбәр әләйһиссаламму: «намазни мән қандақ оқуған болсам силәрму шундақ оқуңлар»([1]) дегән болуп, рәсулуллаһ әләйһиссалам пүтүн намазларниң оқулуш усули вә қаидилирини әмәлийитидә көрситип вә сөзидә тәпсилий байан қилип бәргән.

биз әһли сүннә җамаитигә тәвә шәрқий түркистан мусулманлири та ислам динини қобул қилғандин тунҗи дәмдин буйан намаз оқушни дунйадики башқа омум мусулманлардәк, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдис шәрифлири арқилиқ ада қилип келиватимиз. ундақта намазниң тәпсилий җәрйанини байан қилған һәдис шәрифләрни қобул қилмайдиған азғун «қуранчилар» таиписи намазни қандақ оқуйдиғанду? пешинни 2 рәкәткә, бамдатни 3 рәкәткә өзгәртимиз дәмдиғанду? һәрбир рәкәттики тәртипни қандақ бекитидиғанду? алди билән сәҗдә қиливетип кейин руку қилип андин қийамда турупла салам беришни тәклип берәмдиғанду? – һә раст, салам беришму қуранда йоқ – йаки бир соткида бәш вақит намаз орниға бизгә үч вақит намазни тәклип берәмдиғанду?

вәтәндә узун муддәт диний илимләрни тәһсил қилип әзһәр универстети усулиддин (дин асаслири) факолтетини пүттүргән, илмий асаси пухта бир савақдишим маңа өзиниң бундин 20 йилчә бурун истанбулда «һәдисни етирап қилмаймиз» дәп турувалған бир «қуранчи» уйғур билән муназирилишип қалғинида, «ундақта өзлири бәш вақит намазни һәдис шәрифләрсиз қандақ усулда оқуйдила?» дегән соалиға у «қуранчи»му җаваб берәлмәй: «бу гәпни қойуп турайли» дейиштин башқа җаваб тапалмай мат болуп қалғанлиқини сөзләп бәргән иди. мәнму у савақдишимға: «у ‹қуранчи›ға рәһим – шәпқәт қилмай әҗәллик зәрбә берипла», дегән идим.

у «қуранчи» бичарә әслидә өз таиписидики әрәбләрниң матирийаллирини көрүп уларниң җаваб бериш усулидин вақип болған болса, бу дәриҗидә бичарә әһвалға чүшүп қалмасти. уни – буни дәп қутулуп қалатти.

ундақта, әрәб «қуранчилар»ниң у соалға беридиған җаваби қандақ? бу соалға улар икки хил җаваб билән тақабил турушқа тиришиду:

бири, дәрһал аллаһни улуғлиған вә қуранни кәмтүк дейиштин паклайдиған қийапәткә киривелип, соал сориғучиға: «сән тәп – тартмастин аллаһ субһанәһу вәтаалани толуқ байан қилмиди, қуранда йетәрсизлик бар, демәкчимусән? қурандики намаз тәпсилатлири қени дәп соал қойуп аллаһниң айәтлирини йоққа чиқармақчимусән? сәндәкләр һәққидә аллаһ қуранда: ﴿бизни аҗиз билип айәтлиримизни йоққа чиқириш үчүн тиришқучилар – әнә шулар әһли дозахтур﴾ (һәҗ: 51) дәйду. биз баштинла тәкитләп қойимиз. айәтләр һәрқанчә көп болсиму һәрқайсиң қуранға ишәнмигәнликиң үчүн сәнләрниң әгриликиңни оңшийалмайду([2]), дейиш.

әлвәттә бу, ақмисиму ушшуқлуқ қилип алдиға өтүвалидиған, «сән дегүчә мән дәвалай»лар беридиған җаваб. һеч болмиса мушуни дәп турувалған болсиму у «қуранчи» уйғурниң йүзи сәл сусрақ қизарған болатти.

йәнә бири, «әрәбләр җаһилийәттә намазни биләтти вә биз оқуған рәкәт сани вә шәклидә оқуйтти, лекин намазни равурус ада қилмайтти. шуңлашқа мәккидә уларға намазни равурус ада қилиш буйруқи кәлгән. йәни намазни хушу билән оқуңлар дейилгән. мәсилән, фатир 18 – , 29 -, шура: 38 -, рум: 31 – айәтләрдә ﴿әқамуссалат (намазни равурус ада қилидиғанлар)﴾, ﴿әқиймуссалат (намазни равурус ада қилиңлар)﴾, дәп кәлгән. улар әслидила намаз оқушни билгәчкә уларға намаз оқушни өгитип йүрмигән. пәқәтла улар диққәт қилмиған хушуни бәрпа қилишқа буйруғанки, намаз уларниң әхлақини руслисун.

уларниң намазни билидиғанлиқиниң испати шуки, ибраهим әләйһиссалам: ﴿пәрвәрдигарим! мени вә бир қисим әвладимни намазни ада қилғучи қилғин, пәрвәрдигаримиз! дуайимни қобул қилғин﴾ дегән.(ибраهим: 40)

аллаһ таала исмаил әләйһиссалам һәққидә: ﴿(и муһәммәд!) китабта (йәни қуранда) исмаил (ниң қиссиси) ни байан қилғин, у һәқиқәтән вәдисидә растчил, һәм рәсул, һәм пәйғәмбәр иди. у аилисидикиләрни намаз оқушқа буйруйтти﴾(мәрйәм: 54, 55), дегән.

пәйғәмбәр әләйһиссаламму ибраһим вә исмаил әләйһиссаламлардин мутәватир кәлгән бойичә вә бовиси исмаил әләйһиссаламниң йуқириқи вәсийитини ада қилған асаста намазни оқуп кәлгән. ﴿(и муһәммәд!) аиләңдикиләрни (вә үммитиңни) намазға буйруғин, өзүңму уни ада қилишқа чидамлиқ болғин﴾(таһа: 132) ([3]), дегән» җавабидур.

«қуранчи»ниң қуранда намаз оқуш шәкли һәққидики тәпсилатниң йоқлиқи һәққидә қилған бу йеңи «шәрһи» һәқиқәтән аҗайиб болуп, буни илгири бирәр таипә йаки бирәр «қуранчи» дәп бақмиған. һечқандақ бир логикиға йаки илмий қаидигә чүшмәйдиған бу гепи аҗайиб – ғарайиблар қатаридин орун елишқа намзат болалайду. йоқириқиларни ихчамлайдиған болсақ, демәк пәйғәмбәр әләйһиссалам заманидики әрәб мушриклириму, мусулманларму намазға алақидар һәммә тәпсилатни биләтти, шуңа уни қуранда байан қилип олтуруш вақит зайә қилғанлиқ болатти.

һәйһат, бу қаришичә болғанда, әбу җәһил, әбу ләһәб қатарлиқ мушрикларниң һәммиси биз оқуғандәк бәш вақит намаз оқуйтти. лекин намазлирида хушу йоқ иди. намазни кечиктүриветәтти. шуңа хушу билән вақтидин кечиктүрмәй оқушқа буйрушла йетәрлик иди.

бу гәп бир қарашқа хели йаман әмәс җавабтәк көрүнсиму, әмәлийәттә бу «қуранчилар»ни ориға иттиридиған җавабтур. вәһаләнки, «қуранчилар» җаһилийәттики мушрикларниң бизгә охшаш намаз оқушни билидиғанлиқини қандақ билгән? қоллирида бирәр самави китаб бар болуп, шу арқилиқ билгәнму йаки уларниң намизини әвладмуәвлад, бир – биридин аңливалған ибраһим вә исмаил әләйһиссаламларниң көрсәтмилиридин билгәнму?

әлвәттә улар: «палани самави китаб арқилиқ билгәнмиз», дейәлмәйду. әгәр «пәйғәмбәрләрниң тәлиматлиридин билгәнмиз» десә, ундақта, җаһилийәттикиләр ибраһим вә исмаил әләйһиссаламларниң сүннитигә әгәшсә болиду – йу, биз түгәнчи пәйғәмбәрниң сүннитигә әгәшсәк немә үчүн болмайду?

дәрвәқә, уларниң бу тәриқидә җаваб беришиниң өзи «қуранчилар»ниң асасини пүтүнләй ағдуруп ташлайду. чүнки җаһилийәт мушриклири пәйғәмбәр әләйһиссалам оқуғандәк шәкил вә усулда намаз оқуйдиған болса, самавий китабтин бирәрсигә тайанмастин, илгирики боғундин кейинки боғунға ривайәт қилиш вә өгиниш арқилиқ нәқил қилғанни қобул қилиш дегәнлик болиду. «қуранчилар»ниң буни бир қетим қобул қилиши, бу принсипни һәр қетимда қобул қилишини муқәррәр қилиду. әрәб мушриклириниң ибраһим әләйһиссаламдин ривайәт арқилиқ өгәнгән сүннитидин, биз мусулманларға нисбәтән мусулманларниң муһәммәд әләйһиссаламдин ривайәт арқилиқ өгәнгән сүннити техиму гүзәл әмәсму? әрәб мушриклири ривайәт арқилиқ ибраһим әләйһиссаламдин намаз оқушни өгәнсә болидикәну, биз намаз оқушни муһәммәд мустафа әләйһиссаламдин ривайәт арқилиқ өгәнсәк болмамдикән?

хоб, «қуранчилар»дәк, әрәб йерим арилидики әрәб мушриклири намаз тәпсилатлирини биләтти, дәпму турайли. ундақта, бу хил намаз оқушни уқмайдиған йуртлардики ғәйри әрәб мусулманларчу? уларму намаз тәпсилатини өзлиридин илгирирәк өткән мусулманлардин ривайәт вә нәқил арқилиқ өгәнмигәнму? демәк, бу йәрдә нәқил йоли мундақ болиду: ибраһим вә исмаил әләйһиссаламларниң әгәшкүчилири кейинкиләргә таки муһәммәд әләйһиссаламғичә әвладмуәвлад нәқил қилған. андин пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әгәшкүчилири охшаш тәриқидә дунйаниң һәрқайси җайлириға нәқил қилған. буларниң һәммиси самави бир китабта болмастин, пәқәт нәқил қилинған. ундақ болидикән, бу әһвал пәйғәмбәр әләйһиссаламниң иш- излири вә сөзлирини еғиздин – еғизға нәқил қилишқа йәни һәдис шәрифкә техиму ишәнч қошмамду? һалбуки, һәдис шәриф болса «қуранчилар» пүтүнләй ағдурмақчи болған мәнбәдур.

һәтта мундақ дейишкиму тоғра келиду: намаз дегән руку – сәҗдә вә қийамдинла ибарәт әмәс. униңда қуран тилавәт қилишму бар. һәрбир рәкәттә әқәллий тәқдирдә «фатиһә» тилавәт қилиниду. «қуранчилар» һәқиқәтән қуран пәйғәмбәр әләйһиссаламға мәккидә назил болуштин бурунла мәккидә қуран бар иди вә һәммә киши «фатиһә»ни биләтти дәп қарамду? әгәр «фатиһә»ни тилавәт қилиш әрәб мушриклири билидиған намазға қошуветилгән дәп қарайдиған болса, ундақта «қуранчилар»ниң қаидиси бойичә мусулманларға буни өгитидиған бирәр айәт болуши керәк. «қуранчилар» фатиһә оқуш керәк дәп қарайдиған болса мушундақ дейишкә тоғра келиду. фатиһә оқуш керәк әмәс десә бу башқа гәп.

йуқириқи үч хил пәрәз әрәб мушриклири биз оқуватқан намазниң өзини әйнән биләтти дегән гәпниң үстигә қурулған болуп, булар «қуранчилар»ниң дәвасини тегидин ағдуруп ташлашқа йетәрлик. чүнки әқли җайида бир кишиниң бу дәвани қобул қилмайдиғанлиқи ениқ.

лекин уларниң дәвасини ағдурушта йуқириқи пәрәзләргиму һаҗәт йоқ. чүнки:

биринчидин, намазни равурус ада қилиштики хитаб мумин вә мусулманларғила қилинған. чүнки капир, мушриклар купур вә шириктин айрилип, қәлбигә вә әқлигә иман орнимиғучә уларни намазға чақиришни тәсәввур қилғили болмайду.

иккинчидин, «әрәб мушриклири намаз оқушни биләтти, хушу билән равурус оқушла тәкитләнгән, чүнки айәтләр иқамәтиссалат (намазни равурус ада қилиш) қа буйруп кәлгән» дегәнлик, бу намазниң әслидә ибраһим әләйһиссаламдинму бурунқи чағларда мушу шәкилдә бар иди, ибраһим әләйһиссаламниң капир қәвмиму мушу тәриқидә намаз оқуйтти дегәнлик. ундақ болмиса, ибраһим әләйһиссаламниң дегән дуаси мәнисиз болиду. чүнки ибраһим әләйһиссалам төвәндики дуада намазни иқамәт қилидиғанлардин қилғин, дегән: ﴿«пәрвәрдигарим! мени вә бир қисим әвладимни намазни равурус ада қилғучи қилғин, пәрвәрдигаримиз! дуайимни қобул қилғин» дегән﴾(ибраهим: 40). демәк, ибраһим әләйһиссалам намаз оқуйдиғанлардин қилғин демәй, намазни равурус ада қилидиғанлардин қилғин, дегән. бу «қуранчилар»ниң мәнтиқи бойичә намаз оқуш ибраһим әләйһиссаламниң капир қәвмидә аллибурун бар иди, һәзрити ибраһим намаз шәклини капир қәвмидин өгәнгән, дегәнлик.

үчинчидин, «қуранчилар» биз «қуран әһлимиз», дәп дәва қилиду. һалбуки қуранда: ﴿силәрниң диниңлар өзүңлар үчүн, мениң динимму өзүм үчүн﴾(кафирун: 6) дәп хитаб қилинған. бу дегәнлик бири – биридин айрим вә охшаш болмиған икки хил динниң болушидур. һалбуки, «қуранчилар» дәва қилғандәк пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вәзиписи бәзибир қонған чаң – тозанларни тазиливетишла әмәс.

төтинчи вә әң муһими, «қуранчилар» өзлири бир йалғанни тоқуп униңға өзлири ишинип қалған. ким дәйду исламийәт пәқәтла намазни ундақ шәкилдә оқумай равурус оқушқила буйруған, дәп. дәсләпки чағларда назил болған айәтләрдә: ﴿намаз оқуватқан бәндини (йәни муһәммәд әләйһиссаламни) тосқан адәмниң (һалини) маңа ейтип бәрсәңчу?﴾ (әләқ: 9 -, 10), дәп кәлгән. нәузубиллаһ, бу «қуранчилар»ниң нәзиридә мәнисиз иш болуп қалиду. чүнки уларниң нәзиридә мәккә мушриклириму намаз оқуйдиған турса, ﴿намаз оқуватқан бәндини (йәни муһәммәд әләйһиссаламни)﴾ қандақсигә намаздин тосиду? дәсләпки айәтләрдин йәнә бир айәттә: ﴿(капир қуранға) ишәнмиди, намаз оқумиди.﴾(қийамә: 31) әрәб мушриклири биз намаз оқуғандәк намаз оқуйдиған болса бу айәтниң немә мәниси? дәсләпки айәтләрдә йәнә: ﴿улар җәннәтләрдә болуп, гунаһкарлардин: «силәрни дозахқа киргүзгән немә?» дәп сорайду. улар (җавабән) ейтиду: «биз намаз оқуйдиғанлардин әмәс идуқ﴾(муддәссир: 40 – 43), дәп кәлгән. бу айәт ﴿намаз оқуйдиғанлардин﴾ дәйду. ﴿иқамәтиссалат (намазни равурус ада) қилидиғанлардин﴾ демиди. бу йәрдә сөз дозахқа киридиған капирлар һәққидә болуватиду([4]).

әлвәттә, қуранчиларниң «муһәммәд әләйһиссаламға қурандин башқа вәһий чүшмигән» дегән гепини аңлиған һәрқандақ киши намаз мәсилисидә: «қуран намазниң тәпсилатини байан қилмиған турса, ундақта намазни қандақ оқуймиз? һазир мусулманлар оқуватқан намазларниң шәкли, вақти вә рәкәт сани аллаһ рәсулиға қилған вәһийму – йоқму? буни аллаһ бәлгилигәнму – әмәсму?» дәп соал қоймай қалмайду.

«қуранчилар»: буни аллаһ бәлгилигән десә, һәдис шәрифни рәт қилалмайду. улар һәрқанчә «бу намазлар вә шәкиллири ибраһим әләйһиссалам заманидин бар иди, әвладмуәвлад мирас қалған», дәп гәп йорғилитип бақсиму бикар. чүнки бу гәп қуранда йоқ. қуранда болмиғандин кейин уларниң бу гепиниң тайанчи немә? әлвәттә қурандин тапалмиса бирдинбир чарә сүннәт билән испатлаштур. ундақ болидикән, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң намазниң тәпсилатини өгәткән һәдислирини тутмай амал йоқ. нәтиҗидә бу, пәйғәмбәргә чүшкән, қуранда болмиған илаһий вәһий болиду. бу йәрдики муқәррәрлик қуранчиларни пүтүнләй түгәштүриду.

һазирқи бәзи «қуранчилар» бу түрлүк соалларға җаваб бериштин аҗиз келип қалса пичақ селинған қой тепчәкләп баққанға охшаш бәзибир гәпләрни қилип бақиду – йу, әмма биһудә. мәсилән, бәзилири мундақ дәп бақиду: «қуранда байан қилинмиған намазға алақидар тәпсилатлар пәйғәмбәр сүннити. (пәйғәмбәр сүннити дегини биз чүшәнгән сүннәт әмәс). йәни пәйғәмбәр өзи бекитивалған. биз халисақ алсақ болиду. у тәпсилатлар қуранға зит болмиғандин кейин мусулманларниң бирлики үчүн вә пәйғәмбәргә әгишип алсақ йахши. шундақтиму қурандики хушу вә башқа шәртләргә уйғун келидиған халиған бир шәкилдә намаз оқуйдиғанлар болса ихтийари. пешиндин башқа намазларниң вақтилири қуранда байан қилинған. пешин вақтиниң дәлилини қурандин тапалмаймиз. ундақта пешин намизи пәрз әмәс, сүннәт боламду? кесип ейталмаймиз. йахшиси еһтийатән оқуш. лекин намаз шәкли вә тәпсилатлири һәққидики кашила йәнила һәл қилинмиған болиду. уни қурандин алғили болмайду. нәтиҗидә бу тәпсилатлар ибраһим вә муһәммәд әләйһиссаламларниң вә улардин илгирики пәйғәмбәрләрниң сүннити, илаһий пәрз әмәс дәп турувалмай амал йоқ. шуңлашқа киши бирнәччә рәкәт шәклидә рукудин кейин сәҗдә қилиштәк йаки бир рәкәттә бир сәҗдә қилиштәк, йаки башқа бир шәкилдә, өзи әвзәл дәп қариған тәрздә тоғрилап һәл қилса болиду. биз пәйғәмбәрдин пүтүн үммәт қобул қилған намаз оқуш шәклини қобул қилишни әвзәл дәп қарисақму, бундақ өзи билгән усулда намаз оқуғанларниң намизини җаиз әмәс йаки мәқбул әмәс дейәлмәймиз. чүнки намазниң бу тәпсилатлири қуранда йоқ. шуңа бу сән билән аллаһ оттуридики иш, дәймиз»([5]).

һәдис шәрифни рәт қилиш қуранчиларни мана мушундақ бичарә һалға чүшүрүп қойған. җанабий аллаһ пәйғәмбәрләргә намаз оқушни вәһий қилған вә: ﴿уларни бизниң әмримиз бойичә (кишиләрни бизниң динимизға) йетәкләйдиған пешвалар (йәни пәйғәмбәрләр) қилдуқ, уларға биз йахши ишларни қилишни, намаз оқушни, закат беришни вәһйи қилиду, улар бизгә халис ибадәт қилатти﴾(әнбийа: 73) дегән турса, намаз оқуш тәпсилатлирини пәйғәмбәрләр өзлири хаһлиғанчә бекиткән дейиш сепи өзидин бимәнилик. йәнә «намазниң тәпсилати қуранда йоқ, қуранда болмиғанни алмаймиз» дейиш билән биллә уни сүннәт дәп бекитиш парадокс вә өзини инкар қилиш. бамдат, әср, шам, хуптән төрт намазни пүтүн үммәт қобул қилғачқа оқуш әвзәл дейиш билән пешинниму пүтүн үммәт пәрз дәп қобул қилғандикин уни еһтийатән оқуймиз дейишму һәм зитлиқ. пүтүн үммәт пешинни нәдә еһтийатән дәптикән?

пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабә кирамлири ибадәт мәсилилирини пәйғәмбәр әләйһиссаламдин сорап, униң әмәлий ишлиридин өгинип әвладмуәвлад өгитип вә ривайәт қилип қалдурмиғанму? уларниң пәрзәнтлири вә кейинки әвладлар пәйғәмбәр әләйһиссаламниң иш – излирини вә намаз оқуш усулини сориса улар сөзләп бәрмәй җим турувалғанму? «қуранчилар» уларни ривайәт қилип қалдурмиған дейәләмду? қалдурған болғачқа җими мусулманлар бирдәк иттипақ болған 17 рәкәтлик бәш вақит пәрз намаз вә һәр бир рәкәттә бир руку, икки сәҗдә, һәр вақлиқ пәрз намазниң рәкәт сани қатарлиқ тарихий һәқиқәт мана мән дәп турупту. улар қалдурған һәдисләрни дәлил қилиш қандақсигә ақмас иш болуп қалиду? бу хәзинини ташлап «қуранчилар»ниң азғунларчә җөйлүмилиригә қулақ селиш әхмәқлиқ әмәсму?

ий «қуранчилар»! мушу һалиңлар билән қуранни тутимиз дәмсиләр? мусулманларниң намаз оқуш усули хата болса, намаз усуллири вә вақитлири қачан өзгирип кәткән? растчил болсаңлар, өзгәргәнликини қурандин башқа мәнбәдин испатлап беқиңлар? әсла мумкин әмәс. униң үстигә силәр немигә асасән замандаш мусулманлар оқуватқан намаз шәкли вә тәпсилати қуранға уйғун дәп йәкүнлидиңлар? ким, нәдә дегән? күнимиз мусулманлар оқуватқан намаз шәкли әвзәл дегиниңларғиму қурандин өз қаидәңларға мас келидиған дәлил йоқ. болса һазир биз оқуватқан тәриқидә мушундақ оқуса йахши болидиғанлиқиға қурандин дәлил кәлтүрүңлар! әлвәттә қурандин дәлил кәлтүрәлмәйсиләр. ундақта намаз мундақ оқулатти, лекин мусулманлар өзгәртивәткән дәйдиғанға сүннәттин дәлил кәлтүрүңлар! шүбһисизки, сүннәттинму дәлил кәлтүрәлмәйсиләр. ундақта силәрниң нәзириңлардики намаз шәклини сүннәттин көрситип бериңлар! тарихта бирәрси палани намаз мунчә рәкәт иди, мунчә рәкәткә өзгирип кәтти, дегәнму? демәк, силәрниң нәзириңларда намаз тәпсилати қуранда йоқ, сүннәтттиму ениқ бекитилмигән болса, саһабә кирамлардин пәйғәмбәр әләйһиссаламниң «намазни мән қандақ оқуған болсам силәрму шундақ оқуңлар»([6]) дегән көрсәтмисигә бинаән мутәватир нәқил қилинмиған тәқдирдә, мусулманлар бүгүнки намаз оқуш шәклини нәдин тепивалған? мундақчә қилип ейтқанда, дәсләпки дәврдики мусулманлар қурандин намаз оқуш шәклини қачан вә қәйәрдә өгәнгән? аллаһ таала пәйғәмбиригә тунҗи қетим намазни ада қил дәп, мусулманларғиму намазни ада қилиңлар, дәп буйруғанда пәйғәмбәр әләйһиссалам техи толуқ назил болуп болалмиған намазға мунасивәтлик башқа айәтләрни топлап һазирқидәк намаз оқуш шәклини пәйда қилғанму? йаки башқа айәтләрму бирақла назил болуп болғанму? һалбуки, намаз оқуңлар дегәндә сәҗдә қилиңлар вә руку қилиңлар дегәндәк башқа намазға алақидар айәтләр толуқ назил қилинип болмиған, һәммиси бирақла назил болған дәйдиғанлар йоқ. ундақта улар намазға мунасивәтлик җими айәтләрни җәмләп мукәммәл намаз оқуш шәклини билмәй туруп қандақ намаз оқуған? қуранчилардин бу соалларға техичә бирәрси җаваб берип баққини йоқ.

«қуранчилар»ниң намазни қуранғила тайинип қандақ оқуш һәққидики қолашмиған гәплири мана мушунчилик. әлвәттә улар «исра – мираҗ»ниму асаси йоқ ривайәт дәп инкар қилғанлиқтин, «сәһиһәйн» вә барлиқ һәдис китаблиридики пәйғәмбәр әләйһиссалам мираҗға чиққанда, намазниң 50 вақит пәрз қилинғанлиқи, аллаһ һәқ субһанәһу вә тааланиң намазни 50 вақитқа баравәр дәп һесаблинидиған бәш вақитқа чүшүрүп пәрз қилип бәргәнлики байан қилинған һәдисләрниму йалғанға чиқиришиду.

бир соткида бәш вақит намаз пәрз икәнлики йуқириқи вә «сәһиһәйн»дики: «бир кишиниң ишики алдида бир өстәң болса, униңда күнигә бәш қетим йуйунса, униң бәдинидә кир қалдурамду? бәш вақит намаз әнә шуниңға охшайду, аллаһ шу арқилиқ (кичик) гунаһларни йуйуветиду», «сәндин аллаһ билән сораймәнки, аллаһ сән арқилиқ бизни бир кечә – күндүздә бәш вақит намаз оқушқа буйруғанму?» дәп сориғучиға пәйғәмбәр әләйһиссаламниң: «әлвәттә шундақ» дегәнликидәк, нурғун һәдис шәрифләрдә ениқ. «қуран кәрим»ниң: ﴿пәйғәмбәр силәргә әкәлгәнни елиңлар﴾ (һәшр: 7) дегән буйруқи бойичә пәйғәмбәр әләйһиссалам йәткүзгән вә мусулманлар уни пәйғәмбәр әләйһиссаламдин алған. җими мусулманлар намазниң бәш вақит икәнликидә бирдәк иттипақ. намазниң бәш вақитлиқиға қил сиғмайду.

әлвәттә қуранчилар нәзиридә чашгаһ намизи, һейт намизи вә таравиһ намазлири… дәк намазлар йоқ.

мусулманлар нәзиридә қуранда бәш вақит намазниң бәзиси бәзи айәтләрдә (нур: 58) бамдат вә хуптән дәп ениқ тилға елинған, бәзи айәтләр (қаф: 39 -, 40) күн чиқиштин вә күн петиштин бурун вә кечидә намаз оқушқа буйруған, бәзи айәтләр (бәқәрә: 238) намазларни болупму оттура намазни қолдин бәрмәсликкә буйруған. йәнә бәзи айәтләр (рум: 17-, 18) әтигини – ахшими, күн қайрилғанда вә кәч киргәндә намаз оқушқа буйруған, йәнә бәзи айәтләр (һуд: 114) әтигини – ахшими вә кечиниң дәсләпки қисмида намаз оқушқа буйруған, шундақла бәзи айәтләр (исра: 78) күн қайрилған вақиттин тартип қараңғу чүшкән вақитқа қәдәр намаз оқушқа буйруған, һәзрити ибни аббас рәзийәллаһу әнһума, рум сүриси 17 -, 18 – айәтләрни «ахшамда шам билән хуптән, әттигәндә бамдат, кәчтин бурун дигәр вә чүш вақтида пешин дәп тәпсир қилған вә у айәтләрдә бәш вақит намаз җәмләнгән дегән([7]).

имам әбулләйс сәрмәрқәндий (һ. 333 – 373 /м. 944 – 983) гә охшаш бәзи муфәссирлиримиз намазниң бәш вақитлиқини ноқул қуран айәтлиридинла йәкүнләп чиқиришқа тиришип баққан болсиму, намазниң бәш вақитлиқи йоқириқи айәтләр вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мутәватир дәриҗисигә йәткән һәдис шәрифлири билән бәрқарардур.

лекин һәдис шәрифни рәт қилидиған «қуранчилар» дуч келидиған әң қийин мәсилә намазниң пүтүн тәпсилатини қурандин сүзүп елиш болғачқа, өз ичлиридә намаз һәққидә ихтилап қилшқандәк еғир ихтилаплишип бақмиған. улар намазниң тәпсилатида ихтилаплишипла қалмай, намазниң нәччә вақитлиқини бекитиштиму өзара қаттиқ ихтилаплашқан. нәтиҗидә аҗайиб күлкилик йәкүнләрни чиқиришқан([8]).

қуранчилар таиписиниң бир бөлүки болған һиндистан (кейинки пакистан) лаһордики чакралавиййә таиписи([9]) намазни 3 вақит дәп дигәр билән шамни инкар қилған вә һәрбир вақлиқ намазни икки рәкәт, һәр бир рәкәттә бирла сәҗдә бар, рукудин турмайла сәҗдигә бариду, сәҗдидики зикирдин кейинла намаз ахирлишиду дәп бекитивалған([10]).

әмма һиндистандики әһмәдиддин таиписи([11]) болса икки вақитла пәрз намаз бар, халиса бир рәкәт, халиса 4 рәкәт оқуйду дегән болуп, улар намазда немә оқуш муһим әмәс, қиблигә йүзлинишму керәк әмәс, дәп қариған. лекин, йеқинқи вақитларда буларниң әгәшкүчилири 5 вақит намаз оқумақта([12]).

йәнә бугүнки пакистанниң мултандики рәфиуддин([13]) таиписи: тәһәҗҗуд, бамдат, пешин вә кәчқурундин ибарәт 4 вақитла пәрз намаз бар, тәһәҗҗуд билән бамдатта күн чиқишқа, пешин билән кәчқурунда күн петишқа йүзлинимиз, … дәйду. бу таипиниң қуйруқини қум бесип йоқилип кәткән.

йәнә бир қисим қуранчилар намаз тәпсилатида тохталмиған вә омум мусулманларға охшаш намаз оқуйдиғанлиқини ипадилигән. улар рәкәт сани вә җәрйани үстидиму узун тохталмиған. буларниң бәзилири пәйғәмбәр әләйһиссаламниң бәйтулмәқдискә йүзлинип намаз оқуп кейин мәккигә йүзлинип намаз оқуғанлиқи қуранда йоқ, лекин мусулманларниң бирлики үчүн мәккигә йүзлиниш қуран көрсәтмисигә уйғун, қуранниң тәпсилати үстидә қуран тохталмиған, намаз оқуш усулини биз халиғанчә өзгәртип, алмаштуруш һоқуқимиз бар дегәндәк җөйлүпму баққан([14]).

ливийәлик сотчи мустафа камал әлмәһдәвий (1934 – ?), һәдис шәрифни бир пүтүн рәт қилмисиму, намаз мәсилисидә қуранчилар нуқтисидин чиқип, бамдат намизидин башқа икки һейт намизидин ибарәт сүбһи намизи бар. шуңа намаз алтә вақит дәп қарайду([15]).

қуранчилардин йәнә күнимиздики мәвҗуд намазни тамамән инкар қилип намазни башқичә шәһләйдиғанлириму, йуқириқилардин башқа һәр хил бирнәрсиләрни дәп бақидиғанлириму көп. биз пәқәтла йуқириқлар билән купайиләндуқ.

«қуранчилар»ниң нәзиридики намаз мана мушундақ. бәәйни ким ашти содисиға ташланған қурулуш пиланидәк, һәр ким өзи хаһлиғанчә тәклип берип йасап пүттүривалиду. бу малиматаң әһвалниң һәдис шәрифни рәт қилишниң тәбиий нәтиҗиси икәнликидә шәк йоқ. бу ишта дәсләпки дәврләрдики қуранчилар вә хавариҗлар аллибурун бу йолларни бесип болған.

имам шафиий һәзрәтлири (һ. 150 / м. 767, ғәззә – һ. 204 / м. 820, мисир) «илимниң ули» дегән китабида улар билән муназириләшкән вә уларниң: «намаз вә закатта бәлгилимә йоқ. күндә икки рәкәттинла намаз оқусиму, намаз дегүдәк бир нәрсә оқуса, закат дегүдәк бирнәрсә бәрсә бойнидики ваҗибни ада қилған болиду. қуранда айәт болмисила биркимгә пәрз қилиш болмайду» дегәнликини нәқил қилған([16]).

имам ибни һәзм әләндәлусий (һ. 384 – 456 / м. 994 – 1064) му хавариҗлардин әбу исмаил әлбиттийһий (вапати һ. 201 – 210 /м. 816 – 825 әтрапида) қатарлиқ бир қисминиң: «әтигини бир рәкәт, кәчқурун бир рәкәт намаздин башқа пәрз намаз йоқ» дегәнликини нәқил қилған([17]).

демәк, өткән әсирләрдики һиндистан, пакистандикилири болсун, йаки заманимиздики әрәб дийарлирида йаки түркийәдә пәйда болғанлири болсун, «қуранчилар»ниң йилтизи имам шафиий дәвридики азғун хавариҗларға берип тутушиду.

навада улар һәдис шәрифни қобул қилған болса, бу түрлүк калампайлиқтин, азғунлиқтин қутулған болатти. чүнки һәдис шәрифләр намазға алақидар һәрбир ишниң тәпсилатини бирмубир, ениқ байан қилған. саһабә – кирамлар пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қандақ намаз оқуғанлиқини көргән болса өзлири әйнән шундақ тәтбиқлиған вә бизгә әйнән йәткүзгән([18]).

аллаһ таала бизгә һәқиқәтән өз китабидики әһкамларни тәпсилий байан қилип беридиған пәйғәмбәрни әвәтип бизләргә қуран кәримдә: ﴿пәйғәмбәр силәргә әкәлгәнни елиңлар﴾ (һәшр: 7) дәп буйруқ қилған. «қуранчилар» бу буйруқни аңлимиғанлиқтин гумраһлиққа йүзләнгәндур.

доктор абдуләзиз рәһмәтуллаһ

2020. 09. 05

—————————-
([1]) «бухари», 631 – һәдис.
([2]) «алصлаة бйн алқрآн алкрйм оалмслмйн», آحмд صбحй мнصор, 1- том. кириш сөзи қисми.
([3]) «алصлаة фи алқрآн алкрйм», أحмд صбحй мнصор, алحоар алмтмдн- алعдд: 5996 – 2018 / 9 / 16. «алعодة إли алқрآн (The Return to the Qur’an)», қасим әһмәд малийзий, һәсән һәнәфий әрәбчигә тәрҗимә қилған. 83 – бәт.
([4]) әһмәд хәйри әләмрийниң «алқрآнйон (5): أбо җهл мтأхра عн صлаة алعصр!» намлиқ мақалидин қисқартип елинди: https://darfikr.com/article/
([5]) мәнбә: әрәбчә «қуран әһли» торбетидин елинди.
([6]) «бухари», 631 – һәдис.
([7]) («тәфсири тәбәрий», 18 – том, 475 – бәт. «тәфсири қуртубий», 14 – том, 14 – бәт.
([8]) «алқрآнйон ошбهатهм حол алснة», хадим һусәйн илаһий бәхш, 368 – бәт.
([9]) бу таипә мәвләвий абдуллаһ чакралавий Abdullah Chakralawi (1830 – 1914) ниң әгәшкүчилири болуп, у пәнҗаб вилайитигә тәвә чакралә наһийисидә туғулған. устази тәрипидин ғулам нәби дәп аталған. һәдис илимлирини оқутқан вә бу саһәдә тәтқиқат елип барған. 1899 – йили һәдис шәрифни вә сүннәтни пүтүнләй инкар қилидиғанлиқини елан қилған вә бу йеңи әсирдики қуранчиларниң оттуриға чиқиши болған. у сәййид әһмәдхан (1816 – 1898) тәсиригә учриған вә «әһли қуран җәмийити»гә 3 йил әза болған. 1902 – йили лаһорда «зикир вә қуран әһли җамаити»ни қуруп, қуран шәриәтниң бирдинбир мәнбәси дәп җакарлиған вә бу мәзмунда «тәрҗимәтулқуран биайатил фурқан» қатарлиқ әсәрләрни йазған. ингилизлар униңға йардәм қилғанлиқтин бәзи көзәткүчиләр униң инглизлар билән һәмкарлашқанлиқини илгири сүриду. өз вақтида һиндистан алимлири униңға толуқ рәддийә берип илмий мақалиларни елан қилған вә 1902 – йили пүтүн һиндистан йерим арилидики алимларниң бирликтә қилған имзаси билән униң капирлиқиға вә мусулманлар билән һечқандақ мунасивити йоқлиқиға пәтва чиқирилған. 1914 – йили өлгәндә аилисидикиләрму уни дәпнә қилишни рәт қилған вә әгәшкүчилири тәрипидин йәрликидә қойулған.
([10]) «صлаة алқрآн кма عлм алрحмн», мحмд рмضан, 32 – 35 – бәтләр.
([11]) бу таипә хуҗә әһмәдиддин әмритсарий Khwaja Ahmad Din Amritsari (1861 – 1936)ниң әгәшкүчилири болуп, у мисйонирлар мәктипидә ғәрбчә тәлим алғандин кейин ислам дини билимлиридә өзини йетиштүргән. шу чағлардики сәййид әһмәдхан (1816 – 1898) вә абдуллаһ чакралавий (1830 – 1914) қатарлиқ һәдис инкарчилириниң тәсиригә учриған. қадийанидлар рәһбири мирза ғулам қадийаний (1835 – 1908) биләнму қойуқ мунасивәттә болған. 1926 – йили әмритсарда «үммәт муслимә» җамаитини қурған. пакистан қурулғандин кейин бу җамаәтниң мәркизи 192647 – йили лаһорға йөткәлгән.
([12]) «алқрآнйон ошбهатهм حол алснة», хадим һусәйн илаһий бәхш, 375 – бәт.
([13]) бу таипә өткән әсирдә йашиған сеййид муһәммәд рәфиуддин мултаний (? – ?) ниң әгәшкүчилири болуп, у «әсалату лиллаһ, вәссийаму лирраһман» вә «хатәмуннәбиййин» қатарлиқ бирқанчә әсәр йазған.
([14]) «қрآнй фйصлй», ғулам әһмәд пәрвийз, 2 – том, 18 – бәт.
([15]) «албйан балқрآн», мустафа камал әлмәһдәвий, 1 – том, 105 – бәт.
([16]) «җмаع алعлм» (әлум намлиқ китаби билән биллә нәшр қилинған), имам шафиий, 7 – том, 275 – бәт.
([17]) «алфصл фй алмлл оалأهоаء оалнحл», ибни һәзм, 4 – том, 144 – бәт.
([18]) қисқартип елинди. «алқрآнйон ошбهатهм حол алснة», хадим һусәйн илаһий бәхш, 375 – бәт.

http://www.sajiya.biz/?p=6087