нетфликс ширкити америка кеңәш палата әзалириниң уйғурлар һәққидики мәктупиға җаваб қайтурди

интернет филим мунбири нетфликс(Netflix) америка кеңәш палата әзалириниң уйғурлар һәққидики мәктупиға җаваб қайтуруп, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини қоллимайдиғанлиқини билдүрди. 

америка нетфиликис ширкитиниң уйғур җаза лагерлирини қоллиған хитай йазғучи лйу сишинниң «үч җисим» намлиқ романини чатма телевизийә тийатири қилип ишләш пилани америка кеңәш палата әзалириниң қаршилиқиға учриди. «һолливуд хәвәрчиси» гезитиниң ашкарилишичә, америка кеңәш палатасиниң марша бләкборин, рик скот, кевин кремир, марта миксалий, там тиллис қатарлиқ 5 нәпәр әзаси 23-сентәбир нетфиликисниң иҗраийә директори тәд сорондосқа мәктуп йезип, нетфиликисниң пиланиға қарши чиққан.

уларниң тәкитлишичә, әгәр нетфиликис лйу сишинниң әсирини сәһниләштүрсә, бу хитайниң уйғурларға қарита садир қиливатқан «системилиқ, ирқий қирғинчилиқ түсидики җинайити» ни «нормаллаштуруп» беридикән. улар мәктупида лйу сишинниң 2019-йили «нйу-йорклуқлар» жорнилида қилған уйғурлар һәққидики сөзлирини нәқил кәлтүрүп, «дөләт мәҗлиси уйғурларға қарита садир қилиниватқан системилиқ җинайәткә җиддий қараватқан мәзгилдә биз нетфиликисниң хитай компартийәсиниң тәшвиқатини тәкрарлаватқан бир шәхс билән һәмкарлишишидин җиддий әндишә қиливатимиз» дегән.

парламент әзалириниң тәкитлишичә, «шинҗаң уйғур аптоном районидики бу қәбиһликләр алдида раһәтлик билән елинған бир ширкәт қарари мәвҗут әмәс, пәқәт җинайәткә ортақлиқ мәвҗут» икән. лйу сишин 2019-йили «нйу-йорклуқлар» журнилиниң зийаритини қобул қилғанда уйғурларни террорчилиқ билән әйибләп, «һөкүмәт уларниң иқтисадиға йардәм қилип, намратлиқтин қутулушиға һәрикәт қиливатиду» дегән. мәлум болушичә, лйу сишинниң әсирини «текист ойуни» намлиқ даңлиқ телевизийә чатма тийатирини ишлигән дәйвид бәнийоф билән д. б. вәйис синарийәләштүргәникән.

ройтерс агентлиқиниң 26- синтәбир хәвәр қилишичә, нетфликс ширкити америка кеңәш палата әзалириниң мәктупиға җаваб қайтуруп, мәзкур ширкәтниң йазғучи лйу сишинниң хитайниң уйғур сийасити һәққидики көз-қарашлириға қошулмайдиғанлиқини билдүргән. 

нетфликсниң йәршари аммиви мунасивәтләр бөлүминиң муавин директори диан гарфилид америка кеңәш палатасиға йазған хетидә: «лийу әпәнди телевизийә синарийәсини иҗад қилғучи әмәс, бәлки әсли аптор. биз униң (шинҗаң мәсилиси һәққидики) сөзлиригә қошулмаймиз. униң сөзлириниң униң романи вә телевизийә тийатиримиз билән мунасивити йоқ.»