шәрқий түркистанда ким «бәхтлик»?

хитай рәһбири ши җинпиң системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичликигә пәрва қилмиди

софи ричардсон, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай бөлүми дириктори

2020- йили 1- өктәбир

«тамамән тоғра», хитай президенти ши җинпиңниң бу һәптә өз һөкүмитиниң шинҗаң(шәрқий түркситан, төвәндиму шундақ елиниду-т) сийаситини тәсвирлигәндә бу ипадини ишләтти. хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқан бу районда 13 милйон уйғур вә башқа түркий мусулманлар изчил дәһшәтлик бастурушларға дучар болмақта. 

бейҗиң бу район һәққидә дунйаға көп қетим йалған сөзлиди - алди билән «сийасий тәрбийләш» лагерлириниң барлиқини инкар қилди, андин бу тутуп туруш мәркәзлириниң өз ихтийарлиқи билән «кәспий тәрбийиләш» әслиһәлири икәнликини оттуриға қойди вә кейин һәммә кишиниң «оқуш пүттүргәнлики» ни ейтти. шуңа коммунист партийә йиғинида ейтилған бу әң йеңи байанға еғир дәриҗидә гуман билән муамилә қилишқа әрзийду.

биринчи, хитай даирилири өзлириниң бу районға хатирҗәмлик елип кәлгәнликини оттуриға қойди. әмма уларниң шәрқий түркистандики бастуруш истратегийисини бихәтәрлик билән арилаштуруветишкә болмайду. кишини чөчүтидиған кәң даиридә «терорлуқ» қа қарши «қаттиқ зәрбә бериш» намида, даириләр қорқунчлуқ коллектип җазалаш усулини қолланди: бир милйон түрк мусулман узун муддәт халиғанчә тутуп турулди, сийасий тәрбийиләнди вә мәҗбурий әмгәккә селинди; шуниң билән биргә, 12 милйон киши дөләтниң кәң көләмлик назарити, мәдәнийәт йоқитиши вә исламни хитайчилаштуруш сийаситиниң нишаниға айланди. 

иккинчидин, хитай даирилири «очуқчилиқ вә ашкарә болуш» вәдисини оттуриға қойди. һөкүмәт журналистлар вә дипломатларниң районға киришигә йол қойған болсиму, әмма бу зийарәтләр чәклимиләргә учриди -кәлгәндин тартип таки айрилғучә болған арилиқта һөкүмәт хадимлириниң һәмраһ болуши йаки из қоғлишиға учриди. мустәқил күзәткүчиләр зийанкәшликкә учриғучилар вә зийанкәшликкә учриғучиларниң гуваһчилири, һәтта адәттики кишиләр биләнму өч елинишидин қорқуп параңлишалмайду, зийарәтчиләр пәқәт даириләр уларниң көришини халиған нәрсиләрнила көриду. әң рәһимсиз йери шуки, бу район дөләт сиртидики түркий мусулманларға тақиветилгән болуп, улар узун йиллар үзүлүп қалған аилә әзалирини, җүмлидин балиларниму издәватиду.

ахирида, хәлқара бесимниң күчийиши алдида, бейҗиң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари мичел бачелетниң шәрқий түркистан зийаритини қарши алидиғанлиқини билдүрди. әмма бу бир алдамчилиқ тәклипи: бачелетниң (б д т дөләт зийаритиниң өлчәмлик тәркибий қисми болған) шәрқий түркистанни толуқ вә тосалғусиз зийарәт қилиш тәлипи оттуриға қойулуп 18 айдин көпрәк вақиттин кейин, һөкүмәт йәнила қошулмиди. бейҗиңниң йуқири дәриҗилик комиссарни «қарши елиш» тәййарлиқи йалған.

әгәр ши җинпиңниң партийә әзалириға ейтқинидәк шәрқий түркистанда «хушаллиқ» давамлиқ ашқан болса, мустәқил хәлқаралиқ тәкшүргүчиләр, муһаҗирәттики түркий мусулманлар йаки башқиларниң зийарәт қилишини чәкләшкә һечқандақ сәвәб болмаслиқи керәк. ши җинпиңниң сөзи күчлүк һөкүмәтниң өкүнмәйдиған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита тәкшүрүшни тосушни мәқсәт қилиду. һечким униң дамиға чүшүп кәтмәслики керәк.