шәрқий түркистандики хитай зулми тема қилинған вә җумһурийәт күнигә беғишланған филим.
бу йил ийул айлирида хәлқара мәтбуатларда «ишәнгүсиз дәриҗидики зулум» дәп тәсвирлинип келиватқан хитайниң уйғурларға қаритилған бастуруш сийасити баш тема қелинған «хорланған виҗдан» намлиқ филимниң қисқичә тонуштурулуши иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған иди.
мәзкур филимниң филим ишлигүчиси нәбиҗан әла әпәнди өзиниң твиттер, фейисбук қатарлиқ шәхсий һисаблиридин бу филимниң «шәрқи түркистан җумһурийити» қурулғанлиқиниң 87 йиллиқ хатирә күнидә, йәни 12-нойабир күни кәң тамашибинлар билән йүз көрүшидиғанлиқини уқтурған.
иҗтимаий таратқулардики инкасларға қариғанда, муһаҗирәттики уйғурлар узун йиллардин бери ашу филимдики баш қәһриман қәйсәрдәк ақивәткә дучар болушидин әнсирәп йуртиға қайтишқа җүрәт қилалмайватқан болғачқа, филимдики баш қәһриманниң тәқдирини өзигә бағлап тәсәввур қилишқа башлиған. шуңлашқа бу филимниң толуқ қисимни көрүш үчүн күн санап турушқан икән.
«хорланған виҗдан» 12-нойабир истанбул вақти кәч саәт 8:00 дә әла әли(Ala Ali) вә султан сатуқ(Sultan Satuk) намлиқ икки йутийуб қанилида бирла вақитта тарқитлған. һазирғичә 30 миң қетимдин артуқ көрүлгән. мәзкур филим 36 минутлуқ болуп, түркчә вә инглизчиғиму тәрҗимә қилинған.