вашингтонға җайлашқан кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 9- дикабир хитайниң чоң санлиқ мәлумат амбири техникисидин пайдилинип уйғурларни бастуруши вә халиғанчә қолға елиши һәққидә бир доклат илан қилди. доклатта 2000 дин артуқ уйғурниң қандақ зийанкәшликкә учриғанлиқи һәққидики тәпсилатлар берилди.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати ақсуниң мәлум бир йеридә тутқун қилинип лагерға қамалған 2000 уйғурниң чоң санлиқ мәлумат амбиридики учури һәққидә бир парчә муһим доклат елан қилди. бу тизимликкә «ақсу тизимлики» дәп нам берилгән. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчилири бу тизимликни тәтқиқ қилиш, тәкшүрүш нәтиҗисидә тизимликтики 2000 уйғурниң «универсал бирләшмә мәшғулат суписи» (IJOP) дәп атилидиған чоң санлиқ мәлумат амбири тәрипидин қара чикит қойулуп, тутқун қилинған кишиләр икәнликини байқиған. универсал бирләшмә мәшғулат суписи бундин илгири ашкариланған «қарақаш тизимлики»диму көп қетим тилға елинған.
доклатта улар мундақ дегән: «ениқ көрүнүп туридики, универсал бирләшмә мәшғулат суписи ‹ақсу тизимлики› дики бу 2000 кишигә чикит урған, йәрлик хадимлар әһвални баһалап чиққандин кейин, уларни лагирларға әвәткән.»
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң йуқири дәриҗилик хитай ишлири тәтқиқатчиси майа ваң мундақ деди: «ақсу тизимлики хитайниң шинҗаңдики түркий мусулманларни рәһимсизләрчә бастурушида техникиниң қандақ түрткилик рол ойниғанлиқи тоғрисида техиму көп чүшәнчә бериду. хитай һөкүмити тизимликтики кишиләрниң аилә-тавабиатлириға җаваб беришкә қәрздар: улар немишқа тутуп турулди, һазир улар қәйәрдә?»
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2018-йили 2-айда тунҗи қетим бу универсал бирләшмә мәшғулат суписи һәққидә доклат елан қилған. улар бу доклатида хитай һөкүмити районда йолға қойған бу санлиқ мәлумат амбириниң райондики һәрбир уйғурниң күндилик паалийәтлиригә аит камера көрүнүшлири билән башқа барлиқ хусусий учурлирини өз-ара бирләштүрүш арқилиқ униңға чекит қойуп маңидиғанлиқини, йәрлик даириләрниң чекит қойулған кишиләрниң әһвалини мулаһизә қилип чиққандин кейин андин уларниң бәзилирини лагерларға әвәтидиғанлиқини ашкарилиған. андин 2019-йилидики йәнә бир доклатида, йуқириқи бу чоң санлиқ мәлуматиға әвәтилидиған учурларниң зор бир қисминиң уйғурларниң йанфонлириға орнитилған сақчи җасуслуқ әплиридин келидиғанлиқини қәйт қилған.
доклатта көрситилишичә, «ақсу тизимлики» дики «т» исимлик айал чоң санлиқ мәлумат амбири «сәзгүр дөләтләр билән алақиси бар» дәп чекит қойғанлиқи үчүн лагерға әвәтилгән икән. тизимликтә бу ‹т› ханимниң 2017-йили 3-айда бир чәт әл номури билән төт қетим телефонлашқанлиқи вә қанчә сиконт сөзләшкәнлики хатириләнгән икән. буниң билән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати «т» ханим сөзләшкәнлики илгири сүрүлгән бу чәт әл номуриға телефон қилип синаб баққан вә нәтиҗидә бу номурниң «т» ханимниң чәт әлдә йашайдиған сиңлисиға аитлиқини байқиған.
‹т› ханимниң сиңлисиниң кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға ейтишичә, сақчилар униң ачиисни көп қетим өзи һәққидә сорақ қилған икән. у шундин кейин аилиси билән бивастә алақилишалмиған болсиму, башқа йоллар арқилиқ ачисиниң бир мәзгил лагерға қамалғандин кейин қойуп берилгәнлики вә һазир һәптидә бәш күн завутта ишләватқанлиқи, униң аран һәптә ахиридила өйигә қайтишиға рухсәт қилинидиғанлиқидин хәвәр тапқан.
доклатта «ақсу тизимлики» һәққидә төвәндики мәлуматлар берилгән: «гәрчә әвәткүчиниң салаһийити ениқланмиған болсиму, әмма бу тизимлик 80 пирсәнт аһалиси уйғур болған ақсудики мәлум бир орундин кәлгән. кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати ‹ақсу тизимлики› дики кишиләрниң һәммисиниң уйғур икәнликигә ишиниду. тизимликниң йерими дегүдәк әрләр, қалған йерими айаллар. уларниң тутуп турулуш вақти 2016-йилиниң оттурилиридин 2018-йилиниң ахириғичә болған арилиқни өз ичигә алиду. бәзи җайларда һәтта бир күнниң өзидила 100 дин артуқ адәм қолға елинған. мәнбәни қоғдаш үчүн кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатимиз ‹ақсу тизимлики› ниң ениқ орни, ениқ вақти вә бир қисим санларни муҗимәлләштурдуқ.»
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу тизимликниң чинлиқини дәлилләш үчүн охшимиған усулларни қолланған. мәсилән, улар бу җәдвәлни уйғур диаспораси билән ортақлашқан, нәтиҗидә бу тизимликтики 18 исим чәт әлләрдики туғқанлири тәрипидин җәзмләштүрүлгән. бу тизимликтә йәнә 200 гә йеқин кимлик номури бар болуп, улар бу кимлик номурлирини тәкшүргән вә аз дегәндә икки номур хитайниң әдлийә тор бәтлиридики санлиқ мәлуматлар билән охшаш чиққан. йәнә 27 кишигә аит телефон номуриниң 14ини үндидар арқилиқ тапқан вә уларниң һәммисиниң ақсулуқ уйғурлар икәнлики ениқланған. лагерлар мәсилисидики мутәхәсссиләрму бу һөҗҗәтләрни тәкшүрүп униң чинлиқини дәлиллигән. бу тизимлик билән биргә әвәтилгән бир авазлиқ һөҗҗәтниңму ақсудики бир лагер ичидин әвәтилгәнлики дәлилләнгән.
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатида «ақсу тизимлики» дики 2000 кишиниң лагерға солинишиға сәвәб болған амилларни түрлири бойичә тәпсили йезип чиққан. улар төвәндикиләрни өз ичигә алиду: «намаз оқуш, қуран оқуш, балилириға дини сават бериш, хәтмә-қуран, вәз-нәсиһәт аңлаш, сақал қойуш, диний йосунда кийиниш қатарлиқ динға мунасивәтлик сәвәбләр; көп балилиқ болуш, қол телефон әплирини ишлитиш, интернеттә һөҗҗәт һәмбәһирләш қатарлиқ телефон вә интирнеткә мунасивәтлик сәвәбләр; түркийә, сәуди әрәбистан, афғанистан қатарлиқ ‹сәзгүр› дәп бекитилгән дөләтләргә бериш вә йаки дөләт ичидә ақсуниң сиртидики җайларға-үрүмчи, қәшқәр, бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ җайларға бериштәк сайаһәткә мунасивәтлик сәвәбләр; муқим адреси болмаслиқ, бәк көп телефон алмаштуруш, кимлики бойичә тизимлитилған телефон ишләтмәслик, той хети қатарлиқ рәсмий һөҗҗәтләрни ойдуруп чиқириш, йоқап кәткән кимликини башқа бири қолланған болуш, иҗарини вақтида төлимигән болуштәк сәвәбләр. . .»
бәзи әһвалларда йаш болуш, йәни «1980-йиллардин кейин туғулған» болушму «хатирҗәмсиз кишиләр» қатарида тутқун қилинишқа сәвәб болған, йәнә бәзиләр нәччә он йил илгирики һәрикәтлири сәвәбидинму қолға елинған. мәсилән бир әр 80-йилларниң оттурилирида қуран өгәнгән вә 2000-йилларниң бешида «айалини оринишқа қистиған» дәп қолға елинған. йәнә бир әһвалда бир айал 2013-йили бир қетим қәшқәргә барғанлиқи вә бир қетим хотәндә бир кечә турғанлиқи үчүн қолға елинған.
тилға елишқа әрзийдиғини, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати «ақсу тизимлики» дики кишиләрниң үч даириләргә бойсунуш әһвалиға асасән охшимиған дәриҗидә муамилә қилинидиған 3 хил орунға әвәтилидиғанлиқини байқиған. мәсилән, йуваш-йумшақ туруп, ипадиси йахши болғанлар «ортақ башқуруш райони» йәни «普管区» гә әвәтилсә, гәп қайтурған, бойни қаттиқлиқ қилғанлар йаки әһвали техиму еғирлар «қаттиқ башқуруш райони» («严管区») вә «күчлүк башқуруш райони» («强管区») ға әвәтилгән. тизимликтә бәзи кишиләрниң кесәл болғанда (йаки бала емитиш үчүн) өйигә қайтишқа рухсәт қилинғанлиқи, әмма саламәтлики әслигә кәлгәндин кейин тутуп турушқа қайтурулғанлиқи қәйт қилинған.