йеңи доклат: хитайниң әмгәк күчлирини йөткәш сийаситиниң мәқсити уйғур җәмийитиниң қурулмисини өзгәртиш

германийәлик мутәхәсис адриан зенз хитайниң ички һөҗҗитини ашкарилиди. униңда көрситилишичә, йеқинқи йиллардин буйан, даириләр «намратлиқни түгитиш» баһанисидә шәрқий түркистандин уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни башқа җайларға йөткигән. әсли мәқсәт уйғур аптоном райониниң нопус қурулмисини өзгәртиш вә аз санлиқларниң «идийәсини қайта шәкилләндүрүш» болуп,бу пилан тибәттиму қоллинилған. хәлқара мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң бу қилмиши инсанийәткә қарши җинайәтләрни өз ичигә алидикән.

әнгилийә «муһапизәтчи» гезити, канада «йәр шари вә почта гезити» вә ғәрбтики башқа таратқуларниң хәвәр қилишичә, 2018-йили нәнкәй университети хитай байлиқ иқтисад тәтқиқат орниниң тәтқиқатчилири «шинҗаң хотән вилайитидики уйғур әмгәк күчлирини йөткәш намратлиқтин қутулдуруш хизмити доклати» намлиқ бир һөҗҗәтни хитай компартийәси йуқири қатлимиға сунған. бу һөҗҗәт 2019-йили нәнкәй унверситити тор бетидә елан қилинған, әмма 6 айдин кейин еливетилгән.

германийәлик мутәхәсис адриан зенз «нәнкәй доклати»ниң әсли һөҗҗәтлирини сақливалған болуп, тәһлил вә тәтқиқат елип барған. униң әң йеңи тәтқиқат доклати «шинҗаңниң район һалқиған әмгәк күчлирини йөткәш программисидики мәҗбурий әмгәк вә мәҗбурий көчүрүш» 2- март америкдики «җеймес таввн фонди җәмийити»ниң торида елан қилинди. у франсийәниң «күзәткүчи һәпитилики» тор бетиниң зийаритини қобул қилғанда, «нәнкәй доклати»ниң униң тәтқиқат материйаллириниң әң һалқилиқ қисми икәнликини ейтқан.

«нәнкәй доклати»да ейтилишичә, уйғурларни башқа җайларға ишләшкә йөткәш «шинҗаңдики уйғурларниң нопус зичлиқини төвәнлитипла қалмастин, йәнә уйғурларни нәзәрбәнт қилиш, йуғуруш вә ассимилйатсийә қилишниң муһим усули». бу хил усул арқилиқ «өзгиришчан муһит, турмуш вә әмгәк җәрйанида бир қисим уйғурларниң қиммәт қариши вә тонушини тәдриҗий өзгәртишигә, қиммәт қараш вә турмуш қаришини қайта шәкилләндүрүшкә болиду».

адриан зенз доклатида көрситишичә, бейҗиң даирилири уйғурларни йөткәшниң намратлиқтин қутулдуруш үчүн икәнликини тәкитлигән болсиму, әмма ениқки иқтисад асаслиқ мәқсәт әмәс, асаслиқ мәқсәт уйғур җәмийитиниң әнәниви қурулмисини вә тәпәккур әндизисини өзгәртиш. тәхминән бир милйон 600 миңдин бир милйон 800 миңғчә уйғур бу пиланниң тәсиригә учриған.

зензниң доклатида 2017-йилдин 2019-йилғичә болған арилиқта тәхминән 76,000 уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң йөткәлгәнлики тилға елинған. бу сүрәт тезлишиватқан болуп, бейҗиң даирилири һәр йили 50 миң адәмни йөткәш нишаниға йетиш, шуниң билән бир вақитта әмгәк вә қайта тәрбийиләш лагерлирини йөткәшни тәң елип бериш үчүн, 2017-йилдин кейин, райондики алий маарип сәрхиллири лагирларға қамалған вә маарип сәвийәси төвән кишиләр болса башқа җайларға йөткәлгән. 

униң ейтишичә, йөткәлгән уйғурлар мәҗбурий әмгәкниң зийанкәшликигә учриғучилар болуп, әгәр рәт қилса, улар «қайта тәрбийиләш лагерлири»ға әвәтилидикән. адриан зенз хитайниң рәсмий санлиқ мәлуматлирини тәтқиқ қилип, 2017-йилдин бурун уйғурларниң әмгәк күчлирини йөткәш пиланиға наһайити қарши туридиғанлиқини байқиған. әмма, 2020-йили 9-айда, хитайниң «шинҗаңдики әмгәк вә ишқа орунлишиш капалаити» ақ ташлиқ китабида% 85 аһаләниң наһийә сиртиға чиқип ишләшкә қизиқидиғанлиқи оттуриға қойулған. 

зензниң доклатида нурғунлиған хәлқара җинайи ишлар қанун мутәхәссислириниң пикири нәқил елинған болуп, улар х к п ниң әмгәк күчлирини йөткәш пиланиниң хәлқара җинайи ишлар сотиниң рим низамнамисидики инсанийәткә қарши җинайәт икәнликигә қошулған. 

хитайға қарши хәлқара парламент иттипақи (IPAC) 3-айниң 2-күни байанат елан қилип, нәнкәй доклатида х к п ниң шинҗаңдики җинайи қилмишлириға йеңи дәлил-испат билән тәминлигәнликини, шундақла «инсанларни мәҗбурий йөткәш вә зийанкәшлик қилиш җинайити»гә мас келидиғанлиқини билдүрди.  

зенз 2020-йили 12-айда уйғур дийаридики мәҗбурий әмгәккә аит тунҗи доклатини елан қилди. буниңда райондики мәҗбурий әмгәкниң қайта тәрбийиләш лагерлири вә йеқин әтраптики завутлар билән пахта етизлирида ишләшкә мәҗбурлаштәк икки қисимға айрилғанлиқи көрситилди; хитай академиклири тәрипидин «шинҗаңниң җәнубидики ешинча әмгәк күчи» дәп аталған йезилиқ уйғурлар «қобул қилинған вә тәрбийәләнгән», андин башқа җайлардики завутларға ишләшкә әвәтилгән. аталмиш ​​«хизмәтчи қобул қилиш вә тәрбийиләш»му бесим астида елип берилидиған болуп, буму мәҗбурий әмгәкниң бир түри.

адриан зенз доклатида йәнә, х к п ниң тибәттә әмгәк күчлирини йөткәш сийаситини кеңәйтиватқанлиқини вә 2019-йилдин башлап тибәттә тәдриҗий йолға қойулғанлиқини тилға алған.

дилшат султан

2021- йили 5- март