хәлқара қәләмкәшләр җәмийити: уйғур йазғучилириниң еғир қамақ җазалириға һөкүм қилиниши хитай һөкүмитиниң уйғур кимликини йоқитиш урунишиниң әң йеңи мисали

әхмәтҗан җүмә

хәлқара қәләмкәшләр җәмийити (PEN International) йеқинда уйғур йазғучилири вә зийалийлириға еғир қамақ җазаси берилгәнлики тоғрисидики хәвәрләрдин чөчүп кәтти, уларниң көпинчиси шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики нами пур кәткән «қайта тәрбийиләш лагерлири»да бир нәччә йил сот сиртида тутуп турулди.

шуңа бу тәшкилат, хитай хәлқ җумһурийити һөкүмити тәрипидин елип берилған шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни вәһший бастурушни дәрһал тохтитишқа чақириду.

қолға елинғанларниң ичидә әдәбий тәрҗиман вә илмий мудир әхмәтҗан җүмәму бар болуп, хәвәр қилинишичә, акисиниң 2021-йили 5-айниң 1-күни иҗтимаий алақә торида чиқарған учуриға асасланғанда, у 2019-йили 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. бу җаза дәсләптә қолға елинғандин икки йил кейин берилгән. у 2017-йили һөкүмәт тәрипидин чәкләнгән китабқа игә болғанлиқи үчүн қайта тәрбийиләш лагериға қамалған.

«әркин асийа радиоси» уйғур бөлүминиң муавин мудири болуп ишләйдиған инисиниң қаришичә, әхмәтҗан җүмәниң қамаққа һөкүм қилиниши өзиниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини гәвдиләндүргән әркин асийа радиосида ишлигәнлики үчүн берилгән бир хил җаза икән.

йеқинда, уйғур йазғучиси әхтәм өмәрниң мисирда оқуватқанда җийәнигә пул әвәткәнлики үчүн дәсләптә 2017-йили 12-март қолға елинғандин кейин, бөлгүнчилик җинайити билән 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи тоғрисида хәвәрләрму оттуриға чиқти.

«уйғур қәләмкәшләр җәмийити» тәминлигән учурға асасланғанда, «бүркүт балиси» вә «қуртлап кәткән көл» қатарлиқ хәлқниң йақтурушиға еришкән нурғун китабларниң аптори әхмәт өмәрму хитай йазғучилар җәмийитиниң әзаси болуп, илгири қәшқәр вилайәтлик әдәбийат-сәнәт җәмийитиниң кәспий йазғучиси болуп ишлигән. 

«бүркүт балиси» хитайниң даңлиқ милләтләр әдәбийат жорнилиниң бир қисми сүпитидә нәшир қилинған болушиға қаримай, бу китабниң 2020-йили уйғур әдәбий әсәрлирини қарилаш вә йоқитиш һәрикитиниң бир қисми сүпитидә сақчилар тәрипидин китабханилардин елип ташланған вә көйдүрүлгән. бу китабларниң көпинчисигә илгири һөкүмәт нәшир һоқуқи бәргән. 

шинҗаңдики кишилик һоқуқни бастуруш ғайәт зор паҗиә болуп, кишилик һоқуқниң пүткүл саһәлиригә четилиду. дөләтниң ихтийарийлиқи, мәхпийәтлики, адаләтсизлики вә рәһимсиз рәһимсизлики изчил болуп кәлди. учурға еришәлмәслик паҗиәни техиму күчәйтиду.

«биз буниңдин бурун аччиқимизни ипадилигән болаттуқ. әхмәтҗан җүмә билән әхтәм өмүәр һәргизму түрмигә ташланмаслиқи керәк иди вәһаләнки, улар нәччә ай түрмидә йатқан.» деди хәлқара қәләмкәшләр җәмийити түрмә комитетиниң рәиси салил тирипати(Salil Tripathi): «уйғурлар дуч кәлгән барлиқ бастурушларға охшаш бу хил начар җаза чоқум тохтитилиши керәк».

«уйғур йазғучилири вә башқа зийалийларни нишанлаш хитай һөкүмитиниң кәң көләмлик тәкшүрүш вә бастурушлар арқилиқ уйғур нопусини мәдәнийәт кимлики вә мираслиридин йирақлаштуруш тиришчанлиқиниң бир қисми. шинҗаңда сот сиртида қайта тәрбийиләш лагерлирида қамалған 1 милйон 800 миңға йеқин уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр ичидә йүзләрчә йазғучи, шаир, тәрҗиман, алим вә җамаәт әрбаблири бар, улар бирликтә уйғур мәдәнийәт кимликиниң җанлиқ гәвдилинишигә вәкиллик қилиду».

елип бериливатқан вәһшийликниң һәқиқий дәриҗисини йошуруш үчүн, даириләр қолға елинғанларни чөридигән һалда пүтүнләй дегүдәк мәхпий келимат орнатти. нәтиҗидә, қолға елинғанларниң көпинчисиниң ташқи дунйа билән алақә қилиш вастиси йоқ, бу сәвәблик аилә-тавабиатлири вә дост-бурадәрлири уларниң саламәтлик әһвалини биләлмәслик билән бир вақитта, улар хорлиниш хәвпигә дучар болған.

йеқинқи бир мисал, қәшқәр уйғур нәшрийатидин нәшир қилған китаблирида кейинчә «мәсилә бар» дәп қарилип қолға елинған 14 хадим ичидә мәшһур уйғур шаири һаҗи мирзаһид керими бар иди. 80 йашта 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған, йеқинда униң 2021-йили 1-айниң 9-күни бир «йиқилип чүшүш» вәқәсидә йариланғандин кейин җаза муддитини өтәватқанда қаза қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалған. йәнә бир мисал, 2017-йили 12-айда шинҗаңдин бейҗиңға сайаһәткә барғанда из-дерәксиз ғайиб болған дунйаға даңлиқ алим раһилә давут шинҗаң университетиниң уйғур хәлқ еғиз әдәбийати мутәхәссиси иди. 

йеқиндин буйан, шинҗаңда елип бериливатқан вәһшийлик қилмишлириниң хәлқарада күнсери әйиблинишигә қарита, хитай хәлқ җумһурийити һөкүмити мәхпий сот ечиш вә уйғур зийалийлириға еғир түрмә җазаси бериш арқилиқ қанунсиз һалда кәң көләмдә халиғанчә тутуп туруш системисиға қанунлуқ муамилә қилишни тәләп қилди. бу даңлиқ йазғучи пәрһат турсунниң тутуп турулушини өз ичигә алиду, хәвәрләргә қариғанда , у 2018-йили даириләр тәрипидин тунҗи ғайиб қиливетилгәндин кейин 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

хәлқара қәләмкәшләр җәмийити (PEN International)

2021- йили 10- май 

тәрҗимә қилғучи: дилшат султан