«биз худди уруштики дүшмәнләрдәк болуп қалдуқ»
хитайниң шинҗаңдики (шәрқий түркистан) мусулманларға қарита кәң көләмлик тутқун қилиш, тән җазаси бериш вә зийанкәшлик қилиш қилмишлири
асаси мәзмуни
2017 -йилидин башлап, хитай һөкүмити ”терорлоқ“ қа қарши туруш қалпиқи астида, шинҗаң уйғур аптоном районидики (шинҗаң)
мусулманларға қарита кәң-көләмлик вә системилиқ бастуруш елип бармақта. һөкүмәтниң тутқан йоли терорлоқ тәһдитигә қарита қанунлуқ
инкас қайтуруш болмастин, бәлки коллектип һалда шинҗаңниң бир қисим районлиридики аһалиләрниң дини етиқади вә миллий кимликини
асас қилған, чекидин ашқан зораванлиқ вә тәһдит вастилирини қоллиниш арқилиқ, уларниң исламий динний етиқади вә түрки -
мусулманлиқ етник мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини түп йилтизидин йоқитиш нийитини ашкарилимақта. һөкүмәт дөләт етирап қилидиған динсиз
көз қарашларни бу етиқад вә ибадәтләрниң орниға қойушни мәқсәт қилған болуп, әң ахирида болса бу аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий
ассимилйатсийә қилиш арқилиқ, охшаш бир тилға, мәдәнийәткә игә һәм хитай коммунист партийисигә һәр даим садиқ болидиған
бирликкә кәлгән хитай миллитини барлиққа кәлтүрүшни нишан қилмақта.
бу сийасий сиңдүрүш вә мәҗбури мәдәнийәт ассимилйатсийәни әмәлгә ашуруш үчүн, һөкүмәт халиғанчә кәң көләмлик тутқун
қилишни қанат йайдурди. мутләқ көп санлиқи ислам диниға етиқад қилидиған милләтләрдин болған наһайити көп сандики әр-айаллар тутулуп
кәтти. улар түрмиләргә қамиған йүз миңлиған кишиләр, шундақла аталмиш һөкүмәт тәрипидин атиливатқан ”тәрбийиләш“ йаки ”маарип“ намидики
мәркәзләргә қамалған болуп, бу кишиләрниң сани йүз миң һәтта бир милйондин артуқ болуши мумкин. бу орунларни әң тоғриси ”йиғивелиш
лагерлири“дәп аташқа болиду. бу лагерлардики мәһбуслар үзлүксиз тәрбийиләшкә дучар болупла қалмастин, йәнә җисманий вә роһий җәһәттин
қийнаш вә түрлүк зулум вә хорлуқларға учрайду.
җаза лагерлири сестимиси шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрни бойсундуруш вә мәҗбурий асмилйатсийә қилиштәк зор һәрикәтниң бир
қисми. хитай һөкүмити шиҗаңдики мусулманларниң һәрикитини қаттиқ чәкләйдиған башқа кәң даирилик түрлүк сийасәтләрни мақуллиди.
бу сийасәтләр нурғунлиған кишиләрниң кишилик һоқуқиға дәхли тәруз қилған болуп, кишиләрниң бихәтәрлик вә әркинлики, шәхсий
мәхпийәтлики, сәпәр қилиш әркинлики, пикир қилиш әркинлики, чүшәнчә, ғорур, етиқад вә билиш әркинликлири; кәмситилиштин хали
болған баравәр вә мәдәнийәт кимликлири билән йашаш һоқуқлири қатарлиқларни өз ичигә алиду. бу дәхли тәрузләр шунчилик кәң даиридә
омумлашқан вә сестимилиқ һалда елип бериливатқан болуп, бу қилмишлар шинҗаңниң асаслиқ аһалиси болған милйонлиған мусулман аз
санлиқ милләтләрниң күндилик һайатида йүз бериватқан, тохтитиш мумкин болмайдиған бир рәһимсиз реаллиққа айланмақта.
хитай һөкүмити шинҗаңдики вәзийәткә мунасивәтлик тоғра учурларниң игилинип, һөҗҗәтләштүрүлүшини тосуп қелиш үчүн интайин
радикал болған чәкләш тәдбирләрни алғачқа, йиғивелиш лагерлириниң ичидики әһваллар һәққидә ишәнчилик учурларға еришиш наһайити қийин
болмақта. 2019 -йили өктәбирдин 2021 -йили майғичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати сабиқ мәһбуслар вә 2017 -йилидин башлап шинҗаңда
турған кишиләрни зийарәт қилған болуп, уларниң көп қисми өз кәчүрмишлирини бурун хәлққә очуқ-ашкара сөзлимигән иди. болупму
2017 -йилидин буйан, сабиқ мәһбусларниң бәргән аммивий гуваһлиқлири, йиғивелиш лагерлириниң ичидики әһвалларни көрүнәрлик дәриҗидә
ашкарилиған болуп, бу барлиқ аммивий гуваһлиқ испатлириниң зор бир қисмини тәшкил қилиду.
хәлқара кәчүрүм тәшкилати топлиған дәлил - испатлар, хитай һөкүмитиниң әң аз дегәндә төвәндикидәк инсанийәткә қарши җинайәтләрни
садир қилғанлиқини пакитлар асасидики йәкүн билән тәминләйду: хәлқара қанунниң асасий қаидилиригә хилаплиқ қилип түрмигә ташлаш йаки
җисманий әркинликтин еғир дәриҗидә мәһрум қилиш, қийнаш вә зийанкәшлик қилиш.
хәлқара кәчүрүм тәшкилати әйни вақитта йиғивелиш лагерлириға елип кетилип, кейин қойуп берилгән 55 кишини зийарәт қилған. уларниң
һәммиси пүтүнләй қанунға уйғун болған һәрикәтләр, мәнтиқлиқ өлчәмләргә чүшидиған ишлар түпәйли халиғанчә тутқун қилинған болуп, йәни
хәлқарада етирап һечқандақ җинайәт өткүзмигән туруқлуқ тутулған. бу йиғивелиш лагерида тутуп туруш қилмишлири хитай җинайи ишлар
әдлийә системиси йаки башқа йәрлик қануниниң сиртида елип бериливатқандәк көрүнәтти. рәсмий һөкүмәт тәрипидин тәминләнгән һөҗҗәтләр
вә байанларға қариғанда, лагерлардики кишиләр ”ихтийарий“ кәлгән болуп, җинайәтчи болмиғачқа, уларға җинайи ишлар қанун тәртипини қоллиниш
намувапиқ дәп қарилидикән. бу доклатта байан қилинған гуваһлиқлар вә башқа дәлил-испатларда шуни көрситидики, лагерларда тутуп турулғанлар өз
ихтийарлиқи билән кәлгәнләр болмастин, йәнә у йәрдики шараитлар инсаний иззәт-һөрмәтни хорлиғанлиқ қилмиши болуп һесаблиниду.
- хәлқара кәчүрүм тәшкилати (Amnesty International)
2021- йили ийун
мәзкур доклат ингилизчә илан қилинған болуп, уйғурчә, хитайчә, түркчә вә әрәбчә қатарлиқ көп хил тилда асасий мәзмуни берилгән.
доклатниң уйғурчә асасий мәзмунини оқуш:
https://xinjiang.amnesty.org/wp-content/uploads/2021/06/01497_AIC_2021_Summary_UG_Uighur.pdf
доклатниң толуқ қисмини оқуш: