америка қәләмкәшләр җәмийити: уйғур профессор раһилә давтутниң түрмигә қамалғанлиқи дәлилләнди

америка қәләмкәшләр җәмийити униң тездин қойуп берилишини тәләп қилиду

байанат

2021- йили 16- ийул

(нйуйорк шәһири) - уйғур тәтқиқатчи раһилә давут(Rahile Dawut)ниң сабиқ хизмәтдашлири бу һәптә даириләрниң уни қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи вә түрмигә ташлиғанлиқини дәлиллиди. раһилә давут төт йилдәк вақит бурун ғайиб болған болуп, хитайда туруп турулған дәп қаралмақта иди. хитай һөкүмәт даирилири һазирғичә раһилә давутниң тутуп турулуши, җинайи ишлар бойичә сотлиниши йаки түрмигә қамилиши һәққидә йа униң аилисигә йаки җамаәтчиликкә һеч қандақ учур бәрмиди. 

америка қәләмкәшләр җәмийитиниң тәтқиқат мудири җеймес тагер мундақ дәйду: «раһилә давутниң дилоси хитай һөкүмитиниң һәр қандақ зөрүр вастиләрни қоллинип, уйғур мәдәнийитини йоқитиш урунишиниң йәнә бир кишини чөчүтидиған мисали. мәйли у қандақ җинайи җаза билән әйибләнсун, ениқки, униң һәқиқий җинайити бир уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси вә зийалийси болғанлиқидур. кишини әндишигә салидиғини, хитай раһилә давтуниң дилосида пүтүнләй сүкүттә турувелип, униң сөйгәнлирини көп йил изтирапта қойди. һалбуки, һөкүмәттин һеч қандақ учур кәлмигән болсиму, раһилә давутниң адил сотланмиғанлиқини җәзимләштүргили болиду. биз хитай һөкүмитини раһилә давутни дәрһал қойуп беришкә вә униң артилған җинайәтни бикар қилишқа чақиримиз. биз йәнә мәдәний вә диний кимликини ипадилигәнлики сәвәблик қамап қойулған барлиқ уйғурларни қойуп беришкә чақиримиз». 

раһилә давутниң аилисидикиләр униң йоқап кәткәнликини тунҗи қетим 2018-йили 8-айда елан қилған, 2019-йили униң қизи әқидә полат аписиниң нәзәрбәнд қилинғанлиқи тоғрисидики учурни тапшурувалғанлиқини ашкарлиған. раһилә давут хәлқарада алқишқа еришкән уйғур алими вә етнограф болуп, униң әсәрлири уйғур хәлқиниң фолклор әнәнисини асас қилған. уйғур мәдәнийәт мираслириниң чемпийони болған раһилә давут 2007-йили шинҗаң университетида аз санлиқ милләтләр фолклор тәтқиқат мәркизини қурған.

раһилә давут һөкүмәтниң уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған тутқун қилиш һәрикити җәрйанида түрмигә солаш йаки тутуп туруш нишани қилинған нурғун уйғур академиклири вә мәдәнийәт әрбаблириниң бири. америка қәләмкәшләр җәмийити илгири һөкүмәтниң уйғур тәтқиқатчилирини нишанлиғанлиқини «қанун билән идарә қилишни һәддидин ашурувәткәнлик» дәп атиған иди. америка қәләмкәшләр җәмийитииң 2020-йиллиқ йезиш әркинлики көрсәткүчи шинҗаңда түрмигә қамалған 33 йазғучиниң делосини өз ичигә алиду, доклатта «һөкүмәтниң бу районни дунйаниң башқа җайлиридин маһийәттә үзүп ташлаштики йуқири үнүмлүк тактикилирини -- дөләт ичидики таратқуларни тәкшүрүш, чәтәл таратқулириниң зийарәт қилинишини чәкләш, авамға болған омумийүзлүк контрол қилиш һоқуқини йүргүзүш -- көздә тутқанда» бу санниң мукәммәл болуштин хелила йирақ икәнлики тәкитләнгән.

байанатниң әсли текисти:

https://pen.org/press-release/uyghur-professor-rahile-dawut-confirmed-to-be-imprisoned-by-chinese-authorities/