хәлқара кәчүрүм тәшкилати: маракәш һөкүмити тутуп туруватқан уйғурни хитайға қайтурмаслиқи лазим

хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн шундақ чақириқ қилиду: маракәш даирилири мәзкур дөләттә тутуп турулуватқан уйғур идрис һәсәнни хитайға қайтурмаслиқи керәк, чүнки у, у йәрдә тән җазаси хәвпигә учрайду. 

идрис һәсән, 34 йаш, үч пәрзәнти бар, өткән һәптә түркийәдин маракәшкә учуп киргәндә қолға елинған һәмдә тифлит базири әтрапидики бир түрмигә қамалған. у өткән җүмә (23- ийул) айали зәйнурәгә телефон қилған һәмдә өзиниң йеқинда хитайға өткүзүп берилиши мумкинликини ейтқан. 

зәйнурә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға мундақ деди: «идрис маңа, "улар хитайниң тәлипи билән мени түрмигә қамиди. тезрақ болуңлар, болмиса улар мени хитайға қайтуруп бериду"деди». 

идрис һәсән компйутер лайиһилигүчиси болуп, хитай пуқраси, түркийәдә туруш кенишкиси (иқамити-т) бар. өткән җүмә күнидин башлап униңдин һеч қандақ учур йоқ, хәлқара кәчүрүм тәшкилати әгәр у мәҗбурий һалда хитайға қайтурулса халиғанчә тутуп турулуш вә қийин-қистаққа учраш хәвпи бар дәп қарайду. 

«маракәш даирилири идрис һәсәнниң дәрһал адвокат билән көрүшүшигә, һәр қандақ йөткилиш буйруқиға етираз билдүрүш иқтидариға капаләтлик қилиши һәмдә аилисидикиләрниң униң билән алақилишишиға йол қойуп, униң бихәтәрликигә капаләтлик қилиши керәк »деди хәлқара кәчүрүм тәшкилати кризисқа тақабил туруш программисиниң дериктори җоанна маринер.

«идрис һәсәнни хитайға қайтуруш хәлқара қанунға хилап, чүнки у йәрдә уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр дәһшәтлик кәң көләмлик қамап қойуш, зийанкәшлик вә қийин-қистаққа дуч кәлмәктә. қайтуруп бәрмәслик принсипи һәр қандақ бир шәхсни һәқиқий қийнаш йаки башқа рәһимсиз, инсан қелипидин чиққан йаки һақарәт характерлик муамилә йаки җаза вә башқа еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә дуч келидиған дөләткә қайтурмаслиққа капаләтлик қилиду».

арқа көрүнүши

идрис һәсән 2012-йилдин башлап айали зәйнурә вә үч балиси билән түркийәдә йашап кәлгән. униң айали вә балилириниң түркийәдә мәңгүлүк туруш кинишкиси бар, әмма униң  «инсанпәрвәрлик» туруш кинишкиси берилгән. 

хәвәр қилинишичә, хитай һөкүмити идрис һәсәнни «терорчи» дәп қарайдикән, чүнки у илгири уйғур тәшкилатлири үчүн ишлигән. хитай қануни «терорлуқ» вә «ашқунлуқ» ни һәддидин зийадә кәң вә мүҗмәл шәкилдә бәлгилигән болуп, бу уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә зәрбә бериштә қоллинилған.

алдинқи айда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң шинҗаң(шәрқий түркистан-т) уйғур аптоном районида йүзмиңлиған мусулман әр-айалларни халиғанчә кәң көләмдә тутуп туруши, меңә йуйуши вә қийнишиға даир бир доклат елан қилди. 

«биз уруштики дүшмәнләрдәк йашаймиз: хитайниң шинҗаңда мусулманларни кәң көләмдә тутуп туруши, қийниши вә зийанкәшлик қилиши» намлиқ 160 бәтлик бу доклатта, хәлқара кәчүрүм тәшкилати киризисқа тақабил туруш гурупписи онлиған сабиқ мәһбусниң гуваһлиқини илан қилған болуп, улар даириләрниң 2017-йилдин башлап ислам диний етиқади вә әнәнисини, шундақла райондики мусулман милләтләрниң мәдәнийәт адити вә йәрлик тиллирини түптин йилтизидин қомуруп ташлаш үчүн қандақ ашқун тәдбирләрни қолланғанлиқини ашкарилап бәрди.

«терорлуқ» қа қарши туруш намида елип берилған бу җинайәтләр уйғур, қазақ, туңган, қирғиз, өзбек вә таҗикларни нишанлиған.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати йәнә йиғивелиш лагерлирини тақашни тәләп қилидиған сәпәрвәрлик паалийитини йолға қойди, 60 тин артуқ тәпсилий дело турғузулған болуп, уларниң бәзилири һазир тутуп турулуватқан дәп қаралмақта.

хәлқара кәчүрүм тәшкилати

2021- йили 27- ийул