рубийо вә кортез масто хитай компартийәсиниң сийасий тәсир һәрикитигә қарши туруш қанунини қайта тонуштурди

рубийо вә кортез масто хитай компартийәсиниң сийасий тәсир һәрикитигә қарши туруш қанунини қайта тонуштурди

байанат

вашингитон - америка кеңәш палата әзалири марко рубийо (R-FL) вә катерин кортиз масто (D-NV) хитай һөкүмити вә компартийиниң сийаси тәсир һәрикитигә қарши туруш қанунини қайтидин оттуриға қойди, бу қанун хитай компартийисиниң америка вә дунйа миқйасидики сийасий тәсир йаритиш һәрикитигә қарши турушни мәқсәт қилиду. бу қанун америка ташқи ишлар министири вә дөләтлик истихбарат баш идарисиниң тармақлар ара хизмәт гурупписи тәшкилләп, хитайниң америка һәмдә бәзи иттипақдаш вә шерик дөләтләрдики сахта учур тарқитиш, ахбаратни контрол қилиш, иқтисадий мәҗбурлаш вә тәсир көрситиш һәрикәтлири һәққидә мәхпий доклат тәййарлишини тәләп қилиду. һәр икки партийәниң қоллишиға еришкән бу қанун лайиһиси йәнә бейҗиңниң америкида күнсери күчийиватқан тәсиригә тақабил туруш вә америка пуқралирини, болупму хитай, уйғур вә тибәт диаспоралирини хитай һөкүмитиниң тәһдитидин қоғдаш үчүн бир истратегийә түзәшни тәләп қилиду.

рубио кеңәш палатаси ахбарат комитетиниң муавин рәиси, кеңәш палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиниң йуқири дәриҗилик әзаси.

рубио мундақ деди: «дөлитимиз хитай һөкүмити вә компартийиси елип кәлгән тәһдиткә давамлиқ учраватқан бир пәйттә, биздә чоқум бейҗиңниң йаман ғәрәзлик вә мәҗбурлаш характерлик сийасий тәсиригә қарши туруш үчүн керәклик қораллар болуши керәк. мән икки партийәниң бу тәшәббусини қайта оттуриға қойғанлиқимдин пәхирлинимән. бу, қанун турғузғучилар вә аммиға нәп йәткүзидиған мәхпий болмиған тармақлар ара бир доклатни тәләп қилиду».

кортиз масто мундақ деди: «биз дөлитимизниң демократик системисини чәтәлниң һуҗумидин қоғдаш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилишимиз керәк. бу қанун хитай һөкүмитиниң тәсириниң дунйаниң һәр қайси җайлириға елип келидиған һәқиқий тәһдитигә болған тонушини өстүриду, шуниң билән бир вақитта демократийәмизниң бихәтәрликигә тәһдит салидиған сийасий һәл қилиш чарисиниму тәрәққий қилдуриду».

2021- йили 4- авғуст

кеңәш палата әзаси марко рубийониң сәһиписи