йеңи доклат: хитайниң пакистандики уйғурларни овлиши

америкида паалийәт қиливатқан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) вә окус оттура асийа ишлири җәмийити (The Oxus Society) 11-авғуст «асманда тор йәрдә қапқан: хитайниң пакистандики уйғурларни овлиши» мавзулуқ йеңи доклат елан қилди.

доклатта көрситилишичә, хитай 1990-йилидин башлап пакистан вә афғанистандики уйғурларға дөләт һалқип зийанкәшлик қилишқа башлиған. 2001-йилға кәлгәндә җәмий 27 уйғур хитайға қайтурулған йаки пакистан бихәтәрлик қисимлири тәрипидин қолға елинған. америка 2001-йили йәршари характерлик террорлуққа қарши туруш һәрикитини башлиғандин кейин, хитай шу баһанә билән пакистандики уйғурларға қарита зийанкәшликни күчәйтип, пакистанға түрлүк өткүзүп бериш тәлипини оттуриға қойған. 2008-йилға қәдәр пакистанда тутуп қелинған йаки хитайға өткүзүп берилгән уйғурлар 17 гә йәткән.

доклатта йәнә 2009-йили 7-айда хитай үрүмчидә уйғурларни қаттиқ бастурғандин кейин, миңлиған уйғурларниң чәт әлгә қечип чиққанлиқи, бир қисим уйғурлар пакистан арқилиқ түркийәгә бармақчи болғанда, 16 уйғурниң пакистан чеграсида тутуп қелинип, хитайниң тәһдити билән хитайға өткүзүп берилгәнлики қәйт қилинған.

доклатта көрситилишичә, хитай 2014-йили аталмиш «террорлуққа қарши хәлқ уруши»ни қозғиғандин буйан, хитайниң пакистан вә афғанистандики уйғурларға қаратқан дөләт һалқиған зийанкәшлик қилиш қилмиши техиму әсәбийлишип, 16 гә йеқин уйғур бу икки дөләттин хитайға қайтурулған йаки тутқун қилинған. хитай йәнә бу икки дөләттә панаһланған уйғурларға хаккерлар, вирус вә вакаләтчи васитилири арқилиқ бесим ишләткән һәмдә хитай тәшкилатлиридин пайдилинип, равалпиндида йашайдиған уйғурларни назарәт қилған.

америка авазиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүлүшичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң иҗраийә рәиси өмәр қанат бу һәқтә тохтилип: «пакистан билән афғанистан һөкүмити хитайниң беқиндиси болуп қалди. улар хитайниң мәнпәәти үчүн, исламабад вә кабулда панаһланған аҗиз уйғурларға очуқ-ашкара паракәндичилик селип, тутқун қилди вә хитайға өткүзүп бәрди... хитай иқтисадий күчи арқилиқ уйғурларға қарши һәр хил зораван шерикләрни сетивалди» дегән.

окус оттура асийа ишлири җәмийитини рәиси бирәдли җардинBradley Jardineбу һәқтә: «хәлқара җәмийәт шуни етирап қилиши керәкки, пакистан баш министири имран хан уйғурларниң азаб-оқубәтлиригә сүкүт қилипла қалмастин, бәлки униң һөкүмитиму уйғурларға зийанкәшлик қилишта хитайниң қолчомиқи болуп қалди. америка афғанистандин чекинишкә тәййарлиқ қиливатқан бир пәйттә, икки дөләттә йашаватқан уйғур аһалиси пакистанниң қоллиши вә талибан һәрикитиниң рәһбәрликидә техиму еғир зийанкәшликкә дуч кәлмәктә, һәтта улар хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлмәктә» дегәнләрни билдүргән.

доклатта уйғурлар үчүн тәминләнгән панаһлиқ орунлириниң күнсери бихәтәр болмайватқанлиқи көздә тутулуп, алақидар дөләтләр уйғур мусапирлириға панаһлиқ бериш нисбитини ашурушқа чақирилған. ундин башқа б д т мусапирлар мәһкимисиниң исламабадтики иш беҗириш орниниң уйғур мусапирлириниң панаһлиқ илтимасини рәт қилиш әһвали йүз бәргәнлики тилға елинип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пакистанда турушлуқ иш беҗириш орнини тәкшүрүши тәвсийә қилинған.