43 дөләтниң уйғурларниң кишилик һоқуқи тоғрисидики байанати

шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисидики район һалқиған бирләшмә байанат

43 әзаға вакалитән

3-комитит - б д т омумий йиғини

нйу-йорк, 2021-йили 21-өктәбир

мән албанийә, авистиралийә, авистирийә, белгийә, булғарийә, канада, киродийә, чех, данийә, естонийә, есватини, финландийә, германийә, һондурас, исландийә, иреландийә, италийә, йапонийә, латвийә, либерийә, личтенштейн, литва, лийуксембург, маршал тақим араллири, монако, қаратағ, навру, голландийә, йеңи зеландийә, шималий македонийә, норвегийә, палав, полша, португалийә, сан марино, словакийә, словенийә, испанийә, шивитсийә, түркийә, әнгилийә, америка вә вәтиним франсийәдин ибарәт 43 дөләткә вакалитән бу район һалқиған бирләшмә байанатини илан қилғанлиқимдин шәрәп һес қилимән.

биз шинҗаң уйғур аптоном райониниң вәзийитигә алаһидә көңүл бөлимиз.

ишәнчлик доклатларда бир милйондин артуқ адәм халиғанчә тутуп турулған чоң типтики «сийасий қайта тәрбийиләш» лагерлириниң мәвҗутлуқи көрситилди. биз кәң көләмдә вә системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит доклатларниң көпийиватқанлиқини көрдуқ, булар қийин-қистақ йаки рәһимсизләрчә, адимийликтин чиққан вә пәскәш муамилиләр йаки җазалар, мәҗбурий туғмас қиливетиш, җинсий зораванлиқ вә балиларни мәҗбури айриветиш қатарлиқларни өз ичигә алиду. районда дин йаки етиқад әркинлики, һәрикәт, уйушуш вә пикир әркинлики шундақла уйғур мәдәнийитигә қарита қаттиқ чәклимиләр бар. уйғур вә башқа аз санлиқ милләт әзалири давамлиқ кәң көләмлик назарәтниң нишаниға айлинип кәлди.

биз йәнә б д т (кишилик һоқуқ) алаһидә гурупписиниң 29-марттики байанатида вә б д т мутәхәссислири елан қилған хәттә оттуриға қойулған диний вә аз санлиқ милләтләрниң колликтип бастурулушиға қарита әндишилиримизни билдүримиз.

бу сәвәбтин, биз хитайни б д т кишилик һоқуқ алий комиссари вә униң ишханиси қатарлиқ алақидар мустәқил көзәткүчиләрниң шинҗаңни дәрһал, әһмийәтлик вә тосалғусиз зийарәт қилишиға йол қойушқа, шундақла «ирқий кәмситишни йоқитиш комитети» CERD ниң шинҗаңға мунасивәтлик сәккиз тәклипини җиддий йолға қойушқа чақиримиз. биз алий комиссарни униң бүгүнгә қәдәр топлиған тәкшүрүш нәтиҗисини илан қилишини қарши алимиз һәмдә балдуррақ нәшр қилишқа илһамландуримиз. шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийитигә болған әндишимизни көздә тутуп, биз һәр қайси дөләтләрни қайтурмаслиқ принсипиға һөрмәт қилишқа чақиримиз. биз йәнә хитайни «пуқралар вә сийасий һоқуқлар хәлқара әһдинамиси» ICCPR ни кечиктүрмәй тәстиқлашқа чақиримиз.

биз хитайни қанун билән идарә қилишқа толуқ һөрмәт қилишқа вә кишилик һоқуқни қоғдаш мәсилисидики дөләт вә хәлқара қанундики мәҗбурийитини ада қилишиқа дәвәт қилимиз.

рәһмәт

- франсийәниң нйуйорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилатида даимий турушлуқ вәкили

2021-йили 21-өктәбир

fcqksebwuamno_j