түркийә ийи партийиси «уйғур аптоном районидики инсан һәқлири доклати»ни илан қилди

түркийәдики асаслиқ өктичи партийәләрдин бири болған ийи партийәси 14-декабир әнқәрәдә чоң типлиқ ахбарат илан қилиш йиғини өткүзүп, «уйғур аптоном районидики инсан һәқлири доклати» сәрләвһәлик доклат елан қилди. 

мәзкур доклат һүсәйин рашит әпәндиниң йетәкчиликидә бир йилға йеқин вақит сәрп қилинип тәййарланған болуп, он бабтин тәшкил тапқан. доклат нөвәттә дунйаниң һәрқайси җайлиридики 12 дөләттә йашаватқан 53 җаза лагери шаһити вә хитай түрмилиридә қийин-қистақларға, зийанкәшликкә учриған кишиләр билән һәрхил йосунда сөһбәт өткүзүлүп, испат топлаш арқилиқ тәййарланған.

14-декабир ийи партийәси тәшкиллигән доклат елан қилиш йиғиниға түркийәдики җумһурийәт хәлқ партийәси, келәчәк партийәси, һүр дәва партийәси, йеңи рәфаһ партийәси, мәмликәт партийәси қатарлиқ партийәләрниң вәкиллири иштирак қилған.

йиғинда ийи партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханим нутқини «уйғур қериндашлиримиз бешимизниң таҗи» дегән сөз билән башлиған. у сөзидә дини үчүн, мәдәнийити үчүн, башқилар билән охшаш милләт болмиғанлиқи үчүн, башқа йуртларға көчүшкә мәҗбур болуш азабини түркләрниң көп қетим тартқанлиқини, әмма түрк хәлқиниң бүгүнки күнләрдә буни унтуғанлиқини, уйғур түрклириниң һазир әнә шу азаблиқ күнләрни бешидин кәчүрүватқанлиқини, уйғурлар көрүватқан еғир күнләрни унтумаслиқ үчүн, уларниң дәрд-әләмлирини хәлқараға билдүрүш үчүн бу йәргә йиғилғанлиқини, хәлқарада күчлүк күнтәртипкә кәлтүрүш мәқситидә мәзкур доклатни тәййарлиғанлиқини, өзиниң хитайниң уйғурларға иҗра қиливатқан ирқий қирғинчилиқ җинайитигә қарши аваз чиқарғанлиқи үчүн, тәһдиткә учриғанлиқини билдүргән. у сөзидә уйғурларниң номусиниң әмәлийәттә түркләрниң номуси икәнликини, башқиларниңму уйғурлар баштин кәчүрүватқан еғир күнләрни унтумаслиқи керәкликини тәкитлигән.

fgkhchdxsacu-ly

мәзкур доклат 14-декабир елан қилинған болуп, уйғурчә, түркчә, инглизчә вә хитайчә төт тилда тәййарланған. доклатта алди билән хитайниң шәрқий түркистанда қандақ җинайәтләрни садир қиливатқанлиқи, шәрқий түркистандики еғир бастуруш сийаситиниң мәқсити һәққидә тәпсилий тохтилиш арқилиқ, хитайниң аталмиш «террорлуққа қарши туруш» намида шәрқий түркистан хәлқини бастуруш җинайәтлирини хәлқара җәмийәт алдида йоллуқ көрситишкә тиришқанлиқи, хитайниң бу рәзил пиланиниң 11-сентәбир вәқәсидин тартип башланғанлиқи, хитай реҗиминиң хәлқараниң террорлуққа қарши әндишисини суйиистемал қилип, шәрқий түркистандики ирқий вә диний пәрқләрни йоқитиш сийаситини иҗра қилишқа башлиғанлиқи көрситилгән.

доклатта хитай реҗиминиң уйғурларни асас қилған һалда түрлүк бастуруш васитилири билән, шәрқий түркистан хәлқигә толдурғили болмиғудәк дәриҗидә зийанкәшлик қилғанлиқи, шәрқий түркистан хәлқини һәрхил баһаниләр билән йоқитиш арқилиқ, бу земинини тамамән йутувелип, аталмиш «бир бәлбағ, бир йол» сода пиланини тәрәққий қилдуруш вә дунйани сода линийәси билән контрол қилиш һәққидә хам хийал қиливатқанлиқи қәйт қилип өтүлгән.

доклатта йәнә хитайниң хәлқаралиқ террорчилиққа қарши әндишисини суйиистемал қилған асаста, 2001-йилидин кейин бастуруш сүритини тезлитип, уйғурларниң ана тил маарипи, диний әркинлик қатарлиқ әң әқәллий һәқ-һоқуқлирини пүтүнләй дәпсәндә қилишқа башлиғанлиқи, хитайниң шәрқий түркистандики дәпсәндичилик қилмишлириниң күнсери еғирлишип барғанлиқи, 2016-йилиғичә болған арилиқта сәвәбсиз тутқун қилинип, кишиниң әқлигә кәлмәйдиған түрлүк боһтанлар билән 10 нәччә йиллап кесилгән кишиләрниң шиддәт билән көпәйгәнлики қәйт қилинған.

доклатта йәнә 2015- вә 2016-йиллири хитайниң шәрқий түркистандики бастуруш җинайитини йәнә бир балдақ еғирлаштурғанлиқи, шәрқий түркистанниң һәрқайси вилайәт, шәһәрлиридики омумйүзлүк тутқун қилиш һәрикитини қаттиқ иҗра қилиш билән биргә, узун йиллардин бери паспорт берилмәй кәлгән уйғурларға паспорт беҗирип беришкә башлиғанлиқи, хитайниң мәзкур сийаситидики рәзил мәқситиниң шәрқий түркистан хәлқиниң бир қисмини чәт әлгә чиқириветиш арқилиқ көздин йоқитиш икәнлики, шәрқий түркистанда қалған уйғурларни җаза лагери вә түрмиләргә кәң-көләмлик қамаш һәрикити иҗра қилишқа башлиғанлиқи билдүрүлгән.

доклатта йәнә хитай ахбарат органлири ашкарилиған материйалларни испат қилиш асасида, 2016-йилидин 2019-йилғичә болған арилиқта 4 милйон 720 миңға йеқин кишиниң аталмиш «кәспий тәрбийәләш мәркизи» намидики җаза лагерға соланғанлиқи, 2017-, 2018-йиллиридин 2019-йили йилиғичә җаза лагери иншаатлири қурулушини тез сүрәттә давамлаштурғанлиқи, 2020-йилиғичә йеңидин селинған җаза лагериниң 380 гә йәткәнлики, лагер көлиминиң ешишиға қаримай, кейинки йеңи тутқунларға орун бошитиш үчүн бир қисим кишиләрниң назарәт астида қойуп берилгәнлики, 2016-йилидин 2021-йили 6-айға қәдәр 7 милйон 78 миң кишиниң җаза лагериға елип кетилгәнлики көрситилгән.

доклатта йәнә хитай реҗиминиң аталмиш «ислам динини хитайлаштуруш», «динни сотсийализм җәмийитигә уйғунлаштуруш» намида мусулманларни җаза лагери вә түрмиләргә солап, диндин чиқишқа мәҗбурлаш, зийанкәшлик қилиш васитилири билән ислам динини бастуруш қатарлиқ сийасәтләрни иҗра қилғанлиқи, узун йиллиқ тарихқа игә мәсчитләрни чеқивәткәнлики, бир қисим мәсчитләрни көңүл ечиш орниға өзгәрткәнлики, йәнә қисмән мәсчитләрниң ташқи көрүнүшлирини хитай миллий услубиға өзгәрткәнлики, уйғур мәдәнийитини йоқитишни нишан қилип, қәбристанлиқларға бузғунчилиқ қилғанлиқи, һәрхил баһаниләр билән чеқивәткән йаки бузувәткән мәсчитләрниң 16 миңдин ашидиғанлиқи байан қилинған, шундақла хитайниң қуран кәрим вә ислам диниға алақидар китабларни пүтүнләй чәкләп йиғивалғанлиқи, һәтта қуран кәримни ашкара көйдүргәнлики, аилисидә қуран кәрим сақлиған мусулманларниму еғир җазалиғанлиқи қәйт қилинған.

доклатта йәнә ата-аниси җаза лагериға қамалғанлиқи сәвәблик игә-чақисиз қалған балиларни балилар лагериға йиғивалғанлиқи, уйғур күлтүри муһитидин пүтүнләй айрилған балиларни ассимилйатсийә қилишни пиланлиғанлиқи, һәтта уларни йеқин туғқанлири биләнму көрүштүрмәй, тамамән хитай идеологийәси билән тәрбийәләп йетиштүрүватқанлиқи билдүрүлгән.

доклатта хитайниң йәршарилашқан ишләпчиқириш зәнҗириниң муһим бир қисими болған шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк мәркәзлири вә бу мәркәзләрни қандақ башқуридиғанлиқи, уйғурларни асас қилған шәрқий түркистан хәлқиниң нөвәттә дуч келиватқан тәһдитлири, чәт әлдә йашаватқан уйғурларниң шәрқий түркистандики аилә әзалири билән алақилишалмайдиғанлиқи, хитайға қайтуруп кетиш үчүн хитай билән мунасивити йахши дөләтләр тәрипидин кәлгән тәһдитләрниң интайин еғир икәнлики, хитайниң шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан җинайәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарари билән түзүп чиқилған «ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт» өлчимигә чүшидиғанлиқи қәйт қилинған.

доклатта йәнә хитайниң шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан инсан һәқлири дәпсәндичилики ипадиләнгән қистурма рәсимләр қойулған болуп, хитайниң җинайи қилмишлири техиму  гәвдиләндүрүп берилгән.

fgkhchawyaywopa

доклат елан қилиш йиғини өткүзүлгән залниң сиртида йәнә хитайниң җинайәтлири вә уйғур хәлқиниң нөвәттики тәқдири әкс әттүрүлгән сүрәт көргәзмиси өткүзүлгән.

2021-йили 15-декабир