шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ һәққидә түркчә доклат елан қилинди

истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийити 22-март «шәрқий түркистан ирқий қирғинчилиқи» сәрләвһәлик йеңи доклатиниң түркчә нусхисини елан қилди.

мәзкур доклат төт бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, доклатниң бешида шәрқий түркистанниң хитай таҗавузидин илгирики омумий вәзийити, хитайниң шәрқий түркистанға таҗавуз қилиш тарихи, ишғалийәттин кейин шәрқий түркистанда иҗра қилған ислам диниға вә мусулманларға қарши вәһшийанә сийасәтлири вә ирқий қирғинчилиқ җинайити санлиқ мәлуматлар билән испатлап берилгән.

доклатта мунулар тилға елинған: «хитай шәрқий түркистанға таҗавуз қилип киргән 1949-йили шәрқий түркистанда 29 миң 500 мәсчит бар болуп, 1965-йилиғичә 15 миң 400 мәсчитни мәҗбурий чеқиветилгән. аталмиш «мәдәнийәт инқилаби»ниң ахирқи мәзгилидә әслидә бар болған 14 миң 100 мәсчит хитай тәрипидин һәрхил баһаниләр билән үзлүксиз чеқилип, аранла 1400 мәсчит қалған».

доклатта йәнә хитайниң шәрқий түркистанға таҗавуз қилип 10 йил өткәндин кейин ирқий қирғинчилиқ җинайитини рәсмий башлиғанлиқи, 1962-йиллири 60 миңдин артуқ шәрқий түркистан хәлқиниң хитайниң бастуруш сийасити сәвәблик қазақистанға көчүшкә мәҗбур болғанлиқи, шундақла хитай 1966-йилидин 1976-йилиғичә шәрқий түркистанда иҗра қилған аталмиш «мәдәнийәт инқилаби» мәзгилидики қирғин қилиш, ислам динини бастуруш сийасәтлири дәлил-пакитлиқ испатлап берилгән. ундин башқа 1997-йили ғулҗа шәһиридә хитайниң сәвәбсиз тутқун қилиш қилмишиға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән 3000 йашни тутқун қилғанлиқи вә шу вәқәни баһанә қилип, шәрқий түркистан тәвәсидә йәнә 65 миң кишини тутқун қилғанлиқи, 2009-йили үрүмчи қирғинчилиқидики вәһший бастурушта аз дегәндә 1500 кишини тутқун қилғанлиқи қатарлиқ җинайәтлириниң җәрйани вә униң шәрқий түркистан вәзийитигә көрсәткән тәсири тәпсилий байан қилинған.

доклатта йәнә хитайниң шәрқий түркистан хәлқини иман-етиқади, миллий кимлики, қиммәт қарашлиридин ваз кечишкә мәҗбурлиғанлиқи, шәрқий түркистан хәлқини пүтүнләй хитайлаштуруштәк рәзил пиланиға асасән, 2014-йилидин башлап зор көләмдә җаза лагери тәсис қилғанлиқи, 2017-йилидин 2020-йилиғичә җаза лагерлириниң 1400 дин ашқанлиқи, лагерларға қамалғанларниң 2018-йили үч милйондин ашқанлиқи, нөвәттә болса бәш милйондин ешип кәткәнлики, ундин башқа хитай реҗиминиң 2019-йилиғичә зор түркүмдики уйғур өсмүрлирини хитайниң йатақлиқ мәктәплиригә солап, уйғур мәдәнийәт муһитидин айриған асаста ассимилйатсийә қилип тәрбийәләшкә башлиғанлиқи дәлил-испатлар билән оттуриға қойулған.

ундин башқа доклатта йәнә йеқинқи дәврләрдә боснийә, аракан қатарлиқ дөләт вә районлардики йүз бәргән ирқий қирғинчилиқ нөвәттә хитай шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан ирқий қирғинчилиқ билән санлиқ мәлумат, давам қилиш җәрйани қатарлиқ нуқтилар бойичә селиштурма қилинған вә хитайниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ җинайитидә зийанкәшликкә учриғанларниң көплүк җәһәттин алдинқи орунда туридиғанлиқи тәкитләнгән.

доклатта йәнә хитай изчил инкар қилип келиватқан мәҗбурий әмгәккә селиш җинайити, нопус чәкләш үчүн йолға қойған мәҗбурий туғмас қиливетиш җинайәтлири әмәлий дәлил-испатлар арқилиқ йорутуп берилгән. җүмлидин хитай реҗими 2017-йилидин 2019-йилиғичә аталмиш «ешинча әмгәк күчини йөткәп ишқа орунлаштуруш» намида шәрқий түркистандин хитай өлкилиригә сүргүн қилип, мәҗбурий әмгәккә салғанларниң 800 миңдин ашқанлиқи, бир түркүм дөләтләрниң хитайниң «ирқий қирғинчилиқ», «инсанийәткә қарши җинайәт» садир қилғанлиқи һәққидики қарарлири, хәлқарадики мустәқил сот коллегийәсиниң хитайниң җинайәтлири һәққидә чиқарған һөкүми, хитайниң қирғинчилиқ йүргүзүштики мәқсити, асаслиқ васитилири дәлил-испатлар билән оттуриға қойулған.

мәнбә: истиқлал хәвәрлири