роза һейтиңларға мубарәк болсун!

дунйа мусулманлири беши рәһмәт, оттуриси мәғпирәт вә ахири җәһәннәм азабидин қутулуш болған мубарәк рамизанни узутуп, роза һейтни күтүвалмақта; шәрқий түркистан хәлқини өз ичигә алған дунйаниң охшаш болмиған җайлиридики мәзлум мусулманлар йәнә бир һейтни ишғал, зулум вә ирқий қирғинчилиқ астида өткүзмәткә...

вәтән ичи сиртидики барлиқ уйғурларниң, җүмлидин пүткүл ислам алиминиң роза һейтини тәбрикләймиз! авазини аңлийалмиған, әһвал сорийалмиған, дидарлишалмиған, йүрәк муңлиримизни төкәлмигән барчә әзизләрниң тенигә саламәтлик, дилиға хатирҗәмлик вә әминлик йар болсун!

достлуқ, қериндашлиқ вә туғқандарчилиқ бағлирини чиңитиш; адавәт, өчмәнлик вә нәпрәттин йирақ туруш, өз-ара әпу қилиш вәсилиси болған бу мубарәк байрамниң һәр бир аилигә хатирҗәмлик, азадилик вә бәхт-саадәт елип келишигә тиләкдашмиз!

2022-йили 2-май, дүшәнбә