мйунхенда чақирилған «2- нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши» ортақ хитабнамә илан қилди

«2- нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши» 2022-йили 26-майдин 28-майғичә германийәниң мйунхен шәһиридә чақирилған болуп, үч күнлүк йиғиндин кейин ортақ хитабнамә илан қилинди. төвәндики хитабнамә тексти дунйа уйғур қурултийиниң орган торидин көчүрүп елинди. 

 

2- нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши» хитабнамиси

дунйа уйғур қурултийи башчилиқидики 23 тәшкилатниң саһибханлиқида билән  20 дин артуқ  дөләт вә районларда паалийәт қиливатқан 70 тин артуқ уйғур тәшкилатиниң асаслиқ мәсуллири,  сийасий актиплар, лагер шаһитлири,  зийалийлар, дини затлар вә шундақла шәрқий түркистан хәлқиниң тәқдиригә вә вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүватқан чәтәллик сийасийонлар вә қануншунаслардин болуп 200 дин артуқ иштиракчиларниң қатнишишида  германийәниң мийунхен шәһиридә өткүзүлгән  2-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши күн тәртиптики барлиқ вәзипилирини мувәппәқийәтлик тамамлап ғәлибилик ахирлашқан болди.

бу қетимқи миллий кеңәш,  б д т кишилик һоқуқ али комиссариниң узундин буйан кечиктүрүлгән шәрқий түркистан зийарити вә шундақла шәрқий түркистанда давамлишиватқан миллий қирғинчилиқниң инсанни чөчүткүдәк вәһшийликтики сақчи архиплириниң дунйани зилзилигә салған бир пәйтигә тоғра кәлди.

миллий кеңәш вәкиллири, шәрқий түркистанниң сийасий тәқдиригә мунасивәтлик һалда, шәрқий түркистан мустәқиллиқиниң асаслири вә истратигийәлири, өзгириватқан дунйада шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ давасиниң тәсир даирисини техиму кеңәйтишниң йоллири, хитайниң ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайи қилмишлири билән түптин йуқушуш нишаниға айланған  вәтинимиз вә хәлқимизниң бешидики бу паҗиәләрни үнүмлүк һәл қилишниң  сийасий вә қануни тәдбирлири қатарлиқ бир йүрүш тәхирсиз мәсилиләр һәққидә пикирләшти вә ортақ нуқтиларда бирләшти.

бу мунасивәт билән барлиқ кеңәш вәкиллириниң ортақ ирадисигә вакалитән мәзкур хитабнамә елан қилинди.

 

миллий кеңәш шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқиниң шәрқий түркистан давасиниң түп нишани икәнликидәк тәврәнмәс пиринсипни йәнә бир қетим җакарлайду.

шундақла, хитайниң шәрқий түркистандики қанунсиз  ишғалиниң, қурулғуси шәрқий түркистан дөлитиниң улини вә  шәрқий түркистан хәлқиниң тарихтин буйан тавлинип мустәһкәмләнгән миллий мәвҗутлуқини тамамән йоқ қилишни мәқсәт қилған системилиқ, йүрүшләшкән һалдики   мустәмликиләштүрүш сийасити икәнликини, нөвәттә давам қиливатқан уйғур, қазақ қатарлиқ шәрқий түркистанниң әсли игилиригә қаритилған ирқи қирғинчилиқ вә һәр түрлүк қәбиһ җинайи қилмишларниң  йәтмәкчи болған нишаниниң,  дәл шәрқий түркистанни вә хәлқини  мунқәрзләштүрүш вә мустәмликиләштүрүш  басқучини тамамлаш арқилиқ шәрқий түркистанниң тамамән хитайлишишни ишқа ашуруштин ибарәт икәнликини агаһландурған һалда, хитай, америка вә әнглийә қатарлиқ 152 дөләтниң вәдиси билән қурулған дунйадики әң йуқири сот  һесаблиниватқан хәлқара адаләт диваниниң, тәрәпдар дөләтләрниң ирқи қирғинчилиқ әһдинамисидики җавабкарлиқини шәрһийлигәндә:   «тәрәпдар дөләтниң ирқи қирғинчилиқниң алдини елиш мәҗбурийити вә җинайәтчиләрни җазалаш үчүн һәрикәткә өтүш мәсулийити, шу дөләтниң дунйаниң мәлум йеридә  ирқи қирғинчилиқниң йүз бериш еһтималлиқиға даир җиддий бир тәһдитниң мәвҗутлуқини билгән йаки билиши керәк болған пәйттә башланған болиду» дәп ениқ һөкүм оттуриға қойған  болушиға қаримай, тәрәпдар дөләтләрниң, һәрикәткә өтүш мәсулийитидин өзини қачуруп  йүз бериватқан ирқи қирғинчилиқни етирап қилиштин йалтийиватқанлиқини, нәтиҗидә шәрқий түркистандики ирқи қирғинчилиқниң алдни елиш, җавабкарларни җазалаш вә қирғинчилиқ қурбанлириға йардәм бериш мәсулийитини зиммисигә алған дөләтләрниң бу хил  пассип позитсийәси арқилиқ хитай давамлаштуруватқан ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләргә көз йумуш, еғизаки әйибләп қойуш, һәтта сүкүттә туруш йолини тутиватқанлиқини, бу пассип қоллаш сәвәблик хитайни җинайи қилмишлардин йандуруш орниға  әксичә җасарәтләндүритиватқанлиқини, бу хил пассип җинайәт ортақлиқиниң дәрһал ахирлишиши керәкликини җиддий хатирилатқан һалда, һазирғичә 9 миллий парламентлириниң шәрқий түркистандики паҗиәлик җинайәтләрни ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши ишләнгән җинайәт дәп қарар мақуллиғанлиқини, америка һөкүмитидин башқа һечбир һөкүмәтниң техичә сүкүт ичидә туруватқанлиқи һәтта бу 9 дөләтниң өз парламентлириниң алған қарарлириға һөрмәт қилмиғанлиқини, бу дөләтләрниңму 2021-йили 9-декабир күни елан қилинған тәрәпсизликидә һечбир шүбһә болмиған  уйғур сотиниң һөкүмнамиси, йеңидин оттуриға чиқиватқан дәлил испатлар асасида хитайни пассип қоллаш қарарлирини тәкрар көздин кәчүрүшниң зөрүрийәткә айланғанлиқини тәкитлигән асаста, шәрқий түркистан мәсилисини, шәрқий түркистан хәлқиниң өз ата мирас қәдим туприқидики миллий игилик һоқуқини капаләткә игә қилиш асасидики түп ғайисини чиқиш қилған алдинқи шәрт астида тинчлиқ йоллири билән һәл қилишниң, шәрқий түркистан хәлқиниң мәвҗутлиқи, дунйаниң  узун муддәтлик тинчлиқи, шәрқий түркистанни мәркәз қилған оттура асийа, йавро- асийа район бихәтәрликини ишқа ашурушниң алдинқи шәрти икәнликини күчлүк урғулиған һалда, б д т омумий кеңишиниң  1961-йили 27-нойабир күни  1654 ( XVI ) номурлуқ қанун һөкүмидики қарари билән мустәмликә астидики милләтләрниң мустәқиллиқини капаләткә игә қилиш омумий пиринсипи елан қилғанлиқини вә шу мунасивәт билән мустәмликәсизләштүрүш алаһидә комитетиниң қурулғанлиқини вә бу қарарнамә нәтиҗисидә  80 дин артуқ мустәмликә дөлитиниң вә хәлқиниң өзлириниң игилик һоқуқлуқ вә мустәқиллиқ һоқуқиға игә болғанлиқини әскәртиш билән, хитай хәлқ җумһурийитиниң 73 йилдин буйан шәрқий түркистанни  қанунсиз ишғал қилип сахта аптономийә вә дунйа миқйасида елип барған һәр хил көз бойамчилиқи билән шәрқий түркистанниң мустәмликигә айландурулған бир земин икәнликини дунйаниң диққитидин узақ тутуп кәлгәнликини,, хитай вә совийтләр иттипақиниң сийасий суйиқәсти билән хитай тәрипидин йутувелинған шәрқий түркистан дөлитиниң  вә хәлқиниң миллий игилик вә мустәқиллиқтин ибарәт һәққаний тәлипиниң вә күчлүк ирадисиниң диққәткә елиниш һәмдә күнтәртипниң баш маддиси қилип бекитиш пәйтиниң йетип кәлгәнликини җакарлиған асаста, миллий кеңәш йәнә,

1. шәрқий түркистан хәлқиниң, хитай дөлитигә, хитай дөлитиниң нөвәттә хәлқимиз үстидин йүргүзүватқан вәһший қилмишлириға мүрини мүригә тирәп тақабил турушқа, өз ана вәтинимизни қайтидин инша қилип,  өз ата мирас тарихи земинимизда һөр, мустәқил вә игилик һоқуқлуқ  шәрқий түркистан дөлити  бәрпа қилишқа болған ирадисидин қәтий тәврәнмәсликини тәләп қилиду.

2. һечбир зулумниң мәңгүлүк болмайдиғанлиқини, шәрқий түркистан хәлқиниң дунйа тарихта наһайити аз учрайдиған еғир бир бәдәл төләватқанлиқини,  шәрқий түркистан хәлқи төлигән бу.еғир бәдәлниң, пәқәт вә пәқәт шәрқий түркистанниң толуқ  мустәқиллиқи биләнла өз қиммитини тапидиғанлиқини қәтий унтумаслиқини сорайду.

3. шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқи қирғинчилиқ җинайити вә башқа вәһший җинайәтләрниң техичә давам қилишида сийасий, иқтисадий вә депломатик җәһәтләрдики хитай билән болған мунасивәтлири сәвәбидин һәққанийәттин узақ туруватқан, һәтта мәвҗут реаллиқни көрмәскә селип хитай билән һәмкарлиқ қиливатқан  түрк ислам дунйасиниң баш тартип болғили болмайдиған мәсулийитиниң барлиқини, бу хил бипәрвалиқиниң йәнә давамлишивәрмәсликини, шәрқий түркистандики миллий қирғинчилиқниң қандақтур америка башлиқ ғәрб дунйасиниң «истратегийәлик суйиқәст ойуни»  әмәсликини, йоқ болуватқанларниң, қирилип өливатқанларниң, милйонларчә җаза лагерлирида йетиватқанларниң шәрқий түркистанлиқ мусулман  хәлқләр икәнликини, вәйран болуватқан, чеқивитилгән 16000 дин артуқ җами вә көйдүрүлгән «қуран кәрим» вә  сламий әсәрләрниң пүтүн дунйа мусулманлириниң ортақ қиммәтлири икәнликини тәкитләп, түрк вә ислам алиминиң бу зулумға қарши сәзгүр болушқа чақириду.

4. йавропа бирлики вә канада, австралийә, йеңи зеландийә, йапонийә қатарлиқ демократик дөләтләрниң шәрқий түркистанда давамлишиватқан ирқи қирғинчилиқ һәққидә техиму очуқ позитсийә елан қилидиған вақитниң аллиқачан кәлгәнликини. миллий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши ишләнгән җинайәтләрниң алдини елиш, җинайәтчиләрни җазалаш қатарлиқ мәсулийитиниң, җәнвә әһдинамисидә бу дөләтләр орунлашни зиммисигә алған қануни мәҗбурийәтлири икәнликини, миллий қирғинчилиқ җинайитигә  кишилик һоқуқ дәпсәндичилики даирисидә муамилә тутушниң, әмәлийәттә дәл җинайәтчиниң җинайитини йәңгиллитиш ролини ойнапла қалмастин бәлки җинайәтчини техиму җасарәтләндүрүш амилиға айланғанлиқини.  давамлишиватқан сөз ойунлири вә дипломатик йумшақлиқ позитсийәсиниң шәрқий түркистандики милйонларчә бигунаһ хәлқләрниң һайат-маматиға, әркинликигә вә бихәтәрликигә биваситә тәсир қиливатқанлиқини, хитайниң бу җинайи қилмишлири җәнвә әһдинамисида қандақ тәрипләнгән вә  тәрәпсиз уйғур соти тәрипидин қандақ һөкүмнамә чиқирилған болса, бу җинайәтләрни шу бойичә аташниң тәхирсиз һалға кәлгәнликини дунйа дөләтлиригә мураҗиәт қилиду. 

5. хәлқара җинайәт сотиниң, б д т бихәтәрлик кеңиши вә  б д т  омумий кеңишидин,,  хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики уйғур, қазақ вә башқа түрки милләтләргә һазирғичә садир қиливатқан ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши ишләнгән җинайәт қилмишлири  һәққидә  дәрһал әдлийәлик баһалаш вә җинайәт сүрүштүрүлүши елип беришни күчлүк тәләп қилиду.

6. шәрқий түркистандики системилашқан вә йеңи нормалға айландурулған мәҗбури әмгәк вә һазирқи заман  қуллуқ түзүми нәтиҗисидә ишләпчиқириливатқан  пахта, тоқумичилиқ, көктат, қуйаш енергийә тахтиси, електиронлуқ үскүниләр, кан вә енергийә қатарлиқ  мәһсулатларниң дунйа базирида кәң истемал қилиниватқанлиқини, һалбуки бу қилмишниң хәлқара қанунлар бойичә инсанийәткә қарши ишләнгән җинайи қилмиш дәп ениқ шәрһийләнгини сәвәблик илғар дөләтләрниң мәвҗут  қанунлирида  омумйүзлүк чәкләнгәнликини, дунйадики барлиқ қиммәт қарашларни иқтисадий пайдиға тәң қилмайдиған торсиман тәминләш зәнҗири билән гирәлишип кәткән чоң хәлқаралиқ ширкәтләрниң барғансери ешип бериватқан агаһландурушларға писәнт қилмай хитайниң җинайи қилмишиға ортақ болушни давамлаштуруватқанлиқини,  бу тәминләш зәнҗириниң әмәлийәттә системилашқан җинайәт зәнҗиригә айланғанлиқини,  вә бу давамлишиватқан җинайәт зәнҗириниң хитайниң шәрқий түркистан хәлқини үзлүксиз қул қилишидики түрткилик амилға айланғанлиқини, әгәр бу җинайи қилмишлар дәрһал тохтитилмиса шәрқий түркистан хәлқигә вакалитән муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқларниң қануни йоллар билән бу җинайи қилмишларға ортақ болған ширкәтләр  билән һесаблишидиғанлиқини агаһландуриду.

7. барлиқ демократик дөләтләрниң, сүргүндики уйғурларниң өз мәвҗутлуқини, өз миллий, дини вә мәдәний кимликини сақлап қилиш ғәйрәтлири үчүн сәпәрвәр болушини күтиду.

8. ахирида, миллий кеңәш барлиқ хәлқимизни шәрқий түркистанниң әң али мәнпәәтини қоғдаш, шәрқий түркистанниң ахирқи ғайисини әмәлгә ашуруш үчүн бирликкә, өмлүккә вә инақлиққа чақириду.

2022-йил 26-28 май

мийунхен, германийә