америкида авам вә кеңәш палатасида һәр икки партийәниң қоллиши билән мақулланған вә президент җов байденниң өткән йили 12-айда имза қойуши билән рәсмий қанунға айланған «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» 2022-йили 21-ийундин етибарән рәсмий иҗра қилинишқа башлиди. бу қанунға асасән шәрқий түркистанда ишләпчиқирилип америкаға импорт қилинған мәһсулатларға қарита америка таможнисида қаттиқ тәкшүрүш йолға қойулуп, импорт қилғучилардин бу мәһсулатларниң уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи йоқлиқни «қайил қиларлиқ дәлилләр» билән испатлиши тәләп қилиниду. шәрқий түркистанда ишләпчиқирилған йаки башқа җайда ишләпчиқирилған болсиму тәминләш зәнҗиридә уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған мәһсулатларниң америкаға кириши рәсмий чәклиниду.
америка ташқи ишлар министири антони билинкен бу һәқтә байанат илан қилип, хитайдики вә дунйаниң башқа җайлиридики мәҗбурий әмгәк мәсилисини һәл қилишниң байдин һөкүмитиниң алдинқи қатардики вәзиплиириниң бири икәнликини ейтти. у байанатида, америкиниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндчиликигә қарита әмәлдарларға виза чәклимиси қойуш, йәршари магнитский қануни бойичә малийә җазаси бериш вә америка ширкәтлириниң районда мәҗбурий әмгәккә четилип қелишидин сақлинишиға йардәм бериш қатарлиқ конкрет тәдбирләрни қолланғанлиқини көрсәтти.
америка һөкүмити 2021-йилиниң беишида хитайниң шәрқий түркистанда уйғур вә башқа түркий милләтләргә қарши ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқини илан қилғандин буйан, канада, әнгилийә вә бир қисим йавропа дөләтлири, шундақла киишлик һоқуқ көзитиш тәшкилати вә коммунизм қурбанлири хатирә фонди қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири охшаш хуласини чиқарди. хитайниң шәрқий түркистандики җинайәтлириниң конкрет мисаллиридин бири мәҗбурий әмгәк мәсилиси болуп, бу һәқтә нурғунлиған доклатлар илан қилинди.
америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң бу айниң бешидики байанатида алақидар тәййарлиқларниң пүтүп болғанлиқини, «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни»ни 21-ийундин тартип рәсмий иҗра қилишқа башлайдиғанлиқини билдүргәниди. узун муддәтлик талаш-тартишлардин кейин бултур йил ахирида рәсмий мақулланған вә йерим йил тәййарлиқ хизмәтлирини баштин кәчүргән мәзкур қанун 21-ийун сәйшәнбә күнидин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиди.
мәлум болушичә, нөвәттә хитайниң шәрқий түркистанда ишләпчиқарған пахта, пәмидур вә қуйаш енергийә тахтисиниң асаслиқ материйали болған көк таш, йәни полисиликон мәһсулатлири америка таможна даирилириниң «нуқтилиқ тәқиб қилиш» нишанлириниң бири икән. бу қетимқи қанун уйғур дийарида мәҗбурий әмгәкниң четилиш көлиминиң интайин кәң болуши, уни тәкшүрүш вә пәрқләндүрүшниң мүшкүллүки, районда ишләпчиқирилған һәр қандақ материйал йаки мәһсулатниң мәҗбурий әмгәк билән булғиниш хәвпиниң мәвҗутлуқини чиқиши қилған. шуңа, америка таможна даирилири ширкәтләрдин импорт мәһсулатлириниң келиш мәнбәсигә аит «ениқ вә қайил қиларлиқ дәлилләр» билән тәминлишини тәләп қилидикән.
нөвәттики мәсилә қанун иҗра қилғучи орунларниң бу қанунни конкрет қандақ иҗра қилишида қалди. америка кеңәш палатасиниң әзаси, америка мәҗлиси хитай ишлири иҗра комитетиниң сабиқ рәиси марко рубио байдин һөкүмитини бу қанунни қаттиқ иҗра қилишқа дәвәт қилди. марко рубио уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәсини оттуриға қойғучиларниң биридур.
америка таможна вә чегра қоғдаш идариси өткән һәптә «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» ни иҗра қилишниң конкрет қолланмисини елан қилип, ширкәтләрниң импорт мәһсулатлириниң мәҗбурий әмгәккә четилмиғанлиқини қандақ испатлашниң конкрет тәпсилатлирини чүшәндүргән. қолланмида, пахта, пәмидур, шундақла қуйаш енергийә тахтисиниң һалқилиқ материйали болған көкташ йәни полисиликон мәһсулатлирини өз ичигә алған үч хил котегорийәдики импорт мәһсулатлириға аит тәпсилатлар тәминләнгән. лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әндишисини қозғаватқан мәсилә-ширкәтләрниң шәрқий түркистанда ишләпчиқирилған мәһсулатларни 3-дөләттә пишшиқлап ишләп америкаға импорт қилиш, бу арқилиқ америка таможна органлириниң назаритидин атлап өтүш еһтималлиқидур.
игилинишичә, хитайниң вашингтондики баш әлчиханисиниң байанатчиси лйу пеңйү бу һәқтә ипадә билдүрүп, хитай тәрәпниң көп қетим америкини агаһландурғанлиқини, бу қанун иҗра қилинса ақивитиниң еғир болидиғанлиқини ейтқан. у «америка авази»ға қайтурған илхәттә, «мәҗбурий әмгәккә алақидар әйибләшләрни хитайға қарши күчләрниң ойдуруп чиқарғанлиқини, америкиниң хитайниң иқтисадиға бузғунчилиқ қилишни нишан қилғанлиқини вә бу һәрикәтниң пүтүн дунйадики тәминләш зәнҗири вә сода системисиниң муқимлиқиға тәсир йәткүзидиғанлиқини» ейтқан.
2022-йили 21-ийун