14-нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши вә 5-қетимлиқ шәрқий түркистан миллий бирлик шурасиниң хуласә доклати
14-нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши, 5-қетимлиқ шәрқий түркистан миллий бирлик шураси 1-өктәбирдин 4-өктәбиргичә истанбулда дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән шәрқий түркистан тәшкилат рәһбәрлири, академиклар, алимлар, зийалийлар, сийасий паалийәтчиләр, йашлар вәкиллири вә ханим-қизларниң қатнишиши билән мувәппәқийәтлик өткүзүлди.
йиғинда җиддий өзгириватқан йеңи дунйа вәзийити, ирқий қирғинчилиққа учраватқан шәрқий түркистан вәзийити, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан йоқитиш сийасити тоғрисида сөз қилинди вә музакирә елип берилди. шундақла шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн бесилишқа тегишлик муһим қәдәмләр һәққидә пикир алмаштурулди.
йиғинда музакирә қилинған асасий темилар төвәндикичә:
• хәлқарада шәрқий түркистан миллий күришини қанат йайдуруш усул-чарилири
• өзгириватқан хәлқара вәзийәттә шәрқий түркистан мәсилиси вә хитай
• ғәрб дөләтлиридә қилишқа тегишлик тәшкилий хизмәтләр
• түрк дунйасида шәрқий түркистан дәваси
• шәрқий түркистан миллий күришини әрәб-ислам дунйасида қанат йайдурушниң усул-чарилири
• исламий нуқтиинәзәрдин шәрқий түркистан дәваси
• шәрқий түркистан дәвасиниң қизил сизиқлири вә өзгәрмәс пиринсиплири
• миллий мәдәнийәт вә мәвҗутлуқни қоғдашниң шәрқий түркистан дәвасидики әһмийити
• шәрқий түркистан дәвасиниң өтмүши вә келәчики
• шәрқий түркистан дәваси вә әһдә роһи
• хәлқ дипломатийәси вә хәлқарада һәқ-һоқуқ күриши
• шәрқий түркистан дәвасида маарип һәрикити
• сийасий күрәш әһдинамиси
• туйғудашлиқ вә шәрқий түркистан дәвайимиз
• шәрқий түркистан дәвасида айалларниң вәзипилири
• истихбарат һәрикити вә бихәтәрлик қоғдиниш методлири
• иҗтимаий тәшкилатниң келәчики
• тәшкилий аппаратни тәрәққий қилдуруш вә ислаһат йүргүзүш методлири
• өзгириватқан йеңи дунйа тәртипидә қилишқа тегишлик муһим хизмәтләр
йуқириқи темилар асасида һәрқайси саһәдики мутәхәссисләр, өлималар вә академикларниң мәхсус тәййарлиған лексийәлири сунулди вә бу асаста төвәндики нуқтилар йәкүнләнди:
1. мәзкур учришиш вә миллий бирлик шурасиға қатнашқан барлиқ тәшкилат вәкиллири вә башқа қатнашқучиларниң бирдәк һалда шәрқий түркистан дәвасида асасий пиринсипниң мустәқиллиқ күриши икәнликини тәкитлигән асаста, дунйаниң һәрқайси җайлирида паалийәт қиливатқан тәшкилат вә шәхсләрни шәрқий түркистан мустәқиллиқини асасий нишани қилишқа чақириқ қилиш.
2. шәрқий түркистан дәвасини түрк дунйасиниң, әрәб-ислам дунйасиниң вә шундақла пүтүн инсанийәтниң ортақ дәвасиға айландуруп, шәрқий түркистан мәсилисиниң пәқәтла инсан һәқлири мәсилиси әмәс, бәлки миллий мустәқиллиқ мәсилиси икәнликини оттуриға қойуш.
3. шәрқий түркистан дәвасида актип паалийәт қиливатқан тәшкилатлар арисидики һәмкарлиқни күчәйтиш, дәвайимизда қоллинилидиған аталғу вә уқумларда бирдәклик һасил қилиш.
4. дәвада бүгүнгичә қолға кәлтүргән нәтиҗиләрни рәсмий күчкә айландуруш.
5. шәрқий түркистан дәвасини диний вә миллий қериндашлиримиз болған түрк дунйасиға вә әрәб- ислам дунйасиға қанат йайдуруп, уларниң һесдашлиқи вә қоллишини қолға кәлтүрүш.
6. шәрқий түркистанлиқларниң йумшақ күчини бәрпа қилиш.
7. ғәрбий түркистанда хәлқ дипломатийәси һәрикитини күчәйтиш.
8. хитайниң ислам дунйасидики тәтүр тәшвиқатлириға қарши тәшвиқатларни қанат йайдуруш вә хитайға қарши күчлүк җамаәт пикри шәкилләндүрүш.
9. шәрқий түркистанниң исламий вә миллий кимликини қоғдаш, ислам дининиң зулум вә ишғалийәткә қарши туруш һәққидики тәлиматлирини әмәлий күчкә айландуруш.
10. тәшкилатлиримиз вә дәва адәмлиримиздә әһдә роһини бәрпа қилиш.
11. тәшкилатларда хизмәт тәқсиматини ениқ бекитиш, хизмәтләрниң шәхскила тайинип қелишидин сақлиниш.
12. шәрқий түркистан тәшкилатлири арисида ортақ нишан, ортақ идийә бәрпа қилиш, һәмкарлиқни күчәйтиш, хитайниң бөлүш сийаситигә һошйар болуш.
13. шәрқий түркистан дәвасида туйғудашлиққа игә җәмийәт йаки милләт сүпитидә һәрикәт қилиш.
14. айалларниң дәвадики ролини күчләндүрүш үчүн, уларни тоғра идийә вә тоғра пикир билән тәрбийәләш вә айаллар хизмитини қоллап-қуввәтләш.
15. шәрқий түркистан тәшкилатлирини муәссәсәләштүрүш вә кәспийләштүрүш.
16. мустәқиллиқ дәвайимизниң хәлқаралиқ қанунлар тәрипидин қобул қилиниши үчүн шәрқий түркистанниң ишғал қилинған земин икәнликини испатлайдиған илмий тәтқиқатларни елип бериш.
шура җәрйанида елип берилған музакирә нәтиҗисидә төвәндики тәвсийә вә тәклипләр оттуриға қойулди:
1. йәккә паалийәтчиликтин тәшкилий паалийәтчиликкә өтүш, енергийә вә күчни мустәқиллиқ һәрикәтлиригә мәркәзләштүрүш.
2. һәрхил еһтималлиқ вә өзгиришләргә қарита мувапиқ истратегийә шәкилләндүрүш.
3. шәрқий түркистанға мунасивәтлик әрәб дунйасида нәшр қилиниватқан тәтқиқатларни көзитиш вә тәтқиқатчилар билән мунасивәт бағлаш.
4. ислам дунйасидики өлималар бирликлири, пәтива органлири вә мәшһур шәхсләрниң ролидин толуқ пайдилиниш.
5. дәвайимизға избасар йетиштүрүш.
6. истратегийәлик әһмийәткә игә дөләтләрдә шөбә вә мәркәз ечиш арқилиқ дәваниң даирисини кеңәйтиш.
7. тәшкилатлар учраватқан қануний, идарий, иқтисадий вә адәм күчи җәһәттики мәсилиләрни илмий усулда һәл қилиш.
8. һәрқайси тәшкилатлар, дөләтләр вә хәлқаралиқ органлар билән болған мунасивәттә тәләплиримизни конкретлаштуруш.
9. истихбарат саһәсидә кәспий хадим йетиштүрүш.
10. миллий шураниң техиму нәтиҗилик болуши үчүн пухта тәййарлиқ қилиш, қатнашқучиларни сәрхиллаштуруш вә һәрхиллаштуруш һәмдә темиларни конкретлаштуруш.
11. дәваниң техиму тәрәққий қилиши үчүн йашларни һәрхил әмәлий түрләр вә хизмәтләр билән қоллаш.
йиғин җәрйанида миллий мустәқиллиққа елип баридиған йол вә истратегийәләр һәққидә тәклипләр сунулған вә қарарлар чиқирилған болуп, буниңға алақидар бир қанчә нуқта сәзгүр болғанлиқи үчүн йиғин әһлигә йепиқ қелиши мувапиқ көрүлди.
җанабий аллаһтин бу йиғинниң вәтинимиз, миллитимиз үчүн мәнпәәтлик болушини, йиғинда оттуриға қойулған қиммәтлик тәклип, тәвсийәләрни әмәлгә ашуридиған пурсәт йаритип беришини, бизгә бу пурсәттин пайдилинидиған әқил вә җасарәт ата қилишини тиләймиз, амин!
һөрмәт билән:
14- дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши
5- шәрқий түркистан миллий бирлик шураси