б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң ишикини чекишкә мувәппәқ болдуқ

рабийә қадир, көк байрақ
( бүгүн "тәйппей вақти гезити"дә елан қилинған мушу темидики байанатниң тәрҗимиси)
2022-йили 11-өктәбир
 
б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида уйғур вәзийитини музакирә қилиш тәклип лайиһәси 19-17 аваз билән рәт қилинди. хитай ташқи ишлар байанатчиси хуа чүнйиң, бу аваз үстүнликини, хитайниң ғәлибиси дәп тән-тәнә қилди. әлвәттә бу, биз-уйғур паалийәтчилиригә қарши бир тән-тәнидур. әмма биз бу аваз пәрқини мәғлубийәт дәп қаримаймиз, чүнки биз бу 17 авазға еришиш үчүн һичбир дөләткә пул бәрмидуқ, һичбир дөләткә бесим ишләтмидуқ, һич бир дөләткә бойунтуруқ салмидуқ. биз бу 17 авазға пакит вә һәқиқәт билән ериштуқ.
 
мәзкур аваз пәрқи , бәлким дунйа кишилик һоқуқ һәркити вә ғәрпниң хәлқаара сәһнидики тәсири нуқтисидин мәғлубийәтлик бир нәтиҗә болуши мүмкин. әмма биз - уйғур паалийәтчилири үчүн, бу , б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң ишикини чекишкә мувәппәқ болуш ғәлибисидур. хитай дәврләрдин бири уйғур дегән намдики һәрқандақ бир мәсилиниң б д т да еғизға елинип қелишини пүтүн күчи билән тосуп кәлди: уйғур паалийәтчилирини көп қетимлап, б д т йиғинлүиридин чиқиривәтти. чәтәлдики уйғур оқуғучилар қайтуруп әкитилди, шәрқи түркистандики уйғурларниң паспорт елиши чәкләнди. мәқсәт уйғур мәсилисини б д т босуғисиға йолатмаслиқ иди.
 
шундақ болушиға қаримай бүгүн, гәрчә тәклип лайиһә қобул қилмиған болсиму, уйғур вәзийити хәлқара сәһнидә күнтәртип игәллиди.
 
хуачунйиң йәнә бу аваз үстүнликини "тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң ғәрп вә америка үстидики ғәлибиси" деди . ундақ әмәс, бу тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң муһтаҗлиқтин қатил бир дөләткә әгишишидур; бу дунйадики зораван һакимийәтләрниң өзлиригә келидиған хәвп-хәтәрниң алдини елиш һәркитидур. хитайниң арқисида мәнпәәт үчүн әгәшкән миң куба, 100 пакистан, 1000 венизулла болсиму, бизниң арқимизда һәқ үчүн тик турған бир летванийә, бир франсийә йаки чехийәниң болуши йетәрликтур , бу бизниң пәхримиз, күчимиз вә үмидимиздур!!!!
 
бу аваз пәрқи хуа чүнйиң дегәндәк, һәқниң наһәқ үстидин ғәлибиси әмәс, мәккарлиқиниң растчиллиқ үстидин ғәлибиси, зорванлиқниң һәқиқәт үстидин ғәлбисидур. бу өткүнчи бир ғәлибидур. чүнки хитай қирғинчилиқ йоли билән уйғурларғила әмәс, инсанийәткә вә аллаһниң ирадисигә қарши уруш ечиватиду.
 
тәклип лайиһәниң рәт қилиниши, бизниң тәхминимизниң сиртидики ақивәт әмәс . шуңа йолимиздин, нишанимиздин тәвринип қалғинимиз йоқ.
 
6 йил бурун хитай милйонларчә уйғурни лагирға солиди дегән вақтимизда, дунйа ишәнмигән иди, 2 йилдин кейин б д т мутәхәсислири 2 милйон уйғурниң қамақта икәнликини елан қилди.2019‏-йили22ғәрп дөлити, хитайниң уйғур сийастини тәнқдилбп байанай елан қилғанда, хитай 65 дөләтни буниңға қарши байанатқа имза атқузған иди. әмма, б д т ниң уйғур докилатидин кейин, у65 дөләт 21 гә төвәнлиди.
 
70 йилдин буйан хитай истиласиниң зийаәнкәшликигә учриған бир хәлқ болуш сүпитимиз билән, хитай тәһдидиниң нимә икәбнликини толуқ билимиз, шуңа бүгүн хитайни қоллап аваз бәргәнләрниң һаман бир күни бу авази үчүн номусла әмәс, пушайман қилидиғанлиқи, тарихниң тегишлик җазасиға учрайдиғанлиқиға ишинимиз.
 
1997 ‏-йили америка ташқи ишлар министири албрит ханим тунҗи қетим б д т да уйғур мәсилисини оттуриға қойғинида, гепини " җоңгуда уйғур дәп бир милләт бар " дәп башлиған иди. йәни бар-йоқлиқимиз изаһат тәләп қилатти. бугун уйғур қирғинчилиқи барму-йоқ дегән тима музакиригә келиш һарписида туриватиду. 30 йилдин буйан хитай уйғурларни йоқутуш планини қанчә тезлитип ирқий қирғинчилиқ басқучиға көтүргән болса, биз уйғур паалийәтчириму уйғур давасини б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң босуғисичә елип келдуқ. бу бизниң ғәлибимизниң башланғучи. биз шуниңға чәксиз ишинимизки бүгүн нәтиҗә 17-19 болған болса, һаман бир күни 46-1 гә өзгүриду. чүнки 19 аваз дунйаниң бүгүнки рәзил реаллиқинини әкс әттүрсә, , 17 аваз инаснлиқниң әслидики есил тәбиитини , шундақла бизниң истиқбалимизни йорутуп турупту.
 
әлвәттә биз бу нәтиҗидин , дунйани, җүмлидин қошнилиримиз вә " туққанлиримиз"ни йәнә бир қәдәм илгириләп чүшәнгән болдуқ, бу чүшниш бизни техиму актип, техиму чидамчан, тәдбирлик болушқа үндиди, бизни чениқтурди.
 
ахирида 6 йилдин буйан лагир вә түрмиләргә солунуп йатқан, аилилири парчилабған 3 милйондин артуқ уйғур тутқун намидин биз үчүн аваз бәргән 17 вәкилниң дөлити вә хәлқиғә миннәтдарлиқимизни билдүримиз.
 
рабийә қадир: дунйа уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси
көк байрақ: уйғур америкилиқ көзәткүчи