хәлқара уйғур мунбири
ечилиш нутқи
һөрмәтлик вәкилләр, йавропа парламенти әзалири, тәшкилат рәһбәрлири, йуртдашлирим, ханимлар вә әпәндиләр. бу пурсәткә миннәтдарлиқ билдүрүш билән биргә, нутқумни шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлики вә мустәқиллиқиға болған сәмимий үмидим вә арзулирим билән башлаймән.
мән йәнә бу муһим паалийәтни тәшкиллигүчиләр вә қоллиғучиларға чин көңлүмдин миннәтдарлиқимни билдүримән, чүнки бу, йеқинқи йәтмиш йилдин бери хитайниң хәлқимизниң нишанлиған ирқий қирғинчилиқ сийаситини тохтитиш үчүн бирләшкән аваз бәрпа қилишқа һазирланған бибаһа бир сәһнә болди.
дунйадики нурғун хәлқләр тамамән һөрлүккә еришкән бүгүнки күндә, 20-әсирдики биринчи дунйа урушидин кейин пүтүн хәлқләр ортақлишип қолға кәлтүргән дунйа тинчлиқи вә бихәтәрликигә еғир тәһдит вә хәтәр шәкилләндүрүватқан хитайниң қорқунчлуқ зулум сийасити, кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқи, инсанийлиққа қарши җинайәтлиригә шаһит болуватимиз. бу йәрдә тәкитләватқан нуқтам болса «һәргиз қайтиланмисун» дегән паҗиәниң хитайниң зәһәрхәндә қоллири астида тәкрарлинип уйғурларниң тәқдири болуватқанлиқи.
нәччә миң йиллардин бери дунйа мәдәнийитигә төһпә қошуп кәлгән бир милләтни тамамән йоқитишни нишанлап қилиниватқан хитай ирқий қирғинчилиқиниң хәлқаралиқ сәвийәдә етирап қилинғанлиқи үчүн, хитай ишғалийити астидики шәрқий түркистан һәққидә учурларға игә икәнликиңлар шүбһисиз. шәрқий түркистандики уйғурлар вә башқа түркий милләтләрниң баштин кәчүрүватқанлирини, җүмлидин милйонлиған бигунаһ хәлқниң җаза лагерлириға солиниши, мусулман айалларниң хитайлар тәрипидин басқунчилиққа вә тәсвирлигүсиз еғир зулумларға дуч келиши, ички әзалириниң оғрилиниши, диний, миллий әнәнилириниң вә буниңға мунасивәтлик һәммә нәрсиниң җинайәткә айлиниши, милйонлиған шәрқий түркистанлиқ өсмүрләрниң мәҗбурий хитайлаштурулуши қатарлиқ ечинишлиқ реаллиқни инсанийәт тарихидики әң зулмәтлик сәһипилиридин бири десәк ашурувәткән болмаймиз. пүтүн шәрқий түркистан йардәм үчүн нида қилмақта!
шуңлашқа бу йәрдики һәр бирәйләнниң шәрқий түркистанни қутулдуруш үчүн һәл қилғуч һәрикәткә өтүшни, инсанийәтни қозғитишни нишанлап, бу хәлқаралиқ уйғур мунбирини қурған җасаритиңлардин толиму миннәтдармән.
уйғурлар тарихтин бери нурғунлиған падишаһлиқларни, дөләтләрни қуруп йетәкчи рол ойниғанлиқи, һәмишә үнүмдар, иқтидарлиқ вә тинчлиқпәрвәр бир хәлқ болғанлиқи испатланғанлиқиға қаримай, дөләт қоли билән иҗра қилинған әң вәһший террор, қирғинчилиқ вә зулумға дуч кәлгән бирдинбир милләт болуп қалди.
шәрқий түркистан хәлқиниң пәқәтла хәлқара түзүм вә тәртипниң айрилмас бир қисми болалайдиған игилик һоқуқлуқ дөлитини әслигә кәлтүрүш арзуси бар. әгәр биз игилик һоқуқимизни әслигә кәлтүрәлисәк, шәрқий түркистан хәлқи шүбһисизки хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрликкә төһпә қошиду.
хитайниң уйғур вә башқа милләтләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини чүшиниш үчүн, дунйа шәрқий түркистан билән техиму биваситә алақә қилиши керәк. хитай шәрқий түркистанда йүргүзгән айрип башқуруш түзүми билән көп тәҗрибигә еришти вә бу рәзил қийапитини башқа җайларғиму тәдриҗий көрситиватиду. бүгүнки хоңкоңда демократийә йоқ, тәйвән һәрбий тәһдиткә дуч кәлди, кичик вә намрат дөләтләр хитайниң қәрз тузиқиға чүшүп қалди, йәр шари иқтисадий тәртипи хитай иқтисадиниң сиңип кириши билән бузғунчилиққа учриди. булар йәтмигәндәк җәнубий хитай деңизиға еғир типтики һәрбий база қуруп, җәнубий хитай деңизи әтрапидики дөләтләргә биваситә тәһдит селиватиду. хитай йавропа дөләтлири миқйасида аталмиш «сақчи понкити», «куңзи институти» вә тор һуҗуми механизми орнитип, бу дөләтләрниң системисиға бузғунчилиқ қилди.
ши җинпиңниң хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик қурултийида һакимийитини кәлгүси бәш йил йаки өмриниң ахириғичә узартиш арқилиқ, мутләқ контроллуқни қолға елиши хитайниң хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрликкә қандақ хәтәр елип келидиғанлиқиниң рошән бәлгиси. бүгүнки күндә хитайниң қәд көтүрүши вә хәвпи тоғрисида агаһландуруш дәриҗиси күнсери күчәйди, дөләтләр тәдбир қоллинип, хитайниң тәһдитини тосуш үчүн техиму зич һәмкарлиқ орнатти. америка, йапонийә, австралийә, йавропа дөләтлири, һиндистан вә тәйвән бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти. хәлқара җәмийәтләр хитайниң уйғур вә башқа түркий милләтләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиға қарши кәскин инкас қайтуруватқан бу пәйттә, дунйаниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистан тәшкилатлири шәрқий түркистанниң еғир вәзийити һәққидә дунйани хәвәрләндүрүшкә тиришиватиду.
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики шәрқий түркистан хәлқиниң һөр ирадиси вә шәрқий түркистан мустәқиллиқ арзусиға вәкиллик қилидиған, консерватип сийасий һәрикәттики хәлқаралиқ тәшкилат болуп, демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинликни қәдирләйдиған башқа аммиви тәшкилатлар, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә әза дөләтлири вә хитайниң хәвпигә учриған барлиқ мәнпәәтдарлар билән техиму зор вә техиму биваситә алақә қуруш арқилиқ, шәрқий түркистанниң игилик һоқуқини әслигә кәлтүрүшни адаққи нишани қилиду. биз мустәқиллиқ нишанимизға йетиш үчүн һөкүмәт, тәшкилат вә җәмийәтләр билән мас мунасивәт орнитишни үмид қилимиз.
дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән, бизниң ирадимизни қоллиған барлиқ қатнашқучиларға чин көңлүмдин миннәтдарлиқимни билдүрүш билән биргә шуни ениқ тәкитләймәнки, шәрқий түркистан мәсилиси хитайниң ички иши әмәс, бәлки шәрқий түркистан хәлқини қутқузуш үчүн һәрикәткә өтүшкә тегишлик бир дунйави әндишә. б д т, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси вә хәлқара әдлийә мәһкимиси қатарлиқ хәлқаралиқ органлар чоқум ирқий қирғинчилиқ җинайити үчүн хитайни җавабкарлиққа тартиши керәк. дунйа чоқум ойғинип, хитайниң йошурун тәһдитини һес қилиши вә әркинлик, демократийә, адаләт вә тинчлиқниң бу ортақ дүшминигә қарши туруши керәк. силәргә көп рәһмәт.
һидайәтуллаһ оғузхан
хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси
йавропа парламенти, бирйуссел, белгийә
09112022