икки җумһурийтимизниң қурулуш хатирә күни қутлуқ болсон!

1933-йили 12-нойабир қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944-йили 12-нойабир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуш күнини хатириләймиз. зулумға тиз пүкмәс роһи билән азадлиқ вә мустәқиллиқ байриқини көкләрдә пәрваз қилдүруған қәһриман әҗдадлиримизни вә шеһитлиримизни йад етимиз. әң қисқа заманда хитай зулмидин қутулуп, мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға тиләкдашлиқ билдүримиз!

20- әсирниң алдинқи йеримида дунйада мислисиз өзгиришләр йүз бәрди. дунйаниң кона мустәмликичилириниң әсирләргә созулған дунйаға хоҗа болуш чүшлири дунйани қайтидин бөлүшүш күрәшлириниң нәтиҗисидә оттуриға чиққан дунйа урушлири билән йоққа чиқти. аламшумул империйәләр чоң – кичик миллий дөләтләргә парчиланди. әпсуски, бу өзгиришләр дунйада мустәмликә вә зулумниң ахирлашқанлидин дерәк бәрмәйтти. әксичә, мустәмликичиләр, мустәмликә шәкиллири вә вастилири өзгәргән иди. буниң билән нурғун милләтләр өз тәқдири үстидә җиддий вә тәхирсиз ойлиниш вақтиниң йетип кәлгәнликини һес қилишти – дунйада мустәмликә, җаһангирлик, зораванлиқ вә зулумға қарши һөрлүк, азадлиқ, мустәқиллиқ вә адаләт садалири көтүрүлди. ишғал вә зулум астида йашаватқан нурғун милләтләр өзиниң миллий дөлитини қурди йаки қуруш үчүн асас салди.  лекин, тарихтин буйан һөр вә әркин йашап кәлгән бәзи милләтләр болса, йеңидин оттуриға чиққан хәлқара күчләрниң дунйани қайтидин бөлүшүш содилириниң қурбани болуп кәтти. миң йиллар бурун өзиниң мустәқил дөлитини қурған, дунйаға дөләтчилик идийәси вә мукәммәл дөләт идарә қилиш нәзәрийиисни совға қилған уйғурлар бу содиниң қурбанлиридин бири иди.

әҗдадлиримиз әнә шундақ мурәккәп вә қийин бир тарихий шараитта шу дәвргә өрнәк болған вә аридин әсир өткән бүгүнки күндиму миллий мәвҗудлиқимиз вә мустәқиллиқимизниң һайатлиқ булиқи болуп келиватқан икки қетимлиқ мустәқил җумһурийәтни қурған иди.

1930- йилларниң башлирида, тәңритеғиниң җәнуб – шималида, қумул тағлиридин тәклимаканниң җәнубий гирвәклиригичә болған бипайан земинда ишғал вә зулумға қарши көтүрүлгән һөрлүк күрәшлириниң нәтиҗисидә, 1933- йили 11- айниң 12- күни қәшқәрдә «шәрқий түркистан ислам җумһурийити»ниң қурулғанлиқи җакарланди. өзиниң һәққанийәт асасиға тикләнгән дөләт қуруш ғайә вә нишанлири, ай – йултузлуқ көк байриқи вә мукәммәл дөләт аппарати болған, мустәқил бир дөләттә болушқа тегишлик барлиқ түзүлмә вә тәшкилат системисиға игә болған бу җумһурийитимиз,  әйни дәврдики мурәккәп хәлқара вәзийәт, хусусән рус вә хитай ишғалчилириниң һийлә – микир вә бивастә қораллиқ бастурушлири алдида узун өмүр көрәлмиди. гәрчә аридин үч ай өтәр – өтмәйла җумһурийәтниң тарқитилғанлиқи елан қилинған болсиму, лекин бу җумһурийитимиз билән тәң тикилгән мустәқиллиқ вә һөрлүк уруқи бихлинишқа башлиған иди.

аридин 11 йил өткәндә бу уруқ бихлинип, көкләп мевә бәрди. 1944- йили 11- айниң 12- күни, дәл биринчи җумһурийитимизниң қурулуш хатирә күнидә, ғулҗида «шәрқий түркистан җумһурийити» қурулди. бу җумһурийитимиз сайисидә ай – йултузлуқ көк байриқимиз вәтинимиз асминида бәш йил җәвлан қилди. лекин уйғурларниң һөрлүк арзуси вә бу йолда төлигән бәдәллири хәлқара күчләрниң – йеңи дәврдики мустәмликичиләрниң ишиға кәлмигән иди. вәтинимиз шәрқий түркситан «йүз йиллиқ ар - номус»ни техи ақлашқа үлгүрмигән, өз ичидики тәприқичилиқ вә бөлүнүшни түгитип болалмиған, дунйави күч болушни чүшидиму көрүп бақмиған хитайларға «тартуқ» қиливетилди.

 

өз миллитиниң тарихи вә ирадисигә хилап һалда «әҗнәбийләр»дин импорт қилған сәпсәтә билән милйонлиған кишиниң қени бәдилигә дөләт қурған хитай коммунстлириға нисбәтән бу худди «тезәккә гүл санҗиғандәк» бир иш болған иди. һәқиқәтән, гүлниң қәдрини билмәйдиған бу ишғалчилар, бағу – бостанлиқ гүзәл вәтинимизни харабиликкә, зинданға айландурди. маддий вә мәнивий байлиқлиримизни айағ асти қилди, көйдүрүп, булаң – талаң қилип йоқатти. қәлбидә илим – мәрипәтниң, ғурур – виҗданниң, һәққанийәт вә адаләтниң зәрричә нури болған һечкимни сақ қоймиди. лекин, бу милләт тиз пүкмиди, бойун әгмиди, қанлиқ бәдәлләр төлиди һәм төләватиду.

313439370_1315639292615350_5115252102591483395_n

мана бүгүн, дунйаниң һәр қайси җайлирида йашаватқан уйғурлар әҗдадларниң бу қиммәтлик мираслирини өзимизгә тәвәрүк қилип, шуниңдин күч – қуввәт елип, шу сәвда вә шу ғайә билән һөрлүк күришимизни двам қилмақтимиз.

бу икки җумһурийитимизни қурған вә қурушқа әҗир – меһнитини сиңдүргән пидакар хәлқимизгә, җәсур вә мәрданә оғул – қизлиримизға алий иеһтирамимизни билдүримиз вә уларға аллаһтин катта әҗир тиләймиз! йәнә бир қетимлиқ мустәқил җумһуритимизниң әң тез пурсәттә дунйаға җакарлинишиға, ай – йултузлуқ көк байриқимизниң йуртимиз асминида тәкрар җәвлан қилишиға, тарим, җуңғар вә или вадилирида әзан садалири вә мустәқиллиқ маршиниң қайтидин йаңришиға, һазирдар хәлқимизниң мусибәттин тезрақ қутулушиға тиләкдашлиқ билдүримиз!

2022-йили 12-нойабир