америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси николас бернис(Nicholas Burns)ниң 10-декабир дунйа кишилик һоқуқ күнидики байанати
буниңдин 47 йил илгири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ хитабнамисини мақуллиди. дунйа кишилик һоқуқ хитабнамисиниң бу хатирә күни бизгә дөләт ичи вә сиртидики кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни илгири сүрүштики тәнтәнилик мәҗбурийитимизни әслитиду. америка хитай хәлқ җумһурийитиниң хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамиси билән капаләтләндүрүлгән кишилик һоқуқ вә асасий әркинликни қоғдаштики хәлқаралиқ вәдисини орундийалмиғанлиқидин йәнила әндишә қилмақта.
биз хитай хәлқ җумһурийитиниң шинҗаң(шәрқий түркистан-т)да елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши туруш җинайитини, тибәттики бастуруш сийаситини, хоңкоңға вәдә қилған аптономийини бузуп ташлишини, тинч шәкилдә пикир байан қилғучиларни халиғанчә тутуп турушни вә дунйа миқйасидики дөләт һалқиған тәшвиқатлирини тохтитишқа чақиримиз. биз тинч намайиш, дин әркинлики, сөз әркинлики, ахбарат әркинлики вә қанун билән идарә қилиш һоқуқини давамлиқ қоллаймиз.
министир биллинкен ейтқандәк: «америка өзини мукәммәл дәп қаримайду, әмма биз һәр күни йахшилинишқа, өзимизни җавабкарлиққа тартип, техиму мукәммәл иттипаққа айлинишқа тиришимиз». шуниң билән бир вақитта, биз хитай хәлқ җумһурийитиниң қандақ қилип хәлқара кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш вәдисигә әмәл қилип, өзиниң дөләт мәнпәәтини ишқа ашурушта һоқуқни муәййәнләштүрүш усулини тепип чиқишини үмид қилимиз.
америкиниң хитайдики дипломатик өмики
2022-йили 10-декабир