ғулҗа қирғинчилиқиниң 26 йиллиқ хатирә күни

ғулҗадики уйғурларниң тинчлиқ намайишини бастуруш үчүн кәлгән хитай қораллиқ күчлири. 1997-йили 5-феврал.

1997- йили 5-феврал шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә уйғур йашлириниң тинч шәкилдә өз һәқ - һоқуқлирини тәләп қилип елип барған намайиши хитай сақчилири вә қораллиқ қисимлириниң қанлиқ бастурушиға учриған иди. бу зор қәтлиамда миңлиған киши өлтүрүлгән вә халиғанчә тутқун қилинған иди.

бу қирғинчилиқниң арқа көрүнүшигә қарайдиған болсақ, уйғурларниң мәдәнийәт кимлики вә диний турмушиға болған бесимниң күнсери күчийишигә әгишип, хитай даирилири или хәлқниң һайатиниң муһим тәркиби қисми болған мәшрәп паалйәтлирини сәвәбсизла чәкләйду. һарақкәшлик, зәһәрлик чекимликкә хумар болуш вә башқа иҗтимаий мәсилиләргә қарши ислаһат ролини ойнап кәлгән мәшрәпләрниң чәклиниши вә башқа диний бастурушлар 1997-йили 2-айниң 5-күни ғулҗида миңлиған уйғурниң қозғилишини кәлтүрүп чиқарди. әпсуски, бу тинч намайиш қанлиқ бастурулди.

ғулҗадики қирғинчилиқтин 26 йил өтүп кәткән болсиму, хитай даирилири һазирғичә бу вәқәни мустәқил кишиләр йаки органларниң тәкшүрүшигә йол қоймайду. муһаҗирәттики уйғур хәлқи бу күнни 4-април барин инқилаби вә 5-ийул үрүмчи қирғинчилиқи билән биргә, хитай ишғалиға қарши бир исйан вә бир қирғичнилиқ дәп йад еитп кәлмәктә.

2023-йили 5-феврал