әср сүрисиниң тәпсири

(нәшр қилиниш алдидики «тәпсир җәвһәрлири» намлиқ тәпсирдин елинди)
 
 
әср сүриси мәккидә назил болған, 3 айәтлик сүрә болуп, аллаһ таала бу сүридә, инсанларниң арисидин иман ейтқан, йахши әмәл _ ибадәтләрни қилған вә бир _ биригә һәқиқәтни тәвсийә қилғанлардин башқиларниң чоқум зийан тартидиғанлиқини қәсәм билән тәкитлигән.
бу сүриниң асаслиқ мәқсити: зийандин сақлинишниң әң капаләтлик чарисини байан қилиш вә вақитниң қиммитини билдүрүштин ибарәттур.
 
бу сүриниң исми биринчи айәттә кәлгән «заман», «намаз әсир вақти», «йүз йил» дегән мәниләрни билдүридиған «алعصр» (әл әср) дегән сөздин елинған.
 
бِсْмِ аллَّهِ алрَّحْмَнِ алрَّحِймِ
 
оَалْعَصْрِ. إِнَّ алْإِнْсَанَ лَфِй хُсْрٍ. إِлَّа алَّذِйнَ آَмَнُоа оَعَмِлُоа алصَّалِحَатِ оَтَоَаصَоْа бِалْحَқِّ оَтَоَаصَоْа бِалصَّбْрِ.
 
тәрҗимиси
 
наһайити шәпқәтлик, толиму меһрибан аллаһниң исми билән (башлаймән).
 
1 _ 3 _ заман билән қәсәм қилимәнки, инсан чоқум зийан ичидидур. пәқәт иман ейтқан, йахши әмәлләрни қилған, бир – биригә һәқни тәвсийә қилишқан вә (униңда) чидамлиқ болушни тәвсийә қилишқан кишиләрла зийан тартмайду.
 
тәпсири
 
аллаһ таала бу сүридә заман билән қәсәм қилип, аллаһ таалаға иман ейтқан, йахши әмәлләрни қилған, бир- биригә һәқиқәттә чиң турушни вә таәт- ибадәттә, аллаһ тааланиң әмр-пәрманлирини орундашта чидамчан болушни тәвсийә қилишқанлардин башқиларниң зийан ичидә икәнликини байан қилған. «айәттики замандин вақит күздә тутулиду»( ).
 
«аллаһ таала заман билән, униңдики ибрәтләр билән бу каинатниң вә бу заманларниң бир игиси, башқуруп туруватқан бир илаһи бар икәнликигә далаләт қилидиған бир _ биригә зит әһваллар билән қәсәм қилиду. каинатқа ибрәт нәзири билән қариған адәм униң һәр тәрипидә вә һәрбир көрүнүшидә бу каинатниң йаратқучи игиси болған аллаһ тааланиң барлиқиға, униң бирликигә, чәксиз қудритигә вә илим _ һекмитигә далаләт қилидиған нурғунлиған аламәтләрни вә опочуқ дәлил _ пакитларни көриду. мәсилән: кечә билән күндүз, сақлиқ билән кесәллик, һайат вә өлүм, қорқуш вә аманлиқ, иссиқлиқ вә соғуқлуқ, ачлиқ вә тоқлуқ қатарлиқларниң һәммиси бир _ биригә зит әһваллар болуп, буларниң һәммиси каинатниң ишлирини идарә қилип турғучи бир илаһниң барлиқиға шәксиз далаләт қилиду. шәксизки, бу бир _ биригә зит әһвалларни вуҗудқа кәлтүргән вә буларни заман ичидә шундақ алмаштуруп туридиған зат аллаһ тааладур. заманниң бу ишларға һечбир тәсири йоқтур, чүнки, һәммә иш каинатниң игиси вә башқуруп турғучиси болған аллаһ тааланиң ирадиси вә әмри билән болиду»( ).
 
инсан куфрилиқни вә гунаһ _ мәсийәтләрни өзи үчүн рава көргәнлики үчүн у чоқум зийан ичидә, азғунлуқ вә һалакәт ичидидур. униң ақивити толиму хәтәрлик вә йамандур. пәқәт өзиниң йаратқучисини тонуп, униң һәққини етирап қилип, униңға иман ейтип, шу иманиға лайиқ һәрикәт қилған, өзиниң йашаш тәрзини шу иманиниң тәқәззасиға тоғрилиған, йахши әмәлләрни қилған, бир _ биригә һәқиқәттә, адаләттә, дуруслуқта, һәққанийлиқта чиң турушни, һәқ йолда мустәһкәм турушни, һәқ йолдики җапа _ мушәққәтләрни көтүрүшкә чидамлиқ болушни, бешиға кәлгән мусибәтләргә, келишмәсликләргә вә қийинчилиқларға сәврчан болушни тәвсийә қилишқанлар буниңдин мустәсна. йәни бундақ кишиләр зийан ичидә әмәс.
 
чүнки, һәқиқәт йолида мустәһкәм туруш оңай әмәс, бу йолда тосқунлуқлар вә қийинчилиқлар көп болиду. униң үстигә бу дунйа имтиһан вә синақ дунйаси болуп, инсан йахши билән йаман, һәқ билән батил оттурисидики күрәшләрдә һәмишә имтиһан қилинип туриду. шуңа инсанлар һәқ йолда мустәһкәм туруш вә синақларға қарши чидамлиқ вә күчлүк болуш үчүн бир- биригә буни тәвсийә қилишишқа моһтаҗдур. чүнки, инсан иман вә йахши әмәлләр билән өзини мукәммәлләштүрсә, һәқиқәттә чиң турушни вә униңда чидамлиқ болушни тәвсийә қилиш билән башқиларни мукәммәлләштүриду.
 
демәк, йахшилиқни вә йахши әмәлләрни өзиңизла қилишиңиз купайә қилмайду, бәлки башқиларниму униңға чақиришиңиз вә бу йахшилиқни, йахши әмәлләрни уларғиму өгитишиңиз керәк. чүнки, сизниң ислам диниға мәнсуп болғанлиқиңиз сиздин шуни җиддий тәләп қилиду. әмр _ мәруп, вәз _ нәсиһәт (йәни кишиләрни йахшилиққа буйруп, йаманлиқтин тосуш) мәҗбурийити һәрбир мусулманниң үстигә буйрулған пәрздур. буни һәрким өз иқтидариниң йетишичә, имканийитиниң йол қойушичә ада қилиду. бу мәҗбурийәт тил билән дәвәт қилиш биләнла әмәс, бәлки муһим болғини өзи йашап көрситиш, үлгә болуш, исламниң әвзәлликлирини өз әмәлийити билән намайан қилиш билән болиду. чүнки, дин еғиз биләнла йәткүзүлмәйду, бәлки әмәлий һәрикәт вә муамилә билән йәткүзүлиду. бизниң йолбашчимиз вә үлгимиз һәзрити муһәммәд әләйһиссалам әнә шундақ қилған. мусулманлиқ _ мәсулийәтни үстигә елиш вә җапа _ мушәққәткә өзини етиш дегәнликтур. бу йолда җапа бар, қийинчилиқ бар, хәтәр бар, өлүм бар. буниңға чидам көрсәткән вә қийинчилиқларни йеңиш йолида сәвр _ тақәтлик болған кишиләр әң йахши ақивәткә игә болиду.
 
әлламә муһәммәд ратиб наблиси бу сүрә һәққидә мундақ дегән: «аллаһ таала инсан үчүн заман (йәни вақит) билән қәсәм қилди. инсан әмәлийәттә заманниң өзидур. чүнки, инсанниң өмри күнләрдин тәркиб тапқан болуп, униң һайатидин өткән һәрбир күн униң өмрини қисқартиду. аллаһ тааланиң ﴿инсан чоқум зийан ичидидур﴾ дегәнликиниң мәниси шуки, вақит инсанниң дәсмайиси, йахши әмәлләрни қилиш пурсити, җәннәтни қазинидиған сәрмайиси болуп, инсанниң һайатидин өткән һәрбир ләһзә, һәрбир минут вә һәрбир саәт униң өмрини қисқартип маңиду. чүнки, өтүп кәткән вақитларниң һәммиси униң өмрини биллә елип кетиду. мана бу һәқиқий зийандур. тиҗарәттики һәқиқий зийан тиҗарәткә салған дәсмайидин айрилип қелиш болғандәк, инсанниң һайатидики һәқиқий зийан униң вақтиниң, өмриниң мәнисиз, бикарға өтүп кетишидур. шуңа өмрини вә вақтини иман билән, йахши әмәлләр билән, бир-биригә һәқиқәттә чиң турушни, бу йолда чидамлиқ болушни тәвсийә қилишиш билән өткүзгән инсан зийандин мустәснадур»( ). чүнки, бундақ инсан өмрини зайә қиливетиштин сақланған вә һайатини йуқириқи йахши әмәлләр билән өткүзгән бәхтлик инсандур.
 
муһим нуқтилири
 
1. әср сүриси ислам дининиң мәқсәт вә ғайилирини өз ичигә алған сүридур. шуңа имам шафиий: «әгәр аллаһ бәндилиригә бу сүридин башқисини назил қилмиған болсиму, мушу сүриниң өзила купайә қилған болатти»( ) дегән.
2. инсанларниң ичидин әң чоң зийан тартқучилар капирлардур.
3. ахирәттики ниҗатлиқниң асаслиқ амили иман билән йахши әмәлдур.
4. мусулманларниң өзара бир _ биригә һәқиқәтни тәвсийә қилиши вә сәвр _ тақәтни өгитиши пәрздур.