бәргән қол алған қолдин йахши

муһәммәд йүсүп 

пәйғәмбәр әләйһиссаламниң «бәргән қол алған қолдин йахши» дегән сөзи һәрбир мусулман ойлинип беқишқа вә әмәл қилишқа тегишлик толиму һекмәтлик, ихчам вә меғизлиқ сөздур. мусулман ислам билән шәрәпләнгән һөрмәтлик киши болуп, исламниң һөрмити вә иззитигә дағ чүшүридиған һәрқандақ иштин йирақ туруши, мәрдлик вә сехийлиқ қатарлиқ гүзәл әхлақлар билән әхлақлиниши, өзини бу динға лайиқлаштурушқа, башқиларға бичарә, моһтаҗ, тәмәхор, һорун, нан қепи көрүнмәсликкә әһмийәт бериши толиму муһим. чүнки, исламниң иззити вә һөрмити мусулманлар бағлиқ. бурунқи мусулманлар исламниң һөрмити вә иззитини көтүргән болса, һазирқи мусулманлар чүшүрмәктә. заманимизда шундақ мусулманларму барки, өзлирини исламға мәнсуп қилишқа әсла лайиқ әмәс. чүнки, уларда алдамчилиқ, сахтипәзлик, йалғанчилиқ, тәмәхорлуқ, ачкөзлүк, һәсәтхорлуқ, һорунлуқ, вәдисидә турмаслиқ қатарлиқ начар илләтләрниң һәммиси тепилиду.

күнимиздә көп қисим мусулманлар әң сәл қараватқан мәсилиләрниң бири һалал- һарам мәсилисидур. һарам йейиш башқиларниң нәрсисини оғрилап йейишнила әмәс, бәлки өзигә тегишлик болмиғанни елиш, тени сағлам, күчлүк, йаш туруп, башқиларниң йардимигә тайинип күн өткүзүш, хәйрийәт җәмийәтлири тарқатқан йардәмни өзидин еһтийаҗлиқ кишиләрниң барлиқини билип туруп, ачкөзлүк қилип елиш қатарлиқларниң һәммисини өз ичигә алиду. бәзиләр: «хәйрийәт җәмийәтлири тарқатқан йардәмни алған киши кәмбәғәлниң бирәр нәрсисини еливалмиған турса, қандақ һарам йегән болиду?» дәп сориши мумкин. дәймизки, йардәмгә тегишлик болмиған киши шу йардәмни елиш арқилиқ йардәмгә һәқлиқ болған еһтийаҗ игисиниң һәққини йәвалған болиду. чүнки, навада у ачкөзлүк қилип алмиса, униң алидиғинини һәқлиқ киши алиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам бундақ әһвалдин хәвәр берип мундақ дегән: «шундақ бир заман келидуки, адәм пул-мални нәдин тапти? һалалдинму, һарамдинму? һеч әһмийәт бәрмәйдиған болуп кетиду»[1].

һалал- һарамни айримаслиқниң зийанлири төвәндикичә:

1.  һарам пул-малниң бәрикитини йоқ қиливетиду. аллаһ таала җазанә қилғучиларни агаһландуруп мундақ дегән: «аллаһ җазанини (бәрикәтсиз, пайдисини йоқ қилип, униңға арилашқан мални) тозутуветиду, сәдиқини (өстүрүп, пайдисини) зийадә қилип бериду»[2]. аллаһ таала бу айәттә һарамниң әң чоңи болған җазанини тилға елиш арқилиқ һәрқандақ һарамниң бәрикәтсиз болидиғанлиқини билдүргән.

2.  һарам дуаниң иҗабәт болушиға тосалғу болиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «и инсанлар! аллаһ пактур, у пакнила қобул қилиду, аллаһ пәйғәмбәрләргә мундақ дәп буйруған: ‹и пәйғәмбәрләр! һалал, пак нәрсиләрдин йәңлар, йахши әмәлләрни қилиңлар, мән һәқиқәтән силәрниң әмәллириңларни билип турғучимән›[3], аллаһ муминләргиму пәйғәмбәрләргә буйруғанни буйруп мундақ дегән: ‹аллаһ силәргә ризиқ қилип бәргән һалал, пак нәрсиләрдин йәңлар›[4]. пәйғәмбәр әләйһиссалам андин мундақ дегән: «бирав үсти бешини чаң тозан қаплиған, чачлири чувулған һаләттә икки қолини асманға көтүрүп ‹и рәббим! и игәм!› дәп дуа қилиду. һалбуки, униң йегән ـ ичкәнлири һарамдин, кийгәнлири һарамдин болуп, у һарамдин озуқланған турса, қандақму униң дуаси иҗабәт болсун?!»[5]. бу һәдисниң мәниси шуки, бирав дуаси иҗабәт болушқа лайиқ әң бичарә қийапәттә аллаһ таалаға йалвуруп дуа қилсиму, һарамдин озуқланғанлиқи үчүн дуаси иҗабәт болмайду. саһабиләр йемәк – ичмәклириниң һалал болушиға бәкму әһмийәт берәтти, улар һалаллиқи йаки һарамлиқида азрақ шүбһә болған нәрсиләрдинму худди оттин қачқандәк қачатти. һәзрити әбу бәкри рәзийәллаһу әнһуниң бир киши тәрипидин һәдийә қилинған йемәкликни йәп болуп, һалаллиқида шүбһә барлиқини билгәндин кейин, қолини ағзиға тиқип наһайити тәсликтә йандурувәткәнлик қиссисиму саһабиләрниң һарам йейиштин өлүмни әвзәл көридиғанлиқини ипадиләшкә йетәрликтур.

3.  һарам қәлбни бузиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам қәлбниң сағлам болуши йемәк-ичмәкниң һалал болушиға мунасивәтлик икәнликини байан қилип мундақ дегән: «һалалму, һарамму ениқтур. лекин, бу иккисиниң оттурисида шүбһилик (йәни һалал йаки һарамлиқи ениқ болмиған) нәрсиләрму бар, көп адәмләр буни билмәйду. кимки шүбһилик нәрсиләрдин сақланса, динини вә паклиқини сақлап қалиду; шүбһилик ишларға чүшүп қалса, худди чегра әтрапида қой баққан кишиниң чеградин өтүп кетиш еһтимали болғандәк һарамға чүшүп қелиши мумкин. билиңларки, һәрбир падишаһниң чеграси болиду, аллаһниң чеграси униң һарам қилған ишлиридур. агаһ болуңларки, бәдәндә бир парчә гөш бар, у түзәлсә бәдәнниң һәммиси түзилиду, у бузулса, бәдәнниң һәммиси бузулиду, у болса қәлбтур»[6]. имам әһмәд диллар немә билән йумшайду? дәп соралғанда, «һалал йейиш билән»[7] дәп җаваб бәргән икән.

4.  һарам әмәл-ибадәтниң қобул болушиға тосалғу болиду. өмәр ибни хәттаб рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки, «хәйбәр ғазити күни аримиздин бир киши өлтүрүлгән иди, кишиләр: ‹палани шеһит болди› дейишти. бу чағда пәйғәмбәр әләйһиссалам: ‹йақ, мән уни ғәниймәт мелидин оғрилиған бир чапан сәвәблик дозахта көрдүм› деди, андин маңа: ‹и өмәр! кишиләргә: җәннәткә пәқәт мумин адәмла кириду,  дәп елан қилғин› деди. мән кишиләрни чақирип елан қилдим»[8].

5.  һарам җәннәткә киришкә тосалғу болиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «кимки бир мусулманниң һәққини йалған қәсәм қилип еливалидикән, аллаһ униңға җәннәтни һарам қилиду, уни дозахқа лайиқ қилиду». пәйғәмбәр әләйһиссалам: «азрақ нәрсә болсичу?» дегән соалға җавабән: «гәрчә дәрәхниң бирәр шехиға чағлиқ нәрсә болсиму шундақ болиду»[9] дегән.

6.  һарам қәбрә азабиға сәвәб болиду. әбу һурәйрә рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки, «һунәйн ғазитида алтун йаки күмүш әмәс, пәқәт мал - чарва, кийим- кечәк дегәндәк нәрсиләрнила ғәниймәт алған идуқ. рифаә ибни зәйд пәйғәмбәр әләйһиссаламға мидәм исимлик бир қара тәнлик қул һәдийә қилған иди. пәйғәмбәр әләйһиссалам билән вадилқура дегән җайға берип чүштуқ, мидәм пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йүк-тақлирини чүшүрүвататти, тосаттин бир оқ келип униңға тәгди вә өлди. кишиләр: ‹униң шеһит болғанлиқиға мубарәк болсун!› дейишти. пәйғәмбәр әләйһиссалам уларға: ‹йақ, җеним илкидә болған затниң нами билән қәсәм қилимәнки, униң қәбриси у һунәйн ғазитида ғәниймәттин оғрилиған бир кийим сәвәблик отқа айланди› деди. андин бир киши бир йаки икки боғқучни елип келип: ‹йарәсулуллаһ! мән буни хәйбәр ғазитида алған идим› деди. пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: ‹бир йаки икки боғқуч болсиму дозахқа сәвәб болиду› деди»[10].

қуран кәримниң көрсәтмиси бойичә закат вә сәдиқә муну айәттә көрситилгән шәхсләргә һалал болиду: «закат пәқәт пеқирларға, мискинләргә, закат хадимлириға, диллирини (исламға) майил қилиш көздә тутулғанларға, қулларни азад қилишқа, (қайтуралмайдиған) қәрздарларға, аллаһниң йолиға, йол хираҗитидин айрилип қалған мусапирларға берилиду»[11].

һазир иқтисадий йардәмгә моһтаҗ болуватқанлар асасән икки түрлүк кишиләр болуп, улар пеқирлар билән мискинләрдур.

 пеқир — пул-мели закат айриш өлчимигә йәтмигән күндилик турмушида йардәмгә еһтийаҗлиқ кишиләрни көрситиду.

мискин — һечқандақ мал - мүлки, һәтта йетип қопидиған өй - җайиму йоқ һаҗәтмән дегәнликтур. мискинниң әһвали пеқирниңкидин начар болиду.

аз болсиму аилисиниң йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, дора-дәрмәк, пәрзәнтлирини оқутуш, аилисидикиләрни давалитиш қатарлиқ чиқимлириға йәткүдәк иқтисади бар адәм пеқир йаки мискин катигорийәсигә кирмәйду. шуңа, уларниң хәйрийәт җәмийәтлиридин йаки шәхсләрдин йардәм елиши һалал әмәс, шундақла уларға закат йаки сәдиқә бериш дурус болмайду. бундақ кишиләрниң закат йаки сәдиқә йейиши һалал әмәс. йемәк-ичмәк, кийим –кечәк, дора-дәрмәк қатарлиқ барлиқ еһтийаҗлар һалалдин болмиса, дуа иҗабәт болмайду, һәтта ибадәтниң қобул болмаслиқ хәвпи бар. шуңа, турмушта һалал- һарам мәсилисигә әһмийәт бериш наһайити муһим. һалалниң һесаби, һарамниң азаби бар.

төвәндикиләргә йардәм һалал болиду:

1.  гәрчә өзи йаш, күчи бар болсиму, иш тапалмиғанлиқтин йаки тапқан пулини аилисиниң еһтийаҗлириға йәткүзәлмигәнликтин вә йаки пәрзәнтлирини оқутуш үчүн хираҗәт тапалмиғанлиқтин, хәйрийәт җәмийәтлири йаки шәхсләрдин йардәм алған кишиләр һарам йегән саналмайду, уларға закат вә сәдиқә һалал болиду.

2.  гәрчә өзи йаш болсиму, кесәл вә башқа сәвәбләрдин ишләшкә қадир болалмиған кишиләр мәйли хәйрийәт җәмийәтлиридин болсун йаки шәхсләрдин болсун йардәм алса һалал болиду.

3.  йашинип қалғанлиқтин ишләшкә қадир болалмиған, баққучисиму болмиғанлиқтин йоқсуллуқ тартип қалған кишиләргә закат вә сәдиқә беришкә болиду. улар қайсибир тәрәптин йардәм алса һалал болиду.

һәким ибни һизам рәзийәллаһу әнһу ривайәт қилип мундақ дәйду: «мән пәйғәмбәр әләйһиссаламдин пул-мал сориған идим, бәрди. йәнә соривидим, йәнә бәрди. үчинчи қетим соривидим, йәнә бәрди. андин маңа мундақ деди: ‹и һәким! пул-мал дегән адәмни қизиқтуридиған татлиқ нәрсә. кимки уни қанаәтчанлиқ билән алса, бәрикәт қилиду, ачкөзлүк қилип алса, бәрикәт қилмайду. бундақ адәм йәп тоймайдиған адәмгә охшайду. бәргән қол алған қолдин йахшидур›. мән пәйғәмбәр әләйһиссаламға: ‹йарәсулуллаһ! силини һәқ дин билән әвәткән аллаһниң нами билән қәсәм қилимәнки, силидин кейин һечкимдин бир нәрсә алмаймән› дедим»[12].

пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабилири вәһйи тәрбийәси билән тәрбийәләнгән затлар болуп, мал – дунйа уларниң йүрикидә әмәс қолида, бешида әмәс, айақлири астида иди. шуңа, улар мал - дунйани ислам дәвитини күчләндүрүш вә башқиларға йардәм қилиш үчүн ишлитәлигән.

пәйғәмбәр әләйһиссалам уларни өзиниң иззәт вә һөрмитини сақлаш, башқиларға йүк болувалмаслиқ, еғирлиқини салмаслиқ, башқиларниң қолидики нәрсиләрни тәмә қилмаслиқ асасида тәрбийәләп чиққан болуп, улар мушу гүзәл әхлақи билән өз вақтида дунйа хәлқиниң устазлириға айланған. нурғун кишиләр уларниң гүзәл әхлақидин тәсирлинип иман ейтқан вә уларға әгәшкән.

бәзи ривайәтләрдә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабилиридин кишиләрдин бир нәрсә соримаслиққа әһдә алғанлиқи байан қилинған. әвф ибни малик әл әшҗәий рәзийәллаһу әнһу ривайәт қилип мундақ дәйду: «биз йәттә, сәккиз йаки тоққуз киши пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенида олтураттуқ. пәйғәмбәр әләйһиссалам бизгә: ‹аллаһниң пәйғәмбиригә бәйәт қилмамсиләр?› дегән сөзни үч қетим тәкрарлиди. биз қоллиримизни ечип: ‹силигә бәйәт қилдуқ и аллаһниң пәйғәмбири! немигә бәйәт қилимиз?› девидуқ. пәйғәмбәр әләйһиссалам: ‹аллаһқа һечнәрсини шерик кәлтүрмәй ибадәт қилишқа, бәш вах намаз оқушқа, итаәт қилишқа вә кишиләрдин нәрсә соримаслиққа бәйәт қилиңлар› деди. биз шуниңдин кейин аримиздин бирәрсимизниң қамчиси йәргә чүшүп кәтсә, ‹шуни елип бериң› дейиштәк иштиму кишиләрдин йардәм соримайдиған болуп кәттуқ»[13].  имканқәдәр кишиләрдин йардәм соримаслиқ вә һәрким өз күчигә тайинип иш көрүш ислам динимиз тәрғип қилған гүзәл әхлақ болуп, бәргәнләр һәр заман алғанлардин һөрмәтлик вә иззәтлик болуп кәлгән. қуйаш йоруқлуқ вә иссиқлиқ бәргәнлики үчүн шунчилик йеқимлиқ вә сөйүмлүктур. тәбиәт өзиниң гүзәл мәнзириси билән  инсанларға һузур беғишлиғанлиқи үчүн сөйүмлүк вә қәдирликтур. инсанларму елиш арқилиқ әмәс, бәлки бериш, тәқдим қилиш арқилиқ сөйүлиду, қәдирлиниду. тарихтин бери алғанларниң әмәс, бәргәнләрниң нами йадлинип кәлмәктә. вәтән үчүн иссиқ җени вә пул- мелини тәқдим қилғанланиң һәйкәллири тиклинип, намлири йадлинип кәлгән. инсанийәт тарихида, башқиларға йүк болуп йашиғанларниң, бериштә йоқ, елишта барларниң нам –нишани қалғини йоқ. әксичә, бәргәнләрниң, мәрдләрниң вә сехийләрниң нам-шөһрити әсирләрдин бери хатирлинип кәлмәктә.

пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә: «кимки өзини пак тутидикән, аллаһ уни пак қилиду. кимки кишиләрдин бир нәрсә сораштин сақлинидикән, аллаһ уни башқиларға моһтаҗ қилмайду»[14] дәп көрсәткән. һәқиқәтән, һаҗәтлирини аллаһтин башқисидин тилимигән, өзигә тайанған кишиләрни аллаһ таала өз дәргаһидин мукапатлайду, уларниң барлиқ еһтийаҗлирини һәл қилип бериду, уларға қанаәттин ибарәт түгимәс байлиқ ата қилиду, кишиләр алдида иззәт - һөрмитини зийадә қилиду.


[1] имам бухари ривайити.
[2] сүрә бәқәрә, 276- айәт.
[3] сүрә муминун, 51 – айәт.
[4] сүрә маидә, 88 ـ айәт
[5] имам муслим ривайити.
[6] имам бухари вә муслим ривайити.
[7] «мнақб алإмам أحмд», 255- бәт.
[8] имам муслим әивайити.
[9] имам муслим ривайити.
[10] имам бухари вә муслим ривайити.
[11] сүрә тәвбә, 60- айәт.
[12] имам бухари вә муслим ривайити.
[13] имам муслим ривайити.
[14] имам бухари вә муслим ривайити.