совғитим қуран болсун!

 
әссаламу әләйкум әзиз хәлқим! һәммиңларға аллаһ тааланиң рәһмити, мәғпирити вә бәрикити мол болсун!
 
көзимизниң нури, қәлбимизниң баһари, динимизниң дәстури, ислам қануншунаслиқиниң әң асаслиқ мәнбәси, тоғра йолниң йетәкчиси, һәқиқәтниң мәшили болған улуғ «қуран кәрим»ниң уйғурчә тәрҗимиси нәшрдин чиқти.
 
бу тәрҗимә пеқирниң 21 йиллиқ изчил әмгикиниң сәмәрәси болуп, 2019- йили тунҗи қетим нәшр қилинип, кәң мусулман хәлқимиз билән йүз көрүшкән иди. шуниңдин кейин, тәрәп-тәрәптин кәлгән тәләп вә тәклипләргә асасән, тәрҗимини қайта нәшр қилдурушни ойлаштуқ. шу мунасивәт билән көпрәк өлималарни қатнаштуруп тәрҗимини қайта көздин кәчүрүш қарариға кәлдуқ. 2020- йили 8- айдин башлап, қериндишим әбу бәкри қараҗим билән «қуран кәрим» тәрҗимисини көрүп чиқишқа башлап, һәр күнлүк көргән айәтләрниң тәрҗимисини шу ахшими бирликтә музакирә қилип орунлаштурдуқ, ахшамлиқ музакиримиз икки саәттин төт саәткичә давамлашти. шундақ қилип иккимиз тәрҗимини қайта көрүп чиққан болдуқ. музакирә қилиш җәрйанида, өзимиз қарарлаштурушта иккилинип қалған җайларни савақдишим вә достум доктор абдуләзиз рәһмәтуллаһ билән музакирә қилдуқ.
 
2021- йили 5- айда, истедатлиқ өлималиримиз ичидин бир гуруппа тәшкилләп, тәрҗимини қайта тәкшүрүп чиқишни қарар қилдуқ. шуниң билән истанбулдики өлималиримиздин атауллаһ хәлпәтһаҗим, әбу бәкри қариһаҗим, убулқасим қариһаҗим, муһәммәдимин қариһаҗим, абдулқәййум дамоллам қатарлиқлар мәзкур тәрҗимини тәкшүрүшкә талланған болуп, улар «өлималар бирлики»ниң рәиси дотсент доктор атауллаһ шаһйарниң башлап бериши билән бирликниң ишханисида иш башлиди. улар 2021- йили 6- айниң 1- күнидин 7- айниң 20- күнигә қәдәр әтигән саәт 8дин кәч саәт6гә қәдәр мунтизим ишләп, икки айға йеқин вақит ичидә бу ишни ғәлибилик тамамлиди. улар айәтләрниң тәрҗимиси һәққидики пикир-тәклиплирини тәпсилий җәдвәл қилип тәқдим қилди.
 
сәуди әрәбистандин муса дамоллаһаҗим билән достум вә савақдишим абдуләһәд һафиз һәрбири тәрҗимини баштин ахир өз алдиға толуқ көрүп чиқип, өзлириниң қиммәтлик пикир- тәклипилирини вә түзитишлирини тәқдим қилди. шуниң билән һәммә пикирләрни топлап, түзитишкә тегишлик җайларни түзитип нәшргә тәййарлидуқ.
 
мана бүгүн бу тәрҗимини силәргә тәқдим қилдуқ. һәқсиз тарқитилиду.
 
бу тәрҗимә «шәрқий түркистан өлималар бирлики»ниң ишханисида, сәфа көй қутадғубилик китабханисида вә зәйтинбурну тәклимакан китабханисида тақитилиду. сани чәклик, елишқа алдираң.
 
тәрҗимә устазниң «дин вә һайат» намлиқ тор бекитигә қойулди. оқуш, көчүрүш вә әвәтиш қатарлиқ мулазимәтлири наһайити илғар.
 
тор адреси: https://dinhayat.com
 
2023-йили 24-феврал