мубарәк рамизан ейини қандақ күтүвалимиз?

 
улуғ рамизан ейини толуп ташқан хошаллиқ вә толуқ бир тәййарлиқ билән күтүвелиш һәрбир мусулман үчүн шәрәптур. бу ай һәрбир мусулман үчүн, өзиниң мәнивийитини йүксәлдүрүш, өзидә йахшилиқ вә гүзәл әхлақларни йетилдүрүш пәйтидур. чүнки рамизан ейи «қуран кәрим» чүшүшкә башлиған, миң айдин йахши болған қәдр кечисини өз ичигә алған, барлиқ айлардин улуғ болған, ахирәтлик үчүн озуқ топлашниң әң йахши мәвсүми болған, роһанийлиқ билән толған бир мубарәк айдур.
 
һайатлиқ сәпири аллаһ таалаға кетип барған узун сәпәр болуп, адәттә биз һәр қандақ бир сәпәрни давамлаштуруш үчүн йетәрлик озуқ еливелишқа моһтаҗ болғинимздәк, бу һайатлиқ сәпиридиму ахирәтликимиз үчүн озуқ еливелишқа моһтаҗмиз. мәлумки, ахирәтликниң әң йахши озуқи тәқвалиқтур. аллаһ таала: «(ахирәтлик үчүн) озуқ еливелиңлар, әң йахши озуқлуқ тәқвалиқтур» дәйду.
 
худди адәттики сәпәрлиримиздә, йол бойи алдимизға чиққан май қачилаш понкитлиридин машинимизға май қачилап маңғинимиздәк,рамизан ейиға охшаш мәхсус ибадәт мәвсүмлиридә өзимизни роһий озуқлар билән озуқландуруп меңишимиз интайин зөрүрдур.
 
роза инсанниң ирадисини тавлайдиған, униңға сәврчанлиқини, меһри-шәпқәтни өгитидиған, уни камаләт дәриҗилигә йүксәлдүридиған тәрбийә характерлиқ ибадәт болуп, инсан йилда бир айлиқ роза сайисида өзиниң һиммити вә тиришчанлиқиға йариша мол һосул алиду.
 
рамизан ейи аллаһ тааланиң рәһмити мол йағидиған, гунаһлар мәғпирәт қилинидиған, бәндиләр дозахтин азат қилинидиған улуғ айдур. бу ай келиштин аввал аллаһ тааладин бу айға сақ-саламәт ериштүрүшини тиләп дуа қилиш, рамизан еийидин қандақ қилип йахши пайдилинип, аллаһниң рәһмәт вә мәғпиритигә еришиш үчүн пилан түзүш, рамизан кәлгәнәдә, бу мубарәдк айға сақ-саламәт еришкәнликигә наһайити хушал болуш, рәббигә чәксиз шүкүр қилиш, бәлки бу рамизан һайатимдики әң ахирқи рамизан болуп қелиши мумкин дегән әндишә билән мумкинқәдәр көп ибадәтләрни қиливелишқа тиришиш, гунаһлириға тәвбә-истиғфар ейитип, буниңдин кейин тәқвадар болуп, пәзиләтлик һайат кәчүрүшкә аллаһ таалаға вәдә бериш толиму йахшидур.
 
рамизан ейи роһимизни тәрбийәләйдиған, уни йүксәлдүридиған мәктәп болуп, биз мусулманлар рамизан сайисида әхлақимизни ислаһ қилимиз, гунаһлиримизни йуйимиз, савабимизни көпәйтимиз, нәпсимизни йиғишни, өзимизни контрол қилишни вә сехийлиқни өгинимиз. әбу һурәйрә рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки, пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дигән: «кимки рамизан розисини чин имани билән, аллаһ тааладин саваб күтүш мәхситидә тутидикән, униң бурун қилған гунаһлири мәғпирәт қилиниду» . бу һәдистики: «имани билән» дигән сөзниң мәниси: аллаһ тааланиң роза тутқан бәндилиригә ата қилидиған әҗир вә саваблар һәққидә қилған вәдисигә чин ишәнгән һалда роза тутса дигәнликтур. рамизан ейи йәнә дуала иҗабәт болидиған айдур. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән:«үч хил кишиниң дуаси рәт қилинмайду: роза тутқан кишиниң иптар вақтида қилған дуаси, адаләтлик падишаһниң вә зулумға учриған кишиниң дуаси» . рамизан ейиниң шарапити вә улуғлиқидин буайда ада қилинған өмрә худди һәҗ пәрзини ада қилғанға охшаш саваблиқтур. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу һәқтә мундақ дегән: «рамизан ейида ада қилинған өмрә (саваб җәһәттә) һәҗ қилғанға охшаштур» .
 
рамизан ейи қуран ейидур
 
пәйғәмбәр әләйһиссалам «қуран кәрим»ниң пәзилити һәққидә мундақ дегән: «аллаһ мушу китаб (қуран) билән бир түркүм кишиләрниң мәртибисини йуқири қилса, йәнә бир түркүм кишиләрниң мәртибисини төвән қилиду»( ).
 
қуран кәримниң улуғлиқидин униң мәнисини билсун ـ билмисимун, униң ләвзини тилавәт қилған адәм чоқум савабқа еришиду. аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду: «шүбһисизки, аллаһниң китабини тилавәт қилип туридиғанлар, намазни ада қилидиғанлар вә биз ризиқ қилип бәргән нәрсиләрни (аллаһниң разилиқи үчүн) йошурун вә ашкара сәрп қилидиғанлар һәргиз касат болмайдиған тиҗарәтни үмид қилса болиду. чүнки аллаһ уларниң мукапатини толуқ бериду вә мәрһәмитидин уларға ашуруп бериду. шүбһисизки, аллаһ һәқиқәтән мәғпирәт қилғучидур, аз йахшилиққа көп саваб бәргүчидур»( ).
 
пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «қуран оқуңлар, қуран өзини оқуғанларға қийамәт күни шапаәт қилған һалда келиду»( ).
 
пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «қуран оқуп туридиған мөмин худди утруҗ дегән мевигә охшайду, униң пуриқи хушбуй, тәми татлиқ келиду. қуран оқуп турмайдиған мөмин хормиға охшайду, униң пуриқи йоқ, әмма тәми татлиқтур. қуран оқуп туридиған мунапиқ рәйһанға охшайду, униң пуриқи хушбуй, әмма тәми аччиқтур. қуран оқуп турмайдиған мунапиқ (йава) хәмәккә охшайду, униң пуриқиму йоқ, тәмиму аччиқтур»( ).
 
шүбһисизки, қуран тилавәт қилиш, тәкбир, тәһлил, тәсбиһ вә дуадинму әвзәл ибадәттур. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «аллаһ таала ‹қуран тилавәт қилиш вә маңа зикир ейтиш билән мәшғул болғанлиқтин мәндин һаҗитини соралмиған бәндәмгә, сориғанларға бәргинимдинму йахширақини беримән› деди. аллаһниң калами болған қуран кәримниң башқа сөзләрдин улуғлиқи, худди аллаһниң бәндилиридин улуғлиқиға охшаштур»( ).
 
қуран кәримни аңлашму катта ибадәтләр қатаридин санилиду. аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду: «аллаһниң рәһмитигә еришишиңлар үчүн, қуран оқулған чағда, уни диққәт билән аңлаңлар вә(сөз қилмастин) җим туруңлар»( ).
 
қуранни оқуш, йадилаш, мәнисини чүшиниш, уни башқиларға өгитиш вә униң әһкамлирини өгиниш һәм әмәл қилиш билән шуғулланғучилар инсанларниң әң саадәтмәнлири вә әң сәрхиллиридур. пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә: «силәрниң әң йахшилириңлар қуранни өгәнгән вә өгәткәнләрдур»( ) дәп көрсәткән.
 
пәйғәмбәр әләйһиссалам мусулманларни қуран оқушни өгинишкә тәшәббус қилип мундақ дегән: «қуранни маһирлиқ билән оқуйдиған адәм һөрмәтлик пәриштиләр билән биргә болиду. көкүл қойсиму уни тәсликтә қийнилип оқуған кишигә икки һәссә артуқ саваб берилиду»( ).
 
қуран оқуғанда көз йеши қилишниң пәзилити чоңдур. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «һәқиқәтән бу қуран ғәмкинлик билән чүшти, уни оқуғиниңларда йиғлап туруп оқуңлар, әгәр йиға кәлмисә, өзара йиғлишиңлар. уни чирайлиқ аһаңда оқуңлар. кимки қуранни чирайлиқ аһаңда оқумайдикән, у биздин әмәс»( ).
 
аллаһ таала пәрзәнтлиригә қуран кәримни оқушни вә униң тәлиматлириға әмәл қилишни өгәткән ата ـ аниларниңму мукапатлирини толуқ бәргүчидур. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «кимки қуран оқуйдикән вә униң тәлиматлири бойичә иш көридикән, аллаһ таала қийамәт күнидә униң ата ـ анисиниң бешиға қуйашниң нуридинму нурлуқ таҗини кийгүзиду»( ).
 
қуран оқушниң әдәплири
 
1. қуранни таһарәт билән оқуш. қуранни таһарәт билән оқуш шәрт әмәс, шундақтиму таһарәт билән оқуса йахши. әмма җунуп киши йаки һәйздар айал таһарәтсиз оқуса болмайду.
 
2. қуран оқуштин бурун أعُоذُ бِаллهِ мِнَ алшَّйْطَанِ алрَّҗِйْмِ дәп шәйтанниң вәсвәсә қилишидин аллаһқа сеғинип панаһ тиләш. аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду: «сән қуран оқумақчи болғиниңда, қоғланди шәйтанниң (вәсвәсисидин) аллаһқа сеғинип панаһ тилигин»( ).
 
3. қуранни чирайлиқ авазда оқуш. пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «қуранни чирайлиқ авазда оқуңлар»( ).
пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә мундақ дегән: «аллаһ таала һеч бир нәрсигә қуранни йуқири авазда чирайлиқ аһаң билән оқуған пәйғәмбәргә қулақ салғинидәк қулақ салған әмәс»( ).
 
4. қуранниң мәнисини билмисиму, аллаһ маңа сөзләватиду дегән етиқадта туруп, ихлас билән оқуш. «улар пәқәт ибадәтни аллаһқа халис қилған, һәқ динға етиқад қилған һалда (йалғуз) аллаһқила ибадәт қилишқа буйрулди»( ).
 
5. қуранни қуран оқуш қаидилиригә риайә қилип, очуқ, данә- данә оқуш. «қуранни данә _ данә, очуқ оқуғин»( ).
 
6. қуанни еғизни мидирлитип оқуш лазим. чүнки еғизни мидирлатмай, көңлидә оқуш қуран оқушқа кирмәйду. чүнки аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламни вәһйи чүшүватқан чағда уни оқушқ аалдирап тилини мидирлитиштин мәни қилған. буниңдин чиқидуки, тилни мидирлитип оқуш уни оқуғанлиқ, ичидә оқуш оқумиғанлиқтур.
 
7. қуранни имканқәдәр қуранға қарап оқуш. қуран бар йәрдә, уни қурандин оқумай телефондин оқуш йахши әмәс, чүнки қуранға қарашниң өзиму ибадәттур.
қуранни қандақ оқуш керәк?
 
шәксизки, қуранни аллаһ таала маңа сөзләватиду, маңила хитаб қиливатиду, дегән һес – туйғу билән, вайиға йәткән мәсулийәт туйғуси билән оқуш керәк. әбулһәсән нәдәви ислам шаири муһәммәд иқбал һәққидә мундақ дәйду: «әлламә муһәммәд иқбалниң қуран тилавәт қилиш услуби башқиларниң услубиға охшимайтти. у мушу услубниң бәрикити билән қуранниң һалавитини әң толуқ тетийалиған вә униң сайисида һузурлуқ һайат кәчүргән шәхсләрниң биридур.
 
әлламә иқбал өзи тоғрулуқ мундақ дәп йазған икән:«мән һәр әтигини бамдат намизидин кейин қуран оқушни адәт қиливалған идим. һәр күни дадам мәндин немә қиливатисән? дәп сорайтти. мән «қуран оқуватимән»дәп җаваб берәттим. дадам һәр күни шу бир хил соалнила сорайду, мәнму шу бир хил җавабнила беримән. бир күни мән дадамдин «дада һәр күни қуран оқуватқинимни көрүп туруп йәнә мәндин немә қиливатқинимни сораштин зерикмидиңизму? »дәп соривидим. дадам маңа «балам! мән саңа қуранни худди саңа чүшкәндәк оқуғин декчи идим» деди. шуниңдин кейин, мән қуранни худди аллаһ таала маңа маңа хитаб қиливатқандәк һес-туйғу билән уни чүшинип оқуйдиған болдум. униң парлақ нуридин вә җәвһәрлиридин мениң шеирий әсәрлирим барлиққа кәлди.»
 
җанаби аллаһ таала һәммиңларниң розисини қобул қилғай, йахши әмәллириңларни қобул қилғай, амин.
 
2023-йили 22-март