ана вәтинимиздики бәзи мәшһур илим йуртлири

 
ханлиқ мәдрәсә
 
қәшқәр «ханлиқ мәдрәсә» сәидийә ханлиқиниң сәккизинчи султани абдуллахан(1639 – йилдин 1652 – йилғичә тәхттә олтурған) тәрипидин 1641 – йили бина қилдурулған болуп, әйни заманда уйғур маарипини йүксәлдүрүштә алаһидә рол ойниған мәдрәсәдур.
 
әйни вақитларда ханлиқ мәдрәсәләр әң алий билим йуртлири һесаблинатти. болупму хотән, йәкән, қәшқәргә охшаш чоң мәркизий шәһәрләрдә бундақ билим йуртлирини бина қилдуруш шәрт қилинғач һәм көпинчә ханлиқлар вә ханлиқларда ишләйдиған мәшһур әрбаблар, мушавирлар, алимларниң тәшәббус – иштираклири билән қурулидиған болғач, мәдрәсәләрниң намиму шу кишиләрниң исим – шәрипи йаки мушу мәркизий шәһәр нами билән атилатти. қәшқәрдики «ханлиқ мәдрәсә»му ханлиқ орда турушлуқ шәһәрдә қурулғачқа, мәдрәсәниң малийиси, мәблиғи вә түрлүк хираҗәтлири чәклик һалда падишаһлиқ хәзинидин чиқим қилинип, аз қисми һәр қайси вәқипләрниң тәминат бериши билән толуқлинатти. шуңлашқа, бу мәдрәсәниң иқтисади мәдрәсә коллектипи бәлгилигән «мутәвәлли»ләр арқилиқ башқурулатти.
 
«ханлиқ мәдрәсә» пүтүн уйғур ели бойичә алий билим йурти болуп, униңға мәмликәтниң һәрқайси җайлиридин илим тәләп қилғучилар келипла қалмастин, бәлки кәшмир, пакистан, афғанистан, оттура асийаниң сәмәрқәнд, қоқан, пәрғанә, нәмәнган қатарлиқ җайлиридин талиплар келип оқуған.
 
қәшқәр«ханлиқ мәдрәсә»ниң дәсләпки йасалған қурулушини һесабқа алмиғанда җәмий төт қетим ремонт қилинған. биринчи қетим милади 1805 – 1806 – йиллири (һиҗрийә 1220 – йили) қәшқәрниң чоң ақсақили абдуварис бәг; иккинчи қетим милади 1844 – йили (һиҗрийә 1260) қәшқәрлиқ муһәммәд садиқ әләм ахунум; үчинчи қетим милади 1905 – 1906 – йили (һиҗрийә 1323 – йили) қәшқәрлик чоң бай мусабайоп; төтинчи қетим милади 1936 – 1937 – йиллири (һиҗрийә 1355 – йили) мәһмуд муһәммиди қатарлиқ кишиләр ремонт қилдурған.
 
қәшқәр «сачийә» мәдрәсәси
 
10- әсирниң оттурилирида, йәни султан сутуқ буғраханниң вақтида қәшқәрдә мәшһур (мәдрәсәи сачийә»(сач — қәдимки уйғур тилидики сөз болуп, сечиш, йейиш, илим – пәнни кеңәйтиш қатарлиқ мәниләргә игә) қурулған болуп, даңлиқ әдиб җамалиддин қәшқәри қатарлиқ өлималарниң дәрс башлиши билән ечилған. 1057– йили атушта бу мәктәпниң шөбә дарилфунуни қурулған.
 
«сачийә» мәдрәсәси шу дәврдики омумлашқан илмий вә тиббий мәктәп болуп, оттура әсирдә йаврупада қурулған һәм һазир дунйада алдинқи қатарда санилидиған париж университети (1200 – йили франсийидә қурулған) оксифорт университети (1200 – йили әнглийидә қурулған) қатарлиқ алий билим йуртлиридинму үч әсир илгири қурулған. бу мәктәп қурулғандин кейин қараханийлар тәвәсидики нурғунлиған мәрипәтпәрвәр кишиләрниң билим игилиши үчүн йахши имканийәт йаритилған.
бу мәктәптә шу вақитларда һөсәйин ибни хәләф қәшқәри, сәйид җалалидин бағдади, хоҗа йақуп сүзүки, имамидин қәшқәри, һөсәйин пәйзулла, җамалидин қәшқәри, рәшид ибни әли қәшқәри қатарлиқ нурғунлиған нопузлуқ әрбаблар һесаб, йунан пәлсәписи, тилшунаслиқ, ислам әқидиси, астрономийә, тибабәтчилик, илмий мәнтиқ, тарих, илмий роһ, уруш тактикиси қатарлиқ иҗтимаий вә тәбиий пәнләрдин дәрс бәргән. бу мәктәптә йәнә кутупхана тәсис қилинған болуп, нурғунлиған мәшһур китаблар тема қилинип, оқуғучиларниң өгинишигә әвзәл шараит һазирлап берилгән. «сураһ» намлиқ әсәрниң аптори җамал қарши өз китабида җәвһәрниң «суһаһ» намлиқ төт томлуқ китабини мушу мәктәпниң кутупханисидин елип пайдиланғанлиқини йазған.
 
сачийә мәдрәсәсиниң қурулуши қараханийлар зийалийлириниң вә илим һәвәскарлириниң бухара қатарлиқ җайларға берип илим тәһсил қилиш қийинчилиқиға хатимә бәргән. нурғунлиған зийалийлар йол азаби вә мусапирчилиқ дәрдидин бир йолила қутулуп, өзиниң илимгә болған тәшналиқини мушу мәктәптә қандурған. уларниң арисидин нурғунлиған алимлар, тарихшунаслар, шаирлар, сийасий әрбаблар вә һәр тәрәплимә билимгә игә истидатлиқ кишиләр йетишип чиқип, уйғур мәдәнийәт тарихида өчмәс изларни қалдурған. бу илим йуртиниң җаһанға тонулуши билән оттура асийадин нурғун илим һәвәскарлири келип илим тәһсил қилған. қәшқәр өзиниң бу илим очиқи билән пүткүл шәрқ дунйасиға тонулуп «сани бухара» (иккинчи бухара) дегән намға еришкән.
 
қәшқәр сақийә мәдрәсәси
 
қәшқәр сақийә мәдрәсәси (илимгә тәшна болғучиларни суғарғучи билимгаһ дегән мәнидә болуп) миладийә1630-йили хәйр-сахавәтчи айал бәһригүл бануниң шәхсий мәбләғ селиши билән бина қилинған. 1911-йилиға кәлгәндә, катта бай баһавуддин байниң башчилиқида мәдрәсәниң дәрвазиси, дәрваза теми, мәсҗиди йеңиланғандин ташқири, пәләмпәйниң икки тәрипидики һуҗрилар икки қәвәтлик қилип йасалған.
 
сақийә мәдрәсәси әң атақлиқ мәдрәсә «ханлиқ мәдрәсә» дин қалсила бир қәдәр алаһидә орун тутқан мәдрәсә болуп, орни «ханлиқ мәдрәсә»ниң җәнубиға җайлашқан. әйни вақитта бу мәдрәсәдә хотән, ақсу, турпан, қумул, или, алтай, чөчәк қатарлиқ җайлардин талиплар келип илим тәһсил қилған. өз вақтида сақийә мәдрәсәсигә тәвә37йүрүш қурулуш бар болуп, буниң ичидә 56 еғиз һуҗра, 9 еғиз дәрсхана, бир мәсҗид болғанниң сиртида, 500мо терилғу йери, 6 орунда сарай, 16 еғиз дукан, 10 егиз өй, чоң бир бағ қатарлиқ вәқип мүлки бар иди. бу мәдрәсә аллибурун бузуп ташланған болуп, 1991-йили униң орниға қәшқәр вилайәтлик диний мәктәб тәсис қилинған.
 
лүкчүн мәдрәсәси
 
турпан дийарида ислам дини 14-әсирдә толуқ йилтиз тартип болған. турпан районидики лүкчүн дегән җайда тунҗи ислам билим йурти 1568-йили тәсис қилинған болуп, униңға«лүкчүн җаһаннамә мәдрәсәси» дәп нам бәргән. бу мәдрәсәни лүкчүн ханлиқ ордисиниң әмәлдарлириниң қоллап-қуввәтлиши билән әлламә әли ахунум дегән киши қол селип бина қилдурған. әйни вақитта бу мәдрәсәдә һәр қайси җайлардин кәлгән талиб илимләр илим тәһсил қилған икән. бу мәдрәсә аллибурун бузуп ташланған болуп, һазир униң изи қалмиған.
 
дамику пунақ мәдрәсәси
 
пунақ мәдрәсәси 1938-йили чира наһийисиниң дамику районидики пунақ дегән җайда қасим һаҗим дегән кишиниң тәшәббуси вә мәбләғ чиқириши билән катта олима мәрһум абдураһман қариахунумниң қан-тәр аққузуп тинимсиз ишлиши билән тәсис қилинған болуп, оқутуш усулиниң илғарлиқи, оқутилидиған дәрсликләрниң мәзмун җәһәттики моллиқи вә чоңқурлиқи билән мәшһурдур.
 
абдураһман қариахунум һазирқи өзбекистанниң әнҗан вилайитидин болуп, өткән әсирниң 30-йиллири уйғур дийариға көч етип келип, хутән вилайитидә йәрлишип қалған. 1935-йилидин башлап дамику пунақ мәдрәсәсигә ул селип ахири уни пүттүрүп чиққан вә шу мәдрәсәдә узун муддәт мудәррислик қилған. әйни вақитта бу мәдрәсәдә күнлүк оқуйдиған оғул-қизларниң сани 400дин ашатти. қарийлиқ вә алимлиқ үчүн йетип оқуйдиған талибларниң саниму көп болған.
пунақ мәдрәсәси шу районларда қизлар қобул қилинип оқутулған тунҗи мәдрәсә һесаблиниду. мундин башқа бу мәдрәсәниң оқутуш сәвийиси алаһидә йуқири, түзүми чиң, шараитиниң толуқлиқи билән даңқ чиқарған. бу мәдрәсә 1958-йилиғичә давам қилалиған.
 
пунақ мәдрәсәсидә илгири –кейин болуп 3000дин көпрәк талип оқуш пүттүрүп чиққан. бу мәдрәсәдә оқуп чиққанлар һәр қайси вилайәт вә наһийиләрдә алаһидә һөрмәт қазанған затлардин болған. мәсилән: гулахмалиқ атақлиқ тевип вә теңиқчи ғази қариһаҗим, керийилик өлима җаппар қариһаҗим, алаһидә тонулған мәшһур тевип мәрһум муһәммәд қурбан қариһаҗим (пеқирниң устази), рузи қариһаҗим, шаир муһәммәд қасим зуһури қатарлиқ кишиләрниң һәммиси пунақ мәдрәсәсиниң талиблири иди.
 
керийә дөң мәдрәсә
 
дөң мәдрәсә йақуб бәдәвләт заманида, өзбекистанлиқ мирмуһәммәд һаҗимниң тәшәббускарлиқи вә мәбләғ пиқириши билән керийиниң базар ичи һейтгаһ мәһәллисидә қурулған болуп, көлиминиң чоңлиқи, қурулушиниң һәшәмәтлики, оқутуш шараитиниң йахшилиқи, оқутуш түриниң көп һәм йеңилиқи билән керийиниң мәдрәсә маарипида йуқири пәллә йаритипла қалмастин, пәнни маарипқиму пухта асас салған. дөң мәдрәсәдә өз вақтида хотән вилайитиниң һәр қайси наһийилиридин, чәрчән, чақилиқ қатарлиқ җайлардин талиплар келип илим тәһсил қилған, даимлиқ талиб 100дин кәм болмиған. дөң мәдрәсәдә илгири-кейин болуп 8000дин көпрәк талиб оқуп чиққан. бир өмүр авамниң кесилини һәқсиз көрүп, әрзан, адди ретсиплар билән кесәл давалиған вә уйғур миллий тибабәтчиликиниң сеһрий күчи һәм йуқири пәллисини намайан қилип, алаһидә шөһрәт қазанған алим әһмәд һаҗим, «түрки тиллар дивани»ни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилип түзүшкә қатнашқан мәшһур тәтқиқатчи, тилшунас алим осман һаҗим қудуқ қатарлиқлардин башқа керийә наһийисидики алимлар, имам –хәтибләр вә оқумушлуқ пишқәдәм кадирлар, ишчи хизмәтчиләр һәммиси дөң мәдрәсәдә оқуп йетишип чиққанлардур.
 
дөң мәдрәсә 1958-йили тақиветилгәнгә қәдәр оқутуш ишлирини изчил давамлаштуруп кәлгән. 1980-йили дөң мәдрәсә мәсҗидиниң нами әслигә кәлгәндин кейин, җамаәт сақлинип қалған кона тамлиққа бадра, шах-шумба йейип намаз оқушқа башлиған. 1986-йили 300квадрат метир йәргә пишшиқ хиш, йағач қурулмилиқ қилип мәсҗид қайтидин бина қилинған. һазир бу мәсҗид өтмүшләрдә илим-мәрипәт булиқи болған дөң мәдрәсәниң мәсҗиди сүпитидә сақлинип кәлмәктә.
 
( дин вә һайат 2000 соалға җаваб) намлиқ әсәрдин елинди.