рамизанниң ахирқи он күниниң пәзилити

 
шәксизки, рамизанниң ахирқи он күни барлиқ күнләрниң вә кечиләрниң ичидә әң улуғ вә әң әһмийәтликтур. пәйғәмбәр әләйһиссалам рамизан айлирида ибадәткә қаттиқ бериләтти вә башқиларниму шундақ қилишқа тәшәббус қилатти. хусусән рамизанниң ахирқи онида ибадәткә қаттиқ берилишкә вә қәдир кечисини тепишқа буйруйтти. өзиму бу күнләрдә ибадәт үчүн өзини унтуған һалда киришип кетәтти . аишә рәзийәллаһу әнһадин ривайәт қилинидуки: «пәйғәмбәр әләйһиссалам рамизанниң ахирқи онида башқа күнләрдикидин бәк ибадәткә бериләтти» (муслим ривайити).
 
аишә рәзийәллаһу әнһа йәнә мундақ дәйду: «рамизанниң ахирқи они йетип келиши билән пәйғәмбәр әләйһиссалам айаллиридин узақлишип, ибадәт биләнла мәшғул болатти, кечилири ухлимайтти, аилисидикиләрни кечилири ибадәт қилишқа уйғитатти» (бухари ривайити).
 
йәнә бир һәдистә мундақ дейилгән: «рәсулуллаһ рамизанниң ахирқи онида етикап қилатти вә рамизанниң ахирқи он күниниң тақ кечилиридә қәдир кечисини тепишқа тиришиңлар! дәп мусулманларни тәшәббус қилатти» (бухари ривайити).
 
аишә рәзийәллаһу әнһадин ривайәт қилинидуки, у мундақ дәйду: «мән рәсулулладин,- әгәр мән қәдир кечисиниң болидиған вақтини байқисам, бу кечидә немә дәп дуа қилсам болиду?-дәп соривидим, умаңа муну дуани үгәткән: аَллَّهُмَّ аِнَّкَّ عَфُоٌّ тُحِбُّ алْعَфْоَ фаَعْфُ عَнّйِ йәни «и аллаһ! сән һәқиқәтән гунаһларни әпу қилдиған вә әпу қилишни йақтуридиған илаһимсән, гунаһлиримни әпу қилғайсән» (тирмизи ривайити).
 
қәдир кечисиниң пәзиләтлири
 
аллаһ таала қәдир кечисини улуғ қилип, уни рамизанниң башқа кечилиридин алаһидә шәрәплик вә хәйрлик қилип бәлгилиди. чүнки бу кечә қуран кәримниң нури тунҗи қетим йәршарида парлашқа башлиған бир кечә иди. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу кечиниң рамизанниң ахирқи он күнидики тақ кечиләрниң биридә болидиғанлиқидин хәвәр бәргән вә бу кечини тепиш үчүн рамизанниң ахирқи онида ухлимай ибадәт қилишқа тәшәббус қилған һәм өзиму шундақ қилған. чүнки бу кечидә қилинған әмәл- ибадәтләр пәзиләттә вә савабта миң айлиқ әмәл- ибадәттин артуқтур. аллаһ таала қуран кәримдә: ﴿қәдир кечиси (пәзиләт вә савабта) миң айдин артуқтур ﴾ дәйду (қәдир сүриси 3- айәт).
 
демәк, қәдир кечиси миң айға тәң болған икән, у бир инсанниң өмридин 83 йилға тәң болған болиду. әгәр бир инсан 83 йил һәмишә ибадәт билән мәшғул болған тәқдирдиму, биримизниң қәдир кечисини ибадәт билән өткүзгинимизниң саваби аллаһ тааланиң дәргаһида 83 йиллиқ ибадәттин әвзәлдур, әлвәттә.
 
шубһисизки, қуран кәримниң парлақ нури исанийәтниң қәлбигә нур чечишқа башлиған бу кечә башқа һәрқандақ кечиләрдин улуғ вә шәрәпликтур. һечқандақ кечә униңға тәң болалмайду. лекин шуни йахши билиш керәкки, һәрқандақ улуғ айниң, һәрқандақ улуғ күн йаки кечиниң вә һәрқандақ улуғ саәтниң улуғлиқи вә йахшилиқлири, пәқәт униң улуғлиқини билип, уни қәдирләп, униңдин пайдилиналиған кишиләр үчүндур. әмма бу кечини қәдирлимәй, өзиниң ғәпләт уйқусида җимиқип қалған кишиләр үчүн бу кечиниң башқа кечиләрдин һечбир пәрқи йоқтур.
 
қәдир кечиси ислам миллитигә берилгән имтийаздур
 
имам хәттабий қәдир кечисиниң аллаһ таала тәрипидин ислам миллитигә мәхсус ата қилинған бир катта имтийаз икәнликигә пүтүн ислам алимлириниң бирдәк иттипақи болғанлиқини байан қилиду. чүнки аллаһ таала бу кечини қуран кәрим билән шәрәпләндүрди. қуран кәрим болса, ислам миллитиниң әң мөтүвәр дәстуридур. имам малик өзиниң « әлмувттәء» намлиқ әсиридә мундақ дегән: «пәйғәмбәр әләйһиссаламға өзидин бурун өткән уммәтләрниң йашиған өмүрлири көрситилгәндин кейин, у өзиниң үммәтлириниң өмриниң бурунқиларниң өмригә нисбәтән қисқа икәнликини көрүп, үммәтлириниң бу қисқа өмридә бурунқиларниң қилған йахши әмәллирини қилалмайдиғанлиқидин әнсиригәндә, аллаһ таала униң үммитигә миң айдин йахши болған қәдир кечисини ата қилған ».
 
аллаһ таала бу кечиниң қайси кечидә икәнлик вақтини бизгә мәлум қилмиған. бу, кишиләр шу кечини тепиш мәқсити билән рамизан кечилириниң һәммисидә ибадәткә берилсун үчүн иди. шуниңдәк аллаһ таала җүмә күнидики дуа иҗабәт болидиған саәтни вә қуран кәримдики уни оқуп немә тилсә берилидиған исмуләзәмни бизгә билдүрмигән. буму кишиләрниң дуа иҗабәт болидиған саәтни вә исмуләзәмни тепиш үчүн һәрвақит дуа қилсун вә қуран оқусун үчүн иди. әгәр қәдир кечисиниң вақти, дуа иҗабәт болидиған саәт вә исмуләзәм ениқ билдүрүлгән болса иди, кишиләр қәдир кечисидила ибадәт қилишқа, шу саәттила дуа қилишқа, исмуләзәмнила оқушқа үгинвелип, башқилириға әһмийәт бәрмигән болатти.
 
етикап вә униң пәзилити
 
етикап- аллаһ таалаға ибадәт қилиш ниийти билән мәсҗидтә олтуруш демәктур. етикап қилишни дәсләп пәйғәмбәр әләйһиссалам башлиған. етикапни һәрқандақ вақитта қилса болиду. әмма рамизанда қилиш сүннәттур. пәйғәмбәр әләйһиссалам һәр йили рамизанниң ахирқи он күнидә мәсҗидтә өзи йалғуз олтуруп етикап қилатти. кейин униң айаллири, андин саһабилар етикап қилишқа башлиған. шундақ қилип, етикап ислам динида әң пәзиләтлик әмәлләрдин болуп орун алған. етикап аллаһ тааланиң разилиқиға еришиш мәқсити билән, пүтүн дунйалиқ ишлардин қол үзүп, мәсҗидтә олтуруп түрлүк ибадәтләрни орунлаш арқилиқ әмәлгә ашидиған ибадәттур. әбу һурәйрә рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки: «пәйғәмбәр әләйһиссалам һәр йили рамизанниң ахирқи он күнидә етикап қилатти. у, вапат болуш алдидики йилқи рамизанда 20 күн етикап қилған иди» (бухари ривайити).
имам әтаий мундақ дегән: «етикап қилған киши, худди падишаһтин сорайдиған һаҗити болғанлиқтин, униң ишики алдида тәлмүррүп, һаҗитим рава болмиғичилик һеч кәтмәймән дәп турувалған кишигә охшаш болуп, у аллаһ тааланиң өйлиридин бири болған мәсҗидтә олтуриду вә гунаһлирим мәғпирәт қилинип, һаҗәтлирим рава болмиғичилик мәсҗидтин чиқмаймән, дәп етикапқа давам қилиду» («әлихтийар» дин).
 
етикапниң пәзиләтлири
 
етикапниң пәзиләтлири наһайити көптур. шуңа уни пәйғәмбәр әләйһиссалам һайатиниң ахириғичилик һеч тәрк қилмиған. у һайатиниң ахирқи йили етикапта көпрәк олтурған. буниң билән пәйғәмбәр әләйһиссалам бизгә етикапниң әһмийитини техиму ениқ билдүргән. чүнки инсан турмушниң тәләблири вә ғәпләтләр сәвәби билән гаһида аллаһ тааладин узақлишип қалиду, ахирәтлик үчүн тәййарлиқ көрүш ишлириға әһмийәт бәрмәйдиған болуп қалиду. етикап қилиш бундақ кишиләрниң аллаһ таала тәрәпкә қайтиши вә дунйаниң түгимәйдиған мәшғулатлиридин бираз болсиму азат болуп, өзиниң мәнивийтини күчәйтиши һәм йүксәлдүрүши үчүн әң йахши пурсәттур.
 
етикапқа зийан йәткүзидиған ишлар
 
етикап қилиш пәзиләтлик әмәл вә аллаһ таалаға йеқинлишишниң чоң пурситидур. әмма етикап қилимән дәп мәсҗидтә олтурувалған кишиләрниң көп санлиқи диққәт қилмиған бәзи хаталиқлар бар. улар:
 
1. пәрзәнтлириниң еһтийаҗлирини қайрип қойуп, өзинила ойлап мәсҗидкә кирип олтурувелиш. әслидә мумин адәмниң пүтүн һәрикити ибадәт болуши лазим. ибадәт мәсҗидила әмәс. адәм һәр ишни аллаһ тааланиң разилиқини көзләп, пәйғәмбәр әләйһиссалам көрсәткән бойичә қилса, мәйли у иш дунйалиқ иш болсиму, у адәм ибадәт ичидә болған болиду. шуңа етикап қилмақчи болған адәм аилисиниң барлиқ еһтийаҗини толуқлап берип, андин мәсҗидкә киривалса болиду.
 
2. нурғун кишиләр етикапта олтурсиму, йанфон қолидин чушмәйду, сотсийал медийадин айрилалмайду, бәзиси техи йутубтин видийо көриду. аллаһ таала биләнла болимән дәп, мәсҗидкә киривелип, дунйадики барлиқ инсанлар билән биллә болиду. бу қандақ етикап болсун? шуңа аллаһ таала үчүн етикап қилимән дәп мәсҗидкә киргән адәм мумкин болса йанфонни алмай кириши лазим вә қолида аллаһ тааланиң калами болған қуран кәримла болуши лазим.
 
3. йәнә нурғун етикапчилар бамдаттин кейин пишингичә, пишиндин әсигичә, йәнә бәзиси шамғичә ухлап өткүзиду. бундақлар өйидила ухлиса болмасму? тоғра, ухлаш керәк. әмма бир күнни ухлаш билән өткүзгән адәм қандақму өзини роза туттум, етикап қилдим дейәләйду? у шундақ санисиму, аллаһ таала қобул қиларму? буни ойлап көрүш керәк.
 
4. бәзи адәмләр турмастин башқилар билән телефонлишиду. сиз аллаһ таала билән болуш үчүн етикап қилған икәнсиз, чоқум пүтүн вақтиңизни аллаһ таалаға атишиңиз лазим. әгәр ундақ қилалмисиңиз, өйиңизгә берип ухлисиңизму сизгә гунаһ болмайду. чүнки сиз етикап қилишқа мәҗбур әмәс.
 
өйдә етикап қилишниң шәртлири
 
етикап қилишниң шәртлиридин биринчиси мәсҗидтә олтуруш болуп, етикап мәсҗидләрдила қилиниду. әмма һазирқидәк мәсҗидтә олтуруш имканийити болмиған шараитларда, өлималар төвәндики икки шәрт билән өйләрдә мәхсус җайни мәсҗид қилип, шу җайдила олтуруп етикап қилишни җаиз дәп қарайду:
 
1. өйдики намаз оқушқа хас қилинған ханә вә йаки җайдила олтуруш, зөрүрийәтсиз башқа ханиларға вә сиртқа қәтий чиқмаслиқ. чүнки етикап қилишниң шәртлиридин биринчиси мәсҗидтә олтуруштур. «мәсҗидтә етикапта олтурған чеғиңларда айаллириңларға йеқинчилиқ қилмаңлар» дегән айәт буни ипадиләйду.
 
2. өйидә етикап қилған адәм өзини мәсҗидтә олтурғандәк һес қилиши, намаз оқуш, қуран оқуш, дуа қилиш, зикир, тәсбиһ ейтиш дегәндәк мәсҗидләрдә қилишқа тегишлик ибадәтләрни қилиши вә башқилар билән параң салмақлиқ, айалидин йирақ туруш, ойун вә күлкиләрдин сақлиниш, биһүдә гәп - сөзләрни қилмаслиқ дегәндәк мәсҗидләрдә қилишқа болмайдиған ишларни қилиштин сақлиниши.