дунйа уйғур алимлири вә әрбаблири тарихшунас нәбиҗан турсунниң иҗадий төһпилирини қутлуқлиди

 
2023-йили 15-апрел күни қазақистан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи алмута шәһәрлик шөбиси, җәмийәт қармиқидики алимлар кеңиши вә қазақистан уйғур йашлар бирлики тәрипидин уйуштурулған атақлиқ алим, тарих пәнлириниң доктори нәбиҗан турсунниң 60 йашлиқ тәвәллутиға беғишланған «алим билән иҗадий учришиш» мавзусидики хәлқаралиқ илмий учришиш вә муһакимә йиғини зум тор суписида (Zoom) өткүзүлди. бу учришиш вә илмий муһакимә йиғиниға қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, русийәдин башқа йәнә америка, германийә, түркийә ,йапонийә , австралийә вә башқа әлләрдики уйғур алимлири, зийалийлири, журналистлири, җәмийәт әрбаблиридин болуп көп санда киши қатнишип нәбиҗан турсунниң илмий иҗадий һайати, уйғур тарихи тәтқиқатлири, әсәрлириниң илмий қиммити, уйғур хәлқигә қошқан төһписи қатарлиқ көп тәрәпләрдин баһа берип чиқти шуниңдәк өзлириниң тиләк йоллиди.
 
биологийә пәнлири доктори, академик, қазақистан җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт җәмийити алимлар кеңишиниң рәиси мәсимҗан веләмофниң рийасәтчиликидә өткән мәзкур учришишта җәмийәт рәиси долқунтай абдухелил, җәмийәтниң алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медитсина пәнлири кандидат доктори әбәйдуллам җаппаров, җәмийәт алий кеңәш рәиси, «уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф тәвәллуд игиси нәбиҗан турсунни сәмимий тәбрикләп, учришишниң мәзмунлуқ өтүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. андин сөзгә чиққан мустәқил тәтқиқатчи, доктор нәбиҗан турсун «алимниң асасий илмий тәтқиқат әмгәклири вә утуқ-мувәппәқийәтлири» мавзусида доклат қилди. нөвәттә сөз алған «р.б. сүлейменов» намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филологийә пәнлири кандидат доктори рәхмәтҗан йүсүпов туран университети профессори абләхәт камалоф билән бирликтә тәййарлиған «кәсипдашниң илмий әмгәклири һәққидә сөз» мавзусидики доклатини оқуп, нәбиҗан турсунниң илмий иҗадий һайат йоллири һәққидә тәпсилий байан қилди.
 
н. турсун билән болған иҗадий учришиш муһакимә йиғинида сөзгә чиққан өзбекистан пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң профессори, тарих пәнлири доктори, өзбекистан җумһурийити истратегийә тәтқиқат мәркизиниң сабиқ башлиқи , абләһәт хоҗайев нәбиҗан турсунниң иҗадий һайатини йуқири баһалап, униң иҗадийитиниң мувәппәқийити болған тәнһа орундиған 13 томлуқ <<уйғур омумий тарихи>> уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки пүтүн мәркизий асийа, түрк дунйаси үчүнму мөҗизә характерлик төһпә икәнликини көрсәтти.
 
америкидики әркин асийа радиоси уйғур бөлүми муавин мудири мәмәтҗан җүмә нәбиҗан турсун билән узун йиллиқ кәсипдашлиқ мунасивитидин қарап, униң алий муһәррирлик һайатида уйғур бөлүми үчүн йуқири төһпә қошқанлиқи, униң кишилик мунасивәткә әһмийәт беридиғанлиқи, тиришчанлиқ роһи, қабилийити, тохтавсиз иҗад қилиш алаһидилики, униң тарих тәтқиқатида бөсүш йаратқанлиқи, униң әсәрлири һәтта оттуриға қойған көз қарашлириниму кишиләр тәрипидин пайдилинилғанлиқи қатарлиқларни байан қилди.
 
вашингтондики асийалиқ америкилиқлар җәмийитиниң тәтқиқатчиси, уйғур агентлиқиниң қурғучиси таһир имин нәбиҗан турсунниң иҗадий һайати вә мувәппәқийәт қазинишини 9 нуқтидин илмий асаста шәрһлиди. униң вәтән ичидики зор тәсири һәмдә уйғурлардики миллий идийәниң күчийишигә күчлүк тәсир көрсәткәнликини оттуриға қойди, болупму у нәбиҗан турсунниң оттура асийа уйғурлири билән чәтәлләрдики вә вәтәндики уйғурларни бағлашта көврүклүк роли ойниғанлиқини тәкитлиди.
 
булардин башқа германийәдики уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси абләт семәт нәбиҗан турсунниң әсәрлириниң илмий қиммити вә униңдин кәң пайдилинишни тәкитлиди. әнқәрә университети тарих җуғрапийә факултетиниң профессори әркин әмәт өзиниң н.турсун билән болған 40 йиллиқ мунасивитини әсләп, униң кәң билимгә игә вә тарихи бойичә төһпикар икәнликини шәрһлиди. истанбулдики бәйкәнт университетиниң дотсенти доктор мәғпирәт камал нәбиҗан турсунниң тарихи тәтқиқатиға қошқан төһписини йуқири баһалап, уни «уйғур тарихшунаслиқидики бир йултуз» дәп атиди.
 
қирғизистандики «иттипақ» гезити баш муһәрририниң орунбасари пәлсәпичи әкбәрҗан бавдунов, москвадики русийә уйғур мәдәнийәт мәркизиниң мәсули рәфқәт садиқовлар өзлириниң нәбиҗан турсун билән болған 1990-йиллардин башланған мунасивәтлирини әсләп, униң шу вақитлардин башлапла тиришчан икәнлики, материйалларни топлашқа, һазирқи китаблирини йезишни башлиғанлиқлирини әслиди. рәпқәт садиқоф нәбиҗан турсунниң москвадики русийә алимлири арисидиму йахши тәсир қалдурғанлиқи,өзиниң униң докторлуқ оқуш җәрйанлиридики паалийәтлиригә гуваһчи болғанлиқи, униң өз әсәрлири вә хисләтлири билән русийә алимлириниң һөрмитигә сазавәр болғанлиқи, русийә алимлири билән уйғур җәмийитиниң ишлирини бағлиғанлиқини тәкитлиди.
 
мәзкур муһакимә йиғинида йәнә қазақистан аграрлиқ университетиниң профессори, академик шәймәрдан шәрипов нәбиҗан турсунға йуқири баһа берип: « у, өз тиришчанлиқи, әмгәклири, хәлқи алдидики мәсулийәтчанлиқ роһи һәм қолға кәлтүргән нәтиҗилири билән уйғур зийалийлири вә алимлири үлгә тикләп бәрди. мән нәбиҗан турсун билән замандаш вә тонуш болғанлиқимдин пәхирлинимән» дәп тәкитлиди.
 
мухтәр авезов намидики әдәбийат вә сәнәт институтиниң профессори, доктор алимҗан һәмрайеф нәбиҗан турсунни пәқәтла тарихшунас әмәс, бәлки көп қирлиқ алим икәнлики, униң филологийә саһәсидиму нәтиҗә йаратқанлиқи, иниси мәрһум абдуреһим турсун билән бирликтә тунҗи қетим уйғур шаирлириниң русчә шеирлар топлимини йоруққа чиқарғанлиқи, униң « москва хийаллири» намлиқ әсириниң вәтән ичидила әмәс, бәлки оттур асийадики уйғур оқурмәнлири арисидиму чоңқур тәсир көрсәткәнликини шәрһлиди.
 
қазақистан вә хәлқарада тонулған рәссам әхмәтҗан әхәт өзиниң рәссамлиқ нуқтисидин туруп, нәбиҗан турсун тарих әсәрлирини өзиниң уйғур рәссамлиқ сәнитигә пайдилиниш қиммити вә әһмийитиниң йуқирилиқини тәкитлиди.
 
җамаәт әрбаби азтекин ибраһимов вә башқилар алимниң илмий паалийити, инсаний хисләтлири һәққидә өз пикирлири билән ортақлашти. сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити баш катипи азтекин ибраһимов нәбиҗан турсун һәққидә қанчә сөзлисәкму гәп түгимәйду. лекин бирла сөзгә хуласиләп, нәбиҗан турсун һәқиқий уйғур зийалийси, өз миллитини тикләш йолидики һәқиқий зийалий, һәқиқий тарихшунас, һәқиқий алим вә уйғур оғли болушқа мунасип дәп тәкитлиди.
 
паалийәт җәрйанида йиғинға биваситә қатнишалмай өзиниң тәбрикини йирақтин тор арқилиқ әвәткән америкилиқ алим җошуа фреманниң видеолуқ тәбрик сөзи көрситилди.
 
нәбиҗан турсунниң 60 йашлиқи тәвәллути мунасивити билән униң илмий иҗадий һайати, җүмлидин уйғур хәлқиниң тарихини тәтқиқ қилиш вә уни тикләшкә қошқан төһписини тәбрикләшкә аит мәзкур муһакимә йиғиға дунйа уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур җәмийәтлириму йуқири әһмийәт бәргән. дунйа уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат баштин ахири аңлиғучи сүпитидә қатнашқан, булардин башқа йәнә америка, австралийә,қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә йавропадики бир қисим җамаәт вә мәдәнийәт паалийәтчилири, оқуғучилардин хели көп толуқ қатнишип, өзлириниң қоллаш вә тәбрикләш һессийатлирини билдүрүшкән.
 
мәнбә: уйғур агентлиқи, 2023-йили 17-апрел