мустафа чоқай вә униң инқилаби паалийәтлири

 
мундин йерим әсир муқәддәм мисирниң қаһирә шәһиридә нәшир қилинған «түркистан авази» журнилиниң 1953- йили иккинчи санида, мәзкур журналниң қурғучиси, әйни вақитта әрәб дунйасида тонулған уйғур зийалилиридин бири болған ибраһим василийниң қәлими билән мустафа чоқай һәққидә бир мақала елан қилиған икән.
түркистан инқилабиниң көзгә көрүнгән йолбашчилиридин бири болған, бүйүк инқилабчи мустафа чоқай мустәмликичиләргә қарши батурларчә күрәш қилиш, вәтәнниң мустәқиллиқини қоғдаш йолида һайаитини аташтин ибарәт улуғвар ишлири билән қәлбимиздә һәр заман йадлиниду. мустафа чоқай һәқиқий вәтәнпәрвәрликниң үлгисини йаратқан киши иди.
 
мустафа чоқайниң дунйаға келиши вә тәһсил йолидики сәпәрлири
 
мақалида мундақ йезилған : «бүйүк инқилабчи мустафа чоқай түркистан (һазирқи истилаһта «оттура асийа»)да тонулған торғай дадхан аилисидин чоқайбәк дегән кишиниң оғли болуп, 1890- йили 7- йанвар күни қазақистанниң қизил орда шәһиридә дунйаға кәлгән. иптидаий мәктәбни қизил ордида тамамлиған мустафа чоқай өзбекистанниң ташкәнт шәһиридики рус гимназийисигә оқшқа чүшкән. оттра мәктәбни ташкәнттә тамамлиған мустафа устазлириниң вә аилисидикилириниң ишәнчисигә еришиду. нәтиҗидә, уни устазлири һөкүмәт һесабиға русийәниң петросбург шәһиригә әвәтиш тәклибини берип, әгәр дөләт һесабиға оқуйдиған болса, қануншунаслиқ факултетидин башқисиға киришини шәрт қилиду. лекин мустафа чоқайниң арзуси қанун факултетида оқуш болғанлиқтин, һөкүмәтниң хираҗитидин вазкечип, өниверситетни өз хираҗити билән оқушқа башлайду. мустафа чоқай өниверситеттики вақитлирида 1910- 1914- йиллири арисида, түркистанлиқ вә русийилик оқуғучиларниң сийасий паалийәтлиригә қатнишатти.
 
мустафа чоқайниң инқилабий һәрикәтлири
 
мустафа чоқай университетни пүттүрүп болғандин кейин, харәзм қәсридики туғқанлириниң васитиси билән петросбург шәһиридики падишаһ қәсрисигә кирип ишләшкә башлайду. бу арида у түркистан вилайәтлиридин кәлгән вәкилләргә тәрҗиманлиқ қилиш вә түркистанлиқ валийларниң йиғинларда сөзләйдиған нотуқлирини йезип бериш ишлирини елип бариду. бу арида түркистанлиқ мәсуллар биләнму йахши тонушуп қалиду. болшивикләрниң инқилаби башланғандин кейин, мустафа чоқай өз йуртиға қайтип келип, болшивикләрниң алдини тосуш вә хәлқиниң мустәқиллиқини тәләб қилиш йолида җан көйдүрүп ишләш нәтиҗисидә, аз вақит ичидә хәлқниң ишәнчисигә еришиду. шундақ қилип , өзбекистанниң қуқәнд шәһиридә мустәқиллиқ һәрикити елип бериватқан мир адил, һидайәт бәк, орғул аға, намангандики нәзирхан төрә бухарадики абидҗанлар билән бирлишип, оттура асийада мустәқил түркистан һөкүмити қуруш сепигә атлиниду.
 
оттура асийада « түркистан милли һөкүмити» қурулуши билән коммунистларниң оғиси қайнап, бу йаш һөкүмәтни һәр хил тәдбирләрни қоллунуп ағдуруп ташлашқа киришиду. бу арида русийилик болшивикләр мустафа чоқайға вәкиллирини әвәтип муназирә өткүзиду. мустафа чоқайниң уларға бәргән җаваби:« әгәр болшивикләр хәлқимизни болап – талаш ишлирини тохтитип, қолға алған «түркистан миллий һөкүмити»ниң әзалирини қойуп беридиғанлиқиға вәдә бәрсә, мән уларға өзүмни тапшурушқа һазирмән» дегәндин ибарәт болиду. әмма бу шәрткә көнмигән болшевикләр милли һөкүмәтниң мәркизи бинасиға тосаттин һуҗум қилип кириду. барлиқ һөкүмәт әзалири кочиларға чиқип хәлқни болшивикләргә қарши атлинишқа чақириду. әмма әпсуски, болшивикләр ғалип келип, бу йеңи һөкүмәткә хатимә бериду. шуниң билән мустафа чоқай вәтинидин мәңгүлүк айрилишқа мәҗбур болиду.
 
мустафа чоқайниң йавропадики паалийәтлири
 
мусафа чоқай германийигә кәлгәндин кейинму йуртиниң мустәқиллиқ дәвасини бир күнму тохтатмиди. вәтини үчүн кечә – күндүз һамай – талмай ишлиди. раһәт дидарини һеч көрмиди. германийиниң берлин шәһиридики түркистанлиқ муһачирларға баш болуп, дунйаниң һәр қайси җайлиридики түркистанлиқни гаһ чоң йиғинларни чақириш билән, гаһ мақалиларни йезип әвтиш билән роһландуруп, үмидләндүрүп кәлди.
 
мусафа чоқай чиқарған журналлар
 
мустафа чоқай 1917- йили ташкәнттә чағатай тилида « улуғ түркистан» намлиқ журнални чиқарған болса, 1918- йили йәнә рус тилида ташкәнттә « һөр түркистан», чағатай тилида «йеңи дунйа»намлиқ журналларни чиқарған. 1921- йили түркийәниң истанбул шәһиридә« йеңи түркистан»намлиқ журнални чиқарған. 1938- йили германийә пайтәхти берлин шәһиридә «йаш түркистан» намлиқ журнални чиқарған.
 
мустафа чоқайниң вапати
 
бүйүк миллий инқилабчи мустафа чоқай 1941- йили берлин шәһиридә 51 йешида туйуқсиз вапат болуп, берлиндики түркистанлиқлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинған.
 
2019-йили 5-май