қәлбни ислаһ қилиш

 
қәлбниң сағламлиқи наһайити муһим болуп, униң һәр қандақ бир мәниви кесәллик вә барчә йетәрсизликләрдин сақ болиши инсанлиқниң, җүмлидин мусулманлиқниң тәләплиридин биридур.
 
худди төмүр датлашқандәк қәлбму датлишиду, худди бузулған гөшни микроб қаплиғандәк бузулған қәлбниму микроблар қаплайду.
 
инсанниң қәлби түзүлсә, униң башқа органлириниң ишлириму түзүлиду, униң қәлбму бузулса, униң барчә ишлириму бузулиду. қәлб қомандан, башқа органлар әскәрдур. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң«унтумаңларки, тәндә бир парчә гөш бар болуп, у түзүлсә, җими бәдән түзүлиду, навада у бузулса, җими бәдән бузулиду. у болсиму қәлбтур»дегән һәдиси буни ипадиләйду.
 
иманниң такамуллиқиму қәлбниң сағлам болишиға бағлиқтур. пәйғәмбәр әләйһиссалам әнәс рәзийәллаһу әнһу ривайәт қилған бир һәдистә:« бәндиниң қәлби түзәлмигичә униң имани толуқланмайду, униң тили түзәлмкигичә униң қәлби түзәлмәйду»дәп көрсәткән.
 
қийамәт күнидә әсқатидиғинму сағлам қәлбтур. аллаһ таала ибраһим әләйһиссаламниң қиссиси байан қилинған айәтләрдә«сағлам қәлб» икки орунда зикир қилинған вә ибраһим әләйһиссаламниң худди җими пәйғәмбәрләрниң пешваси болғинидәк, сағлам қәлб бабидиму инсанийәткә пешива икәнликигә ишарәт қилинған.
 
қәлбниң сағлам болушидин униң ислам әқидисигә зит келидиған етиқад, пикир вә еқимләрдин халий болғинидәк, кишиләргә қарши дүшмәнлик, көрәлмәслик, өчмәнлик, көңли тарлиқ қатарлиқ мәниви кесәлликләрдин халий болиши вә һәр кимгә көңли-көкси кәң, әпучан, мәрд, көйүмчан болиши көздә тутулиду.
 
қәлбни ислаһ қилиш иши һәр қандақ бир органни ислаһ қилиштин қийин вә мушәққәтлик болған бир күрәштур. чүнки қәлбни ислаһ қилиш нәпсниң исйанкарлиқиға қарши қаттиқ күрәш қилип, уни йеңиш биләнла әмәлгә ашидиған иш. шуңа нәпсниң шөһрәткә, мал-дунйаға вә һәр қандақ бир инсаний һәвәскә болған һерисмәнликини йеңәлмигәнләр нәпсни ислаһ қилиш җеңидә йеңилгән болиду. нәпсниң исйанкарлиқини йеңәлмигән адәм қәлбиниму ислаһ қилалмайду.
 
қәлб аллаһ тааланиң нәзири чүшидиған җай
 
әбу һурәйрә рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинған бир һәдистә, пәйғәмбәр әләйһиссалам:« аллаһ силәрниң тәқи турқуңларға йаки мал-дунйайиңларға қаримайду. бәлки силәрниң қәлбиңларға вә әмәлиңларға қарайду»дегән. буниңдин мәлумки, қәлб аллаһ тааланиң нәзири чүшидиған җай.
 
йүзни совунлап пакиз йуйуп, кийимниң әң есилини кийип, өзигә хушпурақларни чечип ташқи қийапәтни кишиләргә чирайлиқ вә пакиз қилип көрситиш үчүн көп чиқим йаки көп тиришчанлиқ кәтмәйду. әмма қәлбтики өчмәнлик, көрәлмәслик, дүшмәнлик, ичи тарлиқ қатарлиқ илләтләрни тәвбә-истиғфарниң сүйи билән йуйуп, нәпсниң исйанкарлиқини йеңип, уни аллаһ таалаға пак пакиз қилип көрситиш оңай иш әмәс.
 
ички дунйасини түзәп, уни ислам әхлақий билән парлитишқа һеч әһмийәт бәрмәстин, пәқәт ташқи көрүнүшигила әһмийәт беридиған, кийиниш, гәп-сөз вә йүрүш- туруш қатарлиқ ишлирида бирәр әйиб-нуқсан көрүлүп қелишидин йаки бирәр йолсизлиқи сәвәблик инсанлар оттурисида рәсва болуп қелиштин қаттиқ һәзәр қилип, өзиниң ташқи әйиблирини йөгәшкә шунчилик әһмийәт беридиған йаки қисқа бир тәбир билән ейтқанда, аллаһ таала әң аввал қарайдиған җайни чирайлиқ көрситишкә әһмийәт бәрмәстин, инсанлар қарайдиған җайларни чирайлиқ, парқирақ қилип көрситишкила әһмийәт беридиғанлар рийакарладур.
 
заманимиздики мусулманлар аллаһ таала нәзәр селип туридиған қәлбини униңға чирайлиқ вә пакиз көрситишкә, инсанлар қарайдиған ташқи әзалирини чирайлиқ, есил вә көркәм көрситишкә әһмийәт бәргәнчилик әһмийәт беридиған болса иди, әһвал башқичә болған болар иди.
 
қәлб әң өзгиришчан әзадур
 
миқдад ибни әсвәд рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинған бир һәдистә пәйғәмбәр әләйһиссалам: «адәм балисиниң қәлби худди қайнаватқан қазандинму бәк өзгиришчандур» дегән. буниңдин пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәмишә «и қәлбләрни өзгәртип турғучи аллаһ! мениң қәлбимни диниңда мәһкәм қилғин» дәп дуа қилишидики һекмәт оттуриға чиқиду. қәлб сөзи әрәб тилида «өзгириш» дегән сөз йилтизидин чиққан болуп, луғәттә билән өрүп чөрүгәнни ипадиләйду.
 
қәлбни ислаһ қилиш дегән худди өйни сүпүргәндәк көңүлдики йаманлиқларни, өчлүк-адавәтләрни вә барчә йаман илләтләрни бир қетимдила сүпүрүп ташлап қутулидиған оңай иш әмәс. бәлки аллаһ тааладин йардәм сораш билән бир вақитта, нәпсниң исйанкарлиқи вә шәйтанниң күшкүртишини бастуруп, қәлбни һәмишә өз контролида тутуп, сәгәк, һошйар болуш, сирттин киридиған мәниви микроб туманлиридин қәлбни қоғдаш арқилиқ әмәлгә ашиду.
 
қәлбтә болидиған зиддийәтләр
 
инсан қәлби һәр хил зиддийәтлик сүпәтләргә игә болуп, бәзиләрниң қәлби йумшақ кәлсә, бәзиләрниң таштәк қаттиқ келиду, бәзиләрниң сүттәк апақ кәлсә, бәзиләрниң қапқара келиду. қәлбниң йумшақлиқи әсири болғинидәк, униң қаттиқлиқи куфриниң әсиридур. шуниңдәк, қәлбниң ақлиқи йахши әмәлниң изи болғинидәк, униң қарилиқи гунаһ-мәсийәтниң изидур. шуңа гунаһ-мәсийәтләрни иккиләнмәстин қилидиған адәмләрни кишиләр «қәлби қара адәм» дәйду. гунаһ-мәсийәниң қәлбни қарайтиветидиғанлиқи вә йахши әмәлләрниң қәлбни йорутидиғанлиқи һәққидә кәлгән сәһиһ һәдисләр буни күчләндүриду.
 
биравниң қәлбидики зиддийәтләр униң җәннәткә киришини йаки дозахқа киришини бәлгиләйду. бир мөмин айалниң бир мүшүкни нан, су бәрмәй бағлап қойғанлиқи сәвәблик дозихи болуп кәткәнлики вә йәнә бир бузуқ айалниң уссузлиқтин һалсирап қалған бир итқа ич ағритип уни суғуруп қойғанлиқи сәвәблик җәннитий болуп кәткәнлики буниң мисали. чүнки қәлбниң қаттиқлиқи униң бузулғанлиқидин, қәлбниң йумшақлиқи униң сағламлиқидин дерәк бериду.
 
қәлбниң сағламлиқи җәннәтниң капалитидур
 
әнәс ибни малик рәзийәллаһу әнһу мундақ дәп ривайәт қилған: «биз бир күни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенида олтураттуқ. у"һазир силәргә җәннәт әһлидин болған бир адәм келиду"деди. растинла әнсарлардин бир адәм кәлди. у таһарәт елипла кәлгәнликидин униң сақилидин су тамчилап туратти. әтиси пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә шундақ деди, йәнә шу адәм шу һалитидә һазир болди, үчинчи күниму шундақ болди. пәйғәмбәр әләйһиссалам сөһбәттин туруп кәткәндин кейин, абдулла ибни өмәр һелиқи адәмниң арқисидин маңди вә униңға"дадам билән қейидишип қелип, үч күнгичә униң йениға кирмәсликкә қәсәм қилған идим. шуңа сән мени үч күн қондурған болсаң" дәп өтүнди, адәмму қобул қилди. шундақ қилип улар кәтти. кейин абдулланиң ейтип беришичә, у һелиқи адәм билән үч күн биллә туруш җәрйанида, униңда сәһәр уйқусидин ойғинип бамдат вақтиғичә аллаһ таалаға зикир вә тәкбир ейтиштин башқа һечқандақ артуқчилиқ көрмигән, пәқәт униң һәмишә йахши сөз қлидиғанлиқидин тәсирләнгән. абдулла мундақ һекайә қилип бәргән «үч күн тошқандин кейин, мән у адәмниң қилған ибадәтлирини адди санап қалдим вә у адәмгә" әй аллаһниң бәндиси! мән растимни ейтсам мән дадам билән қейидишип қалған әмәсмән. пәқәт рәсулуллаһтин сениң җәннәт әһлидин икәнликиңизни арқа-арқа үч күн аңлап саңа қизиқип қалғантим. шуңа сениң әмәллириңни өгинип саңа әгишәй дегән мәқсәттә сениң өйүңгә кәлгәнтим. әмма қарисам чоң бир ишларни қилғиниңниму көрмидим. сени пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әһли җәннити дейишигә сазавәр қилған ишиң зади қайси?"дәп соридим. адәм"мениң әмәллирим пәқәт сән үч күндин бери көргиниң шу, дәп җаваб бәрди. шуниң билән мән униң йенидин қайтиватқантим. у мени чақирди вә мундақ деди" мениң қилидиған әмәллирим сән көргәнлириңниң өзи. башқиси йоқ. пәқәт мән мусулманлардин һечкимгә йаманлиқ сеғинмаймән, аллаһниң униңға бәргән йахшилиқлириға көз қизартмаймән". шу вақит мән униңға" һә, әмди билдим. сени бу дәриҗигә йәткүзгән вә бизниң қолимиздин кәлмәйдиған иш бу икәндә"дедим».
 
2023-йили 9-ийун