«америка авази»ниң күчлүк ‍уйғур мухбири салаһийтини ашкарилиди

2019-йилдин башлап, америка һөкүмитигә қарашлиқ, америкидики әң чоң ахбарат вастиси болған америка авазида туйуқсз бир тонуш әмма наиниқ бир уйғурчә сим-асм кашгарийан (қәшқәрийәлик асим ) дики мухбир көзгә көрүнүшкә башлиди.асм симлик бу мухбир изчил һалда хтай -америка мунасвити, оттура асйа темиси, уйғур мәслиси вә уйғур һәрикәтлири, тирорлуқни көзитиш қатарлиқ саһәлири бойичә изчил сүпәтлик ахбарат әсәрлирини сунуп, америкидики нопузлуқ уйғур мәслиси ахбаратчиси болуп қалди.
 
униң тәливи билән йолға қойулған америка авази «уйғур һәптилики хәвәрлири »уйғурлар һәққидә учур биридиған асаслиқ ахбарат маркилиридин бири болуп қалди.
 
асм йәнә тонулған йүзлигән америка һөкүмәт әмәлдарлири, мутәхәссләр, уйғуршунаслар вә уйғур тәшкилатлири-актиплирини зийарәт қилип,дунйаға уйғурлар һәққидә биринчи қол ахбарат материйали билән тәмин әтти.
 
гәрчә униң зийаритини қобул қилған уйғур тәшкилатлири вә зийалилири униң кимликиниң билсму,әмма униң қачан қандақ болуп америка авазиға қошулғанлиқи һәққидә америкилиқлар вә көп қсм уйғурлар охшашла билмәйтти.
 
20-йун дунйа мусапирлар күнидә,америка авази «қорқунчтин-әркинликкичә-бир уйғурниң мусаписи»намлиқ чоң һәҗимлик һүҗҗәтлик филим илан қилди.мәзкур һүҗҗәтлик филим -қәшқәрдә туғулуп чоң болған, үрүмчидә шнҗаң уневрститида оқуған, хтай мәркизи тиливизийә станси ингилизчә сөзләш мусабиқисдә чимпийон болған, үрүмчидә атлан тил мәктивини қуруп, он миңлиған йашларни тәрбийлигән маарипчи вә карханичи қасмҗан атланниң һайат һекайсни аңлитидиған филим иди.
 
филимдә қасмҗанниң америкидики өйидә айали вә пәрәзнитлири билән болған һайат картниси, униң вәтәндә қалған уруқ-туққанлири, у даим дигүдәк көридиған вәтән һәққидики чүшләр,у баштин-кәчургән хттайдики түрлүк сйаси бастурушлар, у утуқ қазанғанда,хтай дөләт муавин рәиси ли йувәнчав билән көрүшкән вә башқа сйаси дираммилар ,хтайниң уйғурларни йоқтиштки усуллири бир уйғур зийалиси вә карханичиси нуқтсдин тонуштурулған.
 
қасмҗан йеқинда америка һөкүмити тәрипидин сйаси панаһлиқи рәсми тәстиқланған болуп, у өзиниң америка авазида асм кашгарийән намидики аптор икәнликини ашкарилашни қарар қилғанлиқини байан қилған.
 
мәнбә: уйғур агентлии, 2023-йили 20-ийун