көңул айаш ибадәттур

 
һазирқи заманда қулиқимизға «ибадәт» дегән сөз аңланған һаман әқлимизгә намаз, роза, закат, ата –аниниң хизмитини қилиш дегәндәк ибадәтләр келидиған болуп қалған. чүнки нурғун кишләр көңүл айашниң аллаһ тааланиң дәргаһида нәқәдәр әһмийәтлик ибадәт илкәнлики билмәйду. һалбуки, кишиләрниң көңүллирини асраш, уларниң һессийатиға һөрмәт қилиш, уларни биарам қилип қойуштин сақлиниш қатарлиқ хисләтләр бизниң исламий гүзәл әхлақимизниң бир парчиси болуп, әҗдадлиримиз бу бу гүзәл хисләткә алаһидә әһмийәт берәтти, улар қошниларниң, уруқ-туғқанларниң көңүллирини ағритип қойуштин бәкму һәзәр әйләйтти, һәтта кичик вақтимизда чоңларниң базардин мевә _ чивә вә йемәк – ичмәк дегәндәк нәрсиләрни елип кәлгәндә, қошниларға, хусусән уларниң пәрзәнтлиригә атиғинини йәткүзүп беридиған иш бар иди. бундақ қилишни улар «көз һәққи» дәп атайтти. бәзидә базардин елип кәлгән йемәкликләрни қошниларға көрсәтмәй елип келидиған ишларму бар иди. буни улар қошниларниң, хусусән қол илкидә йоқ кишиләрниң көңүллирини асраш үчүн қилатти. бу гүзәл хисләтни бизгә әлвәттә ислам динимиз өгәткән. «қуран кәрим»дә вә һәдисләрдә көңүл асрашниң нәмунилири интайин көптур.
 
аллаһ таала қәсәс сүрисидә мундақ дегән: «(и пәйғәмбәр!) саңа қуранни (йәткүзүшни вә әмәл қилишни) пәрз қилған зат әлвәттә сени қайтидиған йәр (мәккә)гә қайтуриду» . мәлумки, мәккә шәһири пәйғәмбәр әләйһиссаламниң киндик қени төкүлгән ана вәтини болуп, пәйғәмбәр әләйһиссалам мушрикларниң һәддидин ашқан зорлуқ-зомболуқи сәвәблик мәккини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болған вә ана вәтинигә болған сөйгүси урғуп қаттиқ азабланған иди. шу чағда аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламниң көңлигә тәсәлли бериш бу айәтни назил қилған вә уни өзиниң ана вәтинигә ғәлибә билән қайтуридиғанлиқини вәдә қилған. әмәлийәт аллаһ таала вәдә қилғандәк болған.
 
мәлум вақит вәһйи үзүлүп қалғандин кейин, пәйғәмбәр әләйһиссалам қаттиқ биарам болған, һәтта капирлар «муһәммәдни рәбби ташливәтти» дейиш арқилиқ униң көңлигә әзийәт бәргән. аллаһ таала пәйғәмбәр әләйһиссаламниң бешиға кәлгән ашу көңүлсизлик, ғәм, әндишә вә әзийәтләргә тәсәлли бериш үчүн зуһа сүрисини назил қилған вә униң көңлини хушал қилған.
 
көңул айашниң йәнә бир мисали мирас тәқсим қилинған орунға һазир болған кәмбәғәл кишиләрниң көңлини хушал қилиш үчүн уларға аз-тола бир нәрсә бериштур. « тәқсимат вақтида (мираста һәққи йоқ) туғқанлар, йетимләр вә йоқсуллар һазир болса, уларғиму бу мирастин (аз _ тола) бериңлар, уларға чирайлиқ сөз қилиңлар» .
 
бир күни пәйғәмбәр әләйһиссалам мәсҗидкә киригинидә, намаз вақти әмәс бир вақитта әбу умамә исимлик бир саһабә өзи йалғуз мәсҗидтә олтурған болуп, пәйғәмбәр әләйһиссалам униңдин: «и әбу умамә саңа немә болди, намаз вақти әмәс вақитта мәсҗидкә кирипсән?» дәп сорайду. саһабә: «йа рәсулуллаһ! қәрзим бар иди, шуниң ғемидә олтураттим» дәйду. андин пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: «саңа бир сөзни өгитип қойайму? әгәр сән шу сөзни десәң, аллаһ сени ғәмдин вә қәрзиңдин қутулдуруп қойиду» дәйду. саһабә: «болиду, йарәсулуллаһ! әлвәттә өгитип қойғайла» дәйду. андин пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: «сән әтигән- ахшамда аَллَّهُмَّ إِнِّй أَعُоْذُ бِкَ мِнَ алْهَмِّ оَалْحَзَнِ, оَалْعَҗْзِ оَалْкَсَлِ, оَалْбُхْлِ оَалْҗُбْнِ, оَضَлَعِ алдَّйْнِ оَғлَбَةِ алрِّҗَалِ йәни "и аллаһ! саңа сиғинип ғәм ــ қайғудин, көңүлсизликтин, аҗизлиқтин, һорунлуқтин, бехиллиқтин, қорқунчақлиқтин, қәрздарлиқтин вә кишиләрниң йаманлиқидин панаһ тиләймән"( ) дегән дуани оқуғин» дәйду. әбу умамә мундақ дәйду: «мән пәйғәмбәр әләйһиссалам дегән бойичә қиливидим, аллаһ мени ғәмдин қәрздин халс қилди» .
 
бир күни муһаҗирларниң арисидики йоқсул саһабиләр пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға берип униңға: «байлар биздин көпрәк савабқа еришидиған болди, уларму биз намаз оқуған намаз оқуйду, биз роза тутқандәк роза тутиду, мал-дунйасидин сәдиқә қилип йәнә саваб тапиду» дәйду. пәйғәмбәр әләйһиссалам уларға: «аллаһ силәр сәдиқә қилидиған нәрсини ата қилди әмәсму? силәр ейтидиған һәрбир тәсбиһтә, һәрбир тәкбирдә, һәрбир һәмдусанада, һәрбир тәһлилдә вә кишиләрни йахши ишларға буйруп, йаман ишлардин тосушта сәдиқиниң саваби бар, силәрниң әр-айаллиқ мунасивитиңлардиму сәдиқиниң саваби бар» дәйду. саһабиләр: «йарәсулуллаһ! биз өзимизниң шәһвитини қандурсақму саваб боламду?» дәп соришиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам уларға: «қараңларчә, навада силәр шәһвитиңларни һарамдин қандурсаңлар гунаһ болиду әмәсму? шуниңдәк силәр шәһвитиңларни һалалдин қандурсанлар силәргә саваб болиду» дәйду.
 
көңүл асраш, хушаллиқ бәхш етиш күндилик һайатимизда кәм болса болмайдиған зөрүрийәтләрниң биридур. чүнки биз топлишип йашайдиған иҗтимаий мәхлуқат болғанлиқимиз үчүн, билип, билмәй, бир-биримизниң көңлини рәнҗитип қойидиған әһваллар йүз берип туриду. әгәр биз алийҗанаблиқ билән бир-биримизниң йаманлиқини әпу қилсақ, бир-биримизниң өзрисини қобул қилсақ, бәзи хаталиқларни көрмәскә салсақ, әлвәттә ибадәтниң савабини тапимиз. һәтта базарға барғанда һәммә адәм сетивалған җайдин алмай, түзүк сода қилалмиған кишиләрдин сетивелиш, һәмишә маркитлардинла алмай, пәрзәнтлиригә һалал луқма тепиш йолида пижғирим иссиқта һарва сөрәп йүрүп нәрсә сатидиған кишиләрдин сетивелиш, йолларда қәләм, қол қәғизи қатарлиқларни тәңләп чирайиңизға тәлмүрүп турған сәбийләрни хушал қилиш қатарлиқ ишларниң һәммиси аллаһ тааланиң дәргаһида толиму катта ибадәтләрдур.
 
көңүл асраш, дилларға хушаллиқ киргүзүш вә кишиләргә көйүмчанлиқ көрситиш вақитқа йаки пулға вә йаки имканийәткә моһтаҗ әмәс. буни һәрқандақ вақитта вә һәрқандақ йәрдә қилғили болиду.
 
ейтилишичә, бир айал өйигә қайтип кетиватқанда, үсти бешидин йоқсуллуқ көрүнүп туридиған бир балиниң йағач билән йәрни сизип олтурғанлиқини көрүп қалиду вә балиниң йениға йеқинлишип келип, униңдин: «оғлум! бу йәрдә немә қиливатисән?» дәп сорайду. бала: «һәдә, мән җәннәтни парчилап сетиватимән» дәп җаваб бериду. айал җәннәтниң бундақ сетилмайдиғанлиқини вә парчиланмайдиғанлиқини билсиму, у балиға йардәм қилип көңлини елиш үчүн, униңға: «оғлум! маңиму бир парчә берәмсән? пулини беримән, баһаси қанчә?» дәп сорайду. бала айалға җиддий қийапәттә җаваб берип: «бир парчисиниң баһаси йигирмә тийин» дәп җаваб бериду вә айал иккиләнмәйла йанчуқидин йигирмә тийин пулни чиқирип берип кетип қалиду. айал бир қанчә күндин чүшидә өзиниң расттинла җәннәткә киргәнликини көрүп қаттиқ һайаҗанлиниду вә бу хушаллиқни еригә йәткүзиду. ери көңлидә «мәнму сетивалмайму?» дәйду-дә, балиниң йениға бариду вә униңдин: «балам! маңиму җәннәттин бир парчә сетип берәмсән?» дәп сорайду. бала: «болиду, берәй. әмма баһаси бир милйондур» дәйду. адәм һәйран қелип: «айалимға йигирмә тийинға берипсән, әмди маңа кәлгәндә немишқа бир милйон?» дәйду. бала: «таға! айалиңиз җәннәтниң пулға сетилмайдиғанлиқини вә парчиланмайдиғанлиқини билиду, әмма мениң көңлүмни елиш үчүн маңа пул бәрди, йәни айалиңиз җәннәтни әмәс, мениң көңлүмни сетивалди» дәйду. демәк, җәннәт әрзан әмәс, уни пулға сетивалғили болмайду. җәннәткә киришни халиған адәм алди билән көңүлләрни асрашни өгиниши керәк.
 
2023-йили 3-май