бир адәмниң бинаси

 
қурбан мамут тутқун қилинғанға икки йилдин ашти. униңға охшаш 400 дин артуқ сәрхилниң қамақларға мәһкум қилиниши муһаҗирәттики уйғурларда вә дунйа җамаитидә күчлүк инкас қозғиди. уйғур зийалилар 2017-йилдики бу аммивий тутқунға учраштин кейин бир күч сүпитидә дунйаға намәлум иди. бу икки йилда уйғурлар дунйада өзидин чиққан тутқун муһәрирләр, ахбаратчилар, йазғучилар, шаирлар, тәтқиқатчилар, өлималар, кариханичилар билән тонулушқа башлиди. тутқун зийалилар вәтәндә хәлқигә дунйани, җәмийәтни, тәбиәтни, әң моһими өзини тонутқан болса чәт әлләрдә уларниң тутқунлуқ қисмитиму уйғурни дунйаға тонутушқа йариди.
 
қурбан мамут хитайда қизил түзүм орнитилғандин кейин йетишип чиққан, әмма қизил һакимийәт йаратқан шараит билән уйғурни йүксәлдүргән зийалиларниң бири. у хитай йол қойған пикир әркинликидин әң мукәммәл пайдиланған зийали, хитай тәсис қилған тәшвиқат қоралини уйғурниң қолиға пайдилиниш, мәнпәәтлиниш вә мәрипәтлиниш вастиси қилип тәқдим қилаллиған қәйсәр иди. униң бәрпа қилғини бир жорналниң нопузи әмәс, бир тәпәккур бинасиниң нопузи, бир иҗадийәт беғиниң һосулдарлиқи, уйғур йүксилиш һәрикитиниң җушқун мәнзириси иди.
 
мән 2005-йили чәт әлгә чиқип муһаҗирәткә 50-йиллар, 60-йиллар вә 80-йилларда қәдәм қойғанлар билән муңдишип баққан. әпсуслуқ ичидә байқиғиним, улардики уқушмаслиқ хитайда көрүлгән уйғурға мәнпәәтлик болуватқан һәр қандақ һадисидин гумансираш, уларни хитай сүйқәсти, алдамчилиқи дәп қарап хитайниң пайдисиға уйғурниң зийиниға болидиғанлиқиға ишиниш иди. улар хитайда парлиған һәрқандақ уйғурни хитайниң парлатқанлиқиға ишинишәтти. мениң шу чағда бир сорунда «шинҗаң мәдәнийити» муһәрири қурбан мамутниң бир алий мәктәпниң ишини қиливатқанлиқини, уйғурчә нәшрийат қуруш арзусиниң барлиқини, халмурат ғопурниң аптонум райунлуқ уйғур тебабәт дохтурханисини шинҗаң унвериститигә қошуп, бир уйғур тебабәт иниститоти қурушни пиланлаватқанлиқини ейтқиним мәсхиригә сәвәп болған иди. мән шу чағда кишиләрниң немә үчүн һәммини хитайниң қудритигә, сүйқәстигә вә йеңилмәс тәсиригә бағлап чүшинип, уйғурниң вәтәндики параситини, күчини, тәшәббускарлиқини унтуп қалидиғанлиқини чүшинәлмигән идим.
 
қурбан мамут уйғурларда бир әвлат ойғатқучи зийалиларға, бир түркүм йеңи қәләмкәшләргә сәһнә һазирлап бәргән, уйғурларда тәпәккур йеңилиқи йарилишиға пурсәт йаратқан тәшкилатчи иди. у баш муһәрирликини қилған «шинҗаң мәдәнийити» 80-йилларда низамидин һүсәйинниң «җаһаләт пирлири шинҗаңда» дегән йүрүшлүк әсәрни елан қилип уйғурлар арисида хорапатлиқ, шәхскә чоқунуш, тарихини наиниқ пир-устазларни улуғлашларға қарши күчлүк ғулғула пәйда қилған. у йәнә мәмтили зунунниң «мунапиқниң өлүми» дегән повестини улап елан қилип уйғур һазирқи заман тарихидики қара дағларға әйнәк тутқан. һәтта бу әсәрләрниң тәсиридә шу чағда низамидин һүсәйинниң өйигә абдуғопур шаптул дамолламниң қизи келип дадисини ақлап әсәр йезишни тәләп қилған икән. әгәр йуқириқи әсәрләрниң тәсири қәшқәрдә китаптин хали йашайдиған кишиләр арисидиму шавқун-сүрән чиқармиған болса, ундақ бир тәләп мәйданға чиқмиған болатти.
 
қурбан мамут 90-йиллардин кейин «шинҗаң мәдәнийити» жорнилида йашларға алаһидә орун бәргән, уларни йетәклигән иди. жорналда тәсис қилған «тәпәккур тәрмәчлири» сәһиписи йеңидин иҗадийәткә киришкән, өзи йазалмисиму йезилғанлардин қандан бәһирлинишни билидиған йашларға пурсәт йаратқан иди. у йашларға алаһидә көңүл бөлүп уларниң әсәрлиригә, хизмитигә, техиму йуқури өрлишигә пурсәт йаритип берәтти. мениң билишимчә, тоққузақ наһийә, опал йезисида ишләйдиған бир оқутқучи қизниң әвәткән һикайиси қурбан мамутқа йарап кетип елан қилинған. қурбан мамут наһийилик маарип идарисиниң башлиқиға телефон қилип, бу қизни маарип идарисиниң оқутуш тәтқиқат бөлүмигә тәвсийә қилған икән. бу қиз шу орунда йахши ишләп, өзлигидин енгилизчә өгинип, шинҗаң унвериститиниң магистир аспрантлиқиға оқушқа маңған иди.
 
қурбан мамут «шинҗаң мәдәнийити» жорнилиниң һәр санида илмий мақалиләргә орун бәргән, илмий тәпәккурниң әдәбий жорналлардин, хәлқтин айрилип қелишиға хатимә бәргән иди. уйғурчә илмий жорналлар асасән али мәктәпләрдин чиқидиған болғачқа китапханиларда сетилмайтти. бундақ жорналлардики билимләрдин шу кәспниң әһли болмиған кишиләр бихәвәр қалатти. «шинҗаң мәдәнийити» тарих, писхологийә, җәмийәтшунаслиқ, инсаншунаслиқ, қанун қатарлиқ пәнләрдә йетишкән мутәхәсисләрниң мақалә вә тәһлиллирини елан қилип, уйғурлар арисида йуқириқи пәнләргә даир билимләрниң омумлишиши, чоңқурлишишиға һәссә қошқан.
 
қурбан мамут уйғур җәмийитидә аммибап мақалә (публистик мақалә дейилгән) жанерини омумлаштуруп әдәбий жанирларда йазмайдиған, һекайәсиз йезиқчилиқ билән шуғуллиниш маһиллиқидики кишиләргә бир таллашни тәқдим қилди. бу али мәктәпләрниң илмий жорналлириға маслашмайдиған, әдәбий жорналлар қобул қилмайдиған бир түркүм әсәләргә чиқиш йоли йаратти. нәтиҗидә уйғурларда «шинҗаң мәдәнийити» гә йезиш қизғинлиқи көтүрүлди. һәтта уйғур оқурмәнләрдә бир аммибап мақалиниң сүпитини «шинҗаң мәдәнийити» дә елан қилинған йаки қилинмиғанлиқи билән өлчәйдиған йүзлиниш шәкилләнди.
 
қурбан мамутниң «шинҗаң мәдәнийити» дә вуҗутқа чиқарған мувәппәқийити уйғурчә жорналларда мәзмун йеңилинишқа, йеңичә тәпәккур билән уйғур оқурмәнләргә йүзлинишкә түрткә болди. «шинҗаң мәдәнийити» уйғур нәшрийатчилиқида бир әндизә йаратти. нәтиҗидә «турпан», «бостан», «қомул әдәбийати», «мирас» қатарлиқ уйғурчә жорналлар бу мувәппәқийәтлик әндизә бойичә йол тутуп оқурмәнләрниң алқишиға еришти.
 
қурбан мамут уйғур тилиниң башқа милләтләр арисидики нопузи вә тәсирини кеңәйтиш вә күчләндүрүшкә алаһидә әһмийәт бәргән. у «шинҗаң мәдәнийити» дә уйғур тилида йезиқчилиқ қилидиған башқа милләт йазғучилириниң әсәрлирини елан қилишқа әһмийәт бәрди. уларни уйғурчә йезишқа риғбәтләндүрди. шуниң бу уйғурчә жорнал вәтинимзидә уйғурчә билидиған башқа милләтләрму сөйүп оқуйдиған нәшир әпкариға айланди. нәтиҗидә мәхсус «шинҗаң мәдәнийити» гә мақалә йазидиған қазақ вә қирғиз йазғучилар барлиққа кәлди. болупму абдурахман әзиз оғли уйғурчә әсәрлири арқилиқ уйғур, қазақ вә қирғиз оқурмәнләрни өзигә җәлип қилди.
 
қурбан мамут «шинҗаң мәдәнийити» жорнилини 30 йилға йеқин чиқарди. дунйадики нурғун мувәппәқийәт қазанған кишиләргә 30 йил бир кәсип өгнишкә, аилә қурушқа, йаки бирәр ширкәт қурушқа йетиши мумкин. әмма қурбан мамутқа бу оттуз йил бирмилләтниң иҗадийәт һайатини йеңилашқа, сәнәт роһини урғутушқа, пәнни тәпәккурини йүксәлдүрүшкә, илмий қуввитини қанатландурушқа йәтти. қурбан мамутниң бу иқтидари уни арамға чиққандин кейинму уйғур тәпәккур әһлиниң тәшкилатчиси сүпитидә тутуп турди. қурбан мамутниң бу йиқилмас нопузи хитайниң көзигә миқтәк қадилип уни зулум оқиға нишан қилди.
 
қурбан мамутниң қисқичә тәрҗимиһали
 
төһпикар журналист қурбан мамут 1950-йили куча наһийә беһишбағ йеза бостан кәнтидә туғулған. 1968-йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүткүзүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқиған. 1976-йилдин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истанисисида мухбир, муһәррир, 1985-йилдин 2011-йилғичә «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп пенсийәгә чиққан. 2018-йили тутқун қилинған.
 
(фото сүрәт: 2013-йили 14-май, куча наһийәсидә өтгүзүлгән устаз, журналист, шаир қурбан мамутқа тон кийдүрүш мурасими)
 
2021-йили 4-йанвар, норвегийә