хитай даирилири шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқни давамлаштуруш билән биргә, хәлқараниң диққитини бураш үчүн түрлүк тәшвиқат паалийәтлириниму елип бармақта. шулардин бери, шәрқий түркистанниң сайаһәтчиликини тәшвиқ қилиш болуп, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши йеқинда илан қилған бир доклатида, сайаһәт ширкәтлирини шәрқий түркистанға сайаһәт мулазимити тәминләшни тохтитишқа чақирған.
вашингтонға җайлашқан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) 30-авғуст «ирқий қирғинчилиқ сайаһити: шәрқий түркистандики хәлқаралиқ сайаһәт паалийәтлири» сәрләвһәлик йеңи доклат елан қилған болуп, мәзкур тәшкилат доклатида, хәлқаралиқ сайаһәт ширкәтлириниң шәрқий түркистанға сайаһәт тәшкиллишиниң йәрлик уйғурларға һечқандақ мәнпәәт илип кәлмәйдиғанлиқини, хитайниң елип бериватқан «инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқи қирғинчилиқ» сийаситини йөгәшкә йардәм беридиғанлиқини оттуриға қойған. бу сәвәб билән сайаһәт ширкәтлирини уйғур елигә сайаһәт тәшкилләшни тохтитишқа чақирған.
доклатта америка, әнглийә, канада қатарлиқ дөләтләрдики хәлқаралиқ сайаһәт ширкәтлириниң үрүмчи вә қәшқәргә сайаһәт қилидиған мулазимәтләрни давамлиқ йолға қойғанлиқи, бу қилмишларниң әмәлийәттә хитайниң бастуруш сийасәтлири вә сахта тәшвиқатиға йардәм қилғанлиқ болидиғанлиқи көрситип өтүлгән. доклатта, хитайниң уйғурларни бастуруш сийасити давамлишиватқан, уйғурларниң кимлики вә мәдәнийити йоқ қилиниватқан бу вәзийәттә уйғур елигә сайаһәткә беришниң җинайәткә көз йумушла әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң «вәзийәтни нормаллаштуруш» урунушиға йардәм қилидиғанлиқ болидиғанлиқи көрситилгән.
уйғур кишилик һоқуқ қурулуши доклатниң кириш сөз қисмида, шәрқий түркистанға сайаһәт мулазимити тәминләватқан хәлқаралиқ сайаһәт ширкәтлири һәққидә төвәндики нуқтиларни тәкитлигән:
1. даңлиқ хәлқаралиқ сайаһәт ширкәтлири һазир ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр ичидә шәрқий түркистанға сайаһәт мулазимити билән тәминләйду.
2. қәшқәр, турпан, үрүмчи вә башқа сайаһәт нуқтилиридики бекәтләр ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә четишлиқ болуп, булар диний етиқад вә сөз әркинликини бастуруш, маддий вә ғәйри маддий мәдәнийәт мираслирини йоқитиш, шундақла уйғур вә башқа түркйй милләтләргә қаритилған кәң көләмлик ирқ архипи турғузуш, назарәт қилиш, лагер вә түрмиләргә қамашни өз ичигә алиду.
3. сайаһәт ширкәтлири сайаһәт истемал мәқситидә хитайниң һөкүмитиниң «чәтәлликләргә» қаратқан байанлирини тәкрарлайду вә күчәйтиду.
4. бу сайаһәтләрниң көпинчиси зийарәтчиләрни намувапиқ вә мәсилә бар «тәҗрибә» билән тәминләйду, мәсилән уйғурларниң өйлирини зийарәт қилиш дегәндәк, бихәтәрлик вә дөләтниң контрол қилиш муһитини көздә тутуп, аилиләр буни рәт қилалмайду. бу шәхсий мәхпийәтликкә еғир дәхли-тәруз қилғанлиқ болуп, уйғур өйлиридә елип берилған көзитиш сийаситиниң давамлишишиға йардә қилғанлиқ болиду.
5. бу сайаһәт ширкәтлири шәрқий түркистанға сайаһәтчиләрни елип келиш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кимликини йоқитишни мәқсәт қилған ирқий қирғинчилиқ сийаситиниң нормаллишишини вастилик қоллайду вә уйғур хәлқиниң «уйғур кимлики»ниң таман рәт қилинишини күчәйтиду.
6. сайаһәт ширкәтлири вә сода җәмийәтлиригә қилидиған йәттә түрлүк тәвсийә шәрқий түркистанға сайаһәтни ахирлаштурушни вә ширкәтләрниң ички, санаәт вә хәлқара муһит, иҗтимаий вә башқуруш өлчимигә йетишни тәләп қилиду.